11
Әйсаниң Йерусалимға тәнтәнилик кириши
Мат. 21:1-11; Луқа 19:28-40; Юһ. 12:12-19
1-2 Улар Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги вә Бәйт-Ания йезилириға йеқин кәлгинидә, у икки мухлисиға алдин маңдуруп уларға:
— Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. Йезиға кирипла, адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр. Уни йешип бу йәргә йетиләп келиңлар.«адәм балисиниң техи минип бақмиған бир тәхәй» — мундақ улаққа хатирҗәм миниши адәттә мүмкин әмәс, әлвәттә.  Мат. 21:1; Луқа 19:29. Әгәр бириси силәрдин: «Немишкә бундақ қилисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәбниң буниңға һаҗити чүшти вә у һелила уни бу йәргә әвәтип бериду» — дәңлар, — дәп тапилиди.«у һелила уни бу йәргә әвәтип бериду» — башқа бир хил тәрҗимиси «у дәрһал силәргә йетилитип қойиду».
Улар кетип һәдә йол үстидики өйниң дәрвазиси сиртида бағлағлиқ турған бир тәхәйни көрди. Улар танини йәшти.«Улар кетип һәдә йол үстидики өйниң дәрвазиси сиртида бағлағлиқ турған бир тәхәйни көрди» — адәттә кочилар интайин тар болғачқа, мал-чарвилар кочида бағлап қоюлмайтти. Тәхәйниң «һәдә йол»да бағлағлиқ болуши Худаниң ирадисиниң уларниң уни елип меңиши оғрилиқчә иш болмисун дегәнлигини испатлайду. У йәрдә турғанлардин бәзиләр:
— Тәхәйни йешип немә қилисиләр? — дейишти. Мухлислар Әйсаниң буйруғинидәк җавап бәрди, һелиқи кишиләр уларға йол қойди. Мухлислар тәхәйни Әйсаниң алдиға йетиләп келип, үстигә өз йепинча-чапанлирини ташлиди; у үстигә минди.2Пад. 9:13; Юһ. 12:14. Әнди нурғун кишиләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди; башқилири дәрәқләрдин шах-шумбиларни кесип йолға яйди.«...башқилири дәрәқләрдин шах-шумбиларни кесип йолға яйди» — бәзи кона көчүрмиләрдә «башқилири етизлардин кәскән шах-шумбиларни йолға паяндаз қилип салди» дәп оқулиду. Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкәнләр:
«Һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Зәб. 117:26. 10 Атимиз Давутниң келидиған падишалиғиға мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — дәп вақиришатти.«Һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Атимиз Давутниң келидиған падишалиғиға мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә мәнаси «Худаға тәшәккүр-мәдһийә»му болуп қалған еди. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң.
Оқурмәнләрниң есидә барки, «мубарәк» дегән сөзниң «бәхит-бәрикәт көрсун!» яки «бәхит-бәрикәтлик болсун!» дегән түп мәнаси бар.
11 У Йерусалимға берип ибадәтхана һойлилириға кирди; вә әтрапидики һәммини көздин кәчүргәндин кейин, вақит бир йәргә берип қалғачқа, он иккәйлән билән биллә йәнә Бәйт-Анияға чиқти.«У Йерусалимға берип ибадәтхана һойлилириға кирди» — Йерусалимдики бу чоң ибадәтхана тоғрилиқ «Тәбирләр» вә «Һагай»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мат. 21:12,14; Луқа 19:45; Юһ. 2:14.
 
Мевисиз әнҗир дәриғиниң ләнәткә қелиши
Мат. 21:18-19
12 Әтиси, улар Бәйт-Аниядин чиққанда, униң қосиғи ечип кәткән еди. Мат. 21:18. 13 Жирақтики йопурмақлиқ бир түп әнҗир дәриғини байқап, униңдин бирәр мевә тапалармәнмекин дәп йениға барди; лекин түвигә кәлгәндә йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмиди. Чүнки бу әнҗир пишидиған пәсил әмәс еди. «Жирақтики йопурмақлиқ бир түп әнҗир дәриғини байқап, униңдин бирәр мевә тапалармәнмекин дәп йениға барди» — Қанаан (Пәләстин)дики әнҗир дәрәқлиридә йопурмақ болса, мевиму болуши керәк.
Бу әнҗүр дәрихидә көрүнгән карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.
14 У дәрәққә сөз қилип:
— Буниңдин кейин мәңгү һеч ким сәндин мевә йемигәй! — деди. Мухлислириму буни аңлиди.
 
