2
Чекәткиләрниң вәйранчилиғи
Зион теғида канай челиңлар,
Муқәддәс теғимда агаһ сигналини аңлитиңлар;
Зиминда турғучи һәммәйлән дир-дир титрисун;
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни келиду, у йеқиндидур.«Зион теғида канай челиңлар» — «Зион» яки «Зион теғи» — Йерусалим шәһири, җүмлидин муқәддәс ибадәтхана җайлашқан тағдур. «Зион» бәлким «көрүнәрлик» дегән мәнидә. У дайим Худаниң Өз хәлқигә һимайә болғиниға символ болиду. «канай челиңлар» — ибраний тилида «бурға челиңлар».  Йо. 1:15; Зәф. 1:14, 15
У күн болса қараңғу һәм сүр күн,
Булутлар қапланған һәм қапқараңғу зулмәт күн, — таң сәһәр тағлар үстигә йейилғандәк,
Зор һәм күчлүк бир хәлиқ келиду;
Уларға охшаш болғучилар болуп бақмиған,
Улардин кейинму, дәвирдин-дәвиргә йәнә болмайду.
Уларниң алдида көйдүргүчи от маңиду,
Уларниң кәйнидә болса бир ялқун көйдүрүп өтиду;
Келиштин бурун зимин «Ерән бағчиси»дәк,
Бирақ уларниң тапини тәккәндин кейин гүл-гиясиз чөл-баяван болиду;
Бәрһәқ, улардин һеч немә қечип қутулалмайду.
Уларниң қияпити атқа охшайду,
Атлиқ ләшкәрдәк чапиду.
Җәң һарвулири гүлдүрлигәндәк сада билән улар тағ чоққилиридин сәкрәп өтиду;
Пахални параслап көйдүргән от авазидәк тараслап маңиду,
Дәбдәбилик сәп түзәп турған күчлүк қошундәк жүриду,
Уларниң алдида әлләр қаттиқ азаплиниду,
Һәммә чирай татирип кетиду.
Улар палванлардәк жүгүриду;
Җәңчиләрдәк сепилдин артилип өтиду;
Һәммиси өз алдиға қарап жүрүш қилиду;
Сәплирини һеч бузмайду.
Һеч қайсиси өз қериндишини қистимайду;
Һәр қайсиси өз йолида маңиду;
Қуралларға етилсиму, яриланмай өтүп маңиду;«Қуралларға етилсиму, яриланмай өтүп маңиду» — бир нәччә хил тәрҗимиси болуши мүмкин. Ибраний тилини чүшиниш тәс.
Шәһәрниң һәммә йеригә чепишиду;
Сепил үстидә жүгүрүп жүриду;
Өйләргә ямишип чиқиду;
Деризиләрдин оғридәк кириду.
10 Улар алдида йәр-зиминни титрәк басиду,
Асманлар тәвринип кетиду;
Қуяш һәм ай қараңғулишип кетиду,
Юлтузлар җуласини қайтурувалиду.Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:31, 3:15
11 Пәрвәрдигар Өз қошуни алдида авазини қоюветиду,
Чүнки Униң баргаһи паянсиздур;
Униң сөзини орунлиғучи күчлүктур;
Чүнки Пәрвәрдигарниң күни улуқ, интайин дәһшәтликтур;
Ким уни көтирәлисун?Йәр. 30:7; Ам. 5:18; Зәф. 1:15
12 Бирақ һәтта һазирму, — дәйду Пәрвәрдигар,
— Чин көңлүңләр билән, розилар билән, жиғилар билән матәм тутуп Мениң йенимға қайтип келиңлар;Йәр. 4:1
13 Кийим-кечигиңларни әмәс, бәлки жүрәк-бағриңларни тилип,
Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға қайтип бериңлар;
Чүнки У меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил,
Асан ғәзәпләнмәйду, зор меһир-муһәббәтликтур,
Яманлиқтин янидиған Худадур. «Кийим-кечигиңларни әмәс, бәлки жүрәк-бағриңларни тилип,...» — кона заманларда қаттиқ қайғу-һәсрәтни билдүрүш үчүн хәқләр кийимлирини житатти.  Мис. 34:6; Зәб. 85:15; Юн. 4:2
14 Ким билиду, У җазалаштин йенип, рәһим қилип бирәр бәрикәтни,
Пәрвәрдигар Худайиңларға сунғидәк бирәр «ашлиқ һәдийә» һәм «шарап һәдийә»ни қалдуруп кетәмду техи?Юн. 3:9
15 Зион теғида канай челиңлар,
«Роза тутайли» дәп Худаға мәхсус бир мәзгилни айриңлар,
Җамаәткә мәхсус жиғилимиз, дәп җакалаңлар;«канай челиңлар» — ибраний тилида «бурға челиңлар».  Йо. 1:14
16 Әлни жиғиңлар, җамаәтни пакландуруңлар,
Ақсақалларни җәм қилиңлар, балиларни, емиватқанларниму жиғиңлар;
Той қиливатқан жигит өз өйидин,
Ятлиқ болидиған қиз һуҗрисидин чиқсун;«Әлни жиғиңлар, җамаәтни пакландуруңлар» — мошу «пакландуруш» бәлким һәр бир адәмни Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән муқәддәс қанунда бекитилгән һәр бир һарам нәрсидин айриветиш дегәнликтур. «Той қиливатқан жигит өз өйидин, ятлиқ болидиған қиз һуҗрисидин чиқсун» — «Қан.» 20:7, 24:5 билән селиштурсақ, вәзийәтниң җиддийлиғи техиму ениқ көрүниду.
17 Каһинлар, йәни Пәрвәрдигарниң хизмәтчилири айван билән қурбангаһ оттурисида жиға-зерә көтәрсун,
Улар ейтсунки, «И Пәрвәрдигар, Өз хәлқиңгә ичиңни ағритқайсән,
Өз мирасиңни хорлуқтин сақлап,
Уларни әлләргә сөз-чөчәк болушқа қоймиғайсән;
Әл-жутлар арисида: «Уларниң Худаси қени?» дейилмисун».«(Ибадәтханидики) айван билән қурбангаһ оттурисида жиға-зерә көтириңлар» — немишкә әшу җайда шундақ қилиш керәк? Пикримизчә, бу әмир бир нәччә жил илгәрки бир вақиә билән зич мунасивәтлик, йәни Йәһуданиң падишаси Йоаш Зәкәрия дегән каһин-пәйғәмбәрни дәл әшу йәрдә өлтүрүвәткән («2Тар.» 24:21 һәм «Мат.» 23:35ни көрүң). «Өз мирасиңни хорлуқтин сақлап... » — «Пәрвәрдигарниң мираси» мошу йәрдә, шүбһисизки, өз хәлқини көрситиду.  Зәб. 41:11; 78:10; 114:2
 
