8
8-күй •••• Худаниң инсан балисиға болған улуқ плани
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та орунлансун дәп, Давут язған күй: —
И, Өз һәйвәңни асманлардинму жуқури тиклигән Пәрвәрдигар Рәббимиз,
Пүткүл йәр йүзидә намиң шунчә шәрәпликтур!□««Гиттиф»та орунлансун дәп...» — «Гиттиф» алимларниң пәрзичә «Гат» шәһиридин чиққан бир хил саз.
3 Өз рәқиплириң түпәйлидин,
Дүшмән вә қисасчиларниң ағзини етишкә,
Бовақлар вә әмгүчиләрниң ағзидин күч тиклидиңсән.■Мат. 21:16
4 Мән бармақлириңниң ясиғини болған асманлириңға,
Сән мәзмут бекиткән ай-юлтузларға қариғинимда,
5 Сән инсанни сеғинидикәнсән,
Әнди адәм дегән немә еди?
Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән,
Инсан балиси қанчилик немә еди?■Аюп 7:17; Зәб. 143:3; Ибр. 2:6
6 Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиттиңсән,
Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип бәрдиң.□«Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиттиңсән...» — башқа икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Сән униң орнини Худаниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән»; (2) «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин бир мәзгилликла төвән қилғансән».
7 Уни қолуңниң ясиғанлирини идарә қилишқа тиклидиң;
Сән барлиқ нәрсиләрни униң пути астиға қойғансән,■1Кор. 15:27
8 Җүмлидин барлиқ қой-калилар,
Даладики барлиқ җаниварлар,
9 Асмандики учар-қанатлар,
Деңиздики белиқлар,
Деңизларниң йоллиридин өткүчиләрниң барлиғини пути астиға қойдуң.
10 И Пәрвәрдигар Рәббимиз, пүткүл йәр йүзидә намиң немидегән шәрәплик-һә!
□8:1-2 ««Гиттиф»та орунлансун дәп...» — «Гиттиф» алимларниң пәрзичә «Гат» шәһиридин чиққан бир хил саз.
■8:5 Аюп 7:17; Зәб. 143:3; Ибр. 2:6
□8:6 «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиттиңсән...» — башқа икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Сән униң орнини Худаниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән»; (2) «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин бир мәзгилликла төвән қилғансән».