17
Тесалоника шәһиридики топилаң
Улар сәпирини давам қилип Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Тесалоника шәһиригә кәлди. У йәрдә Йәһудийларниң синагоги бар еди.«Тесалоника шәһири» — «Тесалоника» һазирқи Салоника шәһири. «Улар ... Тесалоника шәһиригә кәлди» — мошу бабта «биз» әмәс, бәлки «улар» дейилгәчкә, Луқани Павлуслардин бир мәзгил айрилған, дәп қараймиз. Павлус адити бойичә уларниң арисиға кирип, уда үч шабат күни у йәрдә җәм болғанлар билән муқәддәс язмиларни шәрһләп муназирилишип, уларға Мәсиһниң азап-оқубәтләр тартқандин кейин өлүмдин тирилиши муқәррәр дәп чүшәндүрди һәм испатлиди вә: — Мән силәргә җакалиған мошу Әйса дәл Мәсиһниң Өзи шу! — деди.Зәб. 15:10; 21:7, 22; Мат. 16:21; Луқа 24:46.
Йәһудийларниң ичидин бәзиләр қайил болуп ишинип, Павлус билән Силасқа қошулди; шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди.«... шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди» — «Худадин қорқидиған Грекләр» дегән турақлиқ ибарә, Тәврат етиқатида болған Грекләрни көрситиду.  Рос. 28:24. Бирақ Йәһудийлар буниңға һәсәт қилип, бир нәччә қәбиһ адәмләрни жиғип, бир топ кишиләрни топлап, шәһәрни астин-үстүн қиливәтти. Йәһудийлар Павлус билән Силасни шәһәр хәлиқ кеңәшмисигә тапшуруп бериш үчүн уларни тутуш мәхситидә Ясон исимлиқ бирисиниң өйигә бастуруп барди. Лекин улар иккиләнни тапалмай улар Ясон вә башқа бир нәччә қеришдашни шәһәр әмәлдарлириниң алдиға тартип апирип:
— Җаһанни астин-үстүн қиливәткән әшу адәмләр мошу йәргиму йетип кәлди;Рос. 16:20. Ясон уларни өйидә қобул қилди. Улар Әйса исимлиқ башқа бир падиша бар дәп җакалап, Қәйсәрниң пәрманлириға қарши чиқиватиду! — дәп чуқан селишти.Луқа 23:2; Юһ. 19:12.
Улар бу сөзләр билән халайиқни вә шәһәр әмәлдарлирини дәккә-дүккигә селип қойди. Әмәлдарлар Ясон вә башқа тутуп келингәнләрдин капаләт пули алғандин кейин, уларни қоювәтти.
 
Берия шәһиридә
10 Қериндашлар кечикмәй Павлус билән Силасни шу күни кечидә Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә йетип барғанда, Йәһудийларниң синагогиға кирди. «Қериндашлар кечикмәй Павлус билән Силасни шу күни кечидә Берия шәһиригә әвәтивәтти» — «шу күни кечидә» яки «шу күни кәч кириш биләнла».  Рос. 9:25. 11 У йәрдики синагогдикиләр Тесалоникадикиләргә қариғанда есил хисләтлик болуп, сөз-каламни қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра яки хаталиқини ениқалап билиш үчүн, һәр күни муқәддәс язмиларни қетирқинип изләнди. Йәш. 34:16; Луқа 16:29; Юһ. 5:39. 12 Нәтиҗидә, улардин нурғун Йәһудийлар, есилзадә грек аяллардин бир қисми вә шундақла хелә көп грек әрләр етиқат қилди. «шундақла хелә көп грек әрләр етиқат қилди» — грек тилида «шундақла аз болмиған грек әрләр етиқат қилди». 13 Лекин Тесалоникадики Йәһудийлар Худаниң сөз-каламиниң Павлус арқилиқ Бериядиму җакалиниватқинини аңлап, у йәргиму берип топилаң көтәрмәкчи болуп, аммини қутратти. 1Тес. 2:14. 14 Шуниң билән қериндашлар Павлусни дәрһал деңиз бойиға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса Берияда қалди. 15 Павлусни узитип маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип барди. Андин улар Павлусниң:
— «Силәр Силас билән Тимотийға мүмкинқәдәр мениң йенимға тезрақ кәлсун дәп йәткүзүп қоюңлар» дегән тапшуруғини елип, Берияға қайтип кәлди.Рос. 18:5.
 
