«Қошумчә сөз»имиздә биз бу бабни тәпсилий шәрһләймиз. 2 Вайсаңлар, и қариғайлар, чүнки кедир жиқилди, есил дәрәқләр вәйран қилинди; вайсаңлар, и Башандики дуб дәрәқлири, чүнки барақсан орман жиқитилди! 3 Падичиларниң вайсиған авазини аңла! Чүнки уларниң шәриви болған чимән-яйлақ вәйран қилинди; асланларниң һөкиригән авазини аңла! Чүнки Иордан дәриясиниң пәхри болған бүк-барақсанлиғи вәйран қилинди.
Оқурмәнләргә аянки, «Өзүм яхши Падичидурмән» дегән Әйса Мәсиһ Йәһуданиң 30 күмүч тәңгә үчүн сатқунлуқ қилиши билән өлтүрүлгән; кейин Йәһудий хәлқи рәзил мәнпәәтпәрәс йетәкчиләрниң касапитидин йәнә бир қетим (Рим империйәси тәрипидин) дунияниң чәт-чәтлиригичә тарқитиветилгән. Бу ишлар үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. ■Йәр. 23:1; Әз. 34:2; Юһ. 10:12
□11:1 «И Ливан, от сениң кедир дәрәқлириңни йәп кетиши үчүн, дәрвазилириңни ач! » — бу 1-3-айәт бәлким бир охшитиш; Йәһуданиң йетәкчилири Худаниң хәлқи вә Худа бәргән зиминни өз мәнпәити үчүн ишләткән, һазир бу мәнпәәттин айрилиду. 1-айәт йеңидин қурулған ибадәтханиниң йәнә вәйран қилинишини көрситиши мүмкин. У Ливандики көплигән кедир дәрәқлирини вә башқа есил дәрәқләрни ишлитип селинған (Тәврат, «Әзра», 3:7-айәт). «Қошумчә сөз»имиздә биз бу бабни тәпсилий шәрһләймиз.
□11:6 «Мән... һәр бирини өз йеқининиң қолиға вә өз падишасиниң қолиға тапшуримән» — «өз падишаси» алаһидә ибарә болуп, бәлким Худа шу падишани таллимиғанлиғини, бәлки Йәһудадикиләр өзлири талливалғанлиғини көрситиду. Зәкәрияниң дәвридә Йәһуданиң һеч падишаси йоқ еди (Йәһуда Парс империйәси астида болған).
□11:7 «Шуңа мән «боғузлашқа бекитилгән пада»ни беқип турдум, болупму падиниң арисидики мискин мөминләрни бақтим» — «пада» Исраил хәлқини көрситиду. Падиниң «арисидики мискин мөминләр», Худаға садиқ «қалди»лар еди (11-айәтни көрүң). Зәкәрия падичилиқ вәзиписини уларни дәп зиммисигә алиду. Лекин Худаниң җазаси падиниң көп қисминиң бешиға чүшүш алдида туриду (5-айәт); Худаниң нәзири бәрибир «пада арисидики «мискин мөминләр»» («қалдилар») үстидә болиду. Улар падиниң арисидики аз бир қисмидур. «Мән өзүмгә икки таяқни алдим; биринчисини «шапаәт», иккинчисини «риштә» дәп атидим; шуниң билән мән падини бақтим...» — Зәкәрия бәлким мәзкур ишни, шундақла 8-14-айәттики башқа бәзи ишларни чүшидә яки аламәт көрүнүштә көргән болуши мүмкин; бу ишларниң мәлум бир қисмини у хәлиқ алдида «роль елип» көрсәткән болса керәк. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□11:8 «Шуниңдәк Мән бир ай ичидә үч падичини һалак қилдим...» — «үч падичи» тоғрилиқ бизниңчә икки имканийәт бар. (1) «үч падичи» мәлум адәмләрни әмәс, бәлки Худа Исраил үчүн бекиткән үч хил падичини, йәни «пәйғәмбәр», «каһин» вә «падиша»ни билдүриду. Миладийәдин кейинки 70-жили Рим империйәсиниң Йерусалимни вәйран қилиши билән, Исраилда бу үч хил «падичи» қалмиди. (2) миладийәдин кейинки 70-жили Рим империйәси Йерусалимни муһасиригә алғанда, Исраилниң бир-биригә өч болған үч йетәкчиси (Юһанна, Симон вә Әлиезәр) бар еди. Уларниң бир-бири билән соқушушлири түпәйлидин Йерусалим ахир берип ишғал қилинған, бу үч «падичи» шу һаман «падичилиқтин» қалған. Биз 2-имканийәткә майилмиз. «Қошумчә сөз»имиздә биз йәнә буниң үстидә музакирилишимиз.
□11:9 «Һалак болай дәп қалғанлири һалак болсун; тирик қалғанларниң һәммиси бир-бириниң гөшини йесун» — дедим» — дәрвәқә, Рим империйәси Йерусалимни муһасиригә алғанда көп адәм ачарчилиқтин башқиларни өлтүрүп гөшини йегән.
□11:11 «... мискин мөминләр буниң Пәрвәрдигарниң сөзи екәнлигини билип йәтти» — бу «мискинларниң билип йетиши»ниң өзиму бәлким «аламәт көрүнүш»ниң бир қисмидур. Демәк, һәммиси пәйғәмбәрниң дәвридин кейин йүз бериду.
□11:13 «Пәрвәрдигар маңа: «Мана бу улар Маңа бекиткән қалтис баһа! Уни сапалчиниң алдиға ташлап бәр!» деди» — «қалтис баһа!» — кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә.
□11:15 «Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: «Сән әнди йәнә әрзимәс падичиниң қураллирини ал... » — яхши падичиниң қураллири болған икки таяқни сундурувәткәндин кейин, «әрзимәс падичиниң қураллирини ал» дәп буйрулған.
□11:17 «Падини ташливәткән әрзимәс падичиниң һалиға вай! Қилич униң билиги вә оң көзигә чүшиду; униң билиги пүтүнләй йигиләйду, униң оң көзи пүтүнләй қараңғулишип кетиду» — бу сирлиқ бабниң хәвирини жиғинчақлисақ: (1) Исраил өзиниң мәнпәәтпәрәс «падичилири» тәрипидин көп азап тартқан. (2) бирақ бу ишларда уларниң өз мәсъулийити бар. Худа мошу падичилири арқилиқ уларни җазалиған һәм җазалайду. Исраил хәлқи яхши падичини, йәни Худаниң Өзини кәмситиду. Улар уни «30 күмүч тәңгә»ниң баһасида көриду. (3) бу пул ибадәтханида ташливетилиду; (4) улар һәқиқий падичиниң беқишини рәт қилиду, шуңа Худа уларни наһайити рәзил бир падичиниң қолиға тапшуриду; (5) Худа мошу рәзил падичини вә барлиқ мәнпәәтпәрәс падичиларниму қаттиқ җазалайду. Оқурмәнләргә аянки, «Өзүм яхши Падичидурмән» дегән Әйса Мәсиһ Йәһуданиң 30 күмүч тәңгә үчүн сатқунлуқ қилиши билән өлтүрүлгән; кейин Йәһудий хәлқи рәзил мәнпәәтпәрәс йетәкчиләрниң касапитидин йәнә бир қетим (Рим империйәси тәрипидин) дунияниң чәт-чәтлиригичә тарқитиветилгән. Бу ишлар үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■11:17 Йәр. 23:1; Әз. 34:2; Юһ. 10:12