5
Әфраимниң әһвали чатақ, Йәһуданиңму әһвали чатақ!
Буни аңлаңлар, и каһинлар,
Тиңшаңлар, и Исраил җәмәти,
Қулақ селиңлар, и падишаниң җәмәти;
Чүнки бу һөкүм силәргә бекитилгән;
Чүнки силәр Мизпаһ шәһиридә бир қилтақ,
Табор теғида йейилған бир тор болғансиләр.«Силәр Мизпаһ шәһиридә бир қилтақ, Табор теғида йейилған бир тор болғансиләр» — немишкә «Мизпаһ» вә «Табор» дейилиду? Исраил әслидә бу җайларда Худаниң көп илтипатлириға вә мәдитигә еришкән. Бу бешарәттин қариғанда, бу икки җай һазир әксичә бутпәрәслик яки бир хил адаләтсизлик жүргүзүлгән җайлар болуп қалди.
Асий адәмләрму қирғин-чапқунға чөкүп кәтти;
Бирақ Мән уларниң һәммисини җазалиғучи болимән.«Асий адәмләрму қирғин-чапқунға чөкүп кәтти; ...» — бу айәттики «қирғин-чапқун» дегән сөз бәзи алимларниң пикричә балиларни қурбанлиқ қилишни өз ичигә алиду. Бундақ ишлар Қанаандики әлләрниң бутпәрәслигидә көп көрүләтти. Башқа хил тәрҗимиләрму бар.
Әфраимни билимән, Исраил мәндин йошурун әмәс;
Чүнки и Әфраим, сән һазир паһишилик қилдиң,
Исраил булғанғандур.«и Әфраим, сән ... паһишилик қилдиң» — Әфраимниң Пәрвәрдигардин ваз кечип бутларға бағлиниши «роһий паһишилик»кә баравәрдур.
Уларниң қилмишлири уларни Худасиниң йениға қайтишиға қоймайду;
Чүнки паһишиликниң роһи улар арисидидур,
Улар Пәрвәрдигарни һеч билмәйду.Һош. 4:12
Исраилниң тәкәббурлуғи өзигә қарши гувалиқ бәрмәктә;
Исраил вә Әфраим өз қәбиһлиги билән жиқилип кетиду;
Йәһудаму улар билән тәң жиқилиду.Һош. 7:10
Улар қой падилири вә кала падилирини елип Пәрвәрдигарни издәшкә бариду;
Бирақ улар Уни тапалмайду; чүнки У Өзини тартип улардин жирақлашти. «қой, кала падилирини елиш» — көп қурбанлиқларни қилишни мәхсити қилиду, әлвәттә.
Улар Пәрвәрдигарға асийлиқ қилди,
Чүнки улар балиларни һарамдин туғдурған;
Әнди «йеңи ай» уларни несивилири билән йәп кетиду.«йеңи ай» — һейт яки «йеңи башлиниш» болиду. Шу вақиттин башлап уларниң аман-есәнлиги вә мустәқиллиғиға хатимә берилиду, шу вақит кәлгәндә уларға булаң-талаң қилчиларниң йоли ечилиду, демәкчи. Бу вақиәниң тәпсилатиниң қандақ болидиғанлиғини пәқәт пәрәзла қилалаймиз. Төвәндә, 8-15-айәтләрдә алдин-ала ейтилған таҗавузчилиқ «йеңи ай»да башлинармекин?
Гибеаһта сүнайни,
Рамаһда канайни челиңлар;
Бәйт-авәндә агаһ сигналини аңлитиңлар;
Кәйниңдә! Қара, и Бинямин!«Гибеаһта сүнайни, Рамаһда канайни челиңлар; Бәйт-Авәндә агаһ сигналини аңлитиңлар; кәйниңдә! Қара, и Бинямин!» — Бинямин он икки қәбилиниң бири, Йәһудаға беқинди болған, «Исраил», йәни «шималий падишалиқ»ниң җәнубий чегарасида. Бу бешарәттә икки имканийәт бар: — (1) Йәһуда өзи Исраилға таҗавуз қилиду, андин Исраил билән Йәһуда бир-бири билән соқушиду; нәтиҗидә Исраил Асурийәдин ярдәм сорайду (13-айәт) (10-айәттә Йәһуданиң һөкүмранларниң җаһангирлиги, аҗизларни бозәк қилип експлитатсийә қиливатқанлиғи көрситилиду); (2) бешарәт Асурийә империйәсиниң таҗавуз қилидиғанлиғини көрситиду (миладийәдин илгәрки 733-жили улар Исраилниң шималий қәблилирини елип кәтти: 722-жили пүткүл Исраилни ишғал қилди: 702-жили Йәһудаға таҗавуз қилди).
Биз иккинчи имканийәткә майилмиз. Исраилниң җәнубий чегарисиға туташқан бу шәһәрләр қистаққа елинидиған болса (һуҗум шималдин кәлгән әһвалда), ундақта Исраилниң қалған җайлири немидегән қийбилидиған болиду! Исраил Асурийәдин ярдәм сориғандин кейин (шундақла Асурийәгә пул бәргәндин кейин!), улар тәрипидин вәйран қилинған.
Әфраим әйиплинидиған күнидә вәйранә болиду;
Мана, Исраил қәбилилири арисида бекитилгән ишни аян қилдим!
10 Йәһуданиң әмирлири пасил ташларни йөткигүчигә охшаштур;
Мән улар үстигә ғәзивимни судәк төкүветимән.
11 Әфраим хорланған, җазайимда езилгән,
Чүнки у өз бешимчилиқ қилип «паскинилиқ»ни қоғлап жүрди.«Әфраим... øз бешимчилиқ қилип «паскинилиқ»ни қоғлап жүрди» — «паскинилиқ» бәлким бир хил бутни көрситиду.
12 Шуңа Мән Әфраимға күйә қурути,
Йәһуда җәмәтигә чириткүч болимән.
13 Әнди Әфраим өзиниң кесилини,
Йәһуда өз ярисини көргәндә,
Әфраим Асурийәликни издәп барди,
«Җедәлхор падиша»ға тәливини йоллиди;
Бирақ у һәм силәрни сақайталмайтти,
Һәм яраңларниму давалалмайтти.«Әфраим Асурийәликни издәп барди, «җедәлхор падиша»ға тәливини йоллиди» — Асурийәликләр өз падишасиға бәргән унванни, йәни «Улуқ Падишаһ» дегәнниң имласини Һошия қәстән өзгәртип, уни кинайә билән «Җедәлхор Падишаһ» (ибраний тилида «Ярәб падиша») дәп атайду. Әмәлийәттә Асурийә падишалири дәл мошу характерда болған, у башқа әлләр билән соқушушқа һәр қандақ банә-сәвәпләрни чиқарғучи еди.
14 Чүнки Мән Әфраимға ширдәк,
Йәһуда җәмәтигә асландәк болимән; Мән, йәни Мәнки, уларни титма-титма қиливетип, кетип қалимән;
Уларни елип кетимән, қутқузалайдиған һеч ким чиқмайду;
15 Мән кетимән, улар гунайини тонуп йетип, йүзүмни издимигичә өз җайимға қайтип туримән;
Бешиға күн чүшкәндә улар Мени интилип издәйду.
 
