28
Әйсаниң тирилиши
Мар. 16:1-8; Луқа 24:1-12; Юһ. 20:1-10
Шабат күни өтүп, һәптиниң биринчи күни таң атай дегәндә, Магдаллиқ Мәрйәм билән йәнә бир Мәрйәм қәбирни көрүшкә кәлди.Мар. 16:1; Луқа 24:1; Юһ. 20:1. Вә мана, йәрләр туюқсиз қаттиқ тәврәп кәтти; чүнки Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси асмандин чүшүп, қәбиргә берип, ташни бир чәткә домилитип, үстидә олтарған еди. Пәриштиниң қияпити чақмақтәк, кийимлири қардәк аппақ еди.Дан. 7:9; Рос. 1:10. Күзәтчиләр униңдин шунчә қорқуштики, титришип, өлүктәк қетипла қалди.
Пәриштә аялларға қарап:
— Қорқмаңлар! Силәрниң крестләнгән Әйсани издәватқиниңларни билимән.Мар. 16:6; Луқа 24:4. У бу йәрдә әмәс; у өзи ейтқандәк тирилдүрүлди. Келиңлар, Рәб ятқан җайни көрүңлар;Мат. 16:21; 17:23; 20:19; Мар. 8:31; 9:31; 10:34; Луқа 9:22; 18:33; 24:6. андин дәрһал берип униң мухлислириға: «У өлүмдин тирилипту. Вә мана, у силәрдин авал Галилийәгә баридикән, уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар. Мана мән буларни силәргә ейтип бәрдим, — деди.«У өлүмдин тирилипту. Вә мана, у силәрдин авал Галилийәгә баридикән, уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар. Мана мән буларни силәргә ейтип бәрдим» — пәриштә: «Галилийәгә бериңлар» дегән болсиму, мухлислири униңға ишәнмәй һечйәргә бармай Йерусалимда туривәрди. Рәб өзи уларға шундақ әмирни аллиқачан бәргән еди («Мат.» 26:23, «Мар.» 14:28ни көрүң).  Мат. 26:32; Мар. 16:7.
Шуңа аяллар һәм қорқунуч һәм зор хошаллиқ ичидә қәбирдин дәрһал айрилип, униң мухлислириға хәвәр беришкә жүгүрүшти.Мар. 16:8; Юһ. 20:18. Улар мухлислирини хәвәрләндүрүшкә маңғанда, мана Әйса уларниң алдиға чиқип:
— Салам силәргә! — деди. Уларму алдиға берип, униң путиға есилип, униңға сәҗдә қилди. «Салам силәргә!» — ибраний тилида «Шалом әләйкум» дейилиду.  Мар. 16:9; Юһ. 20:14. 10 Андин Әйса уларға:
— Қорқмаңлар! Берип қериндашлиримға: Галилийәгә бериңлар, дәп уқтуруңлар, улар мени шу йәрдә көриду, — деди.«Берип қериндашлиримға: Галилийәгә бериңлар, дәп уқтуруңлар, улар мени шу йәрдә көриду» — 7-айәттики изаһатни көрүң. Мәсиһниң өзи қайтидин уларға шундақ хәвәр йәткүзгини билән, улар йәнила бир мәзгил Йерусалимдин чиқмай, Галилийәгә бармайду («Мат.» 26:23, 28:16, «Маркус» 16-бап, «Луқа» 24-бап, «Юһ.» 20-21-бапларни көрүң).  Рос. 1:3; 13:31; 1Кор. 15:5.
 
Күзәтчиләрниң баяни
11 Аяллар техи йолда кетиватқанда, мана күзәтчиләрниң бәзилири шәһәргә кирип, болған вақиәләрниң һәммиси тоғрисида баш каһинларға хәвәр қилди. 12 Баш каһинлар ақсақаллар билән бир йәргә жиғилип мәслиһәтләшкәндин кейин, ләшкәрләргә бәк көп пул берип:
13 — Силәр: «Униң мухлислири кечиси келип, биз ухлаватқанда униң җәситини оғрилап әкетипту» — дәңлар. 14 Әгәр бу хәвәр валийниң қулиқиға йетип қалса, биз уни қайил қилип силәрни аваричиликтин сақлаймиз — деди. «Әгәр бу хәвәр валийниң қулиқиға йетип қалса, биз уни қайил қилип силәрни аваричиликтин сақлаймиз» — римлиқ муһапизәтчиләр күзәттә туруветип ухлиса, дәрһал өлүм җазасиға мәһкүм болатти. 15 Шундақ қилип, ләшкәрләр пулни алди вә өзлиригә тапиланғандәк қилди. Шуниң билән бу гәп бүгүнгичә Йәһудийлар арисида тарқилип кәлмәктә.
 
