3
Нинәвә шәһиргә берип Худаниң хәвирини йәткүзүш
1 Пәрвәрдигарниң сөзи иккинчи қетим Юнусқа йетип мундақ дейилди: —
2 «Орнуңдин тур, Нинәвә дегән әшу бүйүк шәһәргә берип, Мән саңа тапшурған хәвәрни уларға җакала».
3 Юнус орнидин туруп Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Нинәвә шәһиригә барди. Нинәвә болса наһайити бүйүк бир шәһәр болуп, шәһәрниң өзила үч күнлүк йол еди.□«Үч күнлүк йол» — бәлким шәһәр вә униң әтрапидики җайлардин өтүш үчүн үч күн меңиш керәклигини көрситиду. Қедимки Нинәвә шәһириниң аһалиси икки миллион әтрапида еди. Бәзи алимлар «үч күнлүк йол» дегәнни шәһәрни айлинишқа үч күн кетиду дәп қарайду.
4 Юнус шәһәр ичигә кирип бир күн маңди, у: —
Қириқ күндин кейин, Нинәвә шәһири вәйран қилиниду! — дәп җакалиди.
5 Нинәвәдикиләр Худаниң сөзигә ишәнди. Улар роза тутулсун дәп елан қилип, мөтивәрләрдин тартип әң кичигигичә уларниң һәммиси бөз кийим кийди.□«бөз кийим кийиш» — қедимки заманларда адәмниң қаттиқ товва қилишини билдүрәтти. ■Мат. 12:41; Луқа 11:32 6 Бу сөз падишаға йәткәндә, уму тәхтидин туруп, тонини ташлап бөз кийим кийип күллүккә кирип олтарди.□«күллүк» — қедимки заманларда товва қилиш яки қаттиқ қайғуни билдүрүш үчүн адәмләр күл догисида олтиратти. Қедимки шәһәрләрниң сиртида адәттә чоң бир «күл догиси» болатти, Нинәвә шәһиридә мундақ күллүкләр көп болуши мүмкин еди. 7 У йәнә әмри арқилиқ пүткүл Нинәвә шәһиригә мунуларни җакалиди: — «Падиша һәм ақсүнәкләрниң ярлиғи бойичә, Нинәвә шәһиридики һеч қандақ адәм, ат-улақ, кала, қой падилири һеч нәрсигә еғиз тәгмисун; һеч нәрсини йемисун, суму ичмисун. 8 Һәр бир адәм вә һайван бөз кийсун, һәр бири Худаға қаттиқ пәряд көтәрсун; һәр бири яман йолдин янсун, һәр бири қолини зораванлиқтин үзсун; 9 ким билиду, буниң билән Худа қаттиқ ғәзивидин йенип бизни һалак қилмасмекин?». ■Йо. 2:14
10 Шуниң билән Худа уларниң әмәллирини, йәни яман йоллардин янғанлиғини көрүп, уларға қаратқан балайиқазани чүшүрүштин йенип, шу балияқазани чүшүрмиди.
□3:3 «Үч күнлүк йол» — бәлким шәһәр вә униң әтрапидики җайлардин өтүш үчүн үч күн меңиш керәклигини көрситиду. Қедимки Нинәвә шәһириниң аһалиси икки миллион әтрапида еди. Бәзи алимлар «үч күнлүк йол» дегәнни шәһәрни айлинишқа үч күн кетиду дәп қарайду.
□3:5 «бөз кийим кийиш» — қедимки заманларда адәмниң қаттиқ товва қилишини билдүрәтти.
□3:6 «күллүк» — қедимки заманларда товва қилиш яки қаттиқ қайғуни билдүрүш үчүн адәмләр күл догисида олтиратти. Қедимки шәһәрләрниң сиртида адәттә чоң бир «күл догиси» болатти, Нинәвә шәһиридә мундақ күллүкләр көп болуши мүмкин еди.