18 Андин Пәрвәрдигар Өз зиминиға отлуқ муһәббитини,
Өз хәлқигә рәһим-шәпқәтни көрсәтти;
19 Пәрвәрдигар җававән Өз хәлқигә мундақ деди: —
«Мана, Мән силәргә буғдай, йеңи шарап вә зәйтун мейини әвәтимән,
Силәр булардин қандурулисиләр;
Вә Мән силәрни қайтидин әлләр арисида шәрмәндә қилип қоймаймән;«Андин Пәрвәрдигар ... рәһим-шәпқитини көрсәтти (18-айәт)... Өз хәлқигә мундақ деди: ... » — қариғанда хәлиқ Худаниң сөзи бойичә дуа-тилавәт қилған, Худа дәрвәқә уларниң дуасиға һазир җавап бериду.
Бәзи алимлар бу сөзләрни: «Андин Пәрвәрдигар ... рәһим-шәпқәтни көрситиду... бәрһәқ мундақ дәйду: ... » дәп тәрҗимә қилиду.
20 Һәм шималдин кәлгүчини силәрдин жирақ қилип,
Униң алди қисмини шәрқий деңизға,
Кәйни қисмини ғәрбий деңизға қоғливетимән;
Уни чөл бир зиминға һайдиветимән;
Униң сесиқлиғи пурап туриду,
Пасиқ һиди чиқиду;
Чүнки у «чоң ишларни қилғучимән» дәп өзини улуқ қилмақчи болиду.«Һәм шималдин кәлгүчини силәрдин жирақ қилип,...» — «шималдин кәлгүчи» болса бәлким бирла вақитта бизгә икки бешарәтни тәң көрситип бериду. Биринчидин, Йоел пәйғәмбәрниң заманидики, шималдин кәлгән «чекәткә қошуни»ни көрситиду; иккинчидин, ахирқи замандики, шималдин келидиған, Исраил хәлқигә һуҗум қилидиған, Шәйтан қозғайдиған чоң бир қошунниму көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң. «Униң алди қисмини шәрқий деңизға, кәйни қисмини ғәрбий деңизға...» — «шәрқий деңиз» «Өлүк Деңиз»ни, «Ғәрбий Деңиз» «Оттура Деңиз»ни көрситиду. «Чүнки У (Пәрвәрдигар) «чоң ишларни қилғучимән...» — башқа бир хил тәрҗимиси «Чүнки У (Пәрвәрдигар) улуқ ишларни қиливатиду» (21-айәттикидәк).
21 Қорқма, и зимин;
Шатлинип хошал бол;
Чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қилған.«Чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қилған» — яки «чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қиливатиду».
22 И даладики һайванлар, қорқмаңлар;
Чүнки чөллүктики от-чөпләр бәрқ урмақта;
Дәрәқ мевисини бәрмәктә,
Әнҗир дәриғи, үзүм тели толуқ һосул бериду.
23 Һәм силәр, Зионниң балилири, шатлинип Пәрвәрдигар Худайиңлардин хурсән болуңлар;
Чүнки У һәққанийлиқ бойичә силәргә «авалқи ямғурлар»ни бериду;
У силәргә һөл-йеғин бериду,
