Йоел
1
Чекәткә апити Пәрвәрдигарниң күнигә бешарәт бериду
Пәрвәрдигарниң Петуелниң оғли Йоелға чүшкән сөзи: —
«И қерилар, аңлаңлар;
Зиминда барлиқ туруватқан һәммәйлән, қулақ селиңлар;
Өз күнлириңларда яки ата-бовилириңларниң күнлиридиму шундақ бир иш болуп баққанму?
Балилириңларға шуни ейтип бериңлар,
Балилириңлар өз балилириға ейтсун,
Уларму келәр дәвиргә ейтсун: —
«Чишлигүчи қурут» қалдурғанни чекәткә йәп болди,
Чекәткә қалдурғанни чекәткә личинкилири йәп болди,
Чекәткә личинкилири қалдурғанни «вәйранчи қурут»лар йәп болди.««Чишлигүчи қурут»лар... «вәйранчи қурут»лар — «чекәткә личинкә» вә «вәйранчи қурут»лар болса бәлким чекәткиниң өсүш җәрянидики үч хил шәкли, болмиса үч хил башқа зияндаш һашарәтләр болуши мүмкин.
Әй, һарақкәшләр, ойғинип қаттиқ жиғлаңлар,
Һувлишиңлар, и шарап ичкүчиләр,
Йеңи шарап түпәйлидин —
Чүнки у ағзиңдин елип ташланди.
Чүнки бир хәлиқ, күчлүк, сансизлиған хәлиқ,
Зиминим үстигә бесип кәлди;
Униң чишлири болса ширниң чишлири,
Униңда ширниң һиңгаң чишлири бардур;
У Мениң үзүм таллиримни вәйранә қиливәтти,
Әнҗир дәриғимниң қовзақлирини сийривәтти,
Уларни ялаңачлап, ташливәтти;
Уларниң шахлири ақливетилди.
Яшлиғидики ери үчүн матәм тутуп бөз кийимләргә оранған нәвҗувандәк қаттиқ пиған чекиңлар;
Пәрвәрдигарниң өйи «ашлиқ һәдийә»дин һәм «шарап һәдийә»ләрдин мәһрум қилинди;
Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири матәм тутиду.««ашлиқ һәдийә»дин һәм «шарап һәдийә»ләр...» — «ашлиқ һәдийә»ләр һәм «шарап һәдийә»ләр адәттә «көйдүрмә қурбанлиқ»лар һәм «тәшәккүр қурбанлиқ»лириниң үстигә қуюлатти. «каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири» — «каһин» муқәддәс ибадәтханида пухралар үчүн мәхсус қурбанлиқни көйдүргүчи киши.
10 Етизлар чөлдәрәп кәтти,
Зимин матәм тутиду;
Чүнки зираәтләр ғазан болди,
Йеңи шарап қуруп кәтти,
Зәйтун мейи қағҗириди.
11 Һәй деханлар, уюлуңлар;
Буғдайлар һәм арпилар үчүн ялвуруңлар, и үзүмчиләр,
Чүнки етизларниң һосуллири қуруп кәтти.
12 Үзүм тели қағҗирап кәтти,
Әнҗир дәриғи солишип қалди,
Анар дәриғи, хорма палмиси һәм алма дәриғиму,
Даладики барлиқ дәрәқләр солишип кәтти;
Бәрһәқ, шатлиқму адәм балилирида солишип кәтти.
13 Белиңларни бағлаңлар, пәряд оқуңлар, и каһинлар;
Һувлаңлар, и қурбангаһниң хизмәтчилири;
Кечичә бөз кийимләрни кийип дүм йетиңлар, и Худаниң хизмәтчилири;
Чүнки Худайиңларниң өйидин «ашлиқ һәдийә» һәм «шарап һәдийә» үзүлүп қалди.«Худайиңларниң өйи» — муқәддәс ибадәтханини көрситиду.
14 «Роза тутайли» дәп Худаға мәхсус бир мәзгилни айриңлар,
Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар;
Ақсақалларни, зиминда туруватқанларниң һәммисини Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә жиғип,
Пәрвәрдигарға налә көтириңлар!Йо. 2:12-15
 
