2
2-күй •••• Худаниң Мәсиһи барлиқ әлләрни идарә қилиду
Әлләр немишкә чуқан салиду?
Немә үчүн хәлиқләр бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?«Әлләр немишкә чуқан салиду?» — Зәбурдики күйләрдә, «әлләр» яки «ят әлләр» болса, Исраил хәлқидин башқа һәр бир хәлиқ-милләтни көрситиду.  Рос. 4:25
Дуниядики падишалар сәпкә тизилип,
Әмәлдарлар қара нийәт әйлишип,
Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишип: — «Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи» — «Мәсиһ» мошу йәрдә, кона бир өрп-адәткә қаритилған. Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша тиклиниш мурасимида бешиға пурақлиқ зәйтун мейи қуюлатти. Бу «мәсиһ қилиш» («мәсиһләш») дәп аталған. «Йәшая» китап, 61-бапта «мәсиһ қилиш» дегән сөз болса, келидиған Қутқузғучиниң вуҗудиға май әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ қуюлидиғанлиғини көрситиду. Мошу айәттиму охшашла, «Мәсиһ» Муқәддәс Роһ билән «мәсиһ қилинған адәм»ни көрситиду.
«Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли,
Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — дейишиду.«Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли, Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — «Улар» «Худа вә Униң Мәсиһи»ни көрситиду.
Асманда олтарғучи күлиду,
Рәб уларни мазақ қилиду;
Һәм аччиғида уларға сөзләп,
Қәһри билән уларни вәһимигә селип: —
«Өзүм болсам Зионда, йәни муқәддәс теғимда,
Өзүм мәсиһ қилған падишани тиклидим».«Зион.., йәни муқәддәс теғим..» — «Зион теғи» Йерусалим вә муқәддәс ибадәтхана бу тағ үстигә қурулған. «Зион» (яки «Сион») әслидә «көрүнәрлик» дегән мәнидә. У Худаниң Өз хәлқигә һимайә болғанлиғиға символ қилиниду. «Өзүм мәсиһ қилған падишани тиклидим» — жуқуридики 2-айәттики, «Мәсиһ» тоғрисидики изаһатни көрүң.
 
Худа тайинлиған Мәсиһ-Падиша сөз қилиду
«Мән әрштики пәрманни җакалаймәнки,
Пәрвәрдигар маңа: —
«Сән Мениң оғлум;
Өзүм сени бүгүнки күндә туғулдурдум;Рос. 13:33; Ибр. 1:5; 5:5
Мәндин сора, Мән саңа мирас болушқа әлләрни,
Тәәллуғуң болушқа йәр йүзини чәт-чәтлиригичә беримән;Зәб. 21:28; 71:8
Сән төмүр таяқ билән уларни битчит қиливетисән;
Сапал чинини кукум-талқан қилғандәк, сән уларни парә-парә қиливетисән» — деди».«Сән төмүр таяқ билән уларни битчит қиливетисән» — яки: «Сән төмүр таяқ билән уларни башқурисән».  Вәһ. 2:27; 19:15
10 Әнди, һәй падишалар, әқилдар болуңлар!
Җаһандики сорақчилар савақ елиңлар;
11 Пәрвәрдигардин қорқуш билән униң хизмитидә болуңлар;
Титрәк ичидә хошаллиниңлар!«Титрәк ичидә хошаллиниңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «титрәк ичидә яшаңлар!».
12 Оғулниң ғәзивиниң қозғалмаслиғи үчүн,
Уни сөйүңлар;
Чүнки униң ғәзиви сәлла қайниса,
Йолуңлардила һалак болисиләр;
Униңға таянғанлар нәқәдәр бәхитликтур!«Уни (Оғулни) сөйүңлар» — буниң мәнаси бәлким «Худаниң оғли билән әплишивелиңлар». «Чүнки униң ғәзиви сәлла қайниса...» — йәнә бир хил тәрҗимиси «Чүнки униң ғәзиви тезла қозғилиду...».  Зәб. 33:9; Пәнд. 16:20; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7; Рим. 9:33; 10:11; 1Пет. 2:6
 
 

2:1 «Әлләр немишкә чуқан салиду?» — Зәбурдики күйләрдә, «әлләр» яки «ят әлләр» болса, Исраил хәлқидин башқа һәр бир хәлиқ-милләтни көрситиду.

2:1 Рос. 4:25

2:2 «Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи» — «Мәсиһ» мошу йәрдә, кона бир өрп-адәткә қаритилған. Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша тиклиниш мурасимида бешиға пурақлиқ зәйтун мейи қуюлатти. Бу «мәсиһ қилиш» («мәсиһләш») дәп аталған. «Йәшая» китап, 61-бапта «мәсиһ қилиш» дегән сөз болса, келидиған Қутқузғучиниң вуҗудиға май әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ қуюлидиғанлиғини көрситиду. Мошу айәттиму охшашла, «Мәсиһ» Муқәддәс Роһ билән «мәсиһ қилинған адәм»ни көрситиду.

2:3 «Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли, Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — «Улар» «Худа вә Униң Мәсиһи»ни көрситиду.

2:6 «Зион.., йәни муқәддәс теғим..» — «Зион теғи» Йерусалим вә муқәддәс ибадәтхана бу тағ үстигә қурулған. «Зион» (яки «Сион») әслидә «көрүнәрлик» дегән мәнидә. У Худаниң Өз хәлқигә һимайә болғанлиғиға символ қилиниду. «Өзүм мәсиһ қилған падишани тиклидим» — жуқуридики 2-айәттики, «Мәсиһ» тоғрисидики изаһатни көрүң.

2:7 Рос. 13:33; Ибр. 1:5; 5:5

2:8 Зәб. 21:28; 71:8

2:9 «Сән төмүр таяқ билән уларни битчит қиливетисән» — яки: «Сән төмүр таяқ билән уларни башқурисән».

2:9 Вәһ. 2:27; 19:15

2:11 «Титрәк ичидә хошаллиниңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «титрәк ичидә яшаңлар!».

2:12 «Уни (Оғулни) сөйүңлар» — буниң мәнаси бәлким «Худаниң оғли билән әплишивелиңлар». «Чүнки униң ғәзиви сәлла қайниса...» — йәнә бир хил тәрҗимиси «Чүнки униң ғәзиви тезла қозғилиду...».

2:12 Зәб. 33:9; Пәнд. 16:20; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7; Рим. 9:33; 10:11; 1Пет. 2:6