29
Йерусалимға чүшидиған «тәрбийилик җазалаш»
Ариәлгә, Давут өз макани қилған Ариәлгә вай!
Йәнә бир жил жилларға қошулсун,
Һейт-байрамлар йәнә айлинип кәлсун;«Ариәл» — Йерусалимни көрситиду, у «Худаниң қурбанлиқ суписиниң беши» дегәнлик, йәни қурбангаһқа от салидиған орун. Мошу исим, Худаға ибадәт қилидиған җай һәм Худаниң отиға учрайдиған җай екәнлигини билдүриду. Бәлким шу бабтики мәнаси шуки, Йерусалим Пәрвәрдигарға ибадәт қилидиған орун әмәс, бәлки итаәтсизлик түпәйлидин униң отлуқ ғәзивигә учрайдиған орун болуп қалди, дегәнлик. «Йәнә бир жил жилларға қошулсун» — мәнаси бәлким, «бир жилдин кейин» — демәк (2-8-айәткә асасән), Асурийә бир жилдин кейин Йерусалимни муһасиригә алиду. Ундақ болса, бешарәт миладийәдин илгәрки 702-жили берилгән.
Толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «Жиллар көпрәк өтсун, һейт-байрамлар йәнила өткүзүлсун» қатарлиқ. Икки хил тәрҗимиси охшашла, вақитму яки һейт-байрамлардики диний паалийәтләрму силәрни қутқузмайду, дегән мәнини билдүриду.
Бирақ Мән дәрд-әләмни Ариәлгә кәлтүримән;
Дад-пәрядлар көтирилип аңлиниду;
У Маңа һәқиқәтән бир «Ариәл» болиду.
Чүнки Мән сени қапсап чедирлар тиктүрүп,
Сени қамал қилип муһасирә истиһкамлирини салимән,
Потәйлири билән сени қоршивалимән.«Мән сени қапсап чедирлар тиктүрүп... потәйлири билән сени қоршивалимән» — бешарәт Асурийәниң һуҗумини көрсәткән әмәс, бәлки «барлиқ әлләрниң нурғунлиған қошунлири»ниң бир һуҗумини көрситиду (7-айәт); шуңа у Асурийәниң таҗавузидин кейин берилгән болса керәк. Униң үстигә, Худа «Ариәл»ни (һәр қетим ниҗатини рәт қилиши түпәйлидин) Бабилдин андин Римлиқлардин (миладийәдин кейинки 70-йил) қутқузған әмәс. Шуңа бешарәт ахирқи замандики көп әл-жутларниң (7-айәт) Йерусалимға, шундақла Исраилға қилидиған һуҗумини көздә тутиду.  Йәр. 6:3; Әз. 17:17
Шуниң билән пәс қилинисән,
Сән йәр тегидин сөзләйдиған,
Гәплириң пәстин, йәни топа-чаңдин келидиған,
Авазиң әрваһларни чақирғучиниңкидәк йәр тегидин чиқиду,
Сөзлириң топа-чаңдин шивирлап чиққандәк болиду;Йәш. 8:19
Шу чағда дүшмәнлириңниң топи худди юмшақ топа-чаңлардәк,
Явузларниң топи шамал учуруп ташлайдиған топандәк тозуп кетиду.
Бу иш бирдинла, туюқсиз болиду!Аюп 21:18; Зәб. 1:4; 34:5; Йәш. 17:13; 30:13
Әнди самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар сениң йениңға келиду;
Гүлдүрмама, йәр тәврәш, күчлүк шавқун, қуюнтаз, боран вә жутувалғучи от ялқунлар билән сәндин һесап алиду.«...сәндин һесап алиду» — ибраний тилида «...сени йоқлайду».
Шундақ қилип Ариәлгә қарши җәң қилидиған,
Йәни униңға вә қәлъә-қорғанлиқ мудапиәләргә җәң қиливатқан барлиқ әлләрниң нурғунлиған қошунлири кечиси көргән чүштики көрүнүштәк йоқап кетиду.
Ач қалған бириси чүш көргәндә,
Чүшидә бир немә йәйду;
Бирақ ойғанса, мана қосиғи қуруқ туриду;
Чаңқиған бириси чүш көргәндә,
Чүшидә су ичиду;
Бирақ ойғанса, мана у һалидин кетиду,
У йәнила уссузлуққа тәшна болиду;
Мана Зион теғиға қарши җәң қиливатқан әлләрниң нурғунлиған қошунлири дәл шундақ болиду. «... ойғанса, мана у һалидин кетиду, у йәнила уссузлуққа тәшна болиду; мана Зион теғиға қарши җәң қиливатқан әлләрниң нурғунлиған қошунлири дәл шундақ болиду» — демәк, бу чүшни көргән киши башқа әлләрниң қошунлирини көрситиду. Чүшидә көргән «тамақ-су» барлиқ әлләр жутувалмақчи болған Йерусалимни көрситиду. Әлләр «Йерусалим бизниңки» дәп хам хиял қилип, туюқсиз һәммидин айрилип, мәғлуп болиду.
 
