(1) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — Бу Пәрисийләрниң өз талип-әгәшкүчилирини көрситиду. Әмәлийәттә болса Пәрисийләр вә әгәшкүчилири җинларни һеч һайдәлмәйтти. Ундақта Шәйтанниң падишалиғиға һәқиқий һуҗум қилғучилар Әйса вә муритлириму, яки пәрисийләрму? Пәрисийләрниң Худаниң әмәс, бәлки Шәйтанниң тәрипидә турғанлиғи өз әгәшкүчилириниң җинни һайдашкә күчсиз болғанлиғиға испат берәтти.
(2) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — Бу Әйсаниң әгәшкүчилирини (Исраилларниң оғуллирини) көрситиду. Пәқәт Әйсала әмәс, уларму җинларни һайдийалайдиған болған; шуңа уларму Әйсаниң Худаниң күчи билән җин-шәйтанларни бир тәрәп қиливатқанлиғиға испат берәтти.
Бизниңчә (1)-көзқараш тоғра. «қошумчә сөз»имизниму көрүң. 20 Лекин мән Худаниң бармиғи билән җинларни қоғлисам, ундақта Худаниң падишалиғи үстүңларға чүшүп намайән болған болиду. □«мән Худаниң бармиғи билән җинларни қоғлисам...» — «Худаниң бармиғи» Униң күч-қудритини көрситиду, әлвәттә; лекин җинларни бир тәрәп қилиш үчүн Худа пүткүл белигини әмәс, пәқәт «бармиғи»ни азрақ мидирлитип қойсила купайә. 21 Толуқ қуралланған күчтүңгүр өз өйини қоғдап турғанда, униң мал-мүлки аман қалиду; 22 лекин униңдин күчтүңгүр бири униң үстигә һуҗум қилип уни йәңсә, униң таянған қураллирини тартивалиду вә мал-мүлүклирини олҗа қилип өзидикиләргә тәқсим қилип бериду.□«Толуқ қуралланған күчтүңгүр өз өйини қоғдап турғанда, униң мал-мүлки аман қалиду... » — (10-айәт) бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. «Униңдин күчтүңгүр бири», йәни униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду.
□11:4 «бизгә қәриздар болған һәр кимни кәчүргинимиздәк...» — бу айәттики «қәриз» чоқум гуналарни өз ичигә алиду; айәтниң иккинчи қисмини көрүң.
□11:7 «балилар орунда йенимда ятиду» — яки «балилирим һәммимиз йетип қалдуқ».
□11:8 «униң хиҗил болмай қайта-қайта ялвуруши билән...» — «хиҗил болмай қайта-қайта ялвуруши» грек тилида бирла сөз билән ипадилиниду.
■11:9 Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Юһ. 14:13; 15:7; 16:24; Яқ. 1:5, 6; 1Юһа. 3:22; 5:14.
□11:14 «җин униңдин чиққанда, гача зуванға кәлди. Халайиқ буниңға интайин һәйран болушти» — уларниң һәйран болушиниң бир сәвәви, Йәһудий өлимиларниң пикричә, җинни һайдаш үчүн униң исмини җиндин сораш керәк. Җин чаплашқан адәмниң ағзи арқилиқ исмини ейтса, андин шу исмини ишлитип җинни һайдиғили болатти. Әнди җин адәмни гача қилип қойған болса, җинниң исмини билиш, шундақла уни һайдаш мүмкин әмәс еди.
□11:15 «у җинларни җинларниң әмри болған Бәәлзәбулға тайинип һайдиветиду» — «Бәәлзибул» (яки, «Бәәлзибуб») җинларниң падишаси Шәйтанни көрситиду.
■11:15 Мат. 9:34; 12:24; Мар. 3:22.
□11:16 «бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң...» — улар тәләп қилған «мөҗизилик аламәт» Әйсаниң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини испатлайдиған бир карамәтни көрситиду, әлвәттә.
□11:19 «Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрзәнтлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун!» — бу сөзниң икки шәрһи бар: — (1) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — Бу Пәрисийләрниң өз талип-әгәшкүчилирини көрситиду. Әмәлийәттә болса Пәрисийләр вә әгәшкүчилири җинларни һеч һайдәлмәйтти. Ундақта Шәйтанниң падишалиғиға һәқиқий һуҗум қилғучилар Әйса вә муритлириму, яки пәрисийләрму? Пәрисийләрниң Худаниң әмәс, бәлки Шәйтанниң тәрипидә турғанлиғи өз әгәшкүчилириниң җинни һайдашкә күчсиз болғанлиғиға испат берәтти. (2) «силәрниң пәрзәнтлириңлар» — Бу Әйсаниң әгәшкүчилирини (Исраилларниң оғуллирини) көрситиду. Пәқәт Әйсала әмәс, уларму җинларни һайдийалайдиған болған; шуңа уларму Әйсаниң Худаниң күчи билән җин-шәйтанларни бир тәрәп қиливатқанлиғиға испат берәтти. Бизниңчә (1)-көзқараш тоғра. «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□11:20 «мән Худаниң бармиғи билән җинларни қоғлисам...» — «Худаниң бармиғи» Униң күч-қудритини көрситиду, әлвәттә; лекин җинларни бир тәрәп қилиш үчүн Худа пүткүл белигини әмәс, пәқәт «бармиғи»ни азрақ мидирлитип қойсила купайә.
