17
Дәмәшқ вә Әфраим тоғрилиқ бир бешарәт
Дәмәшқ тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: —
Мана, Дәмәшқ шәһәр болуп турувәрмәй, наһайити бир дога харабилиққа айландурулиду.
Ароәрдики шәһәрләр адәмзатсиз болуп,
Қой падилириға қалдурулиду,
Улар теч-аман ятиду,
Уларни қорқутқидәк һеч бир адәмму көрүнмәйду.
Әфраимда болса, қорғанлиқ шәһәрләр йоқилиду,
Дәмәшқниң шаһанә һоқуқи,
Сурийәниң қалдуқлири йоқилиду;
Улар «Исраилниң шөһрити»дәк йоқ болиду.
— дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.«Улар «Исраилниң шөһрити»дәк йоқ болиду» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда, «Улар Исраилниң шөһритидәк болиду». Ойлаймизки, мошу сөз кинайилик гәп болуп: — «шөһрити йоқ» дегәнлик (4-айәтни көрүң). Бәзи алимлар, кәлгүсидә Исраилниң шөһрити әслигә кәлтүрүлиду, шуңа Дәмәшқниңму шөһрити болиду, дәп қарайду.
Шу күни шундақ болидуки, Яқупниң шөһрити суслишип,
Тенидики семиз әтләр сизип кетиду.
Уларниң һали болса ормичи буғдай орғандин кейин,
Йәни билиги билән жиғип орғандин кейин,
Һәтта Рәфайим җилғисида адәмләр башақларни тәргәндин кейинки һаләткә охшаш, қалғини йоқ дейәрлик болиду;«Уларниң һали болса ормичи буғдай орғандин кейин, йәни билиги билән жиғип орғандин кейин, ... қалғини йоқ дейәрлик болиду» — демәк, ормичи әгәр билигини ишлитип орса, наһайити аз башақлар қелип қалиду; Рәфайим (Рәфайийларниң) җилғиси Йерусалимниң җәнуп тәрипидә, у йәргә кәмбәғәлләр берип ормичилар қалдурған буғдайни терәтти; әлвәттә тәргәндин кейин қалған буғдай «йоқ дейәрлик» болиду; Худаниң җазаси билән Әфраимниң адәмлири, шөһрити, һәммиси охшашла «йоқ дейәрлик» болиду.
Мошу балаю-апәтләр Асурийә империйәсиниң бир нәччә қетимлиқ таҗавузлири билән уларниң бешиға кәлди. Ахирида Асурийә Әфраимдики көп аһалини сүргүн қилди (миладийәдин илгәрки 722-жили).
Һалбуки, йәнә азрақ тәргидәк башақ,
Зәйтун дәриғи силкингәндин кейин,
Әң учида икки-үч тал мевә,
Көп мевилигән шахлирида төрт-бәш тал мевә қалдурулиду,
— дәйду Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар.
— Шу күни инсан болса Яратқучисиға нәзирини тикиду,
Көзи Исраилдики Муқәддәс Болғучида болиду.
Улар өз қурбангаһлириға, йәни өз қоли билән ясиғанлириға,
Яки бармақлири билән шәкилләндүргәнлиригә һеч қаримайду,
Нә «Ашәраһ»ларға нә «күн түврүклири»гә һеч үмүт бағлимайду.«Улар өз қурбангаһлириға... нә «Ашәраһ»ларға нә «күн түврүклири»гә һеч үмүт бағлимайду» — мошу айәттики қурбангаһлар вә «күн түврүклири», шүбһисизки, бутларға чоқунушта ишлитидиған нәрсиләр. «Ашәраһлар» дегән бутлар бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләр еди. Дәрәқләр бәлким «аял мәбуд» шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болса керәк. Адәмләрниң хияллирида, мошу мәбуд «зиминни мунбәтлик қилармиш» вә «аялларни туғумчан қилармиш». Буларға чоқунуш адәтлириниң һәр хил җинсий әхлақсизлиқ билән мунасивити бар еди.
Шу сөзләргә қариғанда аз бир қисим Әфраимдикиләр Худағила үмүт-ишәш бағлайду. Бешарәтниң бир қетимлиқ әмәлгә ашурулушини «2Тар.» 30-31-баптин, 34:9-айәттинму көргили болиду.
Шу күнидә униң қорғанлиқ шәһәрлири,
Әслидики Исраилларниң алдида чатқаллиққа вә тақир тағларға айландурулған харабә шәһәрләрдәк,
Һәммиси вәйран болуп кетиду. «әслидики Исраилларниң алдида чатқаллиққа вә тақир тағларға айландурулған харабә шәһәрләрдәк...» — мошу кона «харабә шәһәрләр», Йәшуа пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә, Исраиллар Худаға тайинип зиминни ишғал қилғанда вәйран қилинған еди. Шу харабә кона шәһәрләр уларға Худаға тайиниш керәклигини әслитиши керәк еди.
10 Чүнки ниҗатиң болған Худани унтуп қалдиң,
Күчүң болған «Қорам Таш  Болғучи»ни әслимидиң;
Шуңа сән «сәрхил» өсүмлүкләрни тикип қойғиниң билән,
Вә яқа жуттики үзүм таллирини тиккиниң билән,«Шуңа сән «сәрхил» өсүмлүкләрни тикип қойғиниң билән, вә яқа жуттики үзүм таллирини тиккиниң билән,...» — мошу айәттики «өсүмлүкләр» хурапийлиқ билән тикилгән, адәмни бай қилидиған яки раваҗ тапқузидиған «сеһрий өсүмлүкләр»миш.
11 Уларни тиккән күнила яшартқиниң билән,
Тиккән әтисила уларни чечәкләткиниң билән,
Һосулиға еришкән күнидә, у пәқәт бир патман давалиғусиз қайғу-һәсрәт болиду, халас!«Һосулиға еришкән күнидә, у пәқәт бир патман давалиғусиз қайғу-һәсрәт болиду, халас!» — пүткүл айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиси болуши мүмкин.
12 Һәй! Көп хәлиқләрниң чуқан-сүрәнлири!
Улар деңиз-океанларни урғутуп долқунлардәк шавқунларни көтириду,
Аһ, әлләрниң қайнам-ташқинлири!
Долқунланған күчлүк сулардәк улар қайнам-ташқинларни көтириду.
13 Әлләр улуқ суларниң қайнам-ташқинлиридәк долқунлинип кетиду;
Бирақ У уларниң дәккисини бериши биләнла, улар жираққа бәдәр қечип кетиду.
Улар тағдики от-чөпләрниң топа-топанлири шамалда жирақларға учуруветилгәндәк,
Қара қуюн алдида чаң-тозаңлар қуюн болғандәк һайдиветилиду!Аюп 21:18; Зәб. 1:4; 34:5; 83:14-16; Һош. 13:3
14 Кәчтә — вәһимә!
Таң сәһәрдә — йоқ бирақ!
Мана бизни булап кәткәнләрниң несивиси,
Биздин олҗа-ғәниймәт еливалғанларниң ақивитидур!
 
