27
Йәһуданиң өлүши
Мар. 15:1; Луқа 23:1-2; Юһ. 18:28-32
Таң атқандила, пүтүн баш каһинлар билән хәлиқ ақсақаллири Әйсани өлүмгә мәһкүм қилдуруш үчүн мәслиһәтләшти.Зәб. 2:2; Мар. 15:1; Луқа 22:66; 23:2; Юһ. 18:28. Улар уни бағлап апирип, валий Понтиус Пилатусқа тапшуруп бәрди.Рос. 3:13.
Униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда униң өлүмгә һөкүм қилинғанлиғини көрүп, бу ишларға пушайман қилди вә баш каһинлар билән ақсақалларға оттуз күмүч тәңгини қайтуруп берип:
— Мән бегуна бир җанниң қени төкүлүшкә сатқунлуқ қилип гуна өткүздүм, — деди.
Буниңға бизниң немә каримиз? Өз ишиңни бил! — дейишти улар.
Йәһуда көмүш тәңгиләрни ибадәтханиниң ичигә чөривәтти вә у йәрдин кетип, талаға чиқип, есилип өлүвалди.«Йәһуда... талаға чиқип, есилип өлүвалди» — «талаға чиқип» бәлким шәһәрниң сиртиға беришини көрситиду.   2Сам. 17:23; Рос. 1:18.
 
Баш каһинлар көмүш тәңгиләрни жиғивелип: —
Бу хун төлүми болған тәңгиләрдур, уларни ибадәтханиниң ғәзнисигә қоюш һарам, — дейишти.«Бу хун төлүми болған тәңгиләрдур, уларни ибадәтханиниң ғәзнисигә қоюш һарам» — «һарам» — мошу йәрдә, Тәвратта чәкләнгән, демәк. Улар өз ара мәслиһәтлишип, бу пуллар билән яқа жутлуқларға йәрлик болсун дәп, сапалчиниң бир парчә етизлиғини сетивалди.«сапалчиниң бир парчә етизлиғини сетивалди» — яки ««сапалчиниң етизлиғи»ни сетивалди» — мүмкинчилиги барки, «сапалчиниң етизлиғи» һәммә адәмгә мәлум болған бир йәрниң исми еди.  Рос. 1:19. Шуңа бу йәр һазирғичә «қанлиқ етиз» дәп атилип кәлмәктә.
Шу иш билән Йәрәмия пәйғәмбәр тәрипидин бурун ейтилған муну бешарәт әмәлгә ашурулди: —
«Исраил хәлқи униң үчүн баһалап бекиткән баһасини,
Йәни оттуз күмүч тәңгини улар елишти,Зәк. 11:12.
10 Вә Пәрвәрдигар маңа көрсәткәндәк,
Сапалчиниң етизини сетивелишқа хәҗләшти».«Исраил хәлқи униң үчүн баһалап бекиткән баһасини, йәни оттуз күмүч тәңгини улар елишти, вә Пәрвәрдигар маңа әмир қилғандәк, сапалчиниң етизини сетивелишқа хәҗләшти» — бу бешарәтлик сөзләр (9-10 айәтләр)ниң көпинчиси «Зәкәрия» 11:12-13дин елинған. Әнди немишкә Матта бу сөзләрни Йәрәмия пәйғәмбәрниңки дәйду? Биз бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
9-10-айәтләрниң башқа бир хил тәрҗимиси: «... тәңгини мән алдим, вә улар Пәрвәрдигар маңа әмир қилғандәк, сапалчиниң етизини сетивелишқа хәҗләшти».
  Йәр. 32:6-9; Зәк. 11:12, 13
 