□11:22 «Толуқ қуралланған күчтүңгүр өз өйини қоғдап турғанда, униң мал-мүлки аман қалиду... » — (10-айәт) бу тәмсилдики «күчтүңгүр адәм» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. «Униңдин күчтүңгүр бири», йәни униң өйини булаң-талаң қилғучи Әйсадин башқа һеч ким болмайду.
□11:24 «напак роһ» — җинни көрситиду.
□11:26 «Напак роһ....берип өзидинму бәттәр йәттә роһни башлап келиду; улар кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду» — бу тәмсил һәм җин чаплишиштин қутқузулған адәмниң һәқиқий бир хәтирини вә шундақла көчмә мәнидә Йәһудий хәлқиниң әһвалиниму көрситиду. «Матта»дики («Мат.» 12:43-45 тоғрисида) «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■11:26 Юһ. 5:14; Ибр. 6:4, 5; 10:26; 2Пет. 2:20.
■11:28 Мат. 7:21; Юһ. 6:29; Рим. 2:13.
□11:29 «... Буниңға «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»тин башқа һеч қандақ иккинчи бир аламәт көрситилмәйду» — «Мат.» 12:39-40-айәтләргә қаралсун («Юнус пәйғәмбәр йоған белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз ятқандәк, Инсаноғлиму охшашла үч кечә-күндүз йәрниң бағрида ятиду»).
□11:31 «Җәнуптин кәлгән аял падишаси» — «Шәба падишалиғиниң аял падишаси»ни көрситиду («1Пад.» 10:1-10ни көрүң). «Шәба» бәлким җәнубий Әрәбистанни көрситиду.
■11:31 1Пад. 10:1; 2Тар. 9:1; Мат. 12:42.
□11:32 «Қиямәт күни Нинәвәлигиләр бу дәвирдикиләр билән тәң қопуп, бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду. Чүнки Нинәвәликләр Юнус пәйғәмбәр җакалиған хәвәрни аңлап товва қилған; вә мана, Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси мошу йәрдә туриду!» — бу айәтләр (29, 30 вә -32-)дә Әйса Юнус пәйғәмбәрниң йоған бир белиқниң ичидә үч күн туруп тирик чиққанлиғини тилға елиш арқилиқ өзиниңму өлүп, үчинчи күни тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Тәврат, «Юнус» 1-2-бапларни вә шу китаптики «Юнус пәйғәмбәрниң аламәт-карамити» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң. «бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду» — демәк, «Бутпәрәс Нинәвәликләр Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ, бу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси болған Мәсиһ силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар».
□11:33 «...үстигә севәтни көмтүрүп қоймас» — «севәт» грек тилида «өлчәм севәт».
■11:33 Мат. 5:15; Мар. 4:24; Луқа 8:16.
□11:34 «әгәр көзүң сап болса» — грек тилида «сап» дегән сөзниң икки мәнаси бар: — (1) «бир, бөлүнмәс, бирләшкән, сақ»; (2) «сехий» дегән мәнаси бар. Демәк, шундақ болғанда «сап» дегән сөзниң толуқ мәнаси «көзүң Худағила қариса...» вә «сән өзүң сехий болсаң....» дегән болиду. «әгәр көзүң хунүк болса,...» — «хунүк» дегән сөз грек тилида һәм «рәзил» һәм «сақ әмәс, аҗиз, кесәл» дегән икки мәнини билдүриду. «Тәнниң чириғи көздур. Шуңа әгәр көзүң сап болса, пүтүн вуҗудуң йорутулиду. Лекин әгәр көзүң хунүк болса пүтүн вуҗудуң қараңғу болиду» — Тәврат, «Пәнд.» 20:27ни көрүң.
□11:35 «Шуниң үчүн һези болғинки, вуҗудуңдики «йоруқлуқ» қараңғулуқ болмисун!» — мошу сирлиқ гәп сахтипәзликни көздә тутиду. Чүнки бириси сахтипәзликни қилип: «Мәндә йоруқлуқ (һәқиқәт) бар» дәп турувалса, ахир берип чоқум өз-өзини алдайду; андин кейин униңда болған қараңғулуқ адәттики «гунакар» кишиләрдә болған қараңғулуқтин техиму еғир болуп қалиду. У вақитта бу кишиләрдә болған «йоруқлуқ» әмәлийәттә қараңғулуқтур. Мундақ сахтипәзлик адәттә пәқәт мәлум етиқати бар кишиләр яки диндарлар арисида пәйда болиду.
□11:37 «...дәстиханда олтарди» — грек тилида «...дәстиханда ятти». Йәһудий хәлқи дәстиханда янпашлап ятатти.
