16
Тимотийниң Павлус вә Силасқа қошулуши
Андин у Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму барди. Мана, шу йәрдә етиқатчи Йәһудий бир аялниң оғли, Тимотий исимлиқ бир мухлис бар еди. Униң атиси болса грек еди.«Мана, шу йәрдә етиқатчи Йәһудий бир аялниң оғли, Тимотий исимлиқ бир мухлис бар еди» — кейинки айәтләргә қариғанда, «шу йәр» Листра еди. Листра вә Коня шәһәрлиридики қериндашларниң һәммиси униң тоғрилиқ яхши гувалиқ берәтти. Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди.«бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди» — Павлусниң Тимотийни хәтнә қилиши етиқатини билдүрүш үчүн әмәс, бәлки у униң билән Худаниң хизмитидә болғанда Йәһудийларниң уни қобул қилмаслиғиниң алдини елиш үчүн еди.  1Кор. 9:20; Гал. 2:3. Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики расуллар билән ақсақаллар ят әлләргә бекиткән бәлгүлимиләрни уларниң риайә қилиши үчүн тапшурди.Рос. 15:20. Шундақ қилип, җамаәтләр етиқатта күчәйтилип, санлириму күндин-күнгә көпәйди.
 
Македонийәликниң чақириқи
Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп,«Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп...» — Фригийә вә Галатия районлири Асияниң бир қисми еди — Павлус шу йәрдин өткини билән Худаниң сөзини җакалаш үчүн у йәрдә тохтимиди. Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди.«Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди» — қизиқ бир йери шуки, кейинрәк расул Петрус дәл мошу районларниң бәзи йәрлик кишилири билән йеқин мунасивәттә болди (2Пет.» 1:1ни көрүң). Шуңа мүмкинчиклиги барки, Павлуслар мошу йәрләрдин өтүп кәткән вақитларда, Петрус шу йәрдә еди яки пат арида шу йәрләргә кәлмәкчи еди. Павлусму кейин Галатия дегән районға берип, хуш хәвәрни тарқитип, бир җамаәт бәрпа қилинди (18:23 вә «Гал.» 4:13ни көрүң). Шуниң билән улар Мисийәдин өтүп, деңиз бойидики Троас шәһиригә чүшти.2Кор. 2:12. Шу күни кәчтә, Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш көрүнүп, Македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп:
Деңиздин өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән! — дәп өтүнди.«Деңиздин өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән!» — Македонийә Рим империйәсидики Гретсийәгә җайлашқан «Македонийә өлкиси» еди.
10 У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ.«У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ» — мошу айәттин башлап «биз» дәп баян қилишниң сәвәви — мошу китапниң муәллипи Луқа мошу йәрдә Павлусларға қошулғанлиғини көрситиду.
 
Лидяниң етиқат қилиши
11 Биз кемигә чиқип, Троастин йолға чиқип, Самодрак арилиға қарап йол алдуқ вә әтиси Македонийәдики Неаполис шәһиригә йетип бардуқ. 12 У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ. «У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди» — Филиппи деңиз бойики Неаполистин 16 километр жирақлиқта еди. «Римдики мустәмликә» — беваситә Рим һөкүмити өзи башқурған, аһалиси «Рим гражданлиқ» һоқуқ-имтиязлириға егә еди. 13 Шабат күни, шәһәр дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ; дәрвәқә шундақ болди. Биз олтирип, у йәргә жиғилған аялларға сөзләшкә башлидуқ. «Шабат күни, шәһәр дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ» — әһвалға қариғанда Филиппи шәһиридә Йәһудийларниң бирму синагоги йоқ еди («синагог»ниң асаси үчүн аз дегәндә он Йәһудий әркәк киши бир-биригә қошулуши керәк). Ундақ әһвал астида бу аяллар (бәлким Йәһудий һәм Йәһудий әмәсләр, йәни «Худаниң қорққанлар») һәр шабат күни Тәвраттин елинған сөзләр билән дуа-тилавәт қилишқа жиғилатти. 14 Уларниң ичидә сөсүн рәхт содиси қилидиған, Тиятира шәһирилик, Худадин қорқидиған Лидя исимлиқ бир аял бар еди. Рәб униң қәлбини Павлусниң ейтқанлирини қобул қилишқа ачти. «Уларниң ичидә сөсүн рәхт Содиси қилидиған, Тиятира шәһирилик, Худадин қорқидиған Лидя исимлиқ бир аял бар еди» — «Худадин қорқидиған» дегән турақлиқ ибарә, Лидяниң Йәһудий әмәс, амма Тәврат етиқатида болғанлиғини көрситиду. 15 У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгән болуп биздин өтүнүп:
— Әгәр силәр мени һәқиқәтән Рәбгә етиқат қилғучи дәп билсәңләр, мениң өйүмгә берип туруңлар! — дәп чиң туруп бизни мақуллатти.Яр. 19:3; 33:11; Һак. 19:21; Луқа 24:29; Ибр. 13:2.
 