Роһий қариғулуқ, роһий ғәпләт, Пәрвәрдигарниң дора-дәрмани
Әнди арисалди боливерип,
Қаймуқуп кетиңлар!
Өзүңларни қариғу қилип, қариғу болуңлар!
Улар мәс болди, бирақ шараптин әмәс!
Улар иләңлишип қалди, бирақ һарақтин әмәс!«Әнди арисалди боливерип, қаймуқуп кетиңлар!...» — бу айәт интайин муһим. Йәшая Асурийә яки башқа бесип киргән таҗавузчилардин қутулушни аллибурун алдин-ала ейтқан (36-37-бапларни көрүң). Әнди мошу қутулушларни көргәнләр йәнила Худаға ишәнмәй «тәсадипийлиқтин болған» яки «Мисир билән болған иттипақтин болған» десә қандақ болиду?
Әгәр улар шу чағда «арисалди» болса, һеч қарарға техи кәлмисә, улар һәр қандақ бир ишта баш қатуридиған болиду. Йәшая уларниң шундақ каҗлиқ қилидиғанлиғини алдин билгән (Худаниң агаһини 6:10-айәттә көрүң). Шуңа у кинайә қилип, уларни шундақ қилишқа дәвәт қилиду.
10 Чүнки Пәрвәрдигар силәргә ғәпләт уйқиси басқучи бир роһни төкүп,
Көзүңларни етивәтти;
У пәйғәмбәрләр вә баш-көзүңлар болған алдин көргүчиләрниму чүмкивәтти.«Пәрвәрдигар силәргә ғәпләт уйқиси басқучи бир роһни төкүп... алдин көргүчиләрниму чүмкивәтти» — жуқуриқи изаһатта ейтқинимиздәк, улар Пәрвәрдигарниң карамәтлирини йәнила етирап қилмиғандин кейин, Худа уларни техиму өз каҗлиғида бекитип қойиду. Шундақ қилғини билән У уларни техи ташливәтмигән; У уларға әң ахирқи бир пурсәтни яритип бериду. Бу пурсәт 14-айәттә алдин-ала ейтилиду.  Рим. 11:8
11 Мошу көргән пүткүл вәһий болса, силәр үчүн печәтливетилгән бир йөгимә китапдәк болуп қалди;
Хәқ китапни саватлиқ бирисигә берип: —
«Оқуп беришиңизни өтүнимән» — десә, у: —
«Оқуялмаймән, чүнки печити бар екән» — дәйду.
12 Китап саватсиз бирисигә берилип: —
«Оқуп беришиңизни өтүнимән» — дейилсә, у: —