Әйсаниң валий Пилатусниң алдида сотлиниши
Мар. 15:2-5; Луқа 23:3-5; Юһ. 18:33-38
11 Әнди Әйса валийниң алдиға турғузулди. Валий униңдин:
— Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди.
Ейтқиниңдәк, — деди Әйса.«Әйса... «Ейтқиниңдәк», деди» — Мәсиһниң «Ейтқиниңдәк» дегән җававиниң грек тилида «Шундақ, лекин әһвал дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.  Мар. 15:2; Луқа 23:3; Юһ. 18:33.
12 Лекин баш каһинлар вә ақсақаллар униң үстидин әрз-шикайәт қилғанда, у бир еғизму җавап бәрмиди. 13 Буниң билән Пилатус униңға:
— Уларниң сениң үстүңдин қилған шунчә көп шикайәтлирини аңлимайватамсән? — деди. Мат. 26:62. 14 Бирақ у Пилатусқа җававән шикайәтләрниң бирисигиму җавап бәрмиди. Валий буниңға интайин һәйран қалди.Йәш. 53:7; Рос. 8:32.
15 Һәр қетимлиқ өтүп кетиш һейтида, валийниң халайиқ тәләп қилған бир мәһбусни уларға қоюп бериш адити бар еди. Мар. 15:6; Луқа 23:17; Юһ. 18:39. 16 Әйни вақитта, римлиқларниң Бараббас исимлиқ атиқи чиққан бир мәһбуси зинданда еди. «Бараббас исимлиқ атиқи чиққан бир мәһбус» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Әйса Бараббас исимлиқ атиқи чиққан бир мәһбус» дейилиду.  Мар. 15:7; Луқа 23:19; Юһ. 18:40. 17 Халайиқ җәм болғанда, Пилатус улардин:
— Кимни силәргә қоюп беришимни халайсиләр? Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму? — дәп сориди «Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму?» — яки «Әйса Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму?». 18 (чүнки у баш каһин қатарлиқларниң һәсәтхорлуғи түпәйлидин уни тутуп бәргәнлигини биләтти).
19 Пилатус «сорақ тәхти»дә олтарғанда, аяли униңға адәм әвәтип: — У һәққаний кишиниң ишиға арилашмиғин. Чүнки түнүгүн кечә униң сәвәвидин чүшүмдә көп азап чәктим, — дәп хәвәр йәткүзди.«Чүнки түнүгүн кечә униң сәвәвидин чүшүмдә көп азап чәктим» — яки «чүнки у түнүгүн кечә чүшүмгә кирип, көп азапландим».
20 Лекин баш каһинлар вә ақсақаллар болса халайиқни мақул қилип, Бараббасни қоюп беришни вә Әйсани йоқитишни тәләп қилдурди.Мар. 15:11; Луқа 23:18; Юһ. 18:40; Рос. 3:14.
21 Валий җававән улардин йәнә:
— Силәргә бу иккисиниң қайсисини қоюп беришимни халайсиләр? — дәп сориди.
Бараббасни, — дейишти улар.
22 Пилатус әнди: — Ундақ болса, Мәсиһ дәп аталған Әйсани қандақ бир тәрәп қилай? — деди.
Һәммәйлән:
— У крестләнсун! — дейишти.
23 Пилатус:
— Немишкә? У зади немә яманлиқ өткүзүпту? — дәп сориди.
Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип:
У крестләнсун! — дәп турувелишти. 24 Пилатус сөзливеришниң беһудә екәнлигини, бәлки буниң орниға малиманчилиқ чиқидиғанлиғини көрүп, су елип, көпчиликниң алдида қолини жуйғач:
— Бу һәққаний адәмниң қениға мән җавапкар әмәсмән, буниңға өзүңлар мәсъул болуңлар! — деди.
25 Пүтүн хәлиқ җававән:
— Униң қени бизниң үстимизгә вә балилиримизниң үстигә чүшсун! — дейишти.Рос. 5:28.
26 Буниң билән Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Әйсани болса қаттиқ қамчилатқандин кейин, крестләшкә ләшкәрлиригә тапшурди.«Әйсани болса қаттиқ қамчилатқандин кейин...» — Рим империйәсидә җаза қамчилири бир нәччә тасмилиқ болуп, һәр бир тасмисиға қоғушун вә устихан парчилири бағланған болиду. Қамчилиған вақтида җазаға тартилғучи ялаңачлинип, йәргә тизландурулуп, икки йенида турған ләшкәр уни қамчилайтти.
 
