2
Давут Сулайманға ахирқи несиһәтни қилиду
Давутниң өлидиған вақти йеқинлашқанда, оғли Сулайманға тапилап мундақ деди: —
«Әнди йәр йүзидикиләрниң һәммиси баридиған йол билән кетимән. Жүрәклик болуп, әркәктәк болғин! Сән барлиқ қиливатқан ишлириңда һәмдә барлиқ нийәт қилған ишлириңда раваҗ тепишиң үчүн Мусаға чүшүрүлгән қанунда пүтүлгәндәк, Пәрвәрдигар Худайиңниң йоллирида меңип, Униң бәлгүлимилири, Униң әмирлири, Униң һөкүмлири вә агаһ-гувалиқлирида чиң туруп, Униң тапшуруғини чиң тутқин. «барлиқ нийәт қилған ишлириңда...» — ибраний тилида: «сән қәйәргә бурулсаң,...» дегән сөзләр билән ипадилиниду.  Қан. 17:18; 29:9; Йә. 1:7 Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар маңа: «Әгәр әвлатлириң өз йолиға көңүл бөлүп, Мениң алдимда пүтүн қәлби вә пүтүн җени билән һәқиқәттә маңса, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп ейтқан сөзигә әмәл қилиду.2Сам. 7:12; Зәб. 131:12
Амма Зәруияниң оғли Йоабниң маңа қилғинини, йәни униң өзи қандақ қилип Исраилниң қошунидики икки сәрдарни, йәни Нерияниң оғли Абнәр билән Йәтәрниң оғли Амасани уруп өлтүрүп, тинич мәзгилдә җәңдә төкүлгәндәк қан төкүп, белигә бағлиған кәмәргә вә путиға кийгән кәшигә җәңдә төкүлгәндәк қан чечип, дағ қилғанлиғини билисән. 2Сам. 3:27; 20:10 Сән уни даналиғиңға мувапиқ бир тәрәп қилип, униң ақ бешиниң гөргә саламәт чүшүшигә йол қоймиғайсән.«униң ақ бешиниң гөргә саламәт чүшүшигә йол қоймиғайсән» — мошу йәрдә «гөр» «тәһтисара» дегәнни билдүриду.
Лекин Гилеадлиқ Барзиллайниң оғуллириға меһриванлиқ көрситип, дәстихиниңдин нан йегүзгин; чүнки мән акаң Абшаломдин қачқинимда, улар йенимға келип маңа шундақ қилған.2Сам. 17:27; 19:31
Вә мана Баһуримдин кәлгән Бинямин қәбилисидин Гераниң оғли Шимәй йениңда туриду. У мән Маһанаимға баридиғанда, әшәддий ләнәт билән мени қарғиди. Кейин у Иордан дәриясиға берип мениң алдимға кәлгәндә, мән Пәрвәрдигарниң нами билән униңға: «Сени қилич билән өлтүрмәймән» дәп қәсәм қилдим. 2Сам. 16:5; 19:19 Амма һазир уни гунасиз дәп санимиғин. Өзүң дана киши болғандин кейин униңға қандақ қилишни билисән; һәрһалда униң ақ бешини қанитип гөргә чүшүргин».«...һәрһалда униң ақ бешини қанитип гөргә чүшүргин» — мошу йәрдә «гөр» «тәһтисара» дегәнни билдүриду. «Зәруияниң оғли Йоаб... Бинямин қәбилисидин Гераниң оғли Шимәй» — бу икки адәмниң Сулайманға дүшмән болидиғанлиғиға Давут падишаниң көзи йәтти. Әслидә у уларни җазалашқа тоғра келәтти; бирақ өзи еғир гуна садир қилғанлиғи түпәйлидин («2Сам.» 11-бап) хиҗаләттә қелип, қоли бу ишларға һеч бармайтти.
10  Давут өз ата-бовлири билән бир йәрдә ухлиди. У «Давутниң шәһири» дегән җайда дәпнә қилинди.«Давут өз ата-бовилири билән бир йәрдә ухлиди» — мошундақ ибариләр үстидә «Яритилиш»тики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. ««Давутниң шәһири» дегән җай» — «Давутниң шәһири»: — Зионни, йәни Йерусалимдики егиз дөңгә җайлашқан, Давут қурған қәлъәни көрситиду.  Рос. 2:29; 13:36 11  Давутниң Исраилға сәлтәнәт қилған вақти қириқ жил еди; у Һебронда йәттә жил сәлтәнәт қилип, Йерусалимда оттуз үч жил сәлтәнәт қилди.1Тар. 29:27
 
