Йәшуа
1
Пәрвәрдигарниң Йәшуа пәйғәмбәрни чақириши, униңға вәзипә тапшуруши
Вә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Мусаниң хизмәткари, Нунниң оғли Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: — «Вә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса вапат болғандин кейин...» — мошу җүмлә «вә» дегән сөз билән башлинип, «Йәшуа» дегән китапниң «Қанун Шәрһи» дегән китап билән зич бағланғанлиғини көрситиду. «Қан.» 34:12-айәтни көрүң.  Қан. 1:38; 34:5
Мениң қулум Муса вапат болди. Әнди сән қозғилип, бу хәлиқниң һәммисини башлап Иордан дәриясидин өтүп, Мән уларға, йәни Исраилларға тәқдим қилидиған зиминға киргин. «Мениң қулум Муса вапат болди» — оқурмәнләрниң есидә барки, Муса таққа чиқип Худаниң һозурида ялғуз өлгән вә Худа тәрипидин дәпнә қилинған. Һеч ким бу ишларға көз гувачи болмиған еди («Қан.» 34:5-6). Мән Мусаға ейтқинимдәк, путуңларниң тапини қәйәргә тәккән болса, шу җайни силәргә бәрдим; Қан. 11:24; Йә. 14:9 чегараңлар чөл-баявандин тартип Ливанғичә, Һиттийларниң зиминини өз ичигә елип, Әфрат дәриясидин күн петиштики Оттура Деңизғичә болиду. «Оттура Деңизғичә...» — ибраний тилида «Улуқ Деңизғичә...». Сениң барлиқ һаят күнлириңдә һеч ким саңа қарши туралмайду. Мән Өзүм Муса билән биллә болғандәк сениң билән биллә болуп, сени һәргиз ташливәтмәймән. Қан. 31:6, 8; Ибр. 13:5, 6 Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки сән бу хәлиқни Мән ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминға мирасхор қилип егилитисән. Қан. 31:23 Мениң қулум Муса саңа буйруған барлиқ қанунға әмәл қилишқа көңүл бөлүп, қәтъий җүръәтлик вә толиму қәйсәр болғин; сән қәйәргила барсаң ишлириң ғәлибилик болуши үчүн униңдин я оң я солға чәтнәп кәтмә; «...қәтъий җүръәтлик вә толиму қәйсәр болғин» — һәр қандақ киши Худаниң әмирлиригә асасән барлиқ хәлиққә йетәкчилик қилип, хәлиқниң ишлирини идарә қилиш үчүн интайин җүръәтлик болуши керәк.  Қан. 5:32; 28:14 бу қанун китавини өз ағзиңдин нери қилмай, униң ичидә пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, уни кечә-күндүз зикир килип ойла; шундақ қилсаң йоллириңда ғәлибилик болуп, өзүң ронақ таписән. «китаптики бу қанун китави» — (яки «муқәддәс қанундики бу китап» яки «китаптики бу қанун») — яки «Қанун Шерһи» яки «Муса пәйғәмбәрниң бәш китави»ни (йәни «Яритилиш», «Мисирдин Чиқиш», «Лавийлар» «Чөл-баявандики сәпәр», шундақла «Қанун Шерһи»ни) көрситиду.  Зәб. 1:2 Мана саңа: — Җүръәтлик вә қәйсәр бол, дәп буйруған едимғу? Шуңа һеч вәһимигә чүшмә, жүрәксиз болма; чүнки қәйәргә барсаң Пәрвәрдигар Худайиң сән билән биргидур.
 