Йәни башта болғандәк «авалқи ямғурлар» һәм «кейинки ямғурлар»ни яғдуриду.«Чүнки У һәққанийлиқ бойичә силәргә «авалқи ямғурлар»ни бериду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки У силәргә «һәққанийлиқни үгәткүчи»ни әвитиду, һөл-йеғин бериду». Икки тәрҗимиси бәлким тәң инавәтлик болуши мүмкин; ундақта «һәққанийлиқни үгәткүчи» Қутқузғучи-мәсиһни көрситиши керәк болиду. «У силәргә һөл-йеғин бериду, йәни башта болғандәк «авалқи ямғурлар» һәм «кейинки ямғурлар»ни яғдуриду» — «авалқи ямғурлар» (яки «дәсләпки ямғурлар») Қанаанда 10-айда яғиду вә униң вастиси билән тупрақ юмшитилип, йәр һайдаш андин уруқ чечиш мүмкин болиду. «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3- яки 4-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, уни бәк қәдирләйду.
24 Хаманлар буғдайға толған болиду,
Идиш-күпләр йеңи шарап һәм майларға толуп ташиду.
25 Вә Мән силәргә чекәткиләр, чекәткә личинкилири, «вәйранчи қурут»лар, «чишлигүчи қурут»лар,
Йәни Мән араңларға әвәткән улуқ қошунум йегән жилларни қайтуруп беримән;Йо. 1:4
26 Силәр болушичә йәп, қандурулисиләр,
Шуниңдәк силәргә карамәт ишларни көрсәткән Пәрвәрдигар Худайиңларниң намини мәдһийиләйсиләр;
Шуниң билән Мениң хәлқим һәргиз йәнә хиҗаләткә қалмайду.
27 Силәр Мениң Исраил ичидә турғанлиғимни,
Шундақла Мәнки Пәрвәрдигар силәрниң Худайиңлар екәнлигимни,
Мәндин башқа һеч ким болмайдиғанлиғини билисиләр;
Шуниң билән Мениң хәлқим һәргиз йәнә хиҗаләткә қалмайду.
28 Һәм кейин, Мән Өз Роһумни барлиқ әт егилири үстигә қуйимән;
Силәрниң оғул-қизлириңлар бешарәт бериду,
Қерилириңлар аламәт чүшләрни көриду,
Жигитлириңлар ғайипанә аламәт көрүнүшләрни көриду;«Силәрниң оғул-қизлириңлар бешарәт бериду» — яки «силәрниң оғул-қизлириңлар пәйғәмбәрлик қилиду».  Йәш. 44:3; Әз. 39:29; Рос. 2:17
29 Бәрһәқ, шу күнләрдә қуллар үстигиму, дедәкләр үстигиму Роһумни қуйимән.
30 Мән асманларда, зиминдә карамәтләрни,
Қан, от, ис-түтәк түврүклирини көрситимән.
31 Пәрвәрдигарниң улуқ һәм дәһшәтлик күни кәлмигичә,
Қуяш қараңғулуққа,
Ай қанға айландурулиду.Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш.13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13
32 Һәм шундақ әмәлгә ашурулидуки,
Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилғанларниң һәммиси қутқузулиду;
Чүнки Пәрвәрдигар дегинидәк, Зион теғида һәм Йерусалимда,
Һәмдә Пәрвәрдигар чақирмақчи болған «қалдиси»лар үчүн қутқузуш-ниҗат болиду. «Пәрвәрдигар чақирмақчи болған «қалдиси»лар...» — яки «Пәрвәрдигар чақириватқан «қалдиси»лар...». «(Пәрвәрдигарниң) «қалдиси»» — Тәвратта, пәйғәмбәрләрниң язмилирида көп көрүлидиған тема яки мавзудур. Исраил хәлқиниң һәм әлләрниң көп қисми Худадин жирақлишип кәткән болсиму, улар арисида Худаниң меһри-шәпқити билән, Өзигә садиқ бир «қалдиси»ниң һаман һәрдайим тепилидиғанлиғи көрситилиду.  Об. 17; Рим. 10:13
 