Сулайманниң орни мустәһкәмлиниду
12  Сулайман атиси Давутниң тәхтидә олтарди; униң сәлтәнити хелә мустәһкәмләнди. 1Тар. 29:23; 2Тар. 1:1 13  Амма Һаггитниң оғли Адония Сулайманниң аниси Бат-Шебаниң қешиға барди. У униңдин: — Течлиқ мәхситидә кәлдиңму? — дәп сориди. У: — Шундақ, течлиқ мәхситидә, деди.
14  У йәнә: — Саңа бир сөзүм бар еди, деди. У: — Сөзүңни ейтқин, деди.
15  У: — Билисәнки, падишалиқ әслидә мениңки еди, вә пүтүн Исраил мени падиша болиду дәп, маңа қарайтти. Лекин падишалиқ мәндин кетип, инимниң илкигә өтти; чүнки Пәрвәрдигарниң ирадиси билән у униңки болди. 1Тар. 22:9; 28:5 16  Әнди саңа бир илтимасим бар. Мени яндурмиғин, деди. У: — Ейтқин, деди.
17  У: — Сәндин өтүнимән, Сулайман падишаға мән үчүн ейтқинки — чүнки у саңа яқ демәйду! — У Шунамлиқ Абишагни маңа хотунлуққа бәрсун, деди.
18  Бат-Шеба: — Мақул; сән үчүн падишаға сөз қилай, деди.
19  Бат-Шеба Адония үчүн сөз қилғили Сулайман падишаниң алдиға барди. Падиша қопуп алдиға берип, анисиға тазим қилди. Андин тәхтигә берип олтирип падишаниң анисиға бир тәхтни кәлтүрди. Шуниң билән у униң оң йенида олтирип, униңға: — 20  Саңа кичиккинә бир илтимасим бар. Мени яндурмиғин, деди. Падиша униңға: — И ана, соравәргин, мән сени яндурмаймән, деди.
21  У: — Акаң Адонияға Шунамлиқ Абишагни хотунлуққа бәргүзгин, деди.
22  Сулайман падиша җавап берип анисиға: — Немишкә Адония үчүн Шунамлиқ Абишагни сорайсән? У акам болған екән, униң үчүн, Абиятар каһин үчүн вә Зәруияниң оғли Йоаб үчүн падишалиқниму соримамсән! — деди.«Немишкә Адония үчүн Шунамлиқ Абишагни сорайсән? У акам болған екән, униң үчүн, ... падишалиқниму соримамсән!» — мүмкинчилиги барки, Адония атисиниң кенизигини әмригә алса, хәлиқ уни атисиға баравәр екән, шуңа падиша болушқа лайиқ дәп қарайтти. Сулайманниң көзлири бу ишқа йәтти.
23  Сулайман падиша Пәрвәрдигар билән қәсәм қилип мундақ деди: — Адония шу сөзни қилғини үчүн өлмисә, Худа мени урсун яки униңдин артуқ җазалисун! 24  Мениң орнумни мустәһкәм қилған, атамниң тәхтидә олтарғузған, Өз вәдиси бойичә маңа бир өйни қурған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Адония бүгүн өлүмгә мәһкүм қилиниду, деди.«Пәрвәрдигар... Өз вәдиси бойичә маңа бир өйни қурған...» — «өй» мошу йәрдә Сулаймандин болидиған шаһанә сулалини көрситиду.  2Сам. 7:12, 13
25  Шуниң билән Сулайман падиша Йәһояданиң оғли Бенаяни бу ишқа әвәтти; у уни чепип өлтүрди.
26  Падиша Абиятар каһинға: — Маң, Анатоттики өз етизлиғиңға барғин. Сән өлүмгә лайиқсән, лекин сән Рәб Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини атам Давутниң алдида көтәргәнлигиң түпәйлидин, вә атамниң тартқан һәммә азап-оқубәтлиридә униңға һәмдәрд болғиниң үчүн, мән һазир сени өлүмгә мәһкүм қилмаймән, деди.1Сам. 22:20-23; 2Сам. 15:24
27  Андин Сулайман Абиятарни Пәрвәрдигарға каһин болуштин җуда қилип һайдиди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Әлиниң җәмәти тоғрилиқ Шилоһда ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди.«Пәрвәрдигарниң Әлиниң җәмәти тоғрилиқ Шилоһда ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди» — бу сөз «1Сам.» 2:27-36дә вә 3:11-14дә хатириләнгән.  1Сам. 2:31-36