Павлус билән Силасниң зинданға ташлиниши
16 Бир күни биз шу дуа қилидиған җайға кетип барғинимизда, бир дедәк бизгә йолуқти; бу қизға пал салғучи бир җин чаплишивалған еди; дедәк ғоҗайинлириға пал селиш йоли билән нурғун пайда тепип бәргән еди. «бу қизға пал салғучи бир җин чаплишивалған еди» — «пал салғучи бир җин» грек тилида «питон роһи». «Питон» йоған илан болуп, грекларниң ривайәтлири бойичә у Дәлфи шәһиридики бутханида туруп, палчилиқ сирлирини башқуратти.  1Сам. 28:7; Рос. 19:24. 17 У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип:
— Бу кишиләр Һәммидин алий Худаниң қуллири, улар силәргә ниҗатлиқ бир йолини җакалайду! — дәп вақирап маңди.«... улар силәргә ниҗатлиқ бир йолини җакалайду!» — яки «... улар силәргә ниҗатлиқ йолини җакалайду!».
18 У уда көп күнләр шундақ вақириди. Бу иш Павлусниң қәлбини азаплап, у қизға бурулуп, җинға:
— Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, униңдин чиқ! — дейишигила, җин шуан чиқип кәтти.«Бу иш Павлусниң қәлбини азаплап,...» — грек тилида «қәлбини азаплаш» дегән сөз һәм дәрд, бизарлиқ вә хапичилиқни (дегән мәниләрни) өз ичигә алиду. «җин шуан чиқип кәтти» — яки «җин шу саат ичидә чиқип кәтти».  Мар. 16:17.
19 Дедәкниң ғоҗайинлири униңға бағлиған пул тепиш үмүтиниң йоққа чиққанлиғини көрүп, Павлус билән Силасқа қол селип, уларни базар мәйданиға сөрәп, һөкүмдарларниң алдиға елип барди. 2Кор. 6:5. 20 Улар иккиләнни сорақчи әмәлдарларниң алдиға чиқирип:
— Бу адәмләр Йәһудийлар болуп, шәһиримизни қалаймиқанлаштурувәтмәктә. 1Пад. 18:17; Рос. 17:6. 21 Биз болсақ римлиқлармиз, улар қанунимизға хилап болған вә қобул қилишқа яки жүргүзүшкә болмайдиған қаидә-йосунларни тәрғиб қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.
22 Топланған халайиқму уларға һуҗум қилишқа қозғалди; сорақчи әмәлдарлар уларниң кийимлирини житип ялаңачлап, калтәк билән думбилашқа әмир чүшүрди. 2Кор. 11:25; 1Тес. 2:2. 23 Иккиләнни калтәк билән көп думбилиғандин кейин, уларни зинданға ташлиди вә шундақла гундипайни қаттиқ күзитишкә буйруди. 24 У буйруқни тапшурувелиш билән уларни зинданниң ичкиридики камерға солап, путлириға ишкәл салди.
25 Түн йеримда, Павлус билән Силас дуа қилип, Худаға мәдһийә күйлирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса қулақ селип аңлавататти. Рос. 4:31. 26 Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәш йүз бәрди; зинданниң һуллириму тәвринип кәтти вә зинданниң һәммә ишиклири шуан ечилип, һәр бир мәһбусниң кишәнлириму чүшүп кәтти. Рос. 5:19; 12:7. 27 Гундипай уйқидин ойғинип, зинданниң ишиклириниң очуқ турғанлиғини көрүп, мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди.«Гундипай уйқидин ойғинип, ... мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди» — Рим империйәсиниң қануни бойичә мәһбусларни қачуруп қойған әскәрләр яки гундипайлар өлүмгә мәһкүм қилинатти.
