8
Сулайман әһдә сандуғини ибадәтханиға әкилип қойиду
2Тар. 5:2-14; 2Тар. 6; 2Тар. 7:1-10
Шу чағда Сулайман Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»дин, йәни Зиондин йөткәп келиш үчүн Исраил ақсақаллирини, қәбилә бәглирини вә Исраил җәмәтлириниң бәглирини Йерусалимға өз йениға жиғилишқа чақирди.««Давут шәһири»..., йәни Зион...» — «Зион» Йерусалимниң ичидики егизлик болуп, шу йәргә дайим қорған селинип туратти. Кейин ибадәтханиму Зионда қурулған.  2Сам. 5:9; 6:12, 17; 2Тар. 5:2
Буниң үчүн Исраилниң һәммә адәмлири Етаним ейида, йәни йәттинчи айдики бекитилгән һейтта Сулайман падишаниң қешиға жиғилди. «йәттинчи айдики бекитилгән һейт» — йәни «кәпиләр һейти» яки «мевә һосул һейти». Бу һейт 7-айниң 15-22 күнлиридә өткүзүлиду («Лав.» 23:34-43). Исраилниң әрлири униңға Йерусалимда қатнишиши лазим еди. Исраилниң һәммә ақсақаллири йетип кәлгәндә Лавийлар әһдә сандуғини көтирип маңди. Улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини, җамаәт чедири билән униң ичидики барлиқ муқәддәс буюмларни көтирип елип чиқти. Каһинлар билән Лавийлар мошуларни елип чиқти.«җамаәт чедири» — йәни «җамаәт жиғилидиған чедир» яки «ибадәт чедири».
Сулайман падиша вә униң алдиға жиғилған барлиқ Исраил җамаити әһдә сандуғиниң алдида меңип, көплигидин санини елип болмайдиған сан-санақсиз қой билән калиларни қурбанлиқ қилишатти. Каһинлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өз җайиға, ибадәтханиниң ички «каламхана»сиға, йәни әң муқәддәс җайға елип кирип, керубларниң қанатлириниң астиға қойди.«каламхана» — 6:16 вә изаһатини көрүң.
Чүнки керубларниң йейилип турған қанити әһдә сандуғиниң орни үстидә болғачқа, әһдә сандуғи билән уни көтирип туридиған балдақларни йепип туратти. Бу балдақлар наһайити узун болғачқа, каламханиниң алдидики муқәддәс җайда туруп, әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта. «бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта» — «бүгүнгә қәдәр...» дегән сөзләр ибадәтхана техи өз җайида турған вақтида хатириләнгән, әлвәттә, вә шуңлашқа шуни испатлайдуки, «Падишаһлар»ниң көп қисимлири Йәһудадикиләрниң сүргүн болушидин илгири йезилған. «2пад.» 24-25 баблирини бәлким кейинки бир пүтүкчи қошуп язған болуши мүмкин. Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки таш тахтидин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән һорәбдә әһдә түзгән еди).«Һорәб теғи» —Синай теғиниң башқа бир исмидур.  Мис. 34:27
10  Вә шундақ болдики, каһинлар муқәддәс җайдин чиқишиғила, бир булут Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қапливалди. 11  Каһинлар булут түпәйлидин өз вәзипилирини өтәшкә өрә туралмайтти; чүнки Пәрвәрдигарниң җуласи Пәрвәрдигарниң өйини толдурған еди.Мис. 40:34, 35; 2Тар. 7:2
12  Бу пәйттә Сулайман: — Пәрвәрдигар тум қараңғулуқ ичидә туримән, дәп ейтқан еди; Мис. 20:21; Лав. 16:2; Қан. 4:11; 5:22; 2Тар. 6:1
13  лекин, и Пәрвәрдигар, мән дәрвәқә Сениң үчүн бир һәйвәтлик макан болсун дәп, Сән мәңгү туридиған бир өйни ясидим, деди.«сениң үчүн бир һәйвәтлик макан» — йәнә бир хил тәрҗимиси «сениң үчүн бур туралғу макан». «һәйвәтлик макан» — йәнә бир хил тәрҗимиси «туралғу макан». 14  Андин падиша бурулуп барлиқ Исраил җамаитигә бәхит тилиди; Исраилниң барлиқ җамаити униң алдида туратти. 15  У мундақ деди: — «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай! У Өз ағзи билән атам Давутқа вәдә қилған еди вә Өз қоли билән уни әмәлгә ашурди. У Давутқа йәнә: —
16  «Мән Өз хәлқим Исраилни Мисир зиминидин елип чиққан күндин буян намим үчүн бу йәрдә бир өй салай дәп Исраилниң һәр қайси қәбилилириниң шәһәрлиридин һеч қайсисини таллимидим; бирақ хәлқим болған Исраилға һөкүмранлиқ қилсун дәп Давутни таллидим» дегән еди. 2Сам. 7:6; 2Тар. 6:5 17  Әнди атам Давутниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй селиш арзу-нийити бар еди. 2Сам. 7:2; 1Тар. 17:1; 2Тар. 6:7 18  Бирақ Пәрвәрдигар атам Давутқа: «Көңлүңдә Мениң намимға бир өй ясашқа қилған нийитиң яхшидур; 19  амма шу өйни сән ясимайсән, бәлки сениң пуштуңдин болидиған оғлуң, у Мениң намимға атап шу өйни салиду», дегән еди.
20  Мана әнди Пәрвәрдигар Өз сөзигә әмәл қилди. Мән Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк, атамниң орнини бесип, Исраилниң тәхтигә олтардим; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бу өйни салдим. 21  Өйдә әһдә сандуғи үчүн бир җайни растлидим; әһдә сандуғи ичидә Пәрвәрдигарниң ата-бовилиримизни Мисир зиминидин елип чиққанда, улар билән түзгән әһдә тахтилири бардур».
 
