80
80-күй •••• Һейт-байрамда Худаниң гува-хитабини Исраилға әслитиш
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп «Гиттиф»та челинсун дәп, Асаф язған күй: —
Күч-қуввитимиз болған Худаға күй ейтип яңритиңлар,
Яқупниң Худасиға шатлинип тәнтәнә қилиңлар! «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп «Гиттиф»та челинсун дәп, Асаф язған күй» — ««Гиттиф»»ниң мүмкинчилиги бар бир мәнаси: «Гат шәһириниң сази».
Нахшини яңритип, дапни елип,
Йеқимлиқ чилтар һәм равабни челиңлар!
Йеңи айда, бәлгүләнгән вақитта,
Байрам-һейт күнимиздә нағра-сүнай челиңлар!
Чүнки бу Исраил үчүн бекитилгән бәлгүлимә,
Яқупниң Худасиниң бир пәрманидур.
У Мисир зиминида жүрүш қилғанлирида,
(Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ)
У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди;«Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ» — ибраний тилида «Шу йәрдә мән чүшәнмәйдиған бир тилни жүрәттим» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу бәлким Худа Өз хәлқигә вакалитән сөзлишини, улар билән биргә болушини көрситиши мүмкин. «У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди» — «буни» бәлким 3-айәттә тилға елинған һейтларни, шундақла шу һейтларни сазлар билән җакалашни көрсәтсә керәк.
— «Униң мүрисини жүктин сақит қилдим,
Униң қоли севәт көтириштин азат болди;
Қистақчилиқта нида қилдиң,
Мән сени азат қилдим;
Гүлдүрмама чиққан мәхпий җайдин саңа җавап бәрдим;
«Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим».
Селаһ.«... «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим» — «Мәрибаһ» («елишиш», «җедәл») дегән мәнидә. «Мәрибаһ» икки җайниң исми; шу йәрләрдә болған вақиәләрниң биринчиси Тәврат «Мис.» 17-бапта, иккинчиси «Чөл.» 20-бапта хатириләнгән.
— «Тиңша, хәлқим, Мән сени гувалар билән агаһландурмән;
И Исраил, Маңа қулақ салсаң еди!
10 Араңда ят илаһ болмисун,
Ят әлдики илаһқа баш әгмигин!
11 Сени Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигар Худайиңдурмән;
Ағзиңни йоған ач, Мән уни толдуримән.
12 — Бирақ хәлқим садайимға қулақ салмиди,
Исраилниң Маңа бағланғуси йоқ еди;
13 Шуңа Мән уларни өз тәрсалиғиға қоювәттим;
Улар өз мәслиһәтлири билән меңиверәтти.
14 — Аһ, Мениң хәлқим Маңа қулақ салса еди!
Исраил Мениң йоллиримда жүрсә еди!
15 Уларниң дүшмәнлирини тезла егилдүрәр едим,
Қолумни рәқиплиригә бурап, уларни басар едим.
16 Пәрвәрдигарға нәпрәтләнгүчиләр Униң алдида зәиплишип бойсунар еди;
Уларниң шу ахирити мәңгүгә болатти;
17 Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр едим,
Бәрһәқ, қорам таштин һәсәл аққузуп сени қандурар едим».«Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр едим» — «U Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр еди».
 
 

80:1-2 «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп «Гиттиф»та челинсун дәп, Асаф язған күй» — ««Гиттиф»»ниң мүмкинчилиги бар бир мәнаси: «Гат шәһириниң сази».

80:6 «Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ» — ибраний тилида «Шу йәрдә мән чүшәнмәйдиған бир тилни жүрәттим» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу бәлким Худа Өз хәлқигә вакалитән сөзлишини, улар билән биргә болушини көрситиши мүмкин. «У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди» — «буни» бәлким 3-айәттә тилға елинған һейтларни, шундақла шу һейтларни сазлар билән җакалашни көрсәтсә керәк.

80:8 «... «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим» — «Мәрибаһ» («елишиш», «җедәл») дегән мәнидә. «Мәрибаһ» икки җайниң исми; шу йәрләрдә болған вақиәләрниң биринчиси Тәврат «Мис.» 17-бапта, иккинчиси «Чөл.» 20-бапта хатириләнгән.

80:17 «Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр едим» — «U Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр еди».