Әйсаниң ибадәтханини тәртипкә селиши
Мат. 21:12-17; Луқа 19:45-48; Юһ. 2:13-22
15 Улар Йерусалимға кәлди; у ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдашкә башлиди вә пул тегишкүчиләрниң ширәлирини, пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүвәтти; «у ибадәтхана һойлилириға кирип...» — ибадәтхана тоғрилиқ: әйни чағда, Йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири (синагоглар) болуп, бу Йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Худаниң әмри бойичә, пәқәт Йерусалимдики бу мәркизий ибадәтханидила қурбанлиқ қилса тоғра болатти. «у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдашкә башлиди вә пул тегишкүчиләрниң ширәлирини, пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүвәтти» — ибадәтхана һойлилирида сетилған һайван вә учар-қанатлар хәлиқниң қурбанлиқ қилиши үчүн еди. Ибадәтханиға сәдиқә бәргүчиләр пулини йәрлик пулға тегишкәндин кейин бериши керәк еди.  Мал.3:1-5; Мат. 21:12; Луқа 19:45; Юһ. 2:14. 16 вә һеч кимниң һеч қандақ мал-буюмларни ибадәтхана һойлилиридин көтирип өтүшигә йол қоймиди. 17 У хәлиққә:
— Муқәддәс язмиларда: «Мениң өйүм барлиқ әлләр үчүн дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дәп пүтүлгән әмәсму? Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувәттиңлар! — дәп тәлим башлиди.««Мениң өйүм барлиқ әлләр үчүн дуа-тилавәтхана дәп атилиду»... силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувәттиңлар!» — «Йәш.» 56:7 вә «Йәр.» 7:11ни көрүң. Әйсаниң «булаңчиларниң угиси» дегән сөзи икки бислиқ болуп, бир тәрәптин баш каһинларниң содигәрләргә қурбанлиқларни сетиш һоқуқини сетип бәргәнлигини көрситиду; иккинчидин, бу каһинларниң хәлиқниң Худаниң һәқиқитини аңлаш пурситини булап, униң орниға өзлириниң мәртивисини жуқури көтиридиған һәр түрлүк қаидә-йосунларни уларниң бойниға артип қойғанлиғини көрситиду.  1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Мат. 21:13; Луқа 19:46.
18 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири буни аңлап, уни йоқитишниң чарисини издәшкә башлиди; пүткүл халайиқ униң тәлимигә тәәҗҗуплинип қалғачқа, улар униңдин қорқатти.Йәш.49:7, Мат.21:46.
19 Кәчқурун, у мухлислири билән шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти.«Кәчқурун, у мухлислири билән шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти» — грек тилида «Кәчқурун, улар шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти». Башқа бир хил тәрҗимиси: «Кәчқурунлири, Әйса билән мухлислири шәһәрниң сиртиға чиқип кетәтти». Ишлар дәрвәқә һәр күни шундақ болатти.
 
