5
Һәр қетимлиқ баш каһин инсанлар арисидин таллинип, хәлиққә вакалитән Худаға хизмәт қилишқа, йәни хәлиқниң атиған һәдийәлирини вә гуналар үчүн қилған қурбанлиқлирини Худаға сунушқа тайинлиниду. Униң һәртәрәпләп аҗизлиқлири болғачқа, билимсизләр вә йолдин чәтнигәнләргә мулайимлиқ билән муамилә қилалайду. Шу аҗизлиғи үчүн у хәлиқниң гуналири һесавиға қурбанлиқ сунғандәк, өз гуналири үчүнму қурбанлиқ сунушқа тоғра келиду.Лав. 9:7; 16:6; Ибр. 7:26. Һеч бир киши бу шәрәплик мәртивини өзлүгидин алмайду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила уни алиду.«Һеч бир киши бу шәрәплик мәртивини өзлүгидин алмайду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила уни алиду» — «Мис.» 28:1дә хатириләнгәндәк, Худа Муса пәйғәмбәргә акиси Һарунни Исраилларниң тунҗа баш каһини қилип тайинлаш һәққидә әмир бәргән. Һарун Лавий қәбилисидин еди.  Мис. 28:1; 1Тар. 23:13; 2Тар. 26:16. Худди шуниңдәк Мәсиһму баш каһин мәртивисигә Өзини улуқлап өзлүгидин еришкән әмәс, бәлки Уни улуғлиғучи Худа Өзи еди; У Униңға: —
 
«Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум» дегән.«Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум» — «Зәб.» 2:7.  Зәб. 2:7; Рос. 13:33; Ибр. 1:5.
 
У муқәддәс язмиларниң йәнә бир йеридә Униңға: —
«Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» дегән.«Мәлкизәдәкниң типидики бир каһин..» — «Мәлкизәдәк» тоғрилиқ 7-бап 1-2-айәтләргә қаралсун. Мәлкизәдәк өзи «Яр.» 14-бапта көрүниду. «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» — «Зәб.» 109:4.  Зәб. 109:4; Ибр. 7:17.
Мәсиһ йәр йүзидики күнләрдә, Өзини өлүмдин қутқузувелишқа қадир Болғучиға қаттиқ нидалар вә көз яшлири билән дуа-тилавәтләр вә жилинишларни көтәрди. Униң ихласмәнлигидин дуалири иҗабәт қилинди.«Мәсиһ йәр йүзидики күнләрдә...» — грек тилида «Мәсиһ әттә турған күнләрдә...» билән билдүрүлиду.  Мат. 26:39; 27:46,50; Юһ. 17:1. Гәрчә У Худаниң Оғли болсиму, азап чекишлири арқилиқ итаәтмән болушни үгәнди.Фил. 2:6. У мана мошундақ мукәммәл қилинған болғачқа, барлиқ Өзигә итаәт қилғучиларға мәңгүлүк ниҗатни барлиққа кәлтүргүчи болуп, «мәңгүлүк ниҗатни барлиққа кәлтүргүчи болуп,...» — «барлиққа кәлтүргүчи» дегән ибарә грек тилида «йол башлиғучи» һәм «һул салғучи» дегән йәнә икки мәниниму тәң билдүриду. 10 Худа тәрипидин «Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә баш каһин» дәп җакаланди.«У (Мәсиһ)... Худа тәрипидин «Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә баш каһин» дәп җакаланди» — 7-бап -1-2-айәтләргә қаралсун. Мәлкизәдәк өзи «Яр.» 14-бапта көрүниду.
 
Етиқаттин янмаслиққа агаһландуруш
11 Бу иш тоғрилиқ ейтидиған нурғун сөзлиримиз бар, лекин қулақлириңлар паң болуп кәткәчкә, буларни силәргә ениқ чүшәндүрүш тәс. «бу иш тоғрилиқ...» — яки «У тоғрилиқ...» (йәни, Мәсиһ һәқтә...). 12 Чүнки силәр аллибурун тәлим бәргүчи болушқа тегишлик болған чағдиму, әмәлийәттә силәр йәнила Худаниң сөз-каламиниң асасий һәқиқәтлириниң немә екәнлигини башқиларниң яңливаштин үгитишигә муһтаҗсиләр; силәргә йирик йемәклик әмәс, бәлки йәнила сүт керәктур. 1Кор. 3:1, 2, 3.
13 Чүнки пәқәт сүт биләнла озуқлинидиғанларниң бовақтин пәрқи йоқтур, улар һәққанийәт каламиға пишшиқ болмиған ғоридур, халас. 14 Бирақ йемәклик болса йетилгәнләр, йәни өз аң-зеһинлирини яхши-яманни пәриқ етишкә йетилдургәнләр үчүндур.
 
 

5:3 Лав. 9:7; 16:6; Ибр. 7:26.

5:4 «Һеч бир киши бу шәрәплик мәртивини өзлүгидин алмайду, пәқәт Һарунға охшаш, Худа тәрипидин чақирилғандила уни алиду» — «Мис.» 28:1дә хатириләнгәндәк, Худа Муса пәйғәмбәргә акиси Һарунни Исраилларниң тунҗа баш каһини қилип тайинлаш һәққидә әмир бәргән. Һарун Лавий қәбилисидин еди.

5:4 Мис. 28:1; 1Тар. 23:13; 2Тар. 26:16.

5:5 «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум» — «Зәб.» 2:7.

5:5 Зәб. 2:7; Рос. 13:33; Ибр. 1:5.

5:6 «Мәлкизәдәкниң типидики бир каһин..» — «Мәлкизәдәк» тоғрилиқ 7-бап 1-2-айәтләргә қаралсун. Мәлкизәдәк өзи «Яр.» 14-бапта көрүниду. «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән» — «Зәб.» 109:4.

5:6 Зәб. 109:4; Ибр. 7:17.

5:7 «Мәсиһ йәр йүзидики күнләрдә...» — грек тилида «Мәсиһ әттә турған күнләрдә...» билән билдүрүлиду.

5:7 Мат. 26:39; 27:46,50; Юһ. 17:1.

5:8 Фил. 2:6.

5:9 «мәңгүлүк ниҗатни барлиққа кәлтүргүчи болуп,...» — «барлиққа кәлтүргүчи» дегән ибарә грек тилида «йол башлиғучи» һәм «һул салғучи» дегән йәнә икки мәниниму тәң билдүриду.

5:10 «У (Мәсиһ)... Худа тәрипидин «Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә баш каһин» дәп җакаланди» — 7-бап -1-2-айәтләргә қаралсун. Мәлкизәдәк өзи «Яр.» 14-бапта көрүниду.

5:11 «бу иш тоғрилиқ...» — яки «У тоғрилиқ...» (йәни, Мәсиһ һәқтә...).

5:12 1Кор. 3:1, 2, 3.