Йәшуаниң хәлиқни Қанаанға кирип җәң қилишқа тәйярлиши
10 Шуниң билән Йәшуа хәлиқниң башлириға буйруп: —
11 Силәр чедиргаһтин өтүп хәлиққә: — Өзүңлар үчүн озуқ-түлүк тәйяр қилиңлар, чүнки үч күн тошқанда силәр Иордан дәриясидин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминни егиләш үчүн кирисиләр, — дәңлар, деди.
12 Йәшуа Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисигә сөз қилип: —
13 Худаниң қули болған Мусаниң силәргә буйруп: — Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә арамлиқ ата қилип бу зиминни силәргә бәргән, дәп ейтқинини есиңларда тутуңлар. «Пәрвәрдигар Худайиңлар .... бу зиминни силәргә бәргән, дәп ейтқинини есиңларда тутуңлар» — Муса пәйғәмбәрниң «Худа... силәргә арамлиқ ата қилип бу зиминни силәргә бәргән» дегән сөзлири мошу икки йерим қәбилиниң Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидин өзлири үчүн балдурла йәр-зимин егилигәнлигини көрситиду. Хәлиқ һазир дәриядин өтүп ғәрбий тәрәптики зиминни егиләшкә кириду. Муса пәйғәмбәрниң бу сөзлири «Қан.» 3:18-20дә тепилиду. 14-15 Хотун бала-җақаңлар вә чарпайлириңлар Муса өзи силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң бу тәрипидики зиминда қалсун, лекин араңларда қанчилик батур палван болсаңлар, силәр өз қериндашлириңларниң алдида сәптә туруп уларға ярдәм берип җәң қилиңлар; таки Пәрвәрдигар Худайиңлар қериндашлириңларға силәргә ата қилғиниға охшаш арам ата қилип, қериндашлириңларға у уларға мирас қилип беридиған зиминни егиләтгичә шундақ қилиңлар. Андин силәр тәвәлигиңлар болған зиминни, йәни Худаниң қули болған Муса силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң күн чиқиш тәрипидики бу зиминни егиләш үчүн қайтип бериңлар, — деди.«бу тәрәп» — дәрияниң шәриқ тәрипи, һазирқи Сурийә зиминини көрситиду.
16 Улар Йәшуаға җавап берип: — Сән бизгә әмир қилғанниң һәммисигә әмәл қилимиз, сән бизни қәйәргә әвәтсәң, шу йәргә баримиз. 17 Биз һәммә ишта Мусаниң сөзигә қулақ салғинимиздәк саңа қулақ салимиз; бирдин-бир тилигимиз, Пәрвәрдигар Худайиң Муса билән биллә болғандәк сениң биләнму биллә болғай! 18 Кимки сениң әмриңгә итаәтсизлик қилип, сән бизгә буйруған һәр қандақ сөзлириңгә қулақ салмиса, өлтүрүлиду! Сән пәқәтла җүръәтлик вә қәйсәр болғин, — деди.
 
 

1:1 «Вә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса вапат болғандин кейин...» — мошу җүмлә «вә» дегән сөз билән башлинип, «Йәшуа» дегән китапниң «Қанун Шәрһи» дегән китап билән зич бағланғанлиғини көрситиду. «Қан.» 34:12-айәтни көрүң.

1:1 Қан. 1:38; 34:5

1:2 «Мениң қулум Муса вапат болди» — оқурмәнләрниң есидә барки, Муса таққа чиқип Худаниң һозурида ялғуз өлгән вә Худа тәрипидин дәпнә қилинған. Һеч ким бу ишларға көз гувачи болмиған еди («Қан.» 34:5-6).

1:3 Қан. 11:24; Йә. 14:9

1:4 «Оттура Деңизғичә...» — ибраний тилида «Улуқ Деңизғичә...».

1:5 Қан. 31:6, 8; Ибр. 13:5, 6

1:6 Қан. 31:23

1:7 «...қәтъий җүръәтлик вә толиму қәйсәр болғин» — һәр қандақ киши Худаниң әмирлиригә асасән барлиқ хәлиққә йетәкчилик қилип, хәлиқниң ишлирини идарә қилиш үчүн интайин җүръәтлик болуши керәк.

1:7 Қан. 5:32; 28:14

1:8 «китаптики бу қанун китави» — (яки «муқәддәс қанундики бу китап» яки «китаптики бу қанун») — яки «Қанун Шерһи» яки «Муса пәйғәмбәрниң бәш китави»ни (йәни «Яритилиш», «Мисирдин Чиқиш», «Лавийлар» «Чөл-баявандики сәпәр», шундақла «Қанун Шерһи»ни) көрситиду.

1:8 Зәб. 1:2

1:13 «Пәрвәрдигар Худайиңлар .... бу зиминни силәргә бәргән, дәп ейтқинини есиңларда тутуңлар» — Муса пәйғәмбәрниң «Худа... силәргә арамлиқ ата қилип бу зиминни силәргә бәргән» дегән сөзлири мошу икки йерим қәбилиниң Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидин өзлири үчүн балдурла йәр-зимин егилигәнлигини көрситиду. Хәлиқ һазир дәриядин өтүп ғәрбий тәрәптики зиминни егиләшкә кириду. Муса пәйғәмбәрниң бу сөзлири «Қан.» 3:18-20дә тепилиду.

1:14-15 «бу тәрәп» — дәрияниң шәриқ тәрипи, һазирқи Сурийә зиминини көрситиду.