Зәбур
1
Биринчи Бөлүм •••• 1-күй •••• Итаәтмән адәмниң бәхити
1 Рәзилләрниң гепи бойичә маңмайдиған,
Гунакарларниң йолида турмайдиған,
Мәсқирә қилғучиниң орнида олтармайдиған адәм бәхит тапур! ◘Зәб. 25:4-5; Пәнд. 1:10, 15; 4:14, 15; 1Кор. 15:33; Әф. 5:11
2 Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң тәврат-қанунидидур;
У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду. ◼«У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду» — ибраний тилида: «У Униң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду». Әмәлийәттә болса бу зәбур Мәсиһни көрситиду. Сәвәби, Мәсиһтин башқа ким «Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду»?! Бирдинбир ундақ мукәммәл адәм пәқәт Удур. Ундақ болғанда, «Униң қануни» Өзиниңкидур! ◘Қан. 6:6-9; 17:19; Йә. 1:8; Зәб. 111:1; 118:1
3 У худди ериқ бойиға тикилгән,
Өз пәслидә мевисини беридиған,
Йопурмақлири солашмайдиған дәрәқтәктур;
У немила қилса ронақ тапиду. ◼«У немила қилса ронақ тапиду» — бу йәрдики «у», Худаниң йолида маңидиған адәмни көрситиду. ◘Йәр. 17:8
4 Рәзил адәмләр болса ундақ болмас;
Улар худди шамал учурувәткән тозандәктур. ◘Аюп 21:18; Зәб. 34:5; Йәш. 17:13; 29:5; Һош. 13:3
5 Шуниң үчүн рәзилләр сорақ күнидә тик туралмайду,
Гунакарлар һәққанийларниң җамаитидә һеч бешини көтирип туралмайду.
6 Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийларниң йолини көңлигә пүккән;
Рәзилләрниң йоли болса йоқилиду.
◘1:1 Зәб. 25:4-5; Пәнд. 1:10, 15; 4:14, 15; 1Кор. 15:33; Әф. 5:11
◼1:2 «У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду» — ибраний тилида: «У Униң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду». Әмәлийәттә болса бу зәбур Мәсиһни көрситиду. Сәвәби, Мәсиһтин башқа ким «Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду»?! Бирдинбир ундақ мукәммәл адәм пәқәт Удур. Ундақ болғанда, «Униң қануни» Өзиниңкидур!
◘1:2 Қан. 6:6-9; 17:19; Йә. 1:8; Зәб. 111:1; 118:1
◼1:3 «У немила қилса ронақ тапиду» — бу йәрдики «у», Худаниң йолида маңидиған адәмни көрситиду.
◘1:4 Аюп 21:18; Зәб. 34:5; Йәш. 17:13; 29:5; Һош. 13:3