83
83-күй •••• Пәрвәрдигарниң һозурини сеғиниш
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та челинсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
 
Маканлириң нәқәдәр әзиздур,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар!«Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та челинсун дәп» — «Гиттиф»ниң мүмкинчилиги бар бир мәнаси: «Гат шәһириниң сази».
Җеним Пәрвәрдигарниң һойлилириға тәшна болуп,
Сеғинип һәтта һалидин кетиду,
Дилим вә әтлирим һаят Тәңригә тәлмүрүп нида қилиду;Зәб. 41:1-3; 62:1-3
Мана, һәтта мубарәк қучқачму бир маканни тапқан,
Қарлиғачму өзигә һәм бала туғидиған уга ясайдиған җайни тапқан,
— Йәни Сениң қурбангаһлириңдин,
И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
— Мениң Падишасим, мениң Худайим!
Сениң өйүңдә туруватқанлар бәхитликтур!
Улар үзлүксиз Сени мәдһийиләйду.
Селаһ.
Күч-қудрити Сәндин болған киши бәхитликтур —
Қәлбидә көтирилмә йоллар болғанлар;«...қәлбидә көтирилмә йоллар болғанлар» — «көтирилмә йоллар» — көтирип ясалған, Йерусалимға тавап қилидиған йолучилар маңидиған йоллар болса керәк.
Жиға вадисидин өткәндә,
Улар уни булақлиққа айландурар;
Бәрһәқ, күз ямғурлири уни бәрикәтләргә толдуриду.«Жиға вадисидин өткәндә» — «Жиға вадиси» яки «бака вадиси». Ибраний тилида «бака» биринчидин «жиға»ни билдүриду, иккинчидин бир хил үҗмә дәриғини билдүриду, йәнә «жиғлайдиған дәрәқ» — кесилгән болса дәрәқ сүйи жиғлиғандәк чиқиду. Давут пәйғәмбәр икки қетим бир «Бака вадиси» (йәни «Рәфайим җилғиси»)да ғәлибә қилди һәм әшу йәрдә униң үч җан-дости җенини тәвәккүл қилип униңға су елип кәлди («2Сам.» 5-, 23-бапта). «күз ямғурлири уни бәрикәтләргә толдуриду» — Қанаанда (Пәләстиндә) күз ямғурлири йәрни һайдаш, һәм уруқ селишқа тәйяр қилиду.
Улар күчигә-күч улап меңивериду;
Һәр бири Зионға йетип келип, Худаниң һозурида һазир болиду.
И самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән;
И Яқупниң Худаси, қулақ салғайсән!
Селаһ.
10 Қара, и қалқинимиз болған Худа,
Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзигә илтипат билән қариғин!«Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзигә илтипат билән қариғин!» — «мәсиһ қилғини», 2-күйдики изаһатларни, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.
11 Чүнки Сениң һойлилириңда өткән бир күн
Башқа йәрдә өткән миң күндин әладур;
Рәзилләрниң чедирлиридә яшиғандин көрә,
Худайимниң өйиниң босуғисида турғиним яхшидур.«Худайимниң өйиниң босуғисида турғиним яхшидур» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Худайимниң өйидә ишикбақар болғиним яхшидур».
12 Пәрвәрдигар Худа қуяш вә қалқандур,
Пәрвәрдигар шапаәт вә шан-шөһрәт бәхш етиду;
Дурус маңғанлардин У һәр қандақ илтипатни һеч айимайду;
13 Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
Бәхитликтур Саңа таянған инсан!Зәб. 2:12; 33:9
 
 

83:1-2 «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та челинсун дәп» — «Гиттиф»ниң мүмкинчилиги бар бир мәнаси: «Гат шәһириниң сази».

83:3 Зәб. 41:1-3; 62:1-3

83:6 «...қәлбидә көтирилмә йоллар болғанлар» — «көтирилмә йоллар» — көтирип ясалған, Йерусалимға тавап қилидиған йолучилар маңидиған йоллар болса керәк.

83:7 «Жиға вадисидин өткәндә» — «Жиға вадиси» яки «бака вадиси». Ибраний тилида «бака» биринчидин «жиға»ни билдүриду, иккинчидин бир хил үҗмә дәриғини билдүриду, йәнә «жиғлайдиған дәрәқ» — кесилгән болса дәрәқ сүйи жиғлиғандәк чиқиду. Давут пәйғәмбәр икки қетим бир «Бака вадиси» (йәни «Рәфайим җилғиси»)да ғәлибә қилди һәм әшу йәрдә униң үч җан-дости җенини тәвәккүл қилип униңға су елип кәлди («2Сам.» 5-, 23-бапта). «күз ямғурлири уни бәрикәтләргә толдуриду» — Қанаанда (Пәләстиндә) күз ямғурлири йәрни һайдаш, һәм уруқ селишқа тәйяр қилиду.

83:10 «Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзигә илтипат билән қариғин!» — «мәсиһ қилғини», 2-күйдики изаһатларни, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.

83:11 «Худайимниң өйиниң босуғисида турғиним яхшидур» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Худайимниң өйидә ишикбақар болғиним яхшидур».

83:13 Зәб. 2:12; 33:9