«Мән саватсиз» — дәйду.«Китап саватсиз бирисигә берилип... у: — «Мән саватсиз» — дәйду» — саватлиқ киши болса «китап печәтләнгән» (печәтни бузушқа өзүмни аварә қилмаймән) дегән банини көрситиду. Саватсиз киши болса әлвәттә оқуялмайду; бирақ у саватлиқ кишидинму оқуп беришни соримайду. Демәк, нурғун адәмләр бу икки хил кишиләргә охшаш Худаниң бәргән вәһийсигә пәрвайим пәләк дәп жүривериду.
13 Вә Рәб мундақ дәйду: —
«Мошу хәлиқ ағзи билән Маңа йеқинлашқанда,
Тили билән Мени һөрмәтлигәндә,
Бирақ қәлби болса Мәндин жирақ турғачқа,
Мәндин болған қорқуши болса, пәқәт инсан балисиниң пәтивалиридинла болиду, халас;«Мошу хәлиқ ағзи билән Маңа йеқинлашқанда... қәлби болса Мәндин жирақ турғачқа, Мәндин болған қорқуши болса, пәқәт инсан балисиниң пәтивалиридинла болиду, халас» — «Мат.» 15:7-9, «Мар.» 7:6-7ни көрүң.  Мат. 15:8; Мар. 7:6
14 Шуңа мана, Мән мошу хәлиқ арисида йәнә бир карамәт көрситимән;
Карамәт бир ишни карамәт билән қилимән;
Шуниң билән уларниң данишмәнлириниң даналиғи йоқилиду;
Уларниң ақиллириниң әқиллири йошурунувалған болиду». «Шуңа мана, Мән мошу хәлиқ арисида йәнә бир карамәт көрситимән; карамәт бир ишни карамәт билән қилимән» — Худа уларға сәвир-тақәт билән йәнә бир пурсәт бәрмәкчи. Бу пурсәтниң немә екәнлиги ениқ тилға елинмиған. Бирақ бу йәрдә дейилгән сөзләргә қариғанда бу карамәтниң «Асурийәдин қутулуш» дегән мөҗизидин бир нәччә һәссә жуқурилиғи, әҗайиплиғи, карамәтлиги вә тилсиматлиғи бар болуши мүмкин. Биз йәнә шундақ дәп қараймизки, Йәшая пәйғәмбәр мошу ишни китавиниң қалған қисмида бизгә ейтип бериду; оқурмәнләрниң өзи уни оқуп чүшинәләйду. «Шуниң билән уларниң данишмәнлириниң даналиғи йоқилиду; уларниң ақиллириниң әқиллири йошурунувалған болиду» — Худаниң ишлигән мошу карамитиниң нәтиҗиси дуниядики «данишмәнлик»ни өз-өзидин хиҗил қилиду. «1Кор.» 1:19ни көрүң.
««Ақилларниң әқиллири» йошурунивалиду» — демәк, уларниң әқли һеч әсқатмайду һәм башқилар алдида көрүнүшкә хиҗил болиду.
  Йәр. 49:7; Об. 8; Мат. 11:25; 1Кор. 1:19
 