Сулайман Исраил үчүн дуа қилиду
22  Андин Сулайман Исраилниң барлиқ җамаитигә йүзлинип, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида туруп, қоллирини асманға қаритип көтирип 2Тар. 6:12 23  мундақ дуа қилди: — «И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар! Нә жуқуриқи асманда нә төвәнки йәрдә сәндәк Худа йоқтур; алдиңда пүтүн қәлби билән маңидиған қуллириң үчүн әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткүчисән. 24  Чүнки Сән Өз қулуң атам Давутқа бәргән вәдидә турдуң; Сән Өз ағзиң билән ейтқан сөзүңгә мана бүгүнкидәк Өз қолуң билән әмәл қилдиң. 25  Әнди һазир, и Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Өз қулуң атам Давутқа: — «Әгәр сениң әвлатлириң өз йоллириға сәгәк болуп сән Мениң алдимда маңғандәк маңидиған болса, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиридиған бир зат кам болмайду» дәп бәргән вәдәңдә турғайсән. 2Сам. 7:12, 16; 1Пад. 2:4; Зәб. 131:12 26  Әнди һазир, и Исраилниң Худаси, Сән қулуң Давутқа ейтқан сөзлириң әмәлгә ашурулғай, дәп өтүнимән!
27  Лекин Худа Өзи растла йәр йүзидә макан қиламду? Мана, асманлар билән асманларниң асмини сени сиғдуралмиған йәрдә, мән ясиған бу өй қандақму Сениң маканиң болалисун?! 2Тар. 2:5; Йәш. 66:1; Йәр. 23:24; Рос. 7:49 28  Лекин и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, қулуңниң бүгүн Саңа көтәргән нидаси вә тилигини аңлиғайсән; 29  шуниң билән Өз көзлириңни кечә-күндүз бу өйгә, йәни Сән: «Мениң намим у йәрдә аян болсун» дәп ейтқан җайға кечә-күндүз тиккәйсән; Өз қулуңниң у җайға қарап қилған дуасиға қулақ салғайсән. «у җайға қарап қилған дуасиға...» — яки болмиса: «у җай тоғрисидики дуаси...».  Қан. 12:11 30  қулуң вә хәлқиң Исраил бу җайға қарап дуа қилған чағда, уларниң илтиҗисиға қулақ селип, Өз маканиң қилған асманлардин туруп аңлиғайсән, аңлиғиниңда уларни кәчүргәйсән.
31  Әгәр бириси өз хошнисиға гуна қилса вә шундақла ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә, бу қәсәм бу өйдики қурбангаһиңниң алдиға кәлсә, «Әгәр бириси өз хошнисиға ... ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә, бу қәсәм бу өйдики қурбангаһиңниң алдиға кәлсә...» — бундақ қәсәм тоғрилиқ «Чөл.» 5:11-31ни көрүң. «Қәсәм бу өйдики қурбангаһниң алдиға кәлсә...» — мүмкинчилиги барки, Исраилда мошундақ қәсәмләрни ичиш үчүн қурбангаһниң алдиға келиш керәк әмәс еди, пәқәт: «Худаниң қурбангаһи алдида қәсәм қилимәнки...» дегәндәк сөзләр ейтилған болса «қурбангаһ өз алдида турғандәк» һесаплинатти. 32  Сән қәсәмни асманда туруп аңлап, амал қилип өз бәндилириң оттурисида һөкүм чиқарғайсән; гунайи бар адәмни гунаға тартип, өз йолини өз бешиға яндуруп, гунасиз адәмни ақлап, өз адиллиғиға қарап униңға һәққини бәргәйсән.
