19
Әйсаниң өлүмгә һөкүм қилиниши
Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти.«Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти» — мошу хил «қамчилаш» адәттә крестлиништин авалқи җаза еди. Җаза әсвави төмүр яки сүйәк парчилири бағлақлиқ нәччә танилиқ қамча еди. Бу җазаниң өзи шунчә еғирки, җазаланғучи гаһи вақитларда техи крестләнмәй турупла, униңдин өлүп кетәтти.  Мат. 27:26; Мар. 15:15. Ләшкәрләр тикәнлик шахларни өрүп, бир таҗ ясап, униң бешиға кийдүрүшти вә униңға шаһанә сөсүн рәңлик бир тон кийдүрүп, униң алдиға келип:
— Яшиғайла, и Йәһудийларниң «падишаси»! — дәп мәсқирә қилишип, униң йүзигә қайта-қайта качат салди.
Пилатус болса йәнә ордисидин чиқип, халайиққа:
— Мана! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиңлар үчүн, уни силәрниң алдиңларға елип чиқтим, — деди.
Буниң билән Әйса бешиға тикәнлик таҗ вә учисиға сөсүн тон кийгүзүлгән һалда ташқириға елип чиқилди. Пилатус уларға:
— Қараңлар, у адәмгә! — деди.«Қараңлар, у адәмгә!» — Пилатус мошу йәрдә билмигән һалда Зәкәрия пәйғәмбәрниң шу бешаритини ағзиға алған еди: «Қараңлар, «Шах» дәп аталған адәм!» («Зәк.» 3:8, 6:12).
Баш каһинлар вә қаравуллар уни көрүп:
— Уни крестләң, крестләң! — дәп вақирашти.
Пилатус уларға: — Уни елип берип өзүңлар крестләңлар! Чүнки мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди.
Йәһудийлар униңға җававән:
— Биздә шундақ бир қанун бар. Шу қанунимизға асасән у өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк, чүнки у өзини Худаниң Оғли дәп ативалди.Лав. 24:16; Юһ. 5:18; 10:3.
Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,«Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,...» — Пилатус немишкә қорқти? Әгәр бириси өзини римлиқ император Қәйсәргә баравәр қилип «Мән Худаниң Оғли» десә, «Қәйсәрниң дүшмини» дәп һесаплиниши мүмкин; шуңа гәрчә униң Әйсани қоювәткүси болсиму, йәнила шундақ қилиштин қорқатти. У йәнә бир тәрәптин, йәни аялиниң Әйса тоғрилиқ агаһландурушидин қорқишиму мүмкин еди («Мат.» 27:19). йәнә ордисиға кирип, Әйсадин:
— Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди.
Лекин Әйса униңға җавап бәрмиди.
10 Шуңа Пилатус униңға: — Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум барлиғини, шундақла крестләшкиму һоқуқум барлиғини билмәмсән? — деди.
11  Әйса җававән: — Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти. Шуниң үчүн мени саңа тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди.«Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти» — «әрштин» дегән сөз грек тилида «жуқуридин». Мошу йәрдә шүбһисизки, әршниң өзини көрситиду. «... мени саңа тапшуруп бәргән адәм» — мошу йәрдә Йәһуда әмәс, бәлки баш каһин Қаяфа еди. Қаяфа Йәһудийларниң өзлириниң Қутқузғучи-Мәсиһини етиқатсиз римлиқларға тапшурғанда, әмәлийәттә у пүткүл Йәһудий хәлқиниң вәкили болған еди.
12 Шу чағдин тартип, Пилатус уни қоюветишкә амал издәйтти. Лекин Йәһудийлар вақиришип:
— Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз! Өзини падиша дегән һәр бир киши Қәйсәргә қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти.«Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз!» — «Қәйсәр» Рим императориниң унвани. «Қәйсәрниң дости» — бу мәхсус бир унван еди. Пилатус бәлким миң тәсликтә шу алаһидә унванға еришкән болуши мүмкин. У йәнә шундақ жуқури унвандин мәһрум болуштин интайин қорқатти.  Рос. 17:7.
13 Пилатус бу сөзләрни аңлап, Әйсани ташқириға чиқарди вә «таш тахтайлиқ һойла» дәп аталған, ибраний тилида «Габбата» дәп аталған йәрдә «сорақ тәхти»гә олтарди 14 (у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди). Пилатус Йәһудийларға:
Мана бу силәрниң падишасиңлардур! — деди.«у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди» — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти)ни көрситиду. Бу күндики һейт «Чагигаһ» дәп атилатти («Қан.» 16:1-13, «2Тар.» 35:1, 2, 6 вә 18ни көрүң).
«Алтинчи саат» башқа изаһатлиримизда ейтқинимиздәк, Рим вақтини көрситиду. Бу әтигән саат алтә еди.
15 Лекин улар вақиришип: — Йоқитиң, йоқитиң, уни крестләң! — деди.
Пилатус уларға: — Мени падишасиңларни крестлигин, дәмсиләр? — деди.
Баш каһинлар җававән:
— Қәйсәрдин башқа һеч қандақ падишасимиз йоқтур! — дәп товлашти.
Буниң билән Пилатус уни крестләшкә уларға тапшуруп бәрди.Яр. 49:10.
 