Ләшкәрләрниң Әйсани мазақ қилиши
Мар. 15:16-20; Юһ. 19:2-3
27 Андин валийниң ләшкәрлири Әйсани униң ордисиға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә униң әтрапиға жиғди. «валийниң ләшкәрлири Әйсани валийниң ордисиға елип кирип» — «валийниң ордиси» грек (латин) тилида «прайториум» дейилиду. «пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә униң әтрапиға жиғди» — «ләшкәрләр топи» (грек тилида «коһорт») 500-600 кишидин тәркиб тапқан.  Мар. 15:16; Юһ. 19:2. 28 Улар Әйсани ялаңачлап, учисиға пәрәң рәңлик тон кийдүрүшти. «Улар Әйсани ялаңачлап, учисиға пәрәң рәңлик тон кийдүрүшти» — «пәрәң рәңлик» (яки сөсүн рәңлик) шу чағда шаһанә кийимниң рәңги шундақ еди («Мар.» 15:17, «Юһ.» 19:2ни көрүң). Улар шу «шаһанә тон» арқилиқ Әйсани «падиша боламсән?!» дәп мазақ қилмақчи. 29 Тикәнлик шахчиларни өрүп бир таҗ ясап, бешиға кийдүрди вә оң қолиға бир қомушни тутқузди. Андин униң алдиға тизлинип: «Яшиғайла, Йәһудийларниң падишаси!» дәп мазақ қилишти. «Улар... тикәнлик шахчиларни өрүп бир таҗ ясап, бешиға кийдүрди вә оң қолиға бир қомушни тутқузди» — улар қомушни падишаниң шаһанә һасиси сүпитидә мазақ қилип қолиға тутқузған. 30 Униңға түкүрүшти, қомушни елип униң бешиға урушти. 31 Уни шундақ мазақ қилғандин кейин, тонни салдуруп, учисиға өз кийимлирини кийдүрди вә крестләш үчүн елип меңишти.
 
Әйсаниң крестлиниши
Мар. 15:21-32; Луқа 23:26-39; Юһ. 19:17-19
32 Улар ташқириға чиққинида, Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир кишини учритип, уни тутуп келип Әйсаниң крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди. «...Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир кишини учритип, уни тутуп келип Әйсаниң крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди» — «Әйсаниң крести» — Әйса өзини җазалайдиған қурал болған шу крест (чапрас яғач)ни әслидә өзи йүдүп меңиши керәк еди. У шундақ қаттиқ қамчиланғанки, һалсирап, йүдүп маңалмиған болса керәк.  Мар. 15:21; Луқа 23:26. 33 Улар Голгота, йәни «Баш сүйәк» дегән йәргә кәлгәндә, Мар. 15:22; Луқа 23:33; Юһ. 19:17. 34 Әйсаға ичиш үчүн кәкрә сүйи арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни тетип баққандин кейин, ичкили унимиди.«...Әйсаға ичиш үчүн кәкрә сүйи арилаштурулған аччиқ шарап бәрди» — ейтишларға қариғанда, кресткә миқлинидиғанларға ағриқни пәсәйтиш мәхситидә дора арилаштурулған шарап берилидикән.  Зәб. 68:22
35 Ләшкәрләр уни крестлигәндин кейин, чәк ташлишип кийимлирини өз ара бөлүшүвалди. Зәб. 21:19; Мар. 15:24; Юһ. 19:23. 36 Андин у йәрдә олтирип униңға күзәтчилик қилди. 37 Улар униң бешиниң жуқури тәрипигә «Бу Әйса, Йәһудийларниң падишасидур» дәп йезилған шикайәтнамә тахтийини бекитти.Мар. 15:26; Луқа 23:38; Юһ. 19:19.
38 Әйса билән тәң икки қарақчиму кресткә миқланған болуп, бири оң тәрипидә, йәнә бири сол тәрипидә еди.Йәш. 53:12.
39 Бу йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, уни һақарәтләп:Зәб. 21:9-10; 68:20-21; Мар. 15:29; Луқа 23:35.
40 — Қени, сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқидиған адәм, әнди өзүңни қутқузә! Худаниң Оғли болсаң, кресттин чүшүп баққина! — дейишти.Мат. 26:61; Юһ. 2:19.
41 Баш каһинларму, Тәврат устазлири вә ақсақаллар билән биргә уни мәсқирә қилип:
42 — Башқиларни қутқузуптикән, өзини қутқузалмайду. У Исраилниң падишасимиш! Әнди кресттин чүшүп бақсунчу, андин униңға етиқат қилимиз. 43 У Худаға таянған! Худа уни әзизлисә, һазир қутқузуп баққай! Чүнки у: «Мән Худаниң Оғли» дегән еди, — дейишти. «У Худаға таянған! Худа уни әзизлисә, һазир қутқузуп баққай!» — «Зәб.» 21:9ни көрүң. 44 Униң билән тәң крестләнгән қарақчиларму уни шундақ һақарәтләшти.
 