Чоң өзгиришләр
15 Өзиниң пүккән нийәтлирини Пәрвәрдигардин йошуруш үчүн астин йәргә киривалған,
Өз ишлирини қараңғулуқта қилидиған,
Вә «Бизни ким көриду» вә «Ким бизни билгән» дегәнләргә вай!Зәб. 93:7
16 Аһ, силәрниң тәтүрлүгүңлар!
Сапалчини сеғиз лайға охшатқили боламду?
Шундақла иш өзини Ишлигүчигә: «У мени ишлимигән»,
Яки шәкилләндүрүлгән өзини Шәкилләндүргүчигә: «Униң әқли йоқ» десә боламду?!Йәш. 45:9
17 Чүнки қисқа вақит ичидила, Ливан мевилик бағға айландурулмамду?
Мевилик бағ болса орман һесапланмамду?«Ливан мевилик бағға айландурулмамду? Мевилик бағ болса орман һесапланмамду?» — Ливан кона заманлардин тартип орманлири билән даңқи чиққан район болуп кәлгән. Мошу орман билән униң «мевилик бағ»лириниң рольлири алмаштурулған болса, ундақта жуқури орунда турғанлар яки тәкәббурлар пәс (бирақ йәнила яхши вә мевә беридиған) орунға бекитилиду вә кәмтәрләр болса жуқури орунға қоюлиду, демәкчи. Қандақла болмисун, нурғун кишиләрниң орунлирида алмишиш йүз бериду.
18 Шу күнидә гаслар шу йөгимә китапниң сөзлирини аңлайдиған,
Қариғулар зулмәт һәм қараңғулуқтин чиқип көзлири көридиған болиду;Мат. 11:5
19 Мөминләр болса Пәрвәрдигардин техиму хурсән болиду;
Инсанлар арисидики мискинләр Исраилдики Муқәддәс Болғучидин шатлиниду.
20 Рәһимсиз болғучи йоқайду,
Мазақ қилғучи ғайип болиду;
Қәбиһлик пурситини күтидиғанларниң һәммиси һалак қилиниду;
21 Мана мошундақ адәмләр адәмни бир сөз үчүнла җинайәтчи қилиду,
Дәрвазида туруп рәзилликкә тәнбиһ бәргүчи үчүн қапқан тәйярлап қойиду,
Һәққаний адәмниң дәвасини сәвәпсиз бекар қиливетиду.«(Улар) дәрвазида туруп рәзилликкә тәнбиһ бәргүчи үчүн қапқан тәйярлап қойиду» — шәһәр дәрвазиси сот қилидиған җай еди.  Ам. 5:10
22 Шуңа Ибраһим үчүн бәдәл төләп қутқузған Пәрвәрдигар Яқупниң җәмәти тоғрилиқ мундақ дәйду: —
«Һазир болса Яқуп хиҗиллиққа қалмайду,
Һазир болса у тит-тит болуп чирайи татирип кәтмәйду;Шуңа Ибраһим үчүн бәдәл төләп қутқузған Пәрвәрдигар Яқупниң җәмәти тоғрилиқ мундақ дәйду: — «Һазир болса Яқуп хиҗиллиққа қалмайду, һазир болса у тит-тит болуп чирайи татирип кәтмәйду» — демәк: —
(1) «Яқуп өз пәрзәнтлири (җәмәти) тоғрисида хиҗил болмайду». Яқуп һаят вақтида өзиниң он икки оғлиниң қилмишлиридин наһайити хиҗил болуп жүрәтти («Яр.» 34-бапни көрүң). Андин Яқуп кейинки дәвирдә пәрзәнтлириниң қилғанлирини көргән болса, техиму хиҗил болған болатти! Бирақ «һазир болса» (кәлгүсидә) адил, һәққаний, сап диллиқ «йеңидин туғулған», йеңи бир пәрзәнти, йеңи бир Исраил вуҗудқа келиду; Яқуп (тирилгән вақтида) улардин һеч хиҗил болмайду, әлвәттә.
(2) «Униң чирайи татирип кәтмәйду» — Өз оғуллириниң бир-биригә һәсәтхор болғанлиғи түпәйлидин Яқуп көп җапа тартқан. У Йүсүпни «өлтүрүлгән» дәп узун жиллар матәм тутқан, андин әң яхши көридиған Биняминни «йоқап кәтти» дәп әнсирәп өләй дәп қалған. Бирақ өз пәрзәнтлири тоғрисида әнсирәшниң һаҗити йоқ — чүнки «һазир болса» һәр бири Худаниң башпанаһида аман-есән мәңгү туриду, шундақла бир-бири билән енақ өтүшиду.
23 Чүнки Яқуп қолумниң ишлигән әмили болған, өз арисида турған әвлатлирини көргән вақтида,
Улар намимни муқәддәс дәп улуқлайдиған,
Яқупниң Муқәддәс Болғучисини пак-муқәддәс дәп билидиған,
Исраилниң Худасидин қорқидиған болиду.«Яқуп қолумниң ишлигән әмили болған, өз арисида турған әвлатлирини көргән вақтида...» — мошу 22-24-айәттә һәм Яқупниң өзини (Исраилни) һәм униң әвлатлирини (Исраилларни) көрситиду. Яқупниң өзи уларни көрүш үчүн өлүмдин тирилиши керәк, әлвәттә.
24 Роһи езип кәткәнләр йорутулидиған,
Қақшап жүргәнләр несиһәт-билим қобул қилидиған болиду.
 