 

17:3 «Улар «Исраилниң шөһрити»дәк йоқ болиду» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда, «Улар Исраилниң шөһритидәк болиду». Ойлаймизки, мошу сөз кинайилик гәп болуп: — «шөһрити йоқ» дегәнлик (4-айәтни көрүң). Бәзи алимлар, кәлгүсидә Исраилниң шөһрити әслигә кәлтүрүлиду, шуңа Дәмәшқниңму шөһрити болиду, дәп қарайду.

17:5 «Уларниң һали болса ормичи буғдай орғандин кейин, йәни билиги билән жиғип орғандин кейин, ... қалғини йоқ дейәрлик болиду» — демәк, ормичи әгәр билигини ишлитип орса, наһайити аз башақлар қелип қалиду; Рәфайим (Рәфайийларниң) җилғиси Йерусалимниң җәнуп тәрипидә, у йәргә кәмбәғәлләр берип ормичилар қалдурған буғдайни терәтти; әлвәттә тәргәндин кейин қалған буғдай «йоқ дейәрлик» болиду; Худаниң җазаси билән Әфраимниң адәмлири, шөһрити, һәммиси охшашла «йоқ дейәрлик» болиду. Мошу балаю-апәтләр Асурийә империйәсиниң бир нәччә қетимлиқ таҗавузлири билән уларниң бешиға кәлди. Ахирида Асурийә Әфраимдики көп аһалини сүргүн қилди (миладийәдин илгәрки 722-жили).

17:8 «Улар өз қурбангаһлириға... нә «Ашәраһ»ларға нә «күн түврүклири»гә һеч үмүт бағлимайду» — мошу айәттики қурбангаһлар вә «күн түврүклири», шүбһисизки, бутларға чоқунушта ишлитидиған нәрсиләр. «Ашәраһлар» дегән бутлар бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләр еди. Дәрәқләр бәлким «аял мәбуд» шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болса керәк. Адәмләрниң хияллирида, мошу мәбуд «зиминни мунбәтлик қилармиш» вә «аялларни туғумчан қилармиш». Буларға чоқунуш адәтлириниң һәр хил җинсий әхлақсизлиқ билән мунасивити бар еди. Шу сөзләргә қариғанда аз бир қисим Әфраимдикиләр Худағила үмүт-ишәш бағлайду. Бешарәтниң бир қетимлиқ әмәлгә ашурулушини «2Тар.» 30-31-баптин, 34:9-айәттинму көргили болиду.

17:9 «әслидики Исраилларниң алдида чатқаллиққа вә тақир тағларға айландурулған харабә шәһәрләрдәк...» — мошу кона «харабә шәһәрләр», Йәшуа пәйғәмбәрниң йетәкчилигидә, Исраиллар Худаға тайинип зиминни ишғал қилғанда вәйран қилинған еди. Шу харабә кона шәһәрләр уларға Худаға тайиниш керәклигини әслитиши керәк еди.

17:10 «Шуңа сән «сәрхил» өсүмлүкләрни тикип қойғиниң билән, вә яқа жуттики үзүм таллирини тиккиниң билән,...» — мошу айәттики «өсүмлүкләр» хурапийлиқ билән тикилгән, адәмни бай қилидиған яки раваҗ тапқузидиған «сеһрий өсүмлүкләр»миш.

17:11 «Һосулиға еришкән күнидә, у пәқәт бир патман давалиғусиз қайғу-һәсрәт болиду, халас!» — пүткүл айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиси болуши мүмкин.

17:13 Аюп 21:18; Зәб. 1:4; 34:5; 83:14-16; Һош. 13:3