33  Өз хәлқиң Исраил Сениң алдиңда гуна қилғини үчүн дүшмәндин йеңилсә, Саңа қайтип бу өйдә туруп, намиңни етирап қилип, Саңа дуа билән илтиҗа қилса, 34  Сән асманда аңлап, Өз хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүрүп, уларни Сән ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға қайтуруп кәлгәйсән.
35  Улар Саңа гуна қилғини үчүн асман етилип ямғур яғмайдиған қиливетилгән болса, лекин улар бу җайға қарап Саңа дуа қилип намиңни етирап қилип, Сениң уларни қийинчилиққа салғиниң түпәйлидин өз гунайидин йенип товва қилса, 36  Сән асманда туруп қулақ селип, қуллириңниң вә хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүргәйсән; чүнки Сән уларға меңиш керәк болған яхши йолни үгитисән вә Өз хәлқиңгә мирас қилип бәргән зиминниң үстигә ямғур яғдурисән!
37  Әгәр зиминда ачарчилиқ я ваба болса, я зираәтләр Дан алмиса я һал чүшсә я уни чекәткиләр яки чекәткә личинкилири бесивалса, я дүшмәнләр уларниң зиминдики шәһәрлириниң қовуқлириға һуҗум қилип қоршивалса, я һәр қандақ апәт я кесәллик болса, 38  Сениң хәлқиң болған Исраилдики һәр қандақ киши өз көңлидики вабани билип, улардин һәр қайси киши қоллирини бу өйгә сунуп, һәр қандақ дуа яки илтиҗа қилған болса, 39  әнди Сән туруватқан маканиң асманда туруп аңлап, кәчүрүм қилғайсән; Сән һәр бир адәмниң қәлбини билгәчкә, амал қилип өзиниң йоллирини өзигә яндурғайсән (чүнки Сәнла, ялғуз Сәнла һәммә инсан балилириниң қәлблирини билгүчидурсән); 40  шундақ қилип, улар Сән ата-бовилиримизға тәқдим қилған зиминда олтирип өмриниң һәммә күнлиридә сәндин қорқидиған болиду.
41  Өз хәлқиң Исраилдин болмиған, Сениң улуқ намиң түпәйлидин жирақ-жирақлардин кәлгән мусапир болса 42  (чүнки улар Сениң улуқ намиң, қудрәтлик қолуң вә созған билигиң тоғрисида аңлийлайду), — ундақ бириси келип бу өй тәрәпкә қарап дуа қилса, 43  Сән туруватқан маканиң болған асманларда униңға қулақ селип, у мусапир Саңа нида қилип тилигининиң һәммисигә мувапиқ қилғайсән; шуниң билән йәр йүзидики барлиқ әлләр намиңни тонуп йетип, Өз хәлқиң Исраилдәк Сәндин қорқидиған болуп, мән ясиған бу өйниң Сениң намиң билән аталғинини билиду.«бу өй Сениң намиң билән атилиду» — бу ибарә Худаниң ибадәтханиси тоғрилиқ «бу өй Мениңкидур» вә «бу өйдә Мениң ким екәнлигим аян қилиниду» дегәндәк икки мәхситини көрситиду.
44  Әгәр Сениң хәлқиң Сениң тапшуруғуң билән дүшмини билән җәң қилишқа чиққанда, Сән таллиған бу шәһәргә, шундақла мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә қарап Сән Пәрвәрдигарға дуа қилса, 45  Сән асманларда туруп уларниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, уларни нусрәткә ериштүргәйсән.