Әйсаниң өлүми
Мар. 15:33-41; Луқа 23:44-49; Юһ. 19:28-30
45 Әнди күнниң алтинчи саитидин тоққузинчи саитигичә пүткүл зиминни қараңғулуқ басти. «күнниң алтинчи саитидин тоққузинчи саитигичә» — һазирқи вақит системи бойичә, «чүш вақти, саат он иккидин саат үчкичә».  Мар. 15:33; Луқа 23:44. 46 Тоққузинчи саатләрдә Әйса жуқури авазда: «Ели, ели, ләма савақтани?» йәни «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?» дәп қаттиқ нида қилди.«тоққузинчи саатләрдә ...» — һазирқи вақит бойичә саат үчләрдә. ««Ели, ели, ләма савақтани?» йәни «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?»» — (арамий тилидики сөзләр) «Зәб.» 21:1ни көрүң  Зәб. 21:2-3; Ибр. 5:7.
47 У йәрдә турғанларниң бәзилири буни аңлап:
Бу адәм Иляс пәйғәмбәргә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти.
48 Уларниң ичидин бирәйлән дәрһал жүгүрүп берип бир парчә булутни әкелип, уни аччиқ шарапқа чилап, қомушниң учиға селип униңға ичкүзүп қойди.Зәб. 68:22; Юһ. 19:29.
49 Бирақ башқилар:
— Тохта! Қарап бақайли, Иляс пәйғәмбәр келип уни қутқузуп қалармекин? — дейишти.
50 Әйса жуқури аваз билән йәнә бир вақириди-дә, роһини қоювәтти.«Әйса жуқури аваз билән йәнә бир вақириди-дә, роһини қоювәтти» — униң қаттиқ вақириши: «Тамам болди!» дегән болса керәк («Юһ.» 19:30ни көрүң).  Зәб. 30:6; Луқа 23:46.
51 Вә мана, шу дәқиқидә ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди. Йәр-зимин тәвринип, ташлар йерилип, «Шу дәқиқидә ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди» — бу пәрдә ибадәтханидики әң муқәддәс җайни муқәддәс җайдин айрип туридиған пәрдә болуп, униң житилиши инсанларниң Худаниң алдиға баридиған йолиниң Әйсаниң өлүми билән ечилғанлиғини билдүриду (ибадәтханидики «муқәддәс җай»ни сирттики һойлидин айрийдиған йәнә бир «сиртқи пәрдә» бар еди, лекин буни көрситиш үчүн адәттә башқа аталғу ишлитилиду).  2Тар. 3:14; Мар. 15:38; Луқа 23:45. 52-53 Қәбирләр ечилди (У тирилгәндин кейин, өлүмдә ухлаватқан нурғун муқәддәс бәндиләрниң тәнлириму тирилди; улар қәбирләрдин чиқти вә муқәддәс шәһәргә кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди).«муқәддәс шәһәр» — Йерусалимни көрситиду. «Қәбирләр ечилди (Әйса тирилгәндин кейин, өлүмдә ухлаватқан нурғун муқәддәс бәндиләрниң тәнлириму тирилди; улар қәбирләрдин чиқти вә муқәддәс шәһәргә кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди)» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Қәбирләр ечилди, өлүмдә ухлаватқан нурғун муқәддәс бәндиләрниң тәнлириму тирилди; улар Әйса тирилгәндин кейин қәбирлиридин чиқип, муқәддәс шәһәргә кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди». Лекин «1Кор.» 15:20гә асасән («Мәсиһ өлүмдә ухлиғанлар ичидин худди тунҗа һосулниң мевисидәк, өлүмдин тирилгәндур») тәрҗимимиз тоғра болса керәк.
54 Әнди Әйсани күзәт қиливатқан йүз беши һәм йенидики ләшкәрләр йәрниң тәвришини вә башқа йүз бәргән һадисиләрни көрүп, интайин қорқушуп:
— У һәқиқәтән Худаниң Оғли екән! — дейишти.Мар. 15:39; Луқа 23:47.
55 У йәрдә йәнә бу ишларға жирақтин қарап турған нурғун аялларму бар еди. Улар әслидә Әйсаниң хизмитидә болуп, Галилийәдин униңға әгишип кәлгән еди. Зәб. 37:12; Мар. 15:40; Луқа 8:2; 23:49. 56 Уларниң арисида Магдаллиқ Мәрйәм, Яқуп билән Йүсүпниң аниси Мәрйәм, Зәбәдийниң оғуллириниң анисиму бар еди.
 