Әйсаниң крестлиниши
Мат. 27:32-44; Мар. 15:21-32; Луқа 23:26-39
16-17 Ләшкәрләр Әйсани елип маңди. У өз крестини йүдүп, «Баш сүйәк җайи» (ибраний тилида «Голгота») дегән йәргә барди.Мат. 27:26; Мар. 15:22; Луқа 23:24,25; Мат. 27:31, 33; Мар. 15:22; Луқа 23:26, 33. 18 Улар уни шу йәрдә йәнә икки киши билән тәң кресткә тартти; бу тәрипидә бириси, у тәрипидә бириси вә Әйса уларниң оттурисида кресткә тартилди.
19 Пилатус тахтиға елан йезип кресткә бекитип қойди. Униңға: — «Насарәтлик Әйса — Йәһудийларниң падишаси» дәп йезилған еди. Мат. 27:37; Мар. 15:26; Луқа 23:38. 20 Әйса крестлинидиған йәр шәһәргә йеқин болғачқа, нурғун Йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуди. Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә йезиқта йезилған еди. 21 Шуңа Йәһудийларниң баш каһинлири Пилатусқа:
— «Йәһудийларниң падишаси» дәп язмаң, бәлки «У өзини мән Йәһудийларниң падишаси, дегән» дәп йезиң, — дейишти.
22 Бирақ Пилатус җававән:
— Язидиғанни йезип болдум! — деди.
23 Ләшкәрләр Әйсани крестлигәндин кейин, униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бир ләшкәр бир үлүштин елишти; улар һәм ичидики узун көйнәкниму елишти; лекин бу көйнәк тикилмигән, үстидин айиғиғичә бир пүтүн тоқулған еди. Мат. 27:35; Мар. 15:24; Луқа 23:34. 24 Шуниң үчүн ләшкәрләр бир-биригә:
— Буни житмайли, бәлки чәк тартишайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти.
Бу ишлар муқәддәс язмилардики муну сөзләр әмәлгә ашурулуш үчүн йүз бәрди: —
 
«Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти,
Мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти».
Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти.«Мениң көйнигим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «мениң чапиним». Зәбурда («Зәб.» 21:19) ибраний тили бойичә «чапан» яки «көйнәк»ни көрситиду. «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти» — «Зәб.» 22:19.  Зәб. 21:19
25 Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти. «Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти» — бу айәтни «Мат.» 27:56 билән бирләштүрүп қариғанда, «Әйсаниң анисиниң сиңлиси», йәни Мәрйәмниң сиңлиси болса Зәбәдийниң аяли, шундақла расуллардин Юһанна билән Яқупниң аниси болуш мүмкинчилиги бардур. «Мар.» 15:40дә у «Саломи» дәп атилиду.  Мат. 27:55; Мар. 15:40; Луқа 23:49. 26 Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға:
— И ханим, мана сениң оғлуң! — деди.«Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп...» — «өзи сөйидиған мухлиси» бәлким бу баянниң муәллипи Юһанна болуши мүмкин. «Кириш сөз»имизни көрүң.
27 Андин у бу мухлисқа:
— Мана сениң анаң! — деди.
Шундин етиварән, у мухлис уни өзиниң өйидә турғузди.
 
Әйсаниң өлүми
Мат. 27:45-56; Мар. 15:33-41; Луқа 23:44-49
28 Андин Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн):
— Уссап кәттим! — деди.«Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн): — Уссап кәттим! — деди» — «Зәб.» 21:16, 32- яки 68:22ни көрүң.  Зәб. 21:16; 69:22
29 У йәрдә сиркә шарап билән толдурулған бир коза бар еди. Улар бир парчә булутни сиркә шарапқа чилап, бир лепәкгүл ғолиға бағлап, Әйсаниң ағзиға тәңлиди. 30 Әйса сиркә шарапни ичкәндин кейин:
— Тамам болди! — деди-дә, бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди.«Әйса... бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди» — Әйса «бешини төвән чүшүрди» андин, «роһини тапшуруп бәрди». Адәттики адәм болса, авал «роһини бериду» андин «бешини төвән чүшүриду». Демәк, Әйса өзи өлүшиниң дәқиқисини талливалди, өзлүгидин өлди (10:17-18ни көрүң).
 