 

2:1 «Зион теғида канай челиңлар» — «Зион» яки «Зион теғи» — Йерусалим шәһири, җүмлидин муқәддәс ибадәтхана җайлашқан тағдур. «Зион» бәлким «көрүнәрлик» дегән мәнидә. У дайим Худаниң Өз хәлқигә һимайә болғиниға символ болиду. «канай челиңлар» — ибраний тилида «бурға челиңлар».

2:1 Йо. 1:15; Зәф. 1:14, 15

2:8 «Қуралларға етилсиму, яриланмай өтүп маңиду» — бир нәччә хил тәрҗимиси болуши мүмкин. Ибраний тилини чүшиниш тәс.

2:10 Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:31, 3:15

2:11 Йәр. 30:7; Ам. 5:18; Зәф. 1:15

2:12 Йәр. 4:1

2:13 «Кийим-кечигиңларни әмәс, бәлки жүрәк-бағриңларни тилип,...» — кона заманларда қаттиқ қайғу-һәсрәтни билдүрүш үчүн хәқләр кийимлирини житатти.

2:13 Мис. 34:6; Зәб. 85:15; Юн. 4:2

2:14 Юн. 3:9

2:15 «канай челиңлар» — ибраний тилида «бурға челиңлар».

2:15 Йо. 1:14

2:16 «Әлни жиғиңлар, җамаәтни пакландуруңлар» — мошу «пакландуруш» бәлким һәр бир адәмни Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән муқәддәс қанунда бекитилгән һәр бир һарам нәрсидин айриветиш дегәнликтур. «Той қиливатқан жигит өз өйидин, ятлиқ болидиған қиз һуҗрисидин чиқсун» — «Қан.» 20:7, 24:5 билән селиштурсақ, вәзийәтниң җиддийлиғи техиму ениқ көрүниду.

