2
Ниҗатқа сәл қаримаслиқ
Бу сәвәптин, аллиқандақ йол билән һәқиқий йолдин тейилип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәтләргә техиму етивар қилишимиз лазим. Чүнки пәриштиләр арқилиқ йәткүзүлгән сөз-каламниң турақлиқ екәнлиги испатланған һәмдә униңға һәр бир бойсунмаслиқ вә итаәтсизлик қилиш тегишлик җазаға тартилидиған йәрдә,«пәриштиләр арқилиқ йәткүзүлгән сөз-калам» — Муса пәйғәмбәргә йәткүзүлгән Тәврат қанунини көрситиду.  Яр. 19:17,26; Қан. 27:26; Рос. 7:53; Гал. 3:19. шунчә улуқ қутқузуш-ниҗатқа етивар бәрмисәк, биз қандақму җазадин қечип қутулалаймиз?! Чүнки бу ниҗатниң хәвири дәсләптә Рәб арқилиқ уқтурулған, һәм униң һәқлиғини беваситә аңлиғанларму бизгә тәстиқлиған;Мат. 4:17; Мар. 1:14; Ибр. 12:25. униң үстигә Худа бешарәтлик аламәтләр, карамәтләр вә һәр хил қудрәтлик мөҗизиләр арқилиқ, шундақла Өз ирадиси бойичә Муқәддәс Роһниң ата қилған илтипатлири билән тәң буниңға гувалиқ бәргән.Мар. 16:20; Рос. 14:3; 19:11.
 
Инсанларни шан-шәрәп йолиға башлиғучи Ниҗаткар — «Зәбур» 8-күй тоғрилиқ
Биз дәватқан кәлгүси дунияни Худа пәриштиләрниң башқурушиға өткүзүп бәргини йоқ; бәлки бу һәқтә муқәддәс язмиларниң бир йеридә бирәйлән мундақ гувалиқ бәргәндур: —
«И Худа, инсан дегән немиди,
Сән уни сеғинидикәнсән?
Адәм балиси немиди,
Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән?Зәб. 8:5
Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән,
Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип кийдүрдүңсән;
Уни қолуң ясиғанларни идарә қилишқа тиклидиң;«Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән,...» — яки «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азрақ вақитла төвән бекиткәнсән,...». «уни қолуң ясиғанларни идарә қилишқа тиклидиң» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу сөзләр тепилмайду.  Зәб. 8:6-7
Сән барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән».
Әнди «барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән» дегини, һеч қандақ нәрсә униңға бойсунмаслиққа қалдурулмиған, дегәнликтур.
Бирақ, һазирчә мәвҗудатларниң һәммисиниңла униңға бойсунғанлиғини техи көрмәйватимиз.Зәб. 8:9; Мат. 28:18; 1Кор. 15:27; Әф. 1:22. Лекин биз үчүн пәриштиләрдин «азғинә вақит төвән қилинған», өлүм азаплирини тартқанлиғи үчүн һазир шан-шәрәп вә һөрмәт таҗи кийдүрүлгән Әйсани көргүчи болдуқ; чүнки У Худаниң меһри-шәпқити билән һәммәйлән үчүн өлүмниң тәмини тетиди.Зәб. 8:6; Рос. 2:33; Фил. 2:7, 8.
10 Чүнки пүткүл мәвҗудатлар Өзи үчүнму һәм Өзи арқилиқму мәвҗут болуп туруватқан Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда, уларниң ниҗатиниң йол башлиғучисини азап-оқубәтләр арқилиқ камаләткә йәткүзүшкә лайиқ кәлди.«Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда...» —Инҗилда «Худаниң оғул пәрзәнтлири» дайим әр һәм қиз-аял етиқатчиларни өз ичигә алиду. «Чүнки пүткүл мәвҗудатлар Өзи үчүнму һәм Өзи арқилиқму мәвҗут болуп туруватқан Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда, уларниң ниҗатиниң йол башлиғучисини азап-оқубәтләр арқилиқ камаләткә йәткүзүшкә лайиқ кәлди» — бу муһим вә сирлиқ айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз.
11 Чүнки пак-муқәддәс Қилғучи билән пак-муқәддәс қилинғанларниң һәммиси дәрвәқә охшаш Бирисидин кәлгәндур; шуниң билән У уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмайду. «Чүнки пак-муқәддәс Қилғучи билән пак-муқәддәс қилинғанларниң һәммиси дәрвәқә охшаш Бирисидин кәлгәндур; шуниң билән У уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмайду» — мошу айәттики «пак қилғучи» Әйса Мәсиһни, «пак қилинғанлар» У қутқузғанларни, «Бирисидин кәлгән» ХудаАтидин кәлгәнни көрситиду, әлвәттә. Әйса Мәсиһ Өзи қутқузғанларни «қериндашлирим» дәп атайду.  Рос. 17:26. 12 Худди У Худаға (муқәддәс язмиларда йезилғандәк):
«Намиңни қериндашлиримға җакалаймән,
Җамаәт ичидә Сени нахшиларда күйләймән» дегән.«Намиңни қериндашлиримға җакалаймән, җамаәт ичидә сени нахшиларда күйләймән» — «Зәб.» 21:23 («Зәб.» 17:50, 39:10ниму көрүң).  Зәб. 21:23; 17:50, 39:10
 
