81
81-күй •••• Худаниң алий соти
Асаф язған күй: —
Худа Өз илаһий мәҗлисидә туруп риясәтчилик қилиду,
У илаһлар арисида һөкүм чиқириду;«Худа Өз илаһий мәҗлисидә туруп риясәтчилик қилиду, У илаһлар арисида һөкүм чиқириду» — бизниңчә, бу мәҗлискә қатнашқан «илаһлар»ниң Худаниң хәлқигә сотчи болған яки Өз хәлқи арисида һоқуқ-мәсъулийити бар адәмләр екәнлиги төвәндики айәтләрдин көрүлиду. Мәлум җәһәтләрдин, улар Худадәк адәмләр үстидин һөкүм чиқириду; шуниң үчүн улар бу мәсъулийәтниң еғирлиғини убдан чүшиниши керәк. «у илаһлар арисида һөкүм чиқириду» — башқа шәрһчиләр болса «илаһлар» дегәнни йәр йүзидики падиша-һоқуқдарларни көрситиду, дәп қарайду. Музу шәрһчиләр 6-айәттики «силәр илаһлар» дегәнни кинайилик сөз дәп қарайду; чүнки шу дәвирдики падишалардин көп қисми өзлирини «Худа» дәп қарайтти, хәлқидин өзигә ибадәт қилишини тәләп қилатти. Лекин Рәббимизниң «Юһ.» 10:33-36дә ейтқан шәрһи бойичә, бу сөзләр кинайилик сөз әмәс; шуңа жуқуриқи чүшәндүрүшимиз тоғра, дәп қараймиз.
— Қачанғичә силәр наһәқ һөкүм чиқирисиләр,
Қачанғичә рәзилләргә йүз-хатирә қилисиләр?
Селаһ.
Гадайлар вә житим-йесирларниң дәвасини сораңлар,
Езилгәнләр һәм һаҗәтмәнләргә адаләтни көрситиңлар;«...житим-йесирларниң дәваси» — ибраний тилида «... атисизларниң дәваси».
Мискинләр һәм намратларни қутқузуңлар,
Уларни рәзилләрниң чаңгилидин азат қилиңлар!Пәнд. 24:11
Улар буларни билмәй вә чүшәнмәй зулмәттә кезип жүрмәктә,
Шуңа йәрниң һуллири тәврәнмәктә.
Мән ейттим: — «Силәр илаһларсиләр,
Һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллири силәр;
Шундақ болсиму силәр инсанға охшаш өлисиләр,
Һәр қандақ әмир-бәккә охшашла жиқилисиләр».«Шундақ болсиму силәр инсанға охшаш өлисиләр, һәр қандақ әмир-бәккә охшашла жиқилисиләр» — 1-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.
— Турғин, и Худа, йәр-йүзини сорақ қилғайсән!
Чүнки Сән барлиқ әлләргә варис болғучисән!«Сән барлиқ әлләргә варис қилисән» — бу сөз бәлким Мәсиһкә ейтилиши мүмкин.  Зәб. 2:8; Ибр. 1:2
 
 

81:1 «Худа Өз илаһий мәҗлисидә туруп риясәтчилик қилиду, У илаһлар арисида һөкүм чиқириду» — бизниңчә, бу мәҗлискә қатнашқан «илаһлар»ниң Худаниң хәлқигә сотчи болған яки Өз хәлқи арисида һоқуқ-мәсъулийити бар адәмләр екәнлиги төвәндики айәтләрдин көрүлиду. Мәлум җәһәтләрдин, улар Худадәк адәмләр үстидин һөкүм чиқириду; шуниң үчүн улар бу мәсъулийәтниң еғирлиғини убдан чүшиниши керәк. «у илаһлар арисида һөкүм чиқириду» — башқа шәрһчиләр болса «илаһлар» дегәнни йәр йүзидики падиша-һоқуқдарларни көрситиду, дәп қарайду. Музу шәрһчиләр 6-айәттики «силәр илаһлар» дегәнни кинайилик сөз дәп қарайду; чүнки шу дәвирдики падишалардин көп қисми өзлирини «Худа» дәп қарайтти, хәлқидин өзигә ибадәт қилишини тәләп қилатти. Лекин Рәббимизниң «Юһ.» 10:33-36дә ейтқан шәрһи бойичә, бу сөзләр кинайилик сөз әмәс; шуңа жуқуриқи чүшәндүрүшимиз тоғра, дәп қараймиз.

81:3 «...житим-йесирларниң дәваси» — ибраний тилида «... атисизларниң дәваси».

81:4 Пәнд. 24:11

81:7 «Шундақ болсиму силәр инсанға охшаш өлисиләр, һәр қандақ әмир-бәккә охшашла жиқилисиләр» — 1-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.

81:8 «Сән барлиқ әлләргә варис қилисән» — бу сөз бәлким Мәсиһкә ейтилиши мүмкин.

81:8 Зәб. 2:8; Ибр. 1:2