Афина шәһиридә
16 Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, пүткүл шәһәрдикиләрниң бутпәрәсликкә берилип кәткәнлигини көрүп, роһи қаттиқ азапланди. 17 Шуңа у синагогда Йәһудийлар вә Худадин қорқидиғанлар билән һәм шуниңдәк һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән муназирилишәтти. «у синагогда Йәһудийлар вә Худадин қорқидиғанлар билән ... муназирилишәтти» — «Худадин қорқидиғанлар» Тәврат арқилиқ Худаға етиқат қилған Йәһудий әмәсләрни көрситиду. 18 «Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп аталған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Улардин бәзиләр:
— Бу биләрмән почи немә дәп җөйлүватиду? — дейишти.
Йәнә бәзиләр Павлусниң Әйса вә адәмләрниң өлүмдин тирилдүрүлидиғанлиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалиғанлиғидин:
— У ят илаһларниң тәрғибатчиси охшайду! — дейишти. ««Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп аталған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди» — «Епикурлар»: «ләззәт»ни әң жуқури орунға қоюп, һәртүрлүк «илаһ» вә «ахирәт» дегәнләргә қарши еди. «Стоиклар» болса «пәзиләт»ни әң жуқури орунға қоюп, һәр адәмниң өз әмәллиригә мәсъул болуп, «пәзиләт»кә ләззәт яки азап-оқубәткә қаримай интилиши керәк, дәп тәкитләйтти. «У ят илаһларниң тәрғибатчиси охшайду!» — уларниң «ят илаһлар» дегинидә көздә тутқини «Әйса» вә «Тирилиш» еди — улар буларни «икки илаһ» дәп ойлап қалған еди. 19 Шуңа, улар Павлусни елип «Ареопагус» дегән кеңәш мәйданиға апирип:
— Сән тарқитиватқан йеңи тәлимиңниң немә екәнлигини бизму билсәк қандақ? 20 Чүнки сән бәзи ғәйрий ишларни қулиқимизға йәткүзүватисән, биз уларниң мәнаси зади немә екәнлигини билгүмиз бар, — дейишти 21 (әнди Афиналиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси вақтини бирәр йеңилиқни йәткүзүш яки аңлаштин башқа ишқа сәрп қилмайтти). 22 Шуңа Павлус Ареопагус мәйданиниң оттурисиға чиқип мундақ деди:
Әй Афина хәлқи! Силәрниң һәр җәһәттин җин-илаһларға чоқунушқа қаттақ берилгәнлигиңларни көрдум. «Силәрниң һәр җәһәттин җин-илаһларға чоқунушқа қаттақ берилгәнлигиңларни көрдум» — грек тилида «җин-илаһлар» «җинлар» дегән сөз билән ипадилинәтти. Чүнки көп греклар җинлар билән илаһларниң чоң пәрқи йоқ, җинларниң яхши тәрәплири бар, дәп ишинәтти. 23 Чүнки һәммә йәрни арилап, силәрниң тавапгаһлириңларни көздин кәчүргинимдә, үстигә «Намәлум бир Худаға аталған» дәп пүтүлгән беғишлимиси бар йәнә бир қурбангаһни көрдүм. Әнди мән силәр тонумай туруп ибадәт қиливатқан шу Худани мана һазир силәргә тонуштуруп җакалай.
24 Пүткүл аләмни вә униңдики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худа асман-зиминниң Егиси болуп, инсанларниң қоли билән ясалған ибадәтханиларда турмайду, Яр. 1:1; 2Тар. 6:30; Зәб. 32:6; 123:8; 145:6; Йәш. 66:1; Рос. 7:48; 14:15; Вәһ. 14:7. 25 яки бирәр нәрсигә һаҗити чүшкәндәк инсанларниң қоллириниң әҗригә муһтаҗ әмәстур, чүнки У Өзи һәммә җаниварға һаятлиқ, нәпәс, шундақла еһтияҗлиқ болған һәммә нәрсини ата қилиду. Яр. 2:7. 26 У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларға хас болған пәйт-пәсилләр һәмдә туридиған җайлириниң пасиллирини алдин бәлгүләп бәрди. «У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди» — грек тилида «У бир қандин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди». « Худа... уларға хас болған пәйт-пәсилләрни.... алдин бәлгүләп бәрди» — «уларға хас болған пәйт-пәсилләр» мәнаси бәлким «уларниң раваҗ тепиш вә заваллиққа йүзлиниш вақитлири» дегәндәк.  Қан. 32:8. 27 Буларниң мәхсити «Инсанлар мени издисун, бәлким силаштуруп тапсун» дегәнликтур. Әмәлийәттә, у һеч қайсимиздин жирақ әмәс. 28 Чүнки биз Униңда яшаймиз, һәрикәт қилимиз вә Униңда вуҗудимиз бардур; араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!». «араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!»» — шаир Аратусниң язмилиридин елинған (миладийәдин илгәрки 310-245 жилларда). 29 Шуңа, Худаниң нәсли болғачқа, биз Тәңри Болғучини алтун-күмүч яки таштин ясалған, һүнәрвәнниң маһарити вә тәсәввури билән оюлған бирәр нәрсигә охшайду, дәп ойлимаслиғимиз керәк.Йәш. 40:18.
30 Шуңа Худа бурунқи заманлардикиләрниң шундақ ғәпләтлик вақитлирини нәзиридин сақит қилғини билән, лекин бүгүнки күндә У һәммила йәрдә пүтүн инсанларни гуналириға товва қилишқа әмир қилмақта! Луқа 24:47. 31 Чүнки У Өзи тиклигән инсан арқилиқ пүткүл дунияни һәққанийлиқ билән сорақ қилидиған бир күнини бәлгүлиди; У уни өлүмдин тирилдүргәнлиги билән бу ишниң муқәррәр екәнлигигә испат бәргән еди.
32 Павлусниң «өлгәнләрниң тирилиши» һәққидә ейтқанлирини аңлиғанда бәзиләр уни мәсқирә қилишқа башлиди. Йәнә бәзиләр:
— Бу иш һәққидә сәндин йәнә аңлайли, — деди.
33 Буниң билән, Павлус мәйдандин чиқип кәтти. 34 Бирақ бәзиләр униңға қошулуп, етиқат қилди. Буларниң ичидә «Ареопагус» кеңәшмә һәйәтлиридин бири болған Дийонисиюс вә Дамарис исимлиқ бир аял, шуниңдәк башқа бир қанчә кишиму бар еди.


