6
Исраилниң йүзәки җавави
«Келиңлар, Пәрвәрдигарниң йениға қайтайли;
Чүнки У титма-титма қиливәтти, бирақ сақайтиду;
Урувәтти, бирақ бизни теңип қойиду.
У икки күндин кейин бизни җанландуриду;
Үчинчи күни У бизни тирилдүриду,
Биз Униң йүзи алдида һаят яшаймиз!
Вә биз Уни билидиған болимиз!
Биз Пәрвәрдигарни тонуш һәм билиш үчүн интилип қоғлаймиз!
Униң бизни қутқузушқа чиқиши таң сәһәрниң болушидәк муқәррәр;
У йенимизға ямғурдәк, йәр-зиминни суғиридиған «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!».«У йенимизға ямғурдәк, йәр-зиминни суғиридиған «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!» — «кейинки ямғур» болса Қанаанда (Пәләстиндә) 3- яки 4-айда яғиду, у әтиязлиқ зираәтләрниң пишишида һалқилиқ рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һосул болмайду. «Биз Уни билидиған болимиз!... У ... «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!» — алимларниң бу үч айәт (1-3) үстидә үч хил пикри бар: — (1) бу Исраилниң ахирқи заманда товва қилидиған дуаси (чүнки Исраиллар Һошияниң дәвридә товва қилған әмәс); (2) бу Һошия пәйғәмбәрниң: «Пәрвәрдигарниң йениға қайтайли» дегән дәвити; (3) бу Исраилниң шу чағдики йүзәки бир инкаси, халас. Сөзләр чирайлиқ болсиму Худа уни йүзәки дәп қарайду (4-айәтни көрүң). Шуңа биз үчинчи имканийәткә қайилмиз. Чүнки бу сөзләрдә өз гунайини етирап қилидиған конкрет гәп кәмчил. Әгәр дуада товва қилидиған сөзләр бар болған болса интайин яхши бир дуа болатти; 14-бапта һәқиқий товва қилидиған дуа тепилиду.
 
Худаниң дад-пәряди
И Әфраим, сени қандақ қилсам болар?
И Йәһуда, сени қандақ қилсам болар?
Чүнки яхшилиғиңлар сәһәрдики бир парчә булуттәк,
Тездин йоқап кетидиған шәбнәмдәктур.
Шуңа Мән пәйғәмбәрләр арқилиқ уларни чепивәткән;
Ағзимдики сөзләр билән уларни өлтүрүвәткәнмән;
Мениң һөкүмүм таң нуридәк чиқиду.«Мән пәйғәмбәрләр арқилиқ уларни чепивәткән...» — Худа пәйғәмбәрлири арқилиқ нурғун қетим Исраилға җазасини елип баридиған һөкүмлирини уқтурған еди; демәк, у дәрһал җазалирини әвәтмәйду, бәлки авал пәйғәмбәрлири арқилиқ агаһландуруп, товва қилиш пурситини бериду; пәқәт товва қилмиса җазасини чүшүриду. Җазалар чүшкәндә Исраиллар «чепиветилгән, ...өлтүрүветилгән» еди. Жуқирида (3-айәттә) Исраил сахтипәзлик билән «Худаниң бизни қутқузузқа чиқиши ... таң сәһәрниң болушидәк муқәррәр» дегән еди, бирақ һазир Худа: «Мениң һөкүмлирим таң нуридәк чиқиду» дәйду.
Чүнки Мән қурбанлиқлардин әмәс, бәлки меһир-муһәббәттин,
Көйдүрмә қурбанлиқлардин көрә, Худани тонуш һәм билиштин хурсәнлик тапимән.«Мән қурбанлиқлардин әмәс, бәлки меһир-муһәббәттин, көйдүрмә қурбанлиқлардин көрә, Худани тонуш һәм билиштин хурсәнлик тапимән» — Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ қурбанлиқларни тәләп қилған. Бирақ кейинки көп пәйғәмбәрләр арқилиқ, булар Мениң ахирқи мәхситим әмәс, бәлки: (1) Өз хәлқимниң маңа қаратқан чиң көңлидики ибадәт вә муһәббитини издәймән (шундақ ишлар пәқәт Мәсиһниң ниҗати вә Муқәддәс Роһ арқилиқ әмәлгә ашурулиду, әлвәттә); (2) қурбанлиқлар сунулғанда, әгәр ихласмәнлик вә муһәббәт болмиса, ундақта уларни қилмиғиниңлар түзүк, дәп уқтурған.  Мат. 9:13; 12:7
Бирақ улар Адәм атидәк әһдигә итаәтсизлик қилған;
Улар мана шу йол билән Маңа асийлиқ қилған.Һош. 8:1
Гилеад болса қәбиһлик қилғучиларниң шәһири;
У қан билән боялған.
Қарақчилар адәмни пайлиғандәк,
Каһинлар топи Шәкәмгә баридиған йолда қатиллиқ қилмақта;
Бәрһәқ, улар ипласлиқ қилмақта.
10 Исраил җәмәтидә жиркиничлик бир ишни көрдүм;
Әфраимниң паһишилиги шу йәрдә тепилиду,
Исраил булғанди.
11 Йәнә саңиму, и Йәһуда, териған гуналириңниң һосули бекитилгәндур!
 