13 У йәнә: «Мән саңа тайинимән» вә «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә» дегән.«Мән саңа тайинимән» ... «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә» — Тәврат, «Йәш.» 8:17-18. «У» — Мәсиһни көрситиду. У Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ иштин алдин-ала бешарәт бәргән.  Йәш. 8:17,18.
14 Пәрзәнтләр болса әт билән қандин тәнлик болғачқа, Оғулму шу пәрзәнтләрниңкигә охшашла әт вә қандин тәнлик болди. Бундақ қилиштики мәхсәт, У өлүм арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан Иблисниң күчини бекар қилип, «... У өлүм арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан Иблисниң күчини бекар қилип...» — «өлүм һоқуқини тутқан Иблис» — гәрчә Шәйтан инсанларни беваситә һалак қилалмисиму, бирақ инсанларни гуна қилишқа аздуруш арқилиқ мәңгүлүк өлүмгә елип бариду. Аздурушниң ақивити гуна, гунаниң ақивити болса мәңгүлүк өлүмдур.  Йәш. 25:8; Һош. 13:14; Юһ. 1:14; 1Кор. 15:54; Фил. 2:7; 2Тим. 1:10. 15 өмүр бойи өлүм қорқунучидин қуллуққа тутулғанларниң һәммисини азатлиққа чиқириш үчүн еди. Рим. 8:15. 16 Чүнки У дәрвәқә пәриштиләргә әмәс, бәлки Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду; «Чүнки У дәрвәқә пәриштиләргә әмәс, бәлки Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду» — Тәврат «Йәш.» 41:7-9ни көрүң. «Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду» — грек тилида бу сөз (1) Мәсиһниң (Ибраһимға охшаш, етиқат қилған) инсанларни ярдәм қоли билән тутуп қутқузидиғанлиғи; (2) буларни қутқузуш үчүн Мәсиһниң улар билән зич мунасивәттә болуп, Өзиму «әт вә қандин болған бир тән»дә болушини көрситиду. 17 Шуниң үчүн, У Худаға аит ишларда рәһимдил вә садиқ баш каһин болуши үчүн, хәлиқниң гуналириниң кәчүрүм қурбанлиғини берәлиши үчүн, У һәр җәһәттин қериндашлириға охшаш қилиниши керәк еди. Фил. 2:7; Ибр. 4:15. 18 Чүнки Өзи синақларни Өз бешидин кәчүрүп, азап-оқубәт чәккән болғачқа, У синақларға дуч кәлгәнләргиму ярдәм берәләйду.Ибр. 4:15,16.
 