15 «Аһ, шу күн!
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни йеқинлашти,
У Һәммигә Қадир тәрипидин һалакәт болуп келиду.«У (шу күн) Һәммигә Қадир тәрипидин һалакәт болуп келиду» — мошу сөз Йоелға замандаш Йәһудий хәлқиниң көпинчисини чөчитидиған алаһидә гәп. Улар: ««Пәрвәрдигарниң күни» биз Йәһудий хәлқигә ниҗатни елип келиду, һәр бир башқа милләткә һалакәтни елип келиду» дәп ойлайтти. Йоел пәйғәмбәр шу күниниң һәр бир гунакар адәмгә (мәйли Йәһудий болсун, Йәһудий болмисун) һалакәт елип келиду, дәп җакалайду.  Йәш. . 2:9-22; 13:6
16 Мана, ғиза көз алдимиздин елип ташланди әмәсму?
Шатлиқ, хошаллиқ Худайимизниң өйидин елип ташланди әмәсму?«Худайимизниң өйи» — муқәддәс ибадәтханини көрситиду, әлвәттә.
17 Уруқлар топа-чалмилар астида чирип кәтти,
Амбарлар харабиләшти,
Боғузханилар ғулап чүшти;
Чүнки зираәтләр ғазаң болди.
18 Чарпайлар шундақ һөкиришип кәтти!
Кала падилири патипарақ болди,
Отлақни тапалмиғач;
Қой падилириму өзи «гунайимиз бар» дегәндәк мәйүсләнди;«Чарпайлар шундақ һөкиришип кәтти! Кала падилири патипарақ болди, отлақни тапалмиғач; қой падилириму өзи «гунайимиз бар» дегәндәк мәйүсләнди» — һәтта чарвилар, даладики һайванлар Худаға нида көтәрватқанға охшайду (20-айәтниму көрүң). Немишкә әнди Худаниң хәлқи Униңға һеч дуа қилмайду?
19 Аһ, Пәрвәрдигар, нида қилимән Саңа;
Чүнки от ялқунлири җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти,
Ялқун даладики барлиқ дәрәқләрни көйдүрүвәтти.
20 Даладики һайванларму Саңа нида қилиду,
Чүнки ериқ-өстәңләр қуруп кәтти,
От-ялқун җаңгалдики от-чөпләрни йәвәтти.
 
 

1:4 ««Чишлигүчи қурут»лар... «вәйранчи қурут»лар — «чекәткә личинкә» вә «вәйранчи қурут»лар болса бәлким чекәткиниң өсүш җәрянидики үч хил шәкли, болмиса үч хил башқа зияндаш һашарәтләр болуши мүмкин.

1:9 ««ашлиқ һәдийә»дин һәм «шарап һәдийә»ләр...» — «ашлиқ һәдийә»ләр һәм «шарап һәдийә»ләр адәттә «көйдүрмә қурбанлиқ»лар һәм «тәшәккүр қурбанлиқ»лириниң үстигә қуюлатти. «каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири» — «каһин» муқәддәс ибадәтханида пухралар үчүн мәхсус қурбанлиқни көйдүргүчи киши.

1:13 «Худайиңларниң өйи» — муқәддәс ибадәтханини көрситиду.

1:14 Йо. 2:12-15

1:15 «У (шу күн) Һәммигә Қадир тәрипидин һалакәт болуп келиду» — мошу сөз Йоелға замандаш Йәһудий хәлқиниң көпинчисини чөчитидиған алаһидә гәп. Улар: ««Пәрвәрдигарниң күни» биз Йәһудий хәлқигә ниҗатни елип келиду, һәр бир башқа милләткә һалакәтни елип келиду» дәп ойлайтти. Йоел пәйғәмбәр шу күниниң һәр бир гунакар адәмгә (мәйли Йәһудий болсун, Йәһудий болмисун) һалакәт елип келиду, дәп җакалайду.

1:15 Йәш. . 2:9-22; 13:6

1:16 «Худайимизниң өйи» — муқәддәс ибадәтханини көрситиду, әлвәттә.

1:18 «Чарпайлар шундақ һөкиришип кәтти! Кала падилири патипарақ болди, отлақни тапалмиғач; қой падилириму өзи «гунайимиз бар» дегәндәк мәйүсләнди» — һәтта чарвилар, даладики һайванлар Худаға нида көтәрватқанға охшайду (20-айәтниму көрүң). Немишкә әнди Худаниң хәлқи Униңға һеч дуа қилмайду?