14
Самарийәниң өз гунайи өз зиммисигә қоюлиду;
Чүнки у өз Худасиға бойнини қаттиқ қилған;
Улар қилич билән жиқилиду,
Бовақлири парә-парә қилип чеқиветилиду,
Һамилдар аяллири йериветилиду.Һош. 10:14
 
 
Исраилниң кәлгүсидә товва қилиши, қутқузулуп әслигә кәлтүрүлүши
И Исраил, Пәрвәрдигар Худайиңниң йениға иккиләнмәй қайтип кәл!
Чүнки өз қәбиһлигиң билән путлишип жиқилғансән.Һош. 12:7
Өзүңлар билән биллә сөзләрни епкелиңлар,
Пәрвәрдигарниң йениға қайтиңлар;
Униңға: — «Барлиқ қәбиһликни кәчүргәйсән,
Шапаәт билән бизни қобул қилғайсән,
Шуниң билән биз Саңа ләвлиримиздики «буқа қурбанлиқлар»ни тутимиз — дәңлар.«...«буқа қурбанлиқлар»ни тутимиз — «буқа қурбанлиқлар» Худаға атап беғишлинидиған «көйдүрмә қурбанлиқ»лар ичидә әң қиммәтлик қурбанлиқ еди. Мошу йәрдә көчмә мәнидә ишләткән, әлвәттә. У «ләвлиримиздики мол ибадәт-мәдһийә»ни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «ләвлиримиздики мевини тутимиз».
— «Асурийә бизни қутқузмайду,
Атларға минмәймиз;
Биз һәргиз өз қолимиз ясиғиниға: — «Худайимиз!» демәймиз;
Чүнки Сәндинла житим-йесирлар рәһим-шәпқәт тапиду».«Чүнки Сәндинла житим-йесирлар рәһим-шәпқәт тапиду»» — бу сөз Һошияниң балилириниң өз дадиси билән болған кәчүрмишини әкс әттүргән болиду.
 
— Мән уларни «арқиға чекинишлири»дин сақайтимән,
Мән уларни чин көңлүмдин халап сөйимән;
Чүнки Мениң ғәзивим униңдин янди.
Мән Исраилға шәбнәмдәк болимән;
У нилупәрдәк бәрқ уриду,
Йилтизлири Ливан кедир дәриғидәк йилтиз тартиду;
Униң бихлири шахлап йейилиду,
Униң гөзәллиги зәйтун дәриғидәк,
Пуриғи Ливан кедириниңкидәк болиду.
Хәлиқ қайтип келип, униң сайиси астида олтириду;
Улар зираәтләрдәк яшнайду,
Үзүм телидәк чечәкләйду;
Ливанниң шараплири ағзида қалғандәк, есидә шерин қалиду. «Ливанниң шараплири ағзида қалғандәк, есидә шерин қалиду» — ибраний тилида: «Униң әсләтмиси Ливандики шарапниңкидәк болиду».
Әфраим: «Мениң бутлар билән йәнә немә карим!» — дәйдиған болиду.
«Мән униңға җавап беримән, униңдин хәвәр алимән!
«Мән япйешил бир қариғайдурмән».
«Сениң мевәң Мәндиндур!»«Әфраим: «Мениң бутлар билән йәнә немә карим!» — дәйдиған болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У (Худа Әфраимға) «И Әфраим, Мениң бутлар билән немә алақәм болсун!» — дәйду».
10 Ким дана болуп, бу ишларни чүшинәр? Чечән болуп, буларни биләр?
Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллири дурустур,
Һәққанийлар уларда маңиду;
Бирақ итаәтсизләр уларда путлишип жиқилиду.Пәнд. 10:29

14:1 Һош. 10:14

14:2 Һош. 12:7

14:3 «...«буқа қурбанлиқлар»ни тутимиз — «буқа қурбанлиқлар» Худаға атап беғишлинидиған «көйдүрмә қурбанлиқ»лар ичидә әң қиммәтлик қурбанлиқ еди. Мошу йәрдә көчмә мәнидә ишләткән, әлвәттә. У «ләвлиримиздики мол ибадәт-мәдһийә»ни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «ләвлиримиздики мевини тутимиз».

14:4 «Чүнки Сәндинла житим-йесирлар рәһим-шәпқәт тапиду»» — бу сөз Һошияниң балилириниң өз дадиси билән болған кәчүрмишини әкс әттүргән болиду.

14:8 «Ливанниң шараплири ағзида қалғандәк, есидә шерин қалиду» — ибраний тилида: «Униң әсләтмиси Ливандики шарапниңкидәк болиду».

14:9 «Әфраим: «Мениң бутлар билән йәнә немә карим!» — дәйдиған болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У (Худа Әфраимға) «И Әфраим, Мениң бутлар билән немә алақәм болсун!» — дәйду».

14:10 Пәнд. 10:29