12
Йерусалимниң ахирқи қетим муһасиригә чүшүши — Исраиллар өзи өлтүргән Қутқузғучисини көриду
Пәрвәрдигарниң Исраил тоғрилиқ сөзидин жүкләнгән бешарәт: —
Асманларни яйғучи, йәрниң улини салғучи, адәмниң роһини униң ичидә Ясиғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мана, Мән Йерусалимни әтрапидики барлиқ әлләргә кишиләрни дәккә-дүккигә салидиған апқур қилимән; Йерусалимға чүшидиған муһасирә Йәһудағиму чүшиду.
Шу күни әмәлгә ашурулидуки, Мән Йерусалимни барлиқ әлләргә еғир жүк болған таш қилимән; ким уни өзигә жүклисә яриланмай қалмайду; йәр йүзидики барлиқ әлләр униңға җәң қилишқа жиғилиду. Шу күни Мән һәммә атларни сарасимигә селип, атлиқларни сараң қилип уримән; бирақ Йәһуда җәмәтини көзүмдә тутимән; әлләрдики һәр бир атни болса корлуқ билән уруветимән. Шуниң билән Йәһуданиң йолбашчилири көңлидә: «Йерусалимда туруватқанлар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, уларниң Худаси арқилиқ маңа күч болиду» дәйду.
Шу күни Мән Йәһуданиң йолбашчилирини отунлар арисидики отдандәк, өнчиләр арисидики мәшъәлдәк қилимән; улар әтрапидики барлиқ әлләрни, йәни оң вә сол тәрипидикиләрни йәветиду; Йерусалимдикиләр йәнә өз җайида, йәни Йерусалим шәһиридә туридиған болиду. «Мән Йәһуданиң йолбашчилирини... өнчиләр арисидики мәшъәлдәк қилимән» — «өнчиләр» — буғдай яки арпа бағламлири. Пәрвәрдигар авал Йәһуданиң чедирлирини қутқузиду; сәвәви — Давут җәмәтиниң шан-шәриви һәм Йерусалимда туруватқанларниң шан-шәриви Йәһуданиңкидин улуқланмаслиғи үчүндур. Шу күни Пәрвәрдигар Йерусалимда туруватқанларни қоғдайду; уларниң арисидики әләңшип қалғанларму шу күни Давуттәк палван болиду; Давут җәмәти болса Худадәк, йәни уларниң алдидики Пәрвәрдигарниң Пәриштисидәк күчлүк болиду.
Шу күни әмәлгә ашурулидуки, Йерусалимға җәң қилишқа кәлгән барлиқ әлләрни һалак қилишқа киришимән. 10 Вә Мән Давут җәмәти вә Йерусалимда туруватқанлар үстигә шапаәт йәткүзгүчи вә шапаәт тилигүчи Роһни қуйимән; шуниң билән улар өзлири санҗип өлтүргән Маңа йәнә қарайду; бирисиниң тунҗа оғли үчүн матәм тутуп жиға-зерә көтәргәндәк улар Униң үчүн жиға-зерә көтириду; йәккә-йеганә оғлидин җуда болғучиниң дәрд-әләм тартқинидәк улар униң үчүн дәрд-әләм тартиду. «улар өзлири санҗип өлтүргән Маңа йәнә қарайду» — яки «улар өзлири санҗип өлтүргән Маңа тәлмүрүп қарайду». «бирисиниң тунҗа оғли үчүн матәм тутуп жиға-зерә көтәргәндәк улар Униң үчүн жиға-зерә көтириду; йәккә-йеганә оғлидин җуда болғучиниң дәрд-әләм тартқинидәк улар униң үчүн дәрд-әләм тартиду» — демисәкму бу бешарәт Исраилниң өз Қутқузғучи-Худасини санҗийдиғанлиғини яки санҗип өлтүридиғанлиғини көрситиду, пүтүн хәлиқ ахирқи заманда Худаниң Роһи арқилиқ буни билип йетип, қаттиқ матәм тутиду. Худа шу чағда уларни қутқузиду, уларниң гунайини жуюш йолини ачиду (13-бап). «Қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ йәнә тохтилимиз.  Әз. 39:29; Йо. 2:12, 13; Юһ. 19:36-37; Вәһ. 1:7 11 Шу күни Йерусалимда ғайәт зор жиға-зерә көтирилиду, у Мәгиддо җилғисидики «Хадад-Риммон»да көтирилгән жиға-зерәдәк болиду. «... зор жиға-зерә... Мәгиддо җилғисидики «Хадад-Риммон»да көтирилгән жиға-зерәдәк болиду» — «Һадад-Риммон» бәлким «Мегиддо жилғисидики бир җай болуши мүмкин. Шу йәрдә көтирилгән жиға-зерә (матәм тутуши)» бәлким илгәрки интайин ихласмән падиша Йосияниң паҗиәлик өлүми түпәйлидин болған («2Пад.» 9-бап, «2Тар.» 35:20-27).  2Пад. 23:29; 2Тар. 35:22, 24 12 Зимин жиға-зерә көтириду; һәр бир аилә айрим һалда жиға-зерә көтириду. Давут җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда, Натан җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда; 13 Лавий җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда; Шимәй җәмәти айрим һалда, уларниң аяллири айрим һалда; 14 барлиқ тирик қалған аилиләр, йәни һәр бир аилә айрим-айрим һалда вә уларниң аяллири айрим һалда жиға-зерә көтириду.
 
 

12:6 «Мән Йәһуданиң йолбашчилирини... өнчиләр арисидики мәшъәлдәк қилимән» — «өнчиләр» — буғдай яки арпа бағламлири.

12:10 «улар өзлири санҗип өлтүргән Маңа йәнә қарайду» — яки «улар өзлири санҗип өлтүргән Маңа тәлмүрүп қарайду». «бирисиниң тунҗа оғли үчүн матәм тутуп жиға-зерә көтәргәндәк улар Униң үчүн жиға-зерә көтириду; йәккә-йеганә оғлидин җуда болғучиниң дәрд-әләм тартқинидәк улар униң үчүн дәрд-әләм тартиду» — демисәкму бу бешарәт Исраилниң өз Қутқузғучи-Худасини санҗийдиғанлиғини яки санҗип өлтүридиғанлиғини көрситиду, пүтүн хәлиқ ахирқи заманда Худаниң Роһи арқилиқ буни билип йетип, қаттиқ матәм тутиду. Худа шу чағда уларни қутқузиду, уларниң гунайини жуюш йолини ачиду (13-бап). «Қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ йәнә тохтилимиз.

12:10 Әз. 39:29; Йо. 2:12, 13; Юһ. 19:36-37; Вәһ. 1:7

12:11 «... зор жиға-зерә... Мәгиддо җилғисидики «Хадад-Риммон»да көтирилгән жиға-зерәдәк болиду» — «Һадад-Риммон» бәлким «Мегиддо жилғисидики бир җай болуши мүмкин. Шу йәрдә көтирилгән жиға-зерә (матәм тутуши)» бәлким илгәрки интайин ихласмән падиша Йосияниң паҗиәлик өлүми түпәйлидин болған («2Пад.» 9-бап, «2Тар.» 35:20-27).

12:11 2Пад. 23:29; 2Тар. 35:22, 24