Әнҗир дәриғидин елинидиған ибрәт
20 Әтиси сәһәрдә, улар әнҗир дәриғиниң йенидин өтүп кетиветип, дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткәнлигини байқашти. «дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткән...» — бу карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә. 21 Дәрәқни һалитини есигә кәлтүргән Петрус:
— Устаз, қара, сән қарғиған әнҗир дәриғи қуруп кетипту! — деди.«Устаз» — грек тилида «Рабби».
22 Әйса уларға җававән мундақ деди:
— Худаниң ишәшидә болуңлар. «Худаниң ишәшидә болуңлар» — грек тилида «Худаниң ишәшигә егә болуңлар». 23 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, кимдәким бу таққа: Бу йәрдин көтирилип деңизға ташлан!» десә вә шундақла қәлбидә һеч гуман қилмай, бәлки ейтқининиң әмәлгә ешишиға ишәш бар болса, у ейтқан иш униң үчүн әмәлгә ашиду. Мат. 17:20; 21:21; Луқа 17:6. 24 Шу сәвәптин мән силәргә шуни ейтимәнки, дуа билән тилигән һәр бир нәрсә болса, шуниңға ериштим, дәп ишиниңлар. Шунда, тилигиниңлар әмәлгә ашиду.Йәр. 29:12; Мат. 7:7; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 15:7; 16:24; Яқ. 1:5, 6; 1Юһа. 3:22; 5:14.
25 Вә орнуңлардин туруп дуа қилғиниңларда, бирәрсигә ғумиңлар болса, уни кәчүрүңлар. Шуниң билән әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилиду. Мат. 6:14; Кол. 3:13. 26 Лекин силәр башқиларни кәчүрүм қилмисаңлар, әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилмайду.«Лекин силәр башқиларни кәчүрүм қилмисаңлар, әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилмайду» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу -26-айәт тепилмайду. Немила болмисун, бу айәт һәқиқәттур. «Мат.» 6:15ни көрүң.  Мат. 18:35.
 
Әйсаниң һоқуқиниң сүрүштүрүлүши
Мат. 21:23-27; Луқа 20:1-8
27 Улар Йерусалимға қайтидин кирди. У ибадәтхана һойлилирида айлинип жүргәндә, баш каһинлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар униң йениға келип:Мат. 21:23; Луқа 20:1.
28 — Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисән? Саңа бу ишларни қилиш һоқуқини ким бәргән? — дәп сориди.Мис. 2:14; Рос. 4:7; 7:27.
29 Әйса уларға җававән:
— Мәнму силәрдин бир соал сорай. Силәр униңға җавап бәрсәңлар, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән: 30 — Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш болса, әрштинму, яки инсанлардинму? Маңа җавап бәрсәңларчу!
31 Улар өз ара мулаһизә қилишип:
— Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» дәйду. «Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» дәйду» — мошу диний әрбабларниң һәммиси әслидә Йәһя пәйғәмбәрниң йәткүзгән хәвиригә җававән: «Бизгә товва қилиш керәк әмәс» дегән вә Йәһя «мениң кәйнимдә келидиған» дәп көрсәткән Мәсиһниң келишигә ишәнмәй, униң чөмүлдүрүшини рәт қилған еди, әлвәттә.
32 Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк,... болмайду! — дейишти (чүнки барлиқ хәлиқ Йәһяни пәйғәмбәр дәп қариғачқа, улар хәлиқтин қорқатти).Мат. 14:5; Мар. 6:20.
33 Буниң билән, улар Әйсаға:
— Билмәймиз, — дәп җавап беришти.
— Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди у уларға.
 
 

11:1-2 «адәм балисиниң техи минип бақмиған бир тәхәй» — мундақ улаққа хатирҗәм миниши адәттә мүмкин әмәс, әлвәттә.

11:1-2 Мат. 21:1; Луқа 19:29.

11:3 «у һелила уни бу йәргә әвәтип бериду» — башқа бир хил тәрҗимиси «у дәрһал силәргә йетилитип қойиду».

11:4 «Улар кетип һәдә йол үстидики өйниң дәрвазиси сиртида бағлағлиқ турған бир тәхәйни көрди» — адәттә кочилар интайин тар болғачқа, мал-чарвилар кочида бағлап қоюлмайтти. Тәхәйниң «һәдә йол»да бағлағлиқ болуши Худаниң ирадисиниң уларниң уни елип меңиши оғрилиқчә иш болмисун дегәнлигини испатлайду.

11:7 2Пад. 9:13; Юһ. 12:14.

11:8 «...башқилири дәрәқләрдин шах-шумбиларни кесип йолға яйди» — бәзи кона көчүрмиләрдә «башқилири етизлардин кәскән шах-шумбиларни йолға паяндаз қилип салди» дәп оқулиду.

11:9 Зәб. 117:26.

11:10 «Һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Атимиз Давутниң келидиған падишалиғиға мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә мәнаси «Худаға тәшәккүр-мәдһийә»му болуп қалған еди. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң. Оқурмәнләрниң есидә барки, «мубарәк» дегән сөзниң «бәхит-бәрикәт көрсун!» яки «бәхит-бәрикәтлик болсун!» дегән түп мәнаси бар.