Расул Павлусниң хуш хәвәрни җакалиған 2-сәпири
 
 

17:1 «Тесалоника шәһири» — «Тесалоника» һазирқи Салоника шәһири. «Улар ... Тесалоника шәһиригә кәлди» — мошу бабта «биз» әмәс, бәлки «улар» дейилгәчкә, Луқани Павлуслардин бир мәзгил айрилған, дәп қараймиз.

17:3 Зәб. 15:10; 21:7, 22; Мат. 16:21; Луқа 24:46.

17:4 «... шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди» — «Худадин қорқидиған Грекләр» дегән турақлиқ ибарә, Тәврат етиқатида болған Грекләрни көрситиду.

17:4 Рос. 28:24.

17:6 Рос. 16:20.

17:7 Луқа 23:2; Юһ. 19:12.

17:10 «Қериндашлар кечикмәй Павлус билән Силасни шу күни кечидә Берия шәһиригә әвәтивәтти» — «шу күни кечидә» яки «шу күни кәч кириш биләнла».

17:10 Рос. 9:25.

17:11 Йәш. 34:16; Луқа 16:29; Юһ. 5:39.

17:12 «шундақла хелә көп грек әрләр етиқат қилди» — грек тилида «шундақла аз болмиған грек әрләр етиқат қилди».

17:13 1Тес. 2:14.

17:15 Рос. 18:5.

17:17 «у синагогда Йәһудийлар вә Худадин қорқидиғанлар билән ... муназирилишәтти» — «Худадин қорқидиғанлар» Тәврат арқилиқ Худаға етиқат қилған Йәһудий әмәсләрни көрситиду.

17:18 ««Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп аталған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди» — «Епикурлар»: «ләззәт»ни әң жуқури орунға қоюп, һәртүрлүк «илаһ» вә «ахирәт» дегәнләргә қарши еди. «Стоиклар» болса «пәзиләт»ни әң жуқури орунға қоюп, һәр адәмниң өз әмәллиригә мәсъул болуп, «пәзиләт»кә ләззәт яки азап-оқубәткә қаримай интилиши керәк, дәп тәкитләйтти. «У ят илаһларниң тәрғибатчиси охшайду!» — уларниң «ят илаһлар» дегинидә көздә тутқини «Әйса» вә «Тирилиш» еди — улар буларни «икки илаһ» дәп ойлап қалған еди.

17:22 «Силәрниң һәр җәһәттин җин-илаһларға чоқунушқа қаттақ берилгәнлигиңларни көрдум» — грек тилида «җин-илаһлар» «җинлар» дегән сөз билән ипадилинәтти. Чүнки көп греклар җинлар билән илаһларниң чоң пәрқи йоқ, җинларниң яхши тәрәплири бар, дәп ишинәтти.

17:24 Яр. 1:1; 2Тар. 6:30; Зәб. 32:6; 123:8; 145:6; Йәш. 66:1; Рос. 7:48; 14:15; Вәһ. 14:7.

17:25 Яр. 2:7.

17:26 «У бирла адәмдин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди» — грек тилида «У бир қандин инсанийәттики барлиқ милләтләрни барлиққа кәлтүрди». « Худа... уларға хас болған пәйт-пәсилләрни.... алдин бәлгүләп бәрди» — «уларға хас болған пәйт-пәсилләр» мәнаси бәлким «уларниң раваҗ тепиш вә заваллиққа йүзлиниш вақитлири» дегәндәк.

17:26 Қан. 32:8.

17:28 «араңлардики бәзи шаирлар ейтқинидәк: «Биз Униң нәслидурмиз!»» — шаир Аратусниң язмилиридин елинған (миладийәдин илгәрки 310-245 жилларда).

17:29 Йәш. 40:18.

17:30 Луқа 24:47.