28  Буниң хәвири Йоабқа йәткәндә (чүнки Йоаб Абшаломға әгәшмигән болсиму, Адонияға әгәшкән еди) Йоаб Пәрвәрдигарниң чедириға қечип қурбангаһниң мүңгүзлирини тутти. 1Пад. 1:50 29  Сулайман падишаға: «Мана, Йоаб Пәрвәрдигарниң чедириға қечип берип, қурбангаһниң йенида туриду» дегән хәвәр йәткүзүлди. Сулайман Йәһояданиң оғли Бенаяни шу йәргә әвәтип: — Маң, уни өлтүрүвәткин, деди.
30  Беная Пәрвәрдигарниң чедириға берип униңға: — «Падиша сени буяққа чиқсун!» деди, деди. У: — Яқ, мошу йәрдә өлимән, деди. Беная падишаниң йениға қайтип униңға хәвәр берип: — Йоаб мундақ-мундақ деди, маңа шундақ җавап бәрди, деди.
31  Падиша униңға: — У өзи дегәндәк қилип, уни чепип өлтүргин вә уни дәпнә қилғин. Шуниң билән Йоаб төккән наһәқ қан мәндин вә атамниң җәмәтидин көтирилип кәткәй. 32  Шундақ қилип атам Давут бехәвәр әһвалда у өзидин адил вә есил икки адәмни, йәни Исраилниң қошуниниң сәрдари нәрниң оғли Абнәр билән Йәһуданиң қошуниниң сәрдари Йәтәрниң оғли Амасани қиличлиғини үчүн, Пәрвәрдигар у төккән қанни өз бешиға яндуриду. 33  Уларниң қени Йоабниң беши вә нәслиниң бешиға мәңгү янғай; лекин Давут, униң нәсли, җәмәти вә тәхтигә әбәдил-әбәткичә Пәрвәрдигардин тинич-хатирҗәмлик болғай, деди.
34  Йәһояданиң оғли Беная чиқип уни чепип, өлүмгә мәһкүм қилди. Андин у чөлдики өз өйидә дәпнә қилинди.
35  Падиша Йәһояданиң оғли Бенаяни униң орниға қошунниң сәрдари қилди; падиша Абиятарниң орниға Задокни каһин қилип тайинлиди.1Сам. 2:35
36  Андин кейин падиша Шимәйни чақирип униңға: — Йерусалимда өзүңгә бир өй селип у йәрдә олтарғин. Башқа һеч йәргә чиқма. 37  Әгәр сән чиқип Кидрон җилғисидин өтсәң, шуни ениқ билип қойки, шу күндә сән шәксиз өлисән. Сениң қениң өз бешиңға чүшиду, деди.
38  Шимәй падишаға: — Ғоҗамниң сөзи бәрһәқтур. Ғоҗам падиша ейтқандәк қуллири шундақ қилиду, деди. Шуниң билән Шимәй узун вақитқичә Йерусалимда турди.
39  Үч жилдин кейин шундақ болдики, Шимәйниң қуллиридин иккиси қечип Маакаһниң оғли, Гатниң падишаси Ақишниң қешиға барди. Шимәйгә: — Мана қуллириң Гат шәһиридә туриду, дегән хәвәр йәткүзүлди. 40  Шимәй ешигини тоқуп қуллирини издигили Гатқа, Ақишниң йениға барди. Андин у йенип өз қуллирини Гаттин елип кәлди.
41  Сулайманға: — Шимәй Йерусалимдин Гатқа берип кәлди, дәп хәвәр йәткүзүлди. 42  Падиша Шимәйни чақиртип униңға: — Мән сени Пәрвәрдигар билән қәсәм қилдуруп: — Шуни ениқ билип қойки, сән қайси күни чиқип бирәр йәргә барған болсаң, сән шу күнидә шәксиз өлисән, дәп агаһландуруп ейтмиғанмидим? Өзүңму, мән аңлиған сөз бәрһәқ, дегән едиңғу? 43  Шундақ болған екән, немишкә өзүң Пәрвәрдигар алдида қилған қәсимиңни бузуп, мән саңа буйруған буйруғумниму тутмидиң? — деди.
44  Падиша Шимәйгә йәнә: Сән атам Давутқа қилған һәммә рәзилликни убдан билисән, у көңлүңгә аяндур. Мана Пәрвәрдигар рәзиллигиңни өз бешиңға яндуриду. 2Сам. 16:5, 6, 7 45  Лекин Сулайман падиша болса бәрикәтлинип, Давутниң тәхти Пәрвәрдигарниң алдида әбәдил-әбәт мустәһкәм қилиниду, деди.
46  Андин падишаниң буйруғи билән Йәһояданиң оғли Беная чиқип уни чепип өлтүрди. Падишаһлиқ болса Сулайманниң қолида мустәһкәм қилинди.2Тар. 1:1
 