Әйсаниң дәпнә қилиниши
Мар. 15:42-47; Луқа 23:50-56; Юһ. 19:38-42
57 Кәчқурун, Ариматиялиқ Йүсүп исимлиқ бир бай кәлди. Уму Әйсаниң мухлислиридин еди. Мар. 15:42; Луқа 23:50; Юһ. 19:38. 58 У Пилатусниң алдиға берип, Әйсаниң җәситини тәләп қилди. Пилатус җәсәтни униңға тапшурушқа әмир қилди. 59 Йүсүп җәсәтни елип, пакиз канап рәхт билән орап кепәнлиди 60 вә уни өзи үчүн қияда ойдурған йеңи қәбригә қойди. Андин қәбирниң ағзиға йоған бир ташни домилитип қоюп, кетип қалдиМар. 15:46; Луқа 23:53. 61 (шу чағда Магдаллиқ Мәрйәм билән йәнә бир Мәрйәмму у йәрдә, қәбирниң удулида олтиратти).
 
Қәбирни муһапизәт қилиш
62 Әнди әтиси, йәни «Тәйярлаш күни» өткәндин кейин, баш каһинлар билән Пәрисийләр җәм болушуп Пилатусниң алдиға келип:«Әнди әтиси, йәни «тәйярлаш күни» өткәндин кейин, баш каһинлар билән Пәрисийләр җәм болушуп Пилатусниң алдиға келип...» — жуқуриқи изаһатларда көрсәткинимиздәк, Йәһудий хәлқи үчүн «күн» әмәлийәттә кәчтә (саат алтидә) башлиниду. «Тәйярлаш күни» — «шабат күни (дәм елиш күни) үчүн тәйярлиқ қилидиған күн»ни көрситиду. Шуниң билән мошу айәттики «әтиси» әмәлийәттә шабат күниниң бешини, йәни шу кәч саат алтидин кейинки вақитларни көрситиду. Мошу «каһинлар» Әйсаниң бешарәт сөзлирини тосуш үчүн җиддийлишип, өзлири қәдирләйдиған шабат күнидики «дәм елиш» адитини бузмақта еди.
63 — Җанаблири, һелиқи алдамчиниң һаят вақтида: «Мән өлүп үчинчи күни тирилимән» дегини есимиздә бар. Мат. 16:21; 17:23; 20:19; Мар. 8:31; 10:34; Луқа 9:22; 18:33; 24:6. 64 Шуниң үчүн, қәбир үчинчи күнигичә мәһкәм қоғдилиши үчүн әмир бәргәйсиз. Ундақ қилинмиса, мухлислири келип җәсәтни оғрилап кетип, андин хәлиққә: «У өлүмдин тирилди» дейиши мүмкин. Бундақ алдамчилиқ алдинқисидинму бәттәр болиду, — дейишти.
65 Пилатус уларға:
— Бир гуруппа күзәтчи ләшкәрни силәргә тапшурдум. Қәбирни қурбиңларниң йетишичә мәһкәм қоғдаңлар, — деди. 66 Шуниң билән улар күзәтчи ләшкәрләр билән биллә берип, ташни печәтләп, қәбирни муһапизәт астиға қойди.
 
 

27:1 Зәб. 2:2; Мар. 15:1; Луқа 22:66; 23:2; Юһ. 18:28.

27:2 Рос. 3:13.

27:5 «Йәһуда... талаға чиқип, есилип өлүвалди» — «талаға чиқип» бәлким шәһәрниң сиртиға беришини көрситиду.

27:5 2Сам. 17:23; Рос. 1:18.

27:6 «Бу хун төлүми болған тәңгиләрдур, уларни ибадәтханиниң ғәзнисигә қоюш һарам» — «һарам» — мошу йәрдә, Тәвратта чәкләнгән, демәк.

27:7 «сапалчиниң бир парчә етизлиғини сетивалди» — яки ««сапалчиниң етизлиғи»ни сетивалди» — мүмкинчилиги барки, «сапалчиниң етизлиғи» һәммә адәмгә мәлум болған бир йәрниң исми еди.

27:7 Рос. 1:19.