 

29:1 «Ариәл» — Йерусалимни көрситиду, у «Худаниң қурбанлиқ суписиниң беши» дегәнлик, йәни қурбангаһқа от салидиған орун. Мошу исим, Худаға ибадәт қилидиған җай һәм Худаниң отиға учрайдиған җай екәнлигини билдүриду. Бәлким шу бабтики мәнаси шуки, Йерусалим Пәрвәрдигарға ибадәт қилидиған орун әмәс, бәлки итаәтсизлик түпәйлидин униң отлуқ ғәзивигә учрайдиған орун болуп қалди, дегәнлик. «Йәнә бир жил жилларға қошулсун» — мәнаси бәлким, «бир жилдин кейин» — демәк (2-8-айәткә асасән), Асурийә бир жилдин кейин Йерусалимни муһасиригә алиду. Ундақ болса, бешарәт миладийәдин илгәрки 702-жили берилгән. Толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «Жиллар көпрәк өтсун, һейт-байрамлар йәнила өткүзүлсун» қатарлиқ. Икки хил тәрҗимиси охшашла, вақитму яки һейт-байрамлардики диний паалийәтләрму силәрни қутқузмайду, дегән мәнини билдүриду.

29:3 «Мән сени қапсап чедирлар тиктүрүп... потәйлири билән сени қоршивалимән» — бешарәт Асурийәниң һуҗумини көрсәткән әмәс, бәлки «барлиқ әлләрниң нурғунлиған қошунлири»ниң бир һуҗумини көрситиду (7-айәт); шуңа у Асурийәниң таҗавузидин кейин берилгән болса керәк. Униң үстигә, Худа «Ариәл»ни (һәр қетим ниҗатини рәт қилиши түпәйлидин) Бабилдин андин Римлиқлардин (миладийәдин кейинки 70-йил) қутқузған әмәс. Шуңа бешарәт ахирқи замандики көп әл-жутларниң (7-айәт) Йерусалимға, шундақла Исраилға қилидиған һуҗумини көздә тутиду.

29:3 Йәр. 6:3; Әз. 17:17

29:4 Йәш. 8:19

29:5 Аюп 21:18; Зәб. 1:4; 34:5; Йәш. 17:13; 30:13

29:6 «...сәндин һесап алиду» — ибраний тилида «...сени йоқлайду».

29:8 «... ойғанса, мана у һалидин кетиду, у йәнила уссузлуққа тәшна болиду; мана Зион теғиға қарши җәң қиливатқан әлләрниң нурғунлиған қошунлири дәл шундақ болиду» — демәк, бу чүшни көргән киши башқа әлләрниң қошунлирини көрситиду. Чүшидә көргән «тамақ-су» барлиқ әлләр жутувалмақчи болған Йерусалимни көрситиду. Әлләр «Йерусалим бизниңки» дәп хам хиял қилип, туюқсиз һәммидин айрилип, мәғлуп болиду.

29:9 «Әнди арисалди боливерип, қаймуқуп кетиңлар!...» — бу айәт интайин муһим. Йәшая Асурийә яки башқа бесип киргән таҗавузчилардин қутулушни аллибурун алдин-ала ейтқан (36-37-бапларни көрүң). Әнди мошу қутулушларни көргәнләр йәнила Худаға ишәнмәй «тәсадипийлиқтин болған» яки «Мисир билән болған иттипақтин болған» десә қандақ болиду? Әгәр улар шу чағда «арисалди» болса, һеч қарарға техи кәлмисә, улар һәр қандақ бир ишта баш қатуридиған болиду. Йәшая уларниң шундақ каҗлиқ қилидиғанлиғини алдин билгән (Худаниң агаһини 6:10-айәттә көрүң). Шуңа у кинайә қилип, уларни шундақ қилишқа дәвәт қилиду.

29:10 «Пәрвәрдигар силәргә ғәпләт уйқиси басқучи бир роһни төкүп... алдин көргүчиләрниму чүмкивәтти» — жуқуриқи изаһатта ейтқинимиздәк, улар Пәрвәрдигарниң карамәтлирини йәнила етирап қилмиғандин кейин, Худа уларни техиму өз каҗлиғида бекитип қойиду. Шундақ қилғини билән У уларни техи ташливәтмигән; У уларға әң ахирқи бир пурсәтни яритип бериду. Бу пурсәт 14-айәттә алдин-ала ейтилиду.

29:10 Рим. 11:8

29:12 «Китап саватсиз бирисигә берилип... у: — «Мән саватсиз» — дәйду» — саватлиқ киши болса «китап печәтләнгән» (печәтни бузушқа өзүмни аварә қилмаймән) дегән банини көрситиду. Саватсиз киши болса әлвәттә оқуялмайду; бирақ у саватлиқ кишидинму оқуп беришни соримайду. Демәк, нурғун адәмләр бу икки хил кишиләргә охшаш Худаниң бәргән вәһийсигә пәрвайим пәләк дәп жүривериду.

29:13 «Мошу хәлиқ ағзи билән Маңа йеқинлашқанда... қәлби болса Мәндин жирақ турғачқа, Мәндин болған қорқуши болса, пәқәт инсан балисиниң пәтивалиридинла болиду, халас» — «Мат.» 15:7-9, «Мар.» 7:6-7ни көрүң.