2:17 «(Ибадәтханидики) айван билән қурбангаһ оттурисида жиға-зерә көтириңлар» — немишкә әшу җайда шундақ қилиш керәк? Пикримизчә, бу әмир бир нәччә жил илгәрки бир вақиә билән зич мунасивәтлик, йәни Йәһуданиң падишаси Йоаш Зәкәрия дегән каһин-пәйғәмбәрни дәл әшу йәрдә өлтүрүвәткән («2Тар.» 24:21 һәм «Мат.» 23:35ни көрүң). «Өз мирасиңни хорлуқтин сақлап... » — «Пәрвәрдигарниң мираси» мошу йәрдә, шүбһисизки, өз хәлқини көрситиду.

2:17 Зәб. 41:11; 78:10; 114:2

2:19 «Андин Пәрвәрдигар ... рәһим-шәпқитини көрсәтти (18-айәт)... Өз хәлқигә мундақ деди: ... » — қариғанда хәлиқ Худаниң сөзи бойичә дуа-тилавәт қилған, Худа дәрвәқә уларниң дуасиға һазир җавап бериду. Бәзи алимлар бу сөзләрни: «Андин Пәрвәрдигар ... рәһим-шәпқәтни көрситиду... бәрһәқ мундақ дәйду: ... » дәп тәрҗимә қилиду.

2:20 «Һәм шималдин кәлгүчини силәрдин жирақ қилип,...» — «шималдин кәлгүчи» болса бәлким бирла вақитта бизгә икки бешарәтни тәң көрситип бериду. Биринчидин, Йоел пәйғәмбәрниң заманидики, шималдин кәлгән «чекәткә қошуни»ни көрситиду; иккинчидин, ахирқи замандики, шималдин келидиған, Исраил хәлқигә һуҗум қилидиған, Шәйтан қозғайдиған чоң бир қошунниму көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң. «Униң алди қисмини шәрқий деңизға, кәйни қисмини ғәрбий деңизға...» — «шәрқий деңиз» «Өлүк Деңиз»ни, «Ғәрбий Деңиз» «Оттура Деңиз»ни көрситиду. «Чүнки У (Пәрвәрдигар) «чоң ишларни қилғучимән...» — башқа бир хил тәрҗимиси «Чүнки У (Пәрвәрдигар) улуқ ишларни қиливатиду» (21-айәттикидәк).

2:21 «Чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қилған» — яки «чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қиливатиду».

2:23 «Чүнки У һәққанийлиқ бойичә силәргә «авалқи ямғурлар»ни бериду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки У силәргә «һәққанийлиқни үгәткүчи»ни әвитиду, һөл-йеғин бериду». Икки тәрҗимиси бәлким тәң инавәтлик болуши мүмкин; ундақта «һәққанийлиқни үгәткүчи» Қутқузғучи-мәсиһни көрситиши керәк болиду. «У силәргә һөл-йеғин бериду, йәни башта болғандәк «авалқи ямғурлар» һәм «кейинки ямғурлар»ни яғдуриду» — «авалқи ямғурлар» (яки «дәсләпки ямғурлар») Қанаанда 10-айда яғиду вә униң вастиси билән тупрақ юмшитилип, йәр һайдаш андин уруқ чечиш мүмкин болиду. «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3- яки 4-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, уни бәк қәдирләйду.

2:25 Йо. 1:4

2:28 «Силәрниң оғул-қизлириңлар бешарәт бериду» — яки «силәрниң оғул-қизлириңлар пәйғәмбәрлик қилиду».

2:28 Йәш. 44:3; Әз. 39:29; Рос. 2:17

2:31 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш.13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13

2:32 «Пәрвәрдигар чақирмақчи болған «қалдиси»лар...» — яки «Пәрвәрдигар чақириватқан «қалдиси»лар...». «(Пәрвәрдигарниң) «қалдиси»» — Тәвратта, пәйғәмбәрләрниң язмилирида көп көрүлидиған тема яки мавзудур. Исраил хәлқиниң һәм әлләрниң көп қисми Худадин жирақлишип кәткән болсиму, улар арисида Худаниң меһри-шәпқити билән, Өзигә садиқ бир «қалдиси»ниң һаман һәрдайим тепилидиғанлиғи көрситилиду.

2:32 Об. 17; Рим. 10:13