11:11 «У Йерусалимға берип ибадәтхана һойлилириға кирди» — Йерусалимдики бу чоң ибадәтхана тоғрилиқ «Тәбирләр» вә «Һагай»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.

11:11 Мат. 21:12,14; Луқа 19:45; Юһ. 2:14.

11:12 Мат. 21:18.

11:13 «Жирақтики йопурмақлиқ бир түп әнҗир дәриғини байқап, униңдин бирәр мевә тапалармәнмекин дәп йениға барди» — Қанаан (Пәләстин)дики әнҗир дәрәқлиридә йопурмақ болса, мевиму болуши керәк. Бу әнҗүр дәрихидә көрүнгән карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.

11:15 «у ибадәтхана һойлилириға кирип...» — ибадәтхана тоғрилиқ: әйни чағда, Йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири (синагоглар) болуп, бу Йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Худаниң әмри бойичә, пәқәт Йерусалимдики бу мәркизий ибадәтханидила қурбанлиқ қилса тоғра болатти. «у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдашкә башлиди вә пул тегишкүчиләрниң ширәлирини, пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүвәтти» — ибадәтхана һойлилирида сетилған һайван вә учар-қанатлар хәлиқниң қурбанлиқ қилиши үчүн еди. Ибадәтханиға сәдиқә бәргүчиләр пулини йәрлик пулға тегишкәндин кейин бериши керәк еди.

11:15 Мал.3:1-5; Мат. 21:12; Луқа 19:45; Юһ. 2:14.

11:17 ««Мениң өйүм барлиқ әлләр үчүн дуа-тилавәтхана дәп атилиду»... силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувәттиңлар!» — «Йәш.» 56:7 вә «Йәр.» 7:11ни көрүң. Әйсаниң «булаңчиларниң угиси» дегән сөзи икки бислиқ болуп, бир тәрәптин баш каһинларниң содигәрләргә қурбанлиқларни сетиш һоқуқини сетип бәргәнлигини көрситиду; иккинчидин, бу каһинларниң хәлиқниң Худаниң һәқиқитини аңлаш пурситини булап, униң орниға өзлириниң мәртивисини жуқури көтиридиған һәр түрлүк қаидә-йосунларни уларниң бойниға артип қойғанлиғини көрситиду.

11:17 1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Мат. 21:13; Луқа 19:46.

11:18 Йәш.49:7, Мат.21:46.

11:19 «Кәчқурун, у мухлислири билән шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти» — грек тилида «Кәчқурун, улар шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти». Башқа бир хил тәрҗимиси: «Кәчқурунлири, Әйса билән мухлислири шәһәрниң сиртиға чиқип кетәтти». Ишлар дәрвәқә һәр күни шундақ болатти.

11:20 «дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткән...» — бу карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.

11:21 «Устаз» — грек тилида «Рабби».

11:22 «Худаниң ишәшидә болуңлар» — грек тилида «Худаниң ишәшигә егә болуңлар».

11:23 Мат. 17:20; 21:21; Луқа 17:6.

11:24 Йәр. 29:12; Мат. 7:7; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 15:7; 16:24; Яқ. 1:5, 6; 1Юһа. 3:22; 5:14.

11:25 Мат. 6:14; Кол. 3:13.

11:26 «Лекин силәр башқиларни кәчүрүм қилмисаңлар, әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилмайду» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу -26-айәт тепилмайду. Немила болмисун, бу айәт һәқиқәттур. «Мат.» 6:15ни көрүң.

11:26 Мат. 18:35.

11:27 Мат. 21:23; Луқа 20:1.

11:28 Мис. 2:14; Рос. 4:7; 7:27.

11:31 «Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» дәйду» — мошу диний әрбабларниң һәммиси әслидә Йәһя пәйғәмбәрниң йәткүзгән хәвиригә җававән: «Бизгә товва қилиш керәк әмәс» дегән вә Йәһя «мениң кәйнимдә келидиған» дәп көрсәткән Мәсиһниң келишигә ишәнмәй, униң чөмүлдүрүшини рәт қилған еди, әлвәттә.

11:32 Мат. 14:5; Мар. 6:20.