34
34-күй •••• Зиянкәшлик һәм аһанәттә қалғанда қилған дуа
Давут язған күй: —
 
И Пәрвәрдигар, мән билән елишқанлар билән елишқайсән;
Маңа җәң қилғанларға җәң қилғайсән!
Қолуңға сипар вә қалқан алғин;
Маңа ярдәмгә орнуңдин турғайсән;
Нәйзини суғуруп, мени қоғлаватқанларниң йолини тосқайсән;
Мениң җенимға: «Мән сениң ниҗатлиғиңдурмән!» — дегәйсән!
Мениң һаятимға чаң салмақчи болғанлар йәргә қаритилип шәрмәндә болғай;
Маңа қәст әйлигәнләр кәйнигә яндурулуп рәсва болғай.Зәб. 39:15; 69:3-4
Улар гоя шамалда учқан самандәк тозуп кәткәй;
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни тарқитивәткәй! Аюп 21:18; Зәб. 1:4; Йәш. 29:5; Һош. 13:3
Уларниң йоли қараңғу вә тейилғақ болғай,
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларни қоғливәткәй!
Чүнки улар маңа орунсиз ора-қапқан тәйярлиди;
Җенимни сәвәпсиз елишқа улар уни колиди.
Һалакәт туйдурмастин уларниң бешиға чүшкәй,
Өзи йошурун қурған торға өзи чүшкәй,
Һалакәткә жиқилғай.
У чағда җеним Пәрвәрдигардин сөйүниду,
Униң ниҗатлиқ-қутқузушидин шатлиниду!
10 Мениң һәммә устиханлирим: — «И Пәрвәрдигар, кимму Саңа тәңдаш келәлисун?» — дәйду,
— «Сән езилгән мөминләрни күчлүкләрниң чаңгилидин,
Езилгәнләр һәм йоқсулларни уларни булиғучилардин тартивелип қутқузисән».
11 Явуз, ялған гувачилар қопуп,
Хәвирим болмиған гуналар билән үстүмдин шикайәт қилмақта.
12 Улар мениң яхшилиғимға яманлиқ қилип,
Мени панаһсиз житим қилип қойған еди!
13 Лекин мән болсам, улар кесәл болғанда,
Бөзни йөгәп кийивалдим;
Уларни дәп роза тутуп, өзүмни төвән қилдим;
Әнди дуайим болса һазир бағримға йенип кәлди!« ... улар кесәл болғанда, бөзни йөгәп кийивалдим» — «бөз кийим»ни кийивелиш (һаза тутқандәк) өзи яки башқилар үчүн қаттиқ дуа қилишниң бир хил ипадиси еди. «... дуайим болса һазир бағримға йенип кәлди!» — бу ибариниң мәнаси бәлким: — (1) Худа җавап бәрмигән болсиму (кесәл адәм сақаймиди), бирақ дуа қилғучини бәрикәтлиди; яки (2) дәрвәқә кесәл адәм сақайди, бирақ қеришқандәк дуа қилғучиға зиянкәшлик қилди. Бизниңчә 2-имканийәт тоғридур.
14 Мән бу ишлардин дост яки қериндишимниң бешиға чүшкән ишқа охшаш мәйүслинип жүрдум,
Мән өз анисиға һаза тутқандәк, бешимни селип жүрдүм.
15 Бирақ мән путлишип кәткинимдә,
Улар хошал болушуп кәткән еди,
Бир йәргә җәм болди;
Дәрвәқә җәм болушуп мошу зораванлар маңа қарши чиқишти,
Бирақ хәвирим йоқ еди.
Улар мени парә-парә қилиш үчүн тохтимай зәрбә беришти.
16 Худди бир чишләм пошкал үстидә чақчақ вә талаш қилған худасизлардәк,
Улар маңа чишлирини ғучурлитип хирис қилишти.«Худди бир чишләм пошкал үстидә чақчақ вә талаш қилған худасизлардәк,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Худди бир чишләм пошкал үстидә чақчақ вә худди әзвәйләп мазақ қилғучи әхлақсизлардәк,...».
17 И Рәб, қачанғичә пәрва қилмайсән?
Җенимни уларниң һалакитидин қутқузғайсән,
Мениң бирдин-бир һаятимни мошу житқуч ширларниң ағзидин тартивалғайсән!
18 Зор җамаәт арисида мән Саңа тәшәккүр ейтимән;
Нурғунлиған хәлиқ арисида Сени мәдһийиләймән.Зәб. 39:11,12; 110:1
19 Ялған сәвәп билән маңа рәқип болғанларни үстүмдин шатландурмиғайсән;
Мәндин сәвәпсиз нәпрәтләнгәнләрни өз ара көз қисиштурмиғайсән!Юһ. 15:25
20 Улар достанә сөз қилмайду,
Зиминдики течлиқпәрвәрләргә питнә-иғва тоқумақта.
21 Улар маңа қарап еғизини йоған ечип:
«Вай-вай! Күткүнимизни өз көзимиз билән көрүвалдуқ!» — дейишиду.
22 И Пәрвәрдигар, Сән буларни көрүп чиқтиң, сүкүт қилмиғайсән;
И Рәб, мәндин Өзүңни жирақлаштурмиғайсән;
23 Қозғалғайсән,
Мән үчүн һөкүм чиқиришқа ойғанғайсән,
И мениң Худайим — Рәббим!
24 Мениң ишим үстидә өз һәққанийлиғиң бойичә һөкүм чиқарғайсән, и Пәрвәрдигар Худайим;
Уларни мениң оңушсизлиғимдин шатландурмиғайсән!
25 Улар көңлидә: «Ваһ! Ваһ! Әҗәб убдан болди!» — дейишмисун;
Яки: «Уни жутувәттуқ!» — дейишмисун.
26 Мениң зийинимдин хошал болғанлар йәргә қаритилип шәрмәндә болғай;
Мениңдин өзлирини үстүн тутқучиларниң кийим-кечиги хиҗаләт вә номуссузлуқ болсун!
27 Мениң һәққанийлиғимдин сөйүнгәнләр тәнтәнә қилип шатлансун!
Улар һемишә: «Өз қулиниң аман-есәнлигигә сөйүнгән Пәрвәрдигар улуқлансун!» — дегәй.«Мениң һәққанийлиғимдин сөйүнгәнләр тәнтәнә қилип шатлансун! Улар һемишә: «Өз қулиниң аман-есәнлигигә сөйүнгән Пәрвәрдигар улуқлансун!» — дегәй» — Давут пәйғәмбәр мошу айәттә бәлким өзидин кейин келидиған, өз әҗдати болған Қутқузғучи-Мәсиһ тоғрилиқ бешарәт бериду.
28 Шу чағда мениң тилим күн бойи һәққанийлиғиң тоғрилиқ сөзләйду, мәдһийиләрни яңритиду.
 