27:9 Зәк. 11:12.

27:10 «Исраил хәлқи униң үчүн баһалап бекиткән баһасини, йәни оттуз күмүч тәңгини улар елишти, вә Пәрвәрдигар маңа әмир қилғандәк, сапалчиниң етизини сетивелишқа хәҗләшти» — бу бешарәтлик сөзләр (9-10 айәтләр)ниң көпинчиси «Зәкәрия» 11:12-13дин елинған. Әнди немишкә Матта бу сөзләрни Йәрәмия пәйғәмбәрниңки дәйду? Биз бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. 9-10-айәтләрниң башқа бир хил тәрҗимиси: «... тәңгини мән алдим, вә улар Пәрвәрдигар маңа әмир қилғандәк, сапалчиниң етизини сетивелишқа хәҗләшти».

27:10 Йәр. 32:6-9; Зәк. 11:12, 13

27:11 «Әйса... «Ейтқиниңдәк», деди» — Мәсиһниң «Ейтқиниңдәк» дегән җававиниң грек тилида «Шундақ, лекин әһвал дәл сениң ойлиғиниңдәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.

27:11 Мар. 15:2; Луқа 23:3; Юһ. 18:33.

27:13 Мат. 26:62.

27:14 Йәш. 53:7; Рос. 8:32.

27:15 Мар. 15:6; Луқа 23:17; Юһ. 18:39.

27:16 «Бараббас исимлиқ атиқи чиққан бир мәһбус» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Әйса Бараббас исимлиқ атиқи чиққан бир мәһбус» дейилиду.

27:16 Мар. 15:7; Луқа 23:19; Юһ. 18:40.

27:17 «Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму?» — яки «Әйса Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму?».

27:19 «Чүнки түнүгүн кечә униң сәвәвидин чүшүмдә көп азап чәктим» — яки «чүнки у түнүгүн кечә чүшүмгә кирип, көп азапландим».

27:20 Мар. 15:11; Луқа 23:18; Юһ. 18:40; Рос. 3:14.

27:25 Рос. 5:28.

27:26 «Әйсани болса қаттиқ қамчилатқандин кейин...» — Рим империйәсидә җаза қамчилири бир нәччә тасмилиқ болуп, һәр бир тасмисиға қоғушун вә устихан парчилири бағланған болиду. Қамчилиған вақтида җазаға тартилғучи ялаңачлинип, йәргә тизландурулуп, икки йенида турған ләшкәр уни қамчилайтти.

27:27 «валийниң ләшкәрлири Әйсани валийниң ордисиға елип кирип» — «валийниң ордиси» грек (латин) тилида «прайториум» дейилиду. «пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә униң әтрапиға жиғди» — «ләшкәрләр топи» (грек тилида «коһорт») 500-600 кишидин тәркиб тапқан.

27:27 Мар. 15:16; Юһ. 19:2.

27:28 «Улар Әйсани ялаңачлап, учисиға пәрәң рәңлик тон кийдүрүшти» — «пәрәң рәңлик» (яки сөсүн рәңлик) шу чағда шаһанә кийимниң рәңги шундақ еди («Мар.» 15:17, «Юһ.» 19:2ни көрүң). Улар шу «шаһанә тон» арқилиқ Әйсани «падиша боламсән?!» дәп мазақ қилмақчи.

27:29 «Улар... тикәнлик шахчиларни өрүп бир таҗ ясап, бешиға кийдүрди вә оң қолиға бир қомушни тутқузди» — улар қомушни падишаниң шаһанә һасиси сүпитидә мазақ қилип қолиға тутқузған.

27:32 «...Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир кишини учритип, уни тутуп келип Әйсаниң крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди» — «Әйсаниң крести» — Әйса өзини җазалайдиған қурал болған шу крест (чапрас яғач)ни әслидә өзи йүдүп меңиши керәк еди. У шундақ қаттиқ қамчиланғанки, һалсирап, йүдүп маңалмиған болса керәк.

27:32 Мар. 15:21; Луқа 23:26.

27:33 Мар. 15:22; Луқа 23:33; Юһ. 19:17.

27:34 «...Әйсаға ичиш үчүн кәкрә сүйи арилаштурулған аччиқ шарап бәрди» — ейтишларға қариғанда, кресткә миқлинидиғанларға ағриқни пәсәйтиш мәхситидә дора арилаштурулған шарап берилидикән.

