82
82-күй •••• Дүшмәнләрниң сүйқәстлири һәққидә дуа
1-2 Асафниң күй-нахшиси: —
 
И Худа, үн чиқармай турувалма,
Җим турувалма, сүкүт қилип турувалма, и Тәңрим!
Чүнки мана, Сениң дүшмәнлириң давраң қилмақта,
Саңа өчмәнләр баш көтәрмәктә.
Улар қувлуқ билән Сениң хәлқиңгә сүйқәст қилиду,
Сениң һимайә қилип қәдирлигәнлириң билән қаршилишишни мәслиһәтлишиду.
Улар: — «Жүрүңлар, уларни милләт қатаридин йоқ қилайли!
Исраилниң нами иккинчи тилға елинмисун!» — демәктә.
Улар һәмнәпәс, һәмдил мәслиһәтләшти;
Улар Саңа қарши иттипақ түзди.
Мана, Едом вә Исмаилларниң чедирлири,
Моаб һәм Һагрийлар;
Гәбал, Аммон, вә Амаләк;
Филистийә һәмдә Тур аһалилири,
Асурийәму уларға қошулди;
Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән.
Селаһ.«Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән» — «Лутниң оғуллири» Моаб вә Аммон дегән хәлиқләр болуп шәкилләнгән.
10 Сән Кишон дәриясида Мидиянийларға,
Сисераға вә Ябинға қандақ тақабил турған болсаң,
Уларғиму шундақ қилғайсән;
11 Булар Ән-Дор йезисида қирилған еди,
Йәр үчүн тизәк-оғутқа айланған еди.
12 Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә,
Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән;«Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә, Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән» — Сисера, Ябин, (9-айәт) Орәб, Зеәб, Зәбаһ һәм Залмуннаға четишлиқ вақиәләрни билиш үчүн «Батур һакимлар» 7-, 8-бапларни көрүң.
13 Чүнки улар: «Худаниң чимән-яйлақлирини өзимизгә мүлүк қиливалайли!» — дәп ейтқан.
14 И Худайим, уларни домилинидиған қамғақтәк,
Шамалда учурулған саман кәби сорувәткәйсән.
15 От орманлиққа туташқанға охшаш,
Ялқун тағларни көйдүргәнгә охшаш,
16 Сән йәнә уларни бориниң билән қоғлиғайсән,
Қара қуюниң билән вәһимигә салғайсән;
17 Уларниң Сениң намиңни издиши үчүн,
Уларниң йүзлирини шәрм-һая билән чөмдүргәйсән, и Пәрвәрдигар!
18 Улар номустин әбәдий шәрмәндә болсун,
Җаһанға рәсва болуп йоқитилсун.
19 Улар билсунки,
Намиң Пәрвәрдигар болған Сәнла пүткүл җаһандики Әң Алий Болғучидурсән.
 
 

82:9 «Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән» — «Лутниң оғуллири» Моаб вә Аммон дегән хәлиқләр болуп шәкилләнгән.

82:12 «Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә, Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән» — Сисера, Ябин, (9-айәт) Орәб, Зеәб, Зәбаһ һәм Залмуннаға четишлиқ вақиәләрни билиш үчүн «Батур һакимлар» 7-, 8-бапларни көрүң.