46  Әгәр улар саңа гуна садир қилған болса (чүнки гуна қилмайдиған һечкиши йоқтур) Сән уларға ғәзәплинип, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурған болсаң, булар уларни жирақ-йеқинға, өзлириниң зиминиға сүргүн қилип елип барған болса, 2Тар. 6:36; Пәнд. 20:9; Топ. 7:20; 1Юһа. 1:8, 10 47  лекин улар сүргүн қилинған жутта әс-һошини тепип товва қилип, өзи сүргүн болған жутта Саңа: — Биз гуна қилип, қәбиһликкә берилип Сәндин йүз өрүп кәттуқ, дәп йелинса, 48 — әгәр уларни сүргүн қилған дүшмәнлириниң зиминида пүтүн қәлби вә пүтүн җенидин Сениң тәрипиңгә йенип, Сән уларниң ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға, Сән таллиған шәһәр тәрәпкә вә мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә йүзини қилип, Саңа қарап дуа қилса, 49  Сән туруватқан маканиң болған асманларда туруп уларниң дуаси вә илтиҗасини аңлап улар үчүн һөкүм чиқирип, 50  Өз хәлқиңниң Саңа садир қилған гунайини, Саңа өткүзгән һәммә итаәтсизликлирини кәчүрүм қилғайсән вә уларни сүргүн қилғанларниң алдида уларға рәһим тапқузғайсәнки, шулар уларға рәһим қилсун 51  (чүнки улар Өзүң Мисирдин, йәни төмүр тавлаш печидин чиқарған Өз хәлқиң вә Өз мирасиңдур); 52  Сениң көзлириң Өз қулуңниң илтиҗасиға вә Өз хәлқиңниң илтиҗасиға очуқ болғай, улар һәр ишта саңа нида қилип тилигинидә уларға қулақ салғайсән; 53  чүнки Сән ата-бовилиримизни Мисирдин чиқарғиниңда Өз қулуң Муса арқилиқ ейтқиниңдәк, Сән хәлқиңни Өзүңгә хас мирасиң болсун дәп, йәр йүзидики һәммә әлләр арисидин уларни айрим елип таллидиң, и Рәб Пәрвәрдигар!».Мис. 19:5; Қан. 4:20; 7:6; 9:26, 29; 14:2
54  Сулайман Пәрвәрдигарға шу барлиқ дуа вә илтиҗалирини қилип болғанда, қоллирини асманға қарап көтирип Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида тизлинип турған йәрдин қопуп, 55  өрә туруп Исраилниң барлиқ җамаитигә жуқури авазда бәхит тиләп мундақ деди: — 56  «Униң барлиқ вәдә қилғини бойичә Өз хәлқи Исраилға арам бәргән Пәрвәрдигар мубарәктур! У Өз қули Мусаниң вастиси билән қилған һәммә меһриванә вәдиләрниң һеч бири йәрдә қалмиди!Йә. 21:45
57  Пәрвәрдигар Худайимиз ата-бовилиримиз билән болғандәк биз билән биллә болғай; У нә биздин ваз кәчмисун нә бизни ташлимисун; 58  буниң билән У қәлбимизни Униң йоллирида меңишқа, Өзи ата-бовилиримизға буйруған әмирләр, бәлгүлимиләр вә һөкүмләрни тутушқа Өзигә майил қилғай; 59  мениң Пәрвәрдигарниң алдида илтиҗа қилған бу сөзлирим кечә-күндүз Пәрвәрдигар Худайимизниң йенида турсун; шуниң билән Өз қулуң үчүн тоғра һөкүм қилип, хәлқиң Исраил үчүн тоғра һөкүм қилип, һәр күндики дәрдигә йәткәйсән; 60  шуниң билән йәр йүзидики һәммә әлләр Пәрвәрдигар Өзи Худадур, Униңдин башқиси һеч қайсиси йоқтур дәп билгәй, Қан. 4:35, 39 61  шундақла бүгүн қилғиниңларға охшаш Униң бәлгүлимилиридә меңишқа вә әмирлирини тутушқа қәлбиңлар Пәрвәрдигар Худайимизға мукәммәл болғай!».
 