27:34 Зәб. 68:22

27:35 Зәб. 21:19; Мар. 15:24; Юһ. 19:23.

27:37 Мар. 15:26; Луқа 23:38; Юһ. 19:19.

27:38 Йәш. 53:12.

27:39 Зәб. 21:9-10; 68:20-21; Мар. 15:29; Луқа 23:35.

27:40 Мат. 26:61; Юһ. 2:19.

27:43 «У Худаға таянған! Худа уни әзизлисә, һазир қутқузуп баққай!» — «Зәб.» 21:9ни көрүң.

27:45 «күнниң алтинчи саитидин тоққузинчи саитигичә» — һазирқи вақит системи бойичә, «чүш вақти, саат он иккидин саат үчкичә».

27:45 Мар. 15:33; Луқа 23:44.

27:46 «тоққузинчи саатләрдә ...» — һазирқи вақит бойичә саат үчләрдә. ««Ели, ели, ләма савақтани?» йәни «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?»» — (арамий тилидики сөзләр) «Зәб.» 21:1ни көрүң

27:46 Зәб. 21:2-3; Ибр. 5:7.

27:48 Зәб. 68:22; Юһ. 19:29.

27:50 «Әйса жуқури аваз билән йәнә бир вақириди-дә, роһини қоювәтти» — униң қаттиқ вақириши: «Тамам болди!» дегән болса керәк («Юһ.» 19:30ни көрүң).

27:50 Зәб. 30:6; Луқа 23:46.

27:51 «Шу дәқиқидә ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди» — бу пәрдә ибадәтханидики әң муқәддәс җайни муқәддәс җайдин айрип туридиған пәрдә болуп, униң житилиши инсанларниң Худаниң алдиға баридиған йолиниң Әйсаниң өлүми билән ечилғанлиғини билдүриду (ибадәтханидики «муқәддәс җай»ни сирттики һойлидин айрийдиған йәнә бир «сиртқи пәрдә» бар еди, лекин буни көрситиш үчүн адәттә башқа аталғу ишлитилиду).

27:51 2Тар. 3:14; Мар. 15:38; Луқа 23:45.

27:52-53 «муқәддәс шәһәр» — Йерусалимни көрситиду. «Қәбирләр ечилди (Әйса тирилгәндин кейин, өлүмдә ухлаватқан нурғун муқәддәс бәндиләрниң тәнлириму тирилди; улар қәбирләрдин чиқти вә муқәддәс шәһәргә кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди)» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Қәбирләр ечилди, өлүмдә ухлаватқан нурғун муқәддәс бәндиләрниң тәнлириму тирилди; улар Әйса тирилгәндин кейин қәбирлиридин чиқип, муқәддәс шәһәргә кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди». Лекин «1Кор.» 15:20гә асасән («Мәсиһ өлүмдә ухлиғанлар ичидин худди тунҗа һосулниң мевисидәк, өлүмдин тирилгәндур») тәрҗимимиз тоғра болса керәк.

27:54 Мар. 15:39; Луқа 23:47.

27:55 Зәб. 37:12; Мар. 15:40; Луқа 8:2; 23:49.

27:57 Мар. 15:42; Луқа 23:50; Юһ. 19:38.

27:60 Мар. 15:46; Луқа 23:53.

27:62 «Әнди әтиси, йәни «тәйярлаш күни» өткәндин кейин, баш каһинлар билән Пәрисийләр җәм болушуп Пилатусниң алдиға келип...» — жуқуриқи изаһатларда көрсәткинимиздәк, Йәһудий хәлқи үчүн «күн» әмәлийәттә кәчтә (саат алтидә) башлиниду. «Тәйярлаш күни» — «шабат күни (дәм елиш күни) үчүн тәйярлиқ қилидиған күн»ни көрситиду. Шуниң билән мошу айәттики «әтиси» әмәлийәттә шабат күниниң бешини, йәни шу кәч саат алтидин кейинки вақитларни көрситиду. Мошу «каһинлар» Әйсаниң бешарәт сөзлирини тосуш үчүн җиддийлишип, өзлири қәдирләйдиған шабат күнидики «дәм елиш» адитини бузмақта еди.

27:63 Мат. 16:21; 17:23; 20:19; Мар. 8:31; 10:34; Луқа 9:22; 18:33; 24:6.