 

34:4 Зәб. 39:15; 69:3-4

34:5 Аюп 21:18; Зәб. 1:4; Йәш. 29:5; Һош. 13:3

34:13 « ... улар кесәл болғанда, бөзни йөгәп кийивалдим» — «бөз кийим»ни кийивелиш (һаза тутқандәк) өзи яки башқилар үчүн қаттиқ дуа қилишниң бир хил ипадиси еди. «... дуайим болса һазир бағримға йенип кәлди!» — бу ибариниң мәнаси бәлким: — (1) Худа җавап бәрмигән болсиму (кесәл адәм сақаймиди), бирақ дуа қилғучини бәрикәтлиди; яки (2) дәрвәқә кесәл адәм сақайди, бирақ қеришқандәк дуа қилғучиға зиянкәшлик қилди. Бизниңчә 2-имканийәт тоғридур.

34:16 «Худди бир чишләм пошкал үстидә чақчақ вә талаш қилған худасизлардәк,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Худди бир чишләм пошкал үстидә чақчақ вә худди әзвәйләп мазақ қилғучи әхлақсизлардәк,...».

34:18 Зәб. 39:11,12; 110:1

34:19 Юһ. 15:25

34:27 «Мениң һәққанийлиғимдин сөйүнгәнләр тәнтәнә қилип шатлансун! Улар һемишә: «Өз қулиниң аман-есәнлигигә сөйүнгән Пәрвәрдигар улуқлансун!» — дегәй» — Давут пәйғәмбәр мошу айәттә бәлким өзидин кейин келидиған, өз әҗдати болған Қутқузғучи-Мәсиһ тоғрилиқ бешарәт бериду.