 

5:1 «Силәр Мизпаһ шәһиридә бир қилтақ, Табор теғида йейилған бир тор болғансиләр» — немишкә «Мизпаһ» вә «Табор» дейилиду? Исраил әслидә бу җайларда Худаниң көп илтипатлириға вә мәдитигә еришкән. Бу бешарәттин қариғанда, бу икки җай һазир әксичә бутпәрәслик яки бир хил адаләтсизлик жүргүзүлгән җайлар болуп қалди.

5:2 «Асий адәмләрму қирғин-чапқунға чөкүп кәтти; ...» — бу айәттики «қирғин-чапқун» дегән сөз бәзи алимларниң пикричә балиларни қурбанлиқ қилишни өз ичигә алиду. Бундақ ишлар Қанаандики әлләрниң бутпәрәслигидә көп көрүләтти. Башқа хил тәрҗимиләрму бар.

5:3 «и Әфраим, сән ... паһишилик қилдиң» — Әфраимниң Пәрвәрдигардин ваз кечип бутларға бағлиниши «роһий паһишилик»кә баравәрдур.

5:4 Һош. 4:12

5:5 Һош. 7:10

5:6 «қой, кала падилирини елиш» — көп қурбанлиқларни қилишни мәхсити қилиду, әлвәттә.

5:7 «йеңи ай» — һейт яки «йеңи башлиниш» болиду. Шу вақиттин башлап уларниң аман-есәнлиги вә мустәқиллиғиға хатимә берилиду, шу вақит кәлгәндә уларға булаң-талаң қилчиларниң йоли ечилиду, демәкчи. Бу вақиәниң тәпсилатиниң қандақ болидиғанлиғини пәқәт пәрәзла қилалаймиз. Төвәндә, 8-15-айәтләрдә алдин-ала ейтилған таҗавузчилиқ «йеңи ай»да башлинармекин?

5:8 «Гибеаһта сүнайни, Рамаһда канайни челиңлар; Бәйт-Авәндә агаһ сигналини аңлитиңлар; кәйниңдә! Қара, и Бинямин!» — Бинямин он икки қәбилиниң бири, Йәһудаға беқинди болған, «Исраил», йәни «шималий падишалиқ»ниң җәнубий чегарасида. Бу бешарәттә икки имканийәт бар: — (1) Йәһуда өзи Исраилға таҗавуз қилиду, андин Исраил билән Йәһуда бир-бири билән соқушиду; нәтиҗидә Исраил Асурийәдин ярдәм сорайду (13-айәт) (10-айәттә Йәһуданиң һөкүмранларниң җаһангирлиги, аҗизларни бозәк қилип експлитатсийә қиливатқанлиғи көрситилиду); (2) бешарәт Асурийә империйәсиниң таҗавуз қилидиғанлиғини көрситиду (миладийәдин илгәрки 733-жили улар Исраилниң шималий қәблилирини елип кәтти: 722-жили пүткүл Исраилни ишғал қилди: 702-жили Йәһудаға таҗавуз қилди). Биз иккинчи имканийәткә майилмиз. Исраилниң җәнубий чегарисиға туташқан бу шәһәрләр қистаққа елинидиған болса (һуҗум шималдин кәлгән әһвалда), ундақта Исраилниң қалған җайлири немидегән қийбилидиған болиду! Исраил Асурийәдин ярдәм сориғандин кейин (шундақла Асурийәгә пул бәргәндин кейин!), улар тәрипидин вәйран қилинған.

5:11 «Әфраим... øз бешимчилиқ қилип «паскинилиқ»ни қоғлап жүрди» — «паскинилиқ» бәлким бир хил бутни көрситиду.

5:13 «Әфраим Асурийәликни издәп барди, «җедәлхор падиша»ға тәливини йоллиди» — Асурийәликләр өз падишасиға бәргән унванни, йәни «Улуқ Падишаһ» дегәнниң имласини Һошия қәстән өзгәртип, уни кинайә билән «Җедәлхор Падишаһ» (ибраний тилида «Ярәб падиша») дәп атайду. Әмәлийәттә Асурийә падишалири дәл мошу характерда болған, у башқа әлләр билән соқушушқа һәр қандақ банә-сәвәпләрни чиқарғучи еди.