29:13 Мат. 15:8; Мар. 7:6

29:14 «Шуңа мана, Мән мошу хәлиқ арисида йәнә бир карамәт көрситимән; карамәт бир ишни карамәт билән қилимән» — Худа уларға сәвир-тақәт билән йәнә бир пурсәт бәрмәкчи. Бу пурсәтниң немә екәнлиги ениқ тилға елинмиған. Бирақ бу йәрдә дейилгән сөзләргә қариғанда бу карамәтниң «Асурийәдин қутулуш» дегән мөҗизидин бир нәччә һәссә жуқурилиғи, әҗайиплиғи, карамәтлиги вә тилсиматлиғи бар болуши мүмкин. Биз йәнә шундақ дәп қараймизки, Йәшая пәйғәмбәр мошу ишни китавиниң қалған қисмида бизгә ейтип бериду; оқурмәнләрниң өзи уни оқуп чүшинәләйду. «Шуниң билән уларниң данишмәнлириниң даналиғи йоқилиду; уларниң ақиллириниң әқиллири йошурунувалған болиду» — Худаниң ишлигән мошу карамитиниң нәтиҗиси дуниядики «данишмәнлик»ни өз-өзидин хиҗил қилиду. «1Кор.» 1:19ни көрүң. ««Ақилларниң әқиллири» йошурунивалиду» — демәк, уларниң әқли һеч әсқатмайду һәм башқилар алдида көрүнүшкә хиҗил болиду.

29:14 Йәр. 49:7; Об. 8; Мат. 11:25; 1Кор. 1:19

29:15 Зәб. 93:7

29:16 Йәш. 45:9

29:17 «Ливан мевилик бағға айландурулмамду? Мевилик бағ болса орман һесапланмамду?» — Ливан кона заманлардин тартип орманлири билән даңқи чиққан район болуп кәлгән. Мошу орман билән униң «мевилик бағ»лириниң рольлири алмаштурулған болса, ундақта жуқури орунда турғанлар яки тәкәббурлар пәс (бирақ йәнила яхши вә мевә беридиған) орунға бекитилиду вә кәмтәрләр болса жуқури орунға қоюлиду, демәкчи. Қандақла болмисун, нурғун кишиләрниң орунлирида алмишиш йүз бериду.

29:18 Мат. 11:5

29:21 «(Улар) дәрвазида туруп рәзилликкә тәнбиһ бәргүчи үчүн қапқан тәйярлап қойиду» — шәһәр дәрвазиси сот қилидиған җай еди.

29:21 Ам. 5:10

29:22 Шуңа Ибраһим үчүн бәдәл төләп қутқузған Пәрвәрдигар Яқупниң җәмәти тоғрилиқ мундақ дәйду: — «Һазир болса Яқуп хиҗиллиққа қалмайду, һазир болса у тит-тит болуп чирайи татирип кәтмәйду» — демәк: — (1) «Яқуп өз пәрзәнтлири (җәмәти) тоғрисида хиҗил болмайду». Яқуп һаят вақтида өзиниң он икки оғлиниң қилмишлиридин наһайити хиҗил болуп жүрәтти («Яр.» 34-бапни көрүң). Андин Яқуп кейинки дәвирдә пәрзәнтлириниң қилғанлирини көргән болса, техиму хиҗил болған болатти! Бирақ «һазир болса» (кәлгүсидә) адил, һәққаний, сап диллиқ «йеңидин туғулған», йеңи бир пәрзәнти, йеңи бир Исраил вуҗудқа келиду; Яқуп (тирилгән вақтида) улардин һеч хиҗил болмайду, әлвәттә. (2) «Униң чирайи татирип кәтмәйду» — Өз оғуллириниң бир-биригә һәсәтхор болғанлиғи түпәйлидин Яқуп көп җапа тартқан. У Йүсүпни «өлтүрүлгән» дәп узун жиллар матәм тутқан, андин әң яхши көридиған Биняминни «йоқап кәтти» дәп әнсирәп өләй дәп қалған. Бирақ өз пәрзәнтлири тоғрисида әнсирәшниң һаҗити йоқ — чүнки «һазир болса» һәр бири Худаниң башпанаһида аман-есән мәңгү туриду, шундақла бир-бири билән енақ өтүшиду.

29:23 «Яқуп қолумниң ишлигән әмили болған, өз арисида турған әвлатлирини көргән вақтида...» — мошу 22-24-айәттә һәм Яқупниң өзини (Исраилни) һәм униң әвлатлирини (Исраилларни) көрситиду. Яқупниң өзи уларни көрүш үчүн өлүмдин тирилиши керәк, әлвәттә.