28 Лекин Павлус қаттиқ авазда:
— Өзүңгә зәрәр йәткүзмә, һәммимиз бар! — дәп вақириди.
29 Гундипай: Чирақларни кәлтүрүңлар дәп товлап ичкиригә етилип кирип, титригән һалда Павлус билән Силасниң айиғиға жиқилди. 30 Андин уларни ташқириға елип чиқип:
— Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк? — дәп сориди.Луқа 3:10; Рос. 2:37; 9:6.
31 Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду! — деди улар.«Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду!» — гундипайниң «Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк?» дегән соални қоюшида, у бәлким «қутқузулуш»ниң немә екәнлигини анчә чүшәнигән болуши мүмкин. Униң көздә тутқини роһий җәһәттин әмәс, бәлки өз вә аилисидикиләрниң өлүм җазасидин қутулуши еди.  Юһ. 3:16,36; 6:47; 1Юһа. 5:10.
32 Шуниң билән, иккилән униңға вә униң барлиқ аилисидикиләргә Рәбниң сөз-каламини йәткүзди. 33 Кечә шу саатниң өзидила гундипай уларни башлап чиқип, ярилирини жуюп тазилиди; андин у дәрһал аилисидикиләр билән чөмүлдүрүшни қобул қилди; 34 иккиләнни өз өйигә башлап келип, уларниң алдиға дәстихан салди. У пүткүл аилисидикиләр билән Худаға етиқат қилғанлиқтин зор шатланди.Луқа 5:29; 19:6.
35 Әтиси әтигәндә, сорақчи әмәлдарлар ясавулларни зинданға әвәтип:
— У иккиләнни қоюветиңлар! — дәп буйруди.
36 Гундипай Павлусқа бу сөзни йәткүзүп:
— Сорақчи әмәлдарлар иккиңларни қоюветиш ярлиғини чүшүрди. Силәр әнди зиндандин чиқип, теч-аман йолуңларға чиқиңлар, — деди.
37 Бирақ Павлус ясавулларға:
— Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди. Әнди улар һазир бизни йошурунчә қоғлимақчиму? Яқ, бундақ қилса болмайду! Әмәлдарлар өзлири келип бизни чиқарсун! — деди.«Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди» — римлиқ пухраларға ундақ муамилә қилишниң һәр бир басқучи Рим қануниға хилап еди.
38 Ясавуллар бу сөзләрни сорақчи әмәлдарларға йәткүзди. Улар иккиләнниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти; 39 уларниң көңлини елишқа зинданға берип, уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишни қайта-қайта өтүнди.Мат. 8:34.
40 Иккилән зиндандин чиқиши билән Лидяниң өйигә барди; андин у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни риғбәтләндүргәндин кейин, йолға чиқип кәтти.
 
 

16:1 «Мана, шу йәрдә етиқатчи Йәһудий бир аялниң оғли, Тимотий исимлиқ бир мухлис бар еди» — кейинки айәтләргә қариғанда, «шу йәр» Листра еди.

16:3 «бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди» — Павлусниң Тимотийни хәтнә қилиши етиқатини билдүрүш үчүн әмәс, бәлки у униң билән Худаниң хизмитидә болