17
Әйсаниң мухлислири үчүн дуа қилиши
Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини әршкә тикип, мундақ дуа қилди:
— И Ата, вақит-саат йетип кәлди; Сән Оғлуңни улуқлатқузғайсән; буниң билән Оғлуңму Сени улуқлатқузиду;Юһ. 12:23; 13:32. йәни, униң Сән униңға тапшурған инсанларға мәңгүлүк һаят ата қилиши үчүн, униңға пүткүл әт егилиридин үстүн һоқуқ ата қилғиниңдәк, уни улуқлатқузғайсән.«Сән униңға тапшурған инсанлар...» — грек тилида «униңға бәргән барлиқ инсанлар...» — демәк, Мәсиһкә етиқат қилғучилар.  Зәб. 8:7; Мат. 11:27; 28:18; Луқа 10:22; Юһ. 3:35; 5:27; 1Кор. 15:25; Фил. 2:10; Ибр. 2:8. Мәңгүлүк һаят шуки, бирдин-бир һәқиқий Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштин ибарәттур.Йәш. 53:11; Йәр. 9:22 Мән Сениң әмәл қилишим үчүн тапшурған ишиңни орундишим билән Сени йәр йүзидә улуқлатқуздум.Юһ. 4:34; 13:32; 14:13; 19:30. И Ата, Сениң аләм апиридә болуштин бурун мән Өзүңниң йениңда егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүңниң йениңда улуқлатқузғайсән.«И Ата, Сениң аләм апиридә болуштин бурун мән Өзүңниң йениңда егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүңниң йениңда улуқлатқузғайсән» — яки болмиса «И Ата, мән Сән билән биргә егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүң билән тәң улуқландурғайсән».  Юһ. 1:1, 2; 10:30; 14:9.
Сән бу дуниядин маңа таллап бәргән адәмләргә Сениң намиңни аян қилдим. Улар Сениңки еди, Сән уларни маңа бәрдиң вә улар Сениң сөз-каламиңни тутуп кәлди.«Сән бу дуниядин маңа таллап бәргән адәмләргә Сениң намиңни аян қилдим» — Мәсиһниң «Сениң намиңни аян қилдим» ейтқини немини көрситиду? Тәврат-Зәбурда Худаниң нурғун намлири (Пәрвәрдигар (Яһвәһ), Худа (Әлоһим), Рәб (Адонай) қатарлиқлар) аян қилинғандин кейин Мәсиһ қайси намни уларға аян қилған? У «Ата» әмәсму? Улар һазир Сән маңа бәргән һәммә нәрсиләрниң Сениңдин кәлгәнлигини билди. Чүнки Сән маңа тапшурған сөзләрни уларға йәткүздүм; уларму буларни қобул қилди, шуниң билән Сәндин чиққинимни һәқиқәтән билип йәтти һәмдә Сениң мени әвәткәнлигиңгиму ишәнди.Юһ. 16:27. Буларға дуа қилимән; бу дуниядики адәмләргә әмәс, бәлки Сән маңа бәргән адәмләргә дуа қилимән; чүнки улар Сениңкидур. 10 Мениң барлиғим Сениңкидур вә Сениң барлиғиң болса мениңкидур вә мән уларда шәрәп таптим.«мән уларда шәрәп таптим» — «уларда...» мошу йәрдә көздә тутулғини бәлким «Сән маңа бәргән адәмләрдә..» болса керәк.  Юһ. 16:15.
11 Мән әнди бу дунияда туривәрмәймән; лекин улар бу дунияда қалди вә мән Сениң йениңға кетиватимән. И муқәддәс Ата, Сән маңа бәргән намиң арқилиқ уларни сақлиғинки, биз иккимиз бир болғинимиздәк, уларму бир болғай. «Сән маңа бәргән намиң арқилиқ уларни сақлиғинки...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән намиң билән маңа тапшуруп бәргәнләрниң Саңа болған садиқлиғини сақлиғинки,... ». Мошу йәрдә «Сән маңа тапшуруп бәргән намиң» болса йәнила Худаатиниң Өз Мәсиһигә инсанларға үгитиш үчүн тапшурған «Ата» (ибраний тилида «Абба») дегән қиммәтлик намидур. 12 Мән улар билән биллә болған вақтимда, Сән маңа бәргән намиң билән уларни сақлидим һәм қоғдидим; вә муқәддәс язмилардики бешарәтниң әмәлгә ашурулуши йолида, уларниң ичидин һалакәткә хас болған кишидин башқа бириму йоқалмиди. «Мән улар билән биллә болған вақтимда, Сән маңа бәргән намиң билән уларни сақлидим һәм қоғдидим;...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сениң намиң билән уларни сақлидим; Сән маңа тапшуруп бәргәнләрниң Саңа болған садиқлиғини қоғдидим;... ». Бу «нам» йәнила жуқуриқи изаһатта ейтқинимиздәк «Ата» болса керәктур. «һалакәткә хас болған киши» — грек тилида «һалакәтниң оғли» дегән сөз билән ипадилиниду, у Йәһуда Ишқарийотни көрситиду, әлвәттә. Мәсиһгә сатқунлуқ қилған кишиниң һалакәткә йүзлиниши тоғрилиқ бешарәтләр бәлким «Зәб.» 40:10, 108:1-20 вә «Пәнд.» 24:22 (LXX)ни өз ичигә алса керәк.  Йәш. 8:18; Юһ. 6:39; 10:28; 18:9; Ибр. 2:13. 13 Мана әнди сениң йениңға баримән. Мениң шатлиғим уларда толуп ташсун дәп, бу сөзләрни дуниядики вақтимда сөзлидим. 14 Мән уларға сөз-каламиңни тапшурдум. Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин болмиғини үчүн, бу дунияниң адәмлири улардин нәпрәтлиниду. «мән бу дуниядин болмиғинимдәк...» — яки «мән бу дунияға мәнсуп болмиғинимдәк...».  Юһ. 15:19. 15 Уларни бу дуниядин айривәткәйсән дәп тилимәймән, бәлки уларни рәзил болғучидин сақлиғайсән, дәп тиләймән. «рәзил болғучи» — Шәйтан, Иблис. 16 Мән бу дуниядин болмиғинимдәк, уларму бу дуниядин әмәстур. 17 Уларни һәқиқәт арқилиқ Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән, чүнки сөз-каламиң һәқиқәттур. «Уларни һәқиқәт арқилиқ Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән» — «Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән» грек тилида «муқәддәсләштүргәйсән» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Инҗилда һәм Тәвратта «муқәддәс» дегән сөз «пак» һәм «Худаға алайитән аталған» дегән икки уқумни билдүриду.  Зәб. 118:142; Юһ. 8:4. 18 Сән мени дунияға әвәткиниңдәк, мәнму уларни дунияға әвәттим. Юһ. 20:21. 19 Уларму һәқиқәттә муқәддәс қилинип Өзүңгә аталсун дәп, өзүмни Саңа хас атаймән.«Уларму һәқиқәттә муқәддәс қилинип өзүңгә аталсун дәп...» — «муқәддәс қилинип Өзүңгә аталсун» грек тилида «уларму һәқиқәттә муқәддәсләштүрүлсун» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Жуқириқи изаһатни көрүң.  1Кор. 1:2,30; 1Тес. 4:7.
20 Мән ялғуз улар үчүнла әмәс, йәнә уларниң сөзи арқилиқ маңа етиқат қилидиғанлар үчүнму дуа қилимән. 21 Уларниң һәммиси бир болғай; и Ата, Сән мәндә, мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә бир болғай; шундақ болғанда, бу дуниядикиләр мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишиниду. Юһ. 10:38; 14:11; Гал. 3:28. 22 Сән маңа ата қилған шан-шәрәпни уларға ата қилдимки, биз иккимиз бир болғандәк, уларму бир болғай; 23 йәни мән уларда, сән мәндә болуп, улар бирликтә камил қилинғай. Шу арқилиқ бу дуниядикиләр мени әвәткәнлигиңни һәм мени сөйгиниңдәк уларниму сөйгәнлигиңни билиду.
24 И Ата, Сән маңа бәргәнлириңниң һәммисиниң мән болған йәрдә мән билән биргә болушини, шундақла мениң шан-шәривимни, йәни Сән аләм апиридә болуштин бурун мени сөйгәнлигиң үчүн, маңа бәргән шан-шәрәпни уларниң көрүшини халаймән.Юһ. 12:26; 14:3.
25 И һәққаний Ата, бу дуниядикиләр сени тонумиған, амма мән Сени тонуймән вә буларму мени Сениң әвәткәнлигиңни билди. Юһ. 15:21; 16:3, 27; 17:8. 26 Вә мән Сениң намиңни уларға аян қилдим вә йәнә давамлиқ аян қилимән. Шуниң билән, Сениң маңа көрсәткән меһир-муһәббитиң уларда болиду вә мәнму уларда болай.«мән Сениң намиңни уларға аян қилдим» — 6-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.
 