Әйсаниң мухлислириға көрүнүши
Мар. 16:14-18; Луқа 24:36-49; Юһ. 20:19-23; Мис. 1:6-8
16 Он бир мухлис Галилийәгә берип, Әйса уларға беқиткән таққа чиқишти. Мат. 26:32; Мар. 14:28. 17 Улар уни көргинидә униңға сәҗдә қилишти; лекин бәзилири гуманлинип қалди. 18 Әйса уларниң йениға келип, мундақ деди:
— Әрштә вә йәр йүзидә барлиқ һоқуқ маңа берилди. Зәб. 8:6-7; Мат. 11:27; Луқа 10:22; Юһ. 3:35; 17:2; 1Кор. 15:27; Әф. 1:22; Ибр. 2:8. 19 Шуниң үчүн, берип пүткүл әлләрни өзүмгә мухлис қилип йетиштүрүңлар, шундақла уларни Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң намиға тәвә қилип чөмүлдүрүп, «уларни Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң намиға тәвә қилип чөмүлдүрүп...» — грек тилида: «уларни Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң намиға киргүзүп чөмүлдүрүп,...». Буниң мәнаси шүбһисизки, пәқәт «Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң нами билән»ла әмәс, бәлки суға чөмүлдүрүлүш арқилиқ чөмүлдүрүлгүчиниң Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң зич мунасивитигиму (кирип) чөмүлүшни көрситиду.  Мар. 16:15; Юһ. 15:16. 20 уларға мән силәргә тапилиған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Вә мана, мән заман ахириғичә һәр күни силәр билән биллә болимән.Юһ. 14:18.

28:1 Мар. 16:1; Луқа 24:1; Юһ. 20:1.

28:3 Дан. 7:9; Рос. 1:10.

28:5 Мар. 16:6; Луқа 24:4.

28:6 Мат. 16:21; 17:23; 20:19; Мар. 8:31; 9:31; 10:34; Луқа 9:22; 18:33; 24:6.

28:7 «У өлүмдин тирилипту. Вә мана, у силәрдин авал Галилийәгә баридикән, уни шу йәрдә көридикәнсиләр» дәңлар. Мана мән буларни силәргә ейтип бәрдим» — пәриштә: «Галилийәгә бериңлар» дегән болсиму, мухлислири униңға ишәнмәй һечйәргә бармай Йерусалимда туривәрди. Рәб өзи уларға шундақ әмирни аллиқачан бәргән еди («Мат.» 26:23, «Мар.» 14:28ни көрүң).

28:7 Мат. 26:32; Мар. 16:7.

28:8 Мар. 16:8; Юһ. 20:18.

28:9 «Салам силәргә!» — ибраний тилида «Шалом әләйкум» дейилиду.

28:9 Мар. 16:9; Юһ. 20:14.

28:10 «Берип қериндашлиримға: Галилийәгә бериңлар, дәп уқтуруңлар, улар мени шу йәрдә көриду» — 7-айәттики изаһатни көрүң. Мәсиһниң өзи қайтидин уларға шундақ хәвәр йәткүзгини билән, улар йәнила бир мәзгил Йерусалимдин чиқмай, Галилийәгә бармайду («Мат.» 26:23, 28:16, «Маркус» 16-бап, «Луқа» 24-бап, «Юһ.» 20-21-бапларни көрүң).

28:10 Рос. 1:3; 13:31; 1Кор. 15:5.

28:14 «Әгәр бу хәвәр валийниң қулиқиға йетип қалса, биз уни қайил қилип силәрни аваричиликтин сақлаймиз» — римлиқ муһапизәтчиләр күзәттә туруветип ухлиса, дәрһал өлүм җазасиға мәһкүм болатти.

28:16 Мат. 26:32; Мар. 14:28.

28:18 Зәб. 8:6-7; Мат. 11:27; Луқа 10:22; Юһ. 3:35; 17:2; 1Кор. 15:27; Әф. 1:22; Ибр. 2:8.

28:19 «уларни Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң намиға тәвә қилип чөмүлдүрүп...» — грек тилида: «уларни Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң намиға киргүзүп чөмүлдүрүп,...». Буниң мәнаси шүбһисизки, пәқәт «Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң нами билән»ла әмәс, бәлки суға чөмүлдүрүлүш арқилиқ чөмүлдүрүлгүчиниң Ата, Оғул вә Муқәддәс Роһниң зич мунасивитигиму (кирип) чөмүлүшни көрситиду.

28:19 Мар. 16:15; Юһ. 15:16.

28:20 Юһ. 14:18.