Сулайман ибадәтханини Худаға атайду
62  Вә падиша пүтүн Исраил билән биллә Пәрвәрдигарниң алдида қурбанлиқларни қилди. 63  Сулайман Пәрвәрдигарға енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә жигирмә икки миң кала вә бир йүз жигирмә миң қой қурбанлиқ қилди. Падиша билән барлиқ Исраиллар шундақ қилип Пәрвәрдигарниң өйини униңға беғишлиди. 2Тар. 7:5-10 64  Шу күни падиша Пәрвәрдигарниң өйиниң алдидики һойлисиниң оттурисини айрип муқәддәс қилип, у йәрдә көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәлири вә енақлиқ қурбанлиғилириниң яғлирини сунди; чүнки Пәрвәрдигарниң алдида турған мис қурбангаһ көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәлири вә енақлиқ қурбанлиғилириниң яғлирини қобул қилишқа кичик кәлди. 2Тар. 7:7 65  Шуниң билән у вақитта Сулайман вә униң билән болған пүтүн Исраил, йәни Хамат райониға кириш еғизидин тартип Мисир еқиниғичә һәммә йәрләрдин кәлгән зор бир җамаәт Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида йәттә күн вә йәнә йәттә күн, җәмий он төрт күнгичилик һейт өткүзди. «Хамат райониға кириш еғизидин тартип...» — яки «Либо-Хаматтин тартип». «...җамаәт Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида йәттә күн вә йәнә йәттә күн, җәмий он төрт күнгичилик һейт өткүзди» — «кәпиләр һейти»ниң бекитилгән вақти йәттә күн еди. Исраиллар мошу вақитқа йәнә йәттә күн қошти. 66  Сәккизинчи күнидә у хәлиқни қайтурди; улар падишаниң бәхитини тилиди; андин улар Пәрвәрдигарниң Өз қули Давутқа вә хәлқи Исраилға қилған яхшилиқлири үчүн қәлбидә шат-хурам болуп өз өй-чедирлиригә қайтип кәтти.«Сәккизинчи күнидә» — демәк, иккинчи «йәттә күн»дин кейинки күндә.
 