 

6:3 «У йенимизға ямғурдәк, йәр-зиминни суғиридиған «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!» — «кейинки ямғур» болса Қанаанда (Пәләстиндә) 3- яки 4-айда яғиду, у әтиязлиқ зираәтләрниң пишишида һалқилиқ рольини ойнайду. Бу ямғурлар болмиса һосул болмайду. «Биз Уни билидиған болимиз!... У ... «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!» — алимларниң бу үч айәт (1-3) үстидә үч хил пикри бар: — (1) бу Исраилниң ахирқи заманда товва қилидиған дуаси (чүнки Исраиллар Һошияниң дәвридә товва қилған әмәс); (2) бу Һошия пәйғәмбәрниң: «Пәрвәрдигарниң йениға қайтайли» дегән дәвити; (3) бу Исраилниң шу чағдики йүзәки бир инкаси, халас. Сөзләр чирайлиқ болсиму Худа уни йүзәки дәп қарайду (4-айәтни көрүң). Шуңа биз үчинчи имканийәткә қайилмиз. Чүнки бу сөзләрдә өз гунайини етирап қилидиған конкрет гәп кәмчил. Әгәр дуада товва қилидиған сөзләр бар болған болса интайин яхши бир дуа болатти; 14-бапта һәқиқий товва қилидиған дуа тепилиду.

6:5 «Мән пәйғәмбәрләр арқилиқ уларни чепивәткән...» — Худа пәйғәмбәрлири арқилиқ нурғун қетим Исраилға җазасини елип баридиған һөкүмлирини уқтурған еди; демәк, у дәрһал җазалирини әвәтмәйду, бәлки авал пәйғәмбәрлири арқилиқ агаһландуруп, товва қилиш пурситини бериду; пәқәт товва қилмиса җазасини чүшүриду. Җазалар чүшкәндә Исраиллар «чепиветилгән, ...өлтүрүветилгән» еди. Жуқирида (3-айәттә) Исраил сахтипәзлик билән «Худаниң бизни қутқузузқа чиқиши ... таң сәһәрниң болушидәк муқәррәр» дегән еди, бирақ һазир Худа: «Мениң һөкүмлирим таң нуридәк чиқиду» дәйду.

6:6 «Мән қурбанлиқлардин әмәс, бәлки меһир-муһәббәттин, көйдүрмә қурбанлиқлардин көрә, Худани тонуш һәм билиштин хурсәнлик тапимән» — Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ қурбанлиқларни тәләп қилған. Бирақ кейинки көп пәйғәмбәрләр арқилиқ, булар Мениң ахирқи мәхситим әмәс, бәлки: (1) Өз хәлқимниң маңа қаратқан чиң көңлидики ибадәт вә муһәббитини издәймән (шундақ ишлар пәқәт Мәсиһниң ниҗати вә Муқәддәс Роһ арқилиқ әмәлгә ашурулиду, әлвәттә); (2) қурбанлиқлар сунулғанда, әгәр ихласмәнлик вә муһәббәт болмиса, ундақта уларни қилмиғиниңлар түзүк, дәп уқтурған.

6:6 Мат. 9:13; 12:7

6:7 Һош. 8:1