 

17:1 Юһ. 12:23; 13:32.

17:2 «Сән униңға тапшурған инсанлар...» — грек тилида «униңға бәргән барлиқ инсанлар...» — демәк, Мәсиһкә етиқат қилғучилар.

17:2 Зәб. 8:7; Мат. 11:27; 28:18; Луқа 10:22; Юһ. 3:35; 5:27; 1Кор. 15:25; Фил. 2:10; Ибр. 2:8.

17:3 Йәш. 53:11; Йәр. 9:22

17:4 Юһ. 4:34; 13:32; 14:13; 19:30.

17:5 «И Ата, Сениң аләм апиридә болуштин бурун мән Өзүңниң йениңда егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүңниң йениңда улуқлатқузғайсән» — яки болмиса «И Ата, мән Сән билән биргә егә болған шан-шәрәп билән мени Өзүң билән тәң улуқландурғайсән».

17:5 Юһ. 1:1, 2; 10:30; 14:9.

17:6 «Сән бу дуниядин маңа таллап бәргән адәмләргә Сениң намиңни аян қилдим» — Мәсиһниң «Сениң намиңни аян қилдим» ейтқини немини көрситиду? Тәврат-Зәбурда Худаниң нурғун намлири (Пәрвәрдигар (Яһвәһ), Худа (Әлоһим), Рәб (Адонай) қатарлиқлар) аян қилинғандин кейин Мәсиһ қайси намни уларға аян қилған? У «Ата» әмәсму?

17:8 Юһ. 16:27.

17:10 «мән уларда шәрәп таптим» — «уларда...» мошу йәрдә көздә тутулғини бәлким «Сән маңа бәргән адәмләрдә..» болса керәк.

17:10 Юһ. 16:15.

17:11 «Сән маңа бәргән намиң арқилиқ уларни сақлиғинки...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән намиң билән маңа тапшуруп бәргәнләрниң Саңа болған садиқлиғини сақлиғинки,... ». Мошу йәрдә «Сән маңа тапшуруп бәргән намиң» болса йәнила Худаатиниң Өз Мәсиһигә инсанларға үгитиш үчүн тапшурған «Ата» (ибраний тилида «Абба») дегән қиммәтлик намидур.

17:12 «Мән улар билән биллә болған вақтимда, Сән маңа бәргән намиң билән уларни сақлидим һәм қоғдидим;...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сениң намиң билән уларни сақлидим; Сән маңа тапшуруп бәргәнләрниң Саңа болған садиқлиғини қоғдидим;... ». Бу «нам» йәнила жуқуриқи изаһатта ейтқинимиздәк «Ата» болса керәктур. «һалакәткә хас болған киши» — грек тилида «һалакәтниң оғли» дегән сөз билән ипадилиниду, у Йәһуда Ишқарийотни көрситиду, әлвәттә. Мәсиһгә сатқунлуқ қилған кишиниң һалакәткә йүзлиниши тоғрилиқ бешарәтләр бәлким «Зәб.» 40:10, 108:1-20 вә «Пәнд.» 24:22 (LXX)ни өз ичигә алса керәк.

17:12 Йәш. 8:18; Юһ. 6:39; 10:28; 18:9; Ибр. 2:13.

17:14 «мән бу дуниядин болмиғинимдәк...» — яки «мән бу дунияға мәнсуп болмиғинимдәк...».

17:14 Юһ. 15:19.

17:15 «рәзил болғучи» — Шәйтан, Иблис.

17:17 «Уларни һәқиқәт арқилиқ Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән» — «Өзүңгә муқәддәс қилип атиғузғайсән» грек тилида «муқәддәсләштүргәйсән» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Инҗилда һәм Тәвратта «муқәддәс» дегән сөз «пак» һәм «Худаға алайитән аталған» дегән икки уқумни билдүриду.

17:17 Зәб. 118:142; Юһ. 8:4.

17:18 Юһ. 20:21.

17:19 «Уларму һәқиқәттә муқәддәс қилинип өзүңгә аталсун дәп...» — «муқәддәс қилинип Өзүңгә аталсун» грек тилида «уларму һәқиқәттә муқәддәсләштүрүлсун» дегән бирла сөз билән ипадилиниду. Жуқириқи изаһатни көрүң.

17:19 1Кор. 1:2,30; 1Тес. 4:7.

17:21 Юһ. 10:38; 14:11; Гал. 3:28.

17:24 Юһ. 12:26; 14:3.

17:25 Юһ. 15:21; 16:3, 27; 17:8.

17:26 «мән Сениң намиңни уларға аян қилдим» — 6-айәт вә униңдики изаһатни көрүң.