 

8:1 ««Давут шәһири»..., йәни Зион...» — «Зион» Йерусалимниң ичидики егизлик болуп, шу йәргә дайим қорған селинип туратти. Кейин ибадәтханиму Зионда қурулған.

8:1 2Сам. 5:9; 6:12, 17; 2Тар. 5:2

8:2 «йәттинчи айдики бекитилгән һейт» — йәни «кәпиләр һейти» яки «мевә һосул һейти». Бу һейт 7-айниң 15-22 күнлиридә өткүзүлиду («Лав.» 23:34-43). Исраилниң әрлири униңға Йерусалимда қатнишиши лазим еди.

8:4 «җамаәт чедири» — йәни «җамаәт жиғилидиған чедир» яки «ибадәт чедири».

8:6 «каламхана» — 6:16 вә изаһатини көрүң.

8:8 «бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта» — «бүгүнгә қәдәр...» дегән сөзләр ибадәтхана техи өз җайида турған вақтида хатириләнгән, әлвәттә, вә шуңлашқа шуни испатлайдуки, «Падишаһлар»ниң көп қисимлири Йәһудадикиләрниң сүргүн болушидин илгири йезилған. «2пад.» 24-25 баблирини бәлким кейинки бир пүтүкчи қошуп язған болуши мүмкин.

8:9 «Һорәб теғи» —Синай теғиниң башқа бир исмидур.

8:9 Мис. 34:27

8:11 Мис. 40:34, 35; 2Тар. 7:2

8:12 Мис. 20:21; Лав. 16:2; Қан. 4:11; 5:22; 2Тар. 6:1

8:13 «сениң үчүн бир һәйвәтлик макан» — йәнә бир хил тәрҗимиси «сениң үчүн бур туралғу макан». «һәйвәтлик макан» — йәнә бир хил тәрҗимиси «туралғу макан».

8:16 2Сам. 7:6; 2Тар. 6:5

8:17 2Сам. 7:2; 1Тар. 17:1; 2Тар. 6:7

8:22 2Тар. 6:12

8:25 2Сам. 7:12, 16; 1Пад. 2:4; Зәб. 131:12

8:27 2Тар. 2:5; Йәш. 66:1; Йәр. 23:24; Рос. 7:49

8:29 «у җайға қарап қилған дуасиға...» — яки болмиса: «у җай тоғрисидики дуаси...».

8:29 Қан. 12:11

8:31 «Әгәр бириси өз хошнисиға ... ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә, бу қәсәм бу өйдики қурбангаһиңниң алдиға кәлсә...» — бундақ қәсәм тоғрилиқ «Чөл.» 5:11-31ни көрүң. «Қәсәм бу өйдики қурбангаһниң алдиға кәлсә...» — мүмкинчилиги барки, Исраилда мошундақ қәсәмләрни ичиш үчүн қурбангаһниң алдиға келиш керәк әмәс еди, пәқәт: «Худаниң қурбангаһи алдида қәсәм қилимәнки...» дегәндәк сөзләр ейтилған болса «қурбангаһ өз алдида турғандәк» һесаплинатти.

8:43 «бу өй Сениң намиң билән атилиду» — бу ибарә Худаниң ибадәтханиси тоғрилиқ «бу өй Мениңкидур» вә «бу өйдә Мениң ким екәнлигим аян қилиниду» дегәндәк икки мәхситини көрситиду.

8:46 2Тар. 6:36; Пәнд. 20:9; Топ. 7:20; 1Юһа. 1:8, 10

8:53 Мис. 19:5; Қан. 4:20; 7:6; 9:26, 29; 14:2

8:56 Йә. 21:45

8:60 Қан. 4:35, 39

8:63 2Тар. 7:5-10

8:64 2Тар. 7:7

8:65 «Хамат райониға кириш еғизидин тартип...» — яки «Либо-Хаматтин тартип». «...җамаәт Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида йәттә күн вә йәнә йәттә күн, җәмий он төрт күнгичилик һейт өткүзди» — «кәпиләр һейти»ниң бекитилгән вақти йәттә күн еди. Исраиллар мошу вақитқа йәнә йәттә күн қошти.

8:66 «Сәккизинчи күнидә» — демәк, иккинчи «йәттә күн»дин кейинки күндә.