33
33-күй •••• Худаниң меһриванлиғиға мәдһийә •••• «елипбә тәртивилик» күй •••• 1-айәттики изаһатни көрүң.
1-2 Давут язған күй: —
(Давут Абимәләк падишаниң алдида жүрүш-турушини башқичә қиливалғанда, Абимәләк уни һайдивәткән вақитта язған)
 
|א| Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән;
Уни мәдһийиләш ағзимдин чүшмәйду.« א аләф, ибраний тилидики биринчи һәрип» — бу күй «елипбә тәртивилик» күй. Һәр бир айәт алдида ибраний һәрипләр көрситилиду (10-күйгә берилгән, «елипбә тәртивилик күй» тоғрилиқ изаһатниму көрүң). «Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән» — «тәшәккүр-мәдһийә қайтуруш» дегән сөз ибраний тилида «(Худаға) рәхмәт ейтиш», «уни улуқлаш» дегән мәнидә келиду, униң йәнә «Худани хурсән қилиш» дегән мәнасиму бар. «Тәшәккүр-мәдһийә қайтуруш» дегәнниң ибраний тилидики шәкли әрәб тилидики «мубарәкләш» дегән сөзгә охшап кетиду; демәк, Худаға ««барәк» (бәрикәт) йәткүзүш».  1Сам. 21:13
|ב| Қәлбим Пәрвәрдигарни иптихарлинип мәдһийәләйду,
Мөминләр буни аңлап шатлиқта болиду.
|ג| Мән билән биллә Пәрвәрдигарни улуқлаңлар,
Бирликтә Униң намиға мәдһийиләр яңритайли.
|ד| Пәрвәрдигарни издидим,
У мениң дуайимни иҗабәт қилди,
Мени басқан барлиқ вәһимә-қорқунучлиримдин қутқузди.
|ה| Мөминләр Униңға тәлмүрүп нурланди;
|ו|Йүзлири йәргә қаритилмиди.
|ז| Мән пеқир-бечарә Униңға нида қилди,
Пәрвәрдигар аңлап, мени һәммә аваричиликләрдин қутқузди.
|ח| Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Униңдин әйминидиғанларни қоғдап әтрапиға чедирини тикиду,
Уларни қутқузиду.««Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» яки «Пәрвәрдигарниң Әлчиси»» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә бир шәхс еди. «Тәбирләр»ни көрүң. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» бәзи ишларда Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, «Яр.» 16:7-14, 18-бапни, «Тәбирләр»ниму көрүң).
|ט| Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин,
Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур!
10 |י| И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар!
Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас.
11 |כ| Күчлүк асланлар озуқсиз қелип ач қалсиму,
Амма Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң һеч бир яхши нәрсиси кам болмас.Аюп 4:11
12 |ל| Келиңлар балилирим, маңа қулақ селиңлар;
Мән силәргә Пәрвәрдигардин әйминишни үгитип қояй.
13 |מ| Һаятни әтиварлайдиған киши ким?
Кимниң узун вә яхши күнләрни көргүси бар?1Пет. 3:10
14 |נ| Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр,
Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун;
15 |ס| Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр;
Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр.«Аман-хатирҗәмликни издәп...» — яки «һәммәйлән билән енақ өтүшкә тиришип,...».
16 |ע| Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду,
Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду;Аюп 36:7; Зәб. 32:18; 1Пет. 3:12
17 |פ| Пәрвәрдигарниң чирайи рәзиллик қилғучиларға қарши чиқар,
Уларниң һәр қандақ нам-хатирилирини йәр йүзидин елип ташлар;
18 |צ| Һәққанийлар илтиҗа қилиду,
Пәрвәрдигар аңлайду, уларни барлиқ азап-мушәққәтлиридин қутқузиду;
19 |ק| Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур,
Роһи езилгәнләрни қутқузиду.«Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, роһи езилгәнләрни қутқузиду» — бу айәттики «көңли сунуқлар» һәмдә «роһи езилгәнләр», шүбһисизки, товва қилғанларни көрситиду.  2Тим. 3:11
20 |ר| Һәққанийлар дуч кәлгән аваричиликләр көптур;
Бирақ Пәрвәрдигар уларни буларниң һәммисидин қутқузиду.2Тим. 3:12
21 |ש| У һәққанийниң сүйәклирини сақ қалдуриду,
Улардин бирисиму сунуп кәтмәйду.Юһ. 19:36
22 |ח| Яманлиқниң өзи рәзилләрни өлтүриду;
Һәққанийларға нәпрәтлинидиғанлар гунада қалиду.
23 |פ| Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду;
Униңға таянғанлардин һеч кимгә гуна бекитилмәйду.«Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду» — бу йәрдә ишләткән пеил («бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду») адәттә қулларни (мәлум баһада) қуллуқтин азат қилиш, һөр қилишни билдүриду.
 
 

33:1-2 « א аләф, ибраний тилидики биринчи һәрип» — бу күй «елипбә тәртивилик» күй. Һәр бир айәт алдида ибраний һәрипләр көрситилиду (10-күйгә берилгән, «елипбә тәртивилик күй» тоғрилиқ изаһатниму көрүң). «Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән» — «тәшәккүр-мәдһийә қайтуруш» дегән сөз ибраний тилида «(Худаға) рәхмәт ейтиш», «уни улуқлаш» дегән мәнидә келиду, униң йәнә «Худани хурсән қилиш» дегән мәнасиму бар. «Тәшәккүр-мәдһийә қайтуруш» дегәнниң ибраний тилидики шәкли әрәб тилидики «мубарәкләш» дегән сөзгә охшап кетиду; демәк, Худаға ««барәк» (бәрикәт) йәткүзүш».

33:1-2 1Сам. 21:13

33:8 ««Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» яки «Пәрвәрдигарниң Әлчиси»» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә бир шәхс еди. «Тәбирләр»ни көрүң. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» бәзи ишларда Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, «Яр.» 16:7-14, 18-бапни, «Тәбирләр»ниму көрүң).

33:11 Аюп 4:11

33:13 1Пет. 3:10

33:15 «Аман-хатирҗәмликни издәп...» — яки «һәммәйлән билән енақ өтүшкә тиришип,...».

33:16 Аюп 36:7; Зәб. 32:18; 1Пет. 3:12

33:19 «Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, роһи езилгәнләрни қутқузиду» — бу айәттики «көңли сунуқлар» һәмдә «роһи езилгәнләр», шүбһисизки, товва қилғанларни көрситиду.

33:19 2Тим. 3:11

33:20 2Тим. 3:12

33:21 Юһ. 19:36

33:23 «Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду» — бу йәрдә ишләткән пеил («бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду») адәттә қулларни (мәлум баһада) қуллуқтин азат қилиш, һөр қилишни билдүриду.