 

2:2 «пәриштиләр арқилиқ йәткүзүлгән сөз-калам» — Муса пәйғәмбәргә йәткүзүлгән Тәврат қанунини көрситиду.

2:2 Яр. 19:17,26; Қан. 27:26; Рос. 7:53; Гал. 3:19.

2:3 Мат. 4:17; Мар. 1:14; Ибр. 12:25.

2:4 Мар. 16:20; Рос. 14:3; 19:11.

2:6 Зәб. 8:5

2:7 «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән,...» — яки «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азрақ вақитла төвән бекиткәнсән,...». «уни қолуң ясиғанларни идарә қилишқа тиклидиң» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу сөзләр тепилмайду.

2:7 Зәб. 8:6-7

2:8 Зәб. 8:9; Мат. 28:18; 1Кор. 15:27; Әф. 1:22.

2:9 Зәб. 8:6; Рос. 2:33; Фил. 2:7, 8.

2:10 «Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда...» —Инҗилда «Худаниң оғул пәрзәнтлири» дайим әр һәм қиз-аял етиқатчиларни өз ичигә алиду. «Чүнки пүткүл мәвҗудатлар Өзи үчүнму һәм Өзи арқилиқму мәвҗут болуп туруватқан Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда, уларниң ниҗатиниң йол башлиғучисини азап-оқубәтләр арқилиқ камаләткә йәткүзүшкә лайиқ кәлди» — бу муһим вә сирлиқ айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз.

2:11 «Чүнки пак-муқәддәс Қилғучи билән пак-муқәддәс қилинғанларниң һәммиси дәрвәқә охшаш Бирисидин кәлгәндур; шуниң билән У уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмайду» — мошу айәттики «пак қилғучи» Әйса Мәсиһни, «пак қилинғанлар» У қутқузғанларни, «Бирисидин кәлгән» ХудаАтидин кәлгәнни көрситиду, әлвәттә. Әйса Мәсиһ Өзи қутқузғанларни «қериндашлирим» дәп атайду.

2:11 Рос. 17:26.

2:12 «Намиңни қериндашлиримға җакалаймән, җамаәт ичидә сени нахшиларда күйләймән» — «Зәб.» 21:23 («Зәб.» 17:50, 39:10ниму көрүң).

2:12 Зәб. 21:23; 17:50, 39:10

2:13 «Мән саңа тайинимән» ... «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә» — Тәврат, «Йәш.» 8:17-18. «У» — Мәсиһни көрситиду. У Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ иштин алдин-ала бешарәт бәргән.

2:13 Йәш. 8:17,18.

2:14 «... У өлүм арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан Иблисниң күчини бекар қилип...» — «өлүм һоқуқини тутқан Иблис» — гәрчә Шәйтан инсанларни беваситә һалак қилалмисиму, бирақ инсанларни гуна қилишқа аздуруш арқилиқ мәңгүлүк өлүмгә елип бариду. Аздурушниң ақивити гуна, гунаниң ақивити болса мәңгүлүк өлүмдур.

2:14 Йәш. 25:8; Һош. 13:14; Юһ. 1:14; 1Кор. 15:54; Фил. 2:7; 2Тим. 1:10.

2:15 Рим. 8:15.

2:16 «Чүнки У дәрвәқә пәриштиләргә әмәс, бәлки Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду» — Тәврат «Йәш.» 41:7-9ни көрүң. «Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду» — грек тилида бу сөз (1) Мәсиһниң (Ибраһимға охшаш, етиқат қилған) инсанларни ярдәм қоли билән тутуп қутқузидиғанлиғи; (2) буларни қутқузуш үчүн Мәсиһниң улар билән зич мунасивәттә болуп, Өзиму «әт вә қандин болған бир тән»дә болушини көрситиду.

2:17 Фил. 2:7; Ибр. 4:15.

2:18 Ибр. 4:15,16.