 

2:3 «барлиқ нийәт қилған ишлириңда...» — ибраний тилида: «сән қәйәргә бурулсаң,...» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

2:3 Қан. 17:18; 29:9; Йә. 1:7

2:4 2Сам. 7:12; Зәб. 131:12

2:5 2Сам. 3:27; 20:10

2:6 «униң ақ бешиниң гөргә саламәт чүшүшигә йол қоймиғайсән» — мошу йәрдә «гөр» «тәһтисара» дегәнни билдүриду.

2:7 2Сам. 17:27; 19:31

2:8 2Сам. 16:5; 19:19

2:9 «...һәрһалда униң ақ бешини қанитип гөргә чүшүргин» — мошу йәрдә «гөр» «тәһтисара» дегәнни билдүриду. «Зәруияниң оғли Йоаб... Бинямин қәбилисидин Гераниң оғли Шимәй» — бу икки адәмниң Сулайманға дүшмән болидиғанлиғиға Давут падишаниң көзи йәтти. Әслидә у уларни җазалашқа тоғра келәтти; бирақ өзи еғир гуна садир қилғанлиғи түпәйлидин («2Сам.» 11-бап) хиҗаләттә қелип, қоли бу ишларға һеч бармайтти.

2:10 «Давут өз ата-бовилири билән бир йәрдә ухлиди» — мошундақ ибариләр үстидә «Яритилиш»тики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. ««Давутниң шәһири» дегән җай» — «Давутниң шәһири»: — Зионни, йәни Йерусалимдики егиз дөңгә җайлашқан, Давут қурған қәлъәни көрситиду.

2:10 Рос. 2:29; 13:36

2:11 1Тар. 29:27

2:12 1Тар. 29:23; 2Тар. 1:1

2:15 1Тар. 22:9; 28:5

2:22 «Немишкә Адония үчүн Шунамлиқ Абишагни сорайсән? У акам болған екән, униң үчүн, ... падишалиқниму соримамсән!» — мүмкинчилиги барки, Адония атисиниң кенизигини әмригә алса, хәлиқ уни атисиға баравәр екән, шуңа падиша болушқа лайиқ дәп қарайтти. Сулайманниң көзлири бу ишқа йәтти.

2:24 «Пәрвәрдигар... Өз вәдиси бойичә маңа бир өйни қурған...» — «өй» мошу йәрдә Сулаймандин болидиған шаһанә сулалини көрситиду.

2:24 2Сам. 7:12, 13

2:26 1Сам. 22:20-23; 2Сам. 15:24

2:27 «Пәрвәрдигарниң Әлиниң җәмәти тоғрилиқ Шилоһда ейтқан сөзи әмәлгә ашурулди» — бу сөз «1Сам.» 2:27-36дә вә 3:11-14дә хатириләнгән.

2:27 1Сам. 2:31-36

2:28 1Пад. 1:50

2:35 1Сам. 2:35

2:44 2Сам. 16:5, 6, 7

2:46 2Тар. 1:1