□11:38 «һелиқи Пәрисий униң тамақтин илгири қол жуймиғинини көрүп, интайин һәйран болди» — Йәһудий хәлқи «тамақтин илгири қол жуюш» пәқәт саламәтликкә пайдилиқ болупла қалмастин, бәлки инсанларға бир хил диний саваб йәткүзиду, дәп қарайтти. Ундақ қилмаслиқ ата-бовилириниң қалдурған қаидә-йосунлириға сәл қарап уларға қилинған беһөрмәтликкә баравәр еди. Шүбһисизки, Мәсиһ шу чағда қәстән қол жуймай дәстиханда олтарған еди.
□11:41 «өз ич-ичиңлардин хәйрхаһлиқ қилиңлар вә мана, һәммә нәрсә силәргә пакиз болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «пиялә ичидикидин сәдиқә бериңлар, вә мана, һәммә нәрсә силәргә пакиз болиду». Лекин бизниңчә мошу йәрдә Мәсиһ инсанниң өз ичини Худаға беғишлаш керәклигиниң һәммидин муһим екәнлигини көрситиду.
■11:41 Йәш. 58:7; Дан. 4:24; Луқа 12:33.
□11:42 «силәр Пәрисийләр һәтта ялпуз билән сузапниң вә һәр хил дора-дәрманларниң ондин бирини өшрә қилип Худаға атайсиләр-ю» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Тәврат қанунида ибадәтханидики ишлар вә каһинларниң кирими үчүн Өз хәлқиниң мәһсулатлиридин «ондин бир үлүши»ни тәләп қилған еди. «бирақ адаләт вә Худаниң муһәббитини һеч етиварға алмай кетиверисиләр» — Әйсаниң «Худаниң муһәббити» дегини һәм Худа инсанларға бағлиған муһәббәт һәм инсанлар Худаға бағлаш керәк болған муһәббәтниму өз ичигә алса керәк.
■11:42 1Сам. 15:22; Һош. 6:6; Мик. 6:8; Мат. 9:13; 12:7; 23:23.
□11:43 «силәр Пәрисийләр... Базарларда кишиләрниң силәргә болған һөрмәтлик саламлириға амрақсиләр» — тарих тәтқиқатлириға асасән, Йәһудийларниң өз «устазлири»ға қилған «саламлар»ни интайин узун вә мурәккәп дәп билимиз.
■11:43 Мат. 23:6; Мар. 12:38; Луқа 20:46.
□11:44 «...силәр худди кишиләр кетиветип, үстигә дәссәп селипму сәзмәй өтүп кәткән гөрләргә охшайсиләр!» — Йәһудий моллиларниң Тәврат қануниға шәрһ беришичә «қәбирләргә тегиш» адәмни кәч киргичә «напак» қилатти, жуюнуш керәк еди.
□11:46 «силәр көтирәлмигидәк еғир жүкләрни адәмләрниң зиммисигә артип қойсиләр-ю,...» — «еғир жүкләр» һәр түрлүк қаттиқ диний қаидә-йосунларни көрситиду.
■11:46 Йәш. 10:1; Мат. 23:4; Рос. 15:10.
□11:48 «улар , йәни ата-бовилириңлар пәйғәмбәрләрни өлтүрди вә силәр уларниң қәбирлирини ясайсиләр» — Йәһудий хәлқи дайим «улуқ ата-бовилиримиз» «ата-бовилиримиз қалдурған муқәддәс қаидә-йосунлар» дәйтти. Улар мошу «ата-бовилиримиз қалдурған муқәддәс қаидә-йосунлар»ға чиң есиливалатти, лекин пәйғәмбәрләрниң сөзлиригә көңүл бөлмәйтти, вә уларниң һазир ата-бовилиридәк Худа әвәткән пәйғәмбәрләргә, һәтта Қутқузғучи-Мәсиһгә болған зиянкәшликлири тоғрилиқ һеч ойланмайтти (49-айәтни көрүң).
□11:49 ««Худаниң даналиғи дәйдуки: «Мән уларға пәйғәмбәрләр вә расулларни әвәтимән вә булардин бәзилирини улар өлтүриду вә бәзилирини зиянкәшлик билән қоғливетиду»» —бу сөзләр мәлум пәйғәмбәр ейтқан сөз болмиғини билән, у көп бешарәтләрниң жиғинчақлинишидур.
■11:49 Мат. 10:16; Луқа 10:3; Юһ. 16:2; Рос. 7:51; Ибр. 11:35.
□11:50-51 «йәни Һабилниң төкүлгән қенидин тартип таки ибадәтханидики қурбангаһ билән муқәддәс җай арилиғида қәтл қилинған каһин Зәкәрияниң төкүлгән қениғичә барлиқ қан қәризләр...» — Һабилниң өлтүрүлүши тоғрилиқ «Яр.» 4:8-11ни, Зәкәрияниң өлтүрүлүши тоғрилиқ «2Тар.» 24:20-22ни көрүң. Бу икки вақиә Йәһудийларниң Тәвратни әнъәниви орунлаштуруш тәртиви бойичә Тәвратниң әң бешида вә әң ахириға қоюлиду.
■11:50-51 Яр. 4:8; 2Тар. 24:21; Ибр. 11:4.
□11:53 «У шу йәрдин чиққандин кейин...» — яки «У буларни ейтқанда,...».