Әйсаниң биқиниға нәйзә санҗилиши
31 У күни өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа, крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди. «У күни өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа,...» — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти). 14-айәт вә изаһатини көрүң.
Жуқирида ейтқинимиздәк, «петир нан һейти»ниң биринчи күни «шабат күни» дәп һесаплинатти. Шуниңдәк бу күни адәттики бир шабат күни (һәптиниң йәттинчи күни, йәни шәнбә күни) болған булошиму мүмкин. Икки тәрәптин «шабат» күни болғачқа, бәлким «улуқ күн» дейилиши мүмкин еди. «крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди» — «Қан.» 21:22-23 вә «Йәшуа» 8:29дә Йәһудий хәлқи үчүн бекитилгән қанун бойичә, өлүм җазаси берилгән бирисиниң җәсити түврүк яки дәрәқтә кәчкичә есиқлиқ турмаслиғи керәк еди; болмиса «зиминиңлар напак болиду» дәп бекитилигән. Кресткә тартилғанлар бәзи вақитларда икки-үч күн есилғандин кейинла өләтти. Әгәр путилири сунулған болса, көксини толуқ көтирәлмәслиги түпәйлидин нәпәс алалмай тезла өләтти.
32 Шуниң билән ләшкәрләр берип Әйса билән биллә крестләнгән биринчи андин иккинчи адәмниң путлирини чақти. 33 Лекин Әйсаға кәлгәндә, униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән униң путини чақмиди. 34 Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти.«Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти» — «1Юһ.» 5:6-8ни көрүң. «Қан вә су»ниң тәң чиқиши адәмниң һәқиқий өлгәнлигини көрситиду.
35 Буни көргүчи силәрниң ишинишиңлар үчүн гувалиқ бериду; көргүчиниң гувалиғи һәқтур, у өзиниң ейтқанлирини һәқ дәп билиду. 36-37 Бу ишларниң һәммиси муқәддәс язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сундурулмайду» вә йәнә бир бешарәттә: «Улар өзлири санҗиған адәмгә қарайду» дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашуруш үчүн йүз бәрди.«Униң бир тал сүйигиму сундурулмайду» — «Мис.» 12:10, (LXX) , 12:46, «Чөл.» 9:12, «Зәб.» 33:21. «Улар өзлири санҗиған адәмгә қарайду» — «Зәк.» 12:10.  Мис. 12:46; Чөл. 9:12; Зәб. 33:21; Зәк. 12:10.
 
Әйсаниң дәпнә қилиниши
Мат. 27:57-61; Мар. 15:42-47; Луқа 23:50-56
38 Бу ишлардин кейин, Ариматиялиқ Йүсүп Пилатустин Әйсаниң җәситини елип кетишни тәләп қилди (Йүсүп Әйсаниң мухлислиридин еди, лекин Йәһудийлардин қорққини үчүн буни мәхпий тутатти); Пилатус рухсәт бәрди, шуниң билән Йүсүп берип Әйсаниң җәситини елип кәтти. Мат. 27:57; Мар. 15:42; Луқа 23:50; Юһ. 12:42. 39 Бурун бир кечиси Әйсаниң йениға кәлгән һелиқи Никодимму мурмәкки билән сәбрә арилаштурулған хушбуй дора-дәрмандин йүз җиңчә елип, униң билән биллә кәлди. «Бурун бир кечиси Әйсаниң йениға кәлгән һелиқи Никодим» — «Юһ.» 3:1-15ни көрүң. «мурмәкки билән сәбрә арилаштурулған хушбуй дора-дәрмандин йүз җиңчә елип,...» — шу чағдики «җиң» бәлким 0.325 килограм еди, шуңа дора-дәрманлар 32 килочә еди.  Юһ. 3:1; 7:50. 40 Иккилән Әйсаниң җәситини Йәһудийларниң дәпнә қилиш адити бойичә дора-дәрманларни чечип, канап рәхтләр билән орап кепәнлиди. 41 Әйса крестләнгән йәрдә бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һеч ким йәрләнмигән йеңи бир бош йәрлик бар еди. «бағниң ичидә техи һеч ким йәрләнмигән йеңи бир бош йәрлик бар еди» — Инҗилдики башқа баянлардин ениқки, бу қәбир (йәрлик) таш өңкүр еди. «Һеч ким шу йәргә қоюлмиған» болғачқа, шу йәр Тәврат қануни бойичә пүтүнләй «пакиз бир җай» (һеч өлүк тегип бақмиған) дәп һесаплинатти. 42 Бу Йәһудийларниң һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа һәм бу йәрлик йеқин җайда болғанлиғи үчүн, улар Әйсани шу йәрликкә қойди.«Йәһудийларниң һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа,...» — «һейт» болса «петир нан һейти». Униң биринчи күни билән шабат күни охшашла шу күни кәч саат 6-дә башлинатти, шуңа тезрәк дәпнә қилиниш керәк еди.
 
 

19:1 «Шуниң билән, Пилатус Әйсани елип берип қамчилатти» — мошу хил «қамчилаш» адәттә крестлиништин авалқи җаза еди. Җаза әсвави төмүр яки сүйәк парчилири бағлақлиқ нәччә танилиқ қамча еди. Бу җазаниң өзи шунчә еғирки, җазаланғучи гаһи вақитларда техи крестләнмәй турупла, униңдин өлүп кетәтти.

19:1 Мат. 27:26; Мар. 15:15.

19:5 «Қараңлар, у адәмгә!» — Пилатус мошу йәрдә билмигән һалда Зәкәрия пәйғәмбәрниң шу бешаритини ағзиға алған еди: «Қараңлар, «Шах» дәп аталған адәм!» («Зәк.» 3:8, 6:12).

19:7 Лав. 24:16; Юһ. 5:18; 10:3.

19:8 «Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,...» — Пилатус немишкә қорқти? Әгәр бириси өзини римлиқ император Қәйсәргә баравәр қилип «Мән Худаниң Оғли» десә, «Қәйсәрниң дүшмини» дәп һесаплиниши мүмкин; шуңа гәрчә униң Әйсани қоювәткүси болсиму, йәнила шундақ қилиштин қорқатти. У йәнә бир тәрәптин, йәни аялиниң Әйса тоғрилиқ агаһландурушидин қорқишиму мүмкин еди («Мат.» 27:19).

19:11 «Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти» — «әрштин» дегән сөз грек тилида «жуқуридин». Мошу йәрдә шүбһисизки, әршниң өзини көрситиду. «... мени саңа тапшуруп бәргән адәм» — мошу йәрдә Йәһуда әмәс, бәлки баш каһин Қаяфа еди. Қаяфа Йәһудийларниң өзлириниң Қутқузғучи-Мәсиһини етиқатсиз римлиқларға тапшурғанда, әмәлийәттә у пүткүл Йәһудий хәлқиниң вәкили болған еди.

19:12 «Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз!» — «Қәйсәр» Рим императориниң унвани. «Қәйсәрниң дости» — бу мәхсус бир унван еди. Пилатус бәлким миң тәсликтә шу алаһидә унванға еришкән болуши мүмкин. У йәнә шундақ жуқури унвандин мәһрум болуштин интайин қорқатти.

19:12 Рос. 17:7.

19:14 «у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди» — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти)ни көрситиду. Бу күндики һейт «Чагигаһ» дәп атилатти («Қан.» 16:1-13, «2Тар.» 35:1, 2, 6 вә 18ни көрүң). «Алтинчи саат» башқа изаһатлиримизда ейтқинимиздәк, Рим вақтини көрситиду. Бу әтигән саат алтә еди.

19:15 Яр. 49:10.

19:16-17 Мат. 27:26; Мар. 15:22; Луқа 23:24,25; Мат. 27:31, 33; Мар. 15:22; Луқа 23:26, 33.

19:19 Мат. 27:37; Мар. 15:26; Луқа 23:38.

19:23 Мат. 27:35; Мар. 15:24; Луқа 23:34.

19:24 «Мениң көйнигим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «мениң чапиним». Зәбурда («Зәб.» 21:19) ибраний тили бойичә «чапан» яки «көйнәк»ни көрситиду. «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти» — «Зәб.» 22:19.

19:24 Зәб. 21:19

19:25 «Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти» — бу айәтни «Мат.» 27:56 билән бирләштүрүп қариғанда, «Әйсаниң анисиниң сиңлиси», йәни Мәрйәмниң сиңлиси болса Зәбәдийниң аяли, шундақла расуллардин Юһанна билән Яқупниң аниси болуш мүмкинчилиги бардур. «Мар.» 15:40дә у «Саломи» дәп атилиду.

19:25 Мат. 27:55; Мар. 15:40; Луқа 23:49.

19:26 «Әйса аниси билән өзи сөйидиған мухлисиниң биргә турғанлиғини көрүп...» — «өзи сөйидиған мухлиси» бәлким бу баянниң муәллипи Юһанна болуши мүмкин. «Кириш сөз»имизни көрүң.

19:28 «Әйса һәммә ишларниң тамам болғинини билип (муқәддәс язмилардики бешарәт әмәлгә ашурулуш үчүн): — Уссап кәттим! — деди» — «Зәб.» 21:16, 32- яки 68:22ни көрүң.

19:28 Зәб. 21:16; 69:22

19:30 «Әйса... бешини төвән қилип, роһини тапшуруп бәрди» — Әйса «бешини төвән чүшүрди» андин, «роһини тапшуруп бәрди». Адәттики адәм болса, авал «роһини бериду» андин «бешини төвән чүшүриду». Демәк, Әйса өзи өлүшиниң дәқиқисини талливалди, өзлүгидин өлди (10:17-18ни көрүң).

19:31 «У күни өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа,...» — мошу айәттики «өтүп кетиш һейти» болса «петир нан һейти»ниң биринчи күни (йәни бир хил «шабат күни» дәп һесаплинатти). 14-айәт вә изаһатини көрүң. Жуқирида ейтқинимиздәк, «петир нан һейти»ниң биринчи күни «шабат күни» дәп һесаплинатти. Шуниңдәк бу күни адәттики бир шабат күни (һәптиниң йәттинчи күни, йәни шәнбә күни) болған булошиму мүмкин. Икки тәрәптин «шабат» күни болғачқа, бәлким «улуқ күн» дейилиши мүмкин еди. «крестләнгәнләрниң җәсәтлирини шабат күнидә кресттә қалдурурмаслиқ үчүн (шабат күни «улуқ күн» һесапланғачқа) Йәһудийлар Пилатустин крестләнгәнләрниң путлирини чеқип андин җәсәтлирини кресттин тезрәк чүшүрүветишни тәләп қилди» — «Қан.» 21:22-23 вә «Йәшуа» 8:29дә Йәһудий хәлқи үчүн бекитилгән қанун бойичә, өлүм җазаси берилгән бирисиниң җәсити түврүк яки дәрәқтә кәчкичә есиқлиқ турмаслиғи керәк еди; болмиса «зиминиңлар напак болиду» дәп бекитилигән. Кресткә тартилғанлар бәзи вақитларда икки-үч күн есилғандин кейинла өләтти. Әгәр путилири сунулған болса, көксини толуқ көтирәлмәслиги түпәйлидин нәпәс алалмай тезла өләтти.

19:34 «Амма ләшкәрләрдин бири униң биқиниға нәйзини санҗивиди, шуан қан вә су еқип чиқти» — «1Юһ.» 5:6-8ни көрүң. «Қан вә су»ниң тәң чиқиши адәмниң һәқиқий өлгәнлигини көрситиду.

19:36-37 «Униң бир тал сүйигиму сундурулмайду» — «Мис.» 12:10, (LXX) , 12:46, «Чөл.» 9:12, «Зәб.» 33:21. «Улар өзлири санҗиған адәмгә қарайду» — «Зәк.» 12:10.

19:36-37 Мис. 12:46; Чөл. 9:12; Зәб. 33:21; Зәк. 12:10.

19:38 Мат. 27:57; Мар. 15:42; Луқа 23:50; Юһ. 12:42.

19:39 «Бурун бир кечиси Әйсаниң йениға кәлгән һелиқи Никодим» — «Юһ.» 3:1-15ни көрүң. «мурмәкки билән сәбрә арилаштурулған хушбуй дора-дәрмандин йүз җиңчә елип,...» — шу чағдики «җиң» бәлким 0.325 килограм еди, шуңа дора-дәрманлар 32 килочә еди.

19:39 Юһ. 3:1; 7:50.

19:41 «бағниң ичидә техи һеч ким йәрләнмигән йеңи бир бош йәрлик бар еди» — Инҗилдики башқа баянлардин ениқки, бу қәбир (йәрлик) таш өңкүр еди. «Һеч ким шу йәргә қоюлмиған» болғачқа, шу йәр Тәврат қануни бойичә пүтүнләй «пакиз бир җай» (һеч өлүк тегип бақмиған) дәп һесаплинатти.

19:42 «Йәһудийларниң һейтиниң тәйярлиқ күни болғачқа,...» — «һейт» болса «петир нан һейти». Униң биринчи күни билән шабат күни охшашла шу күни кәч саат 6-дә башлинатти, шуңа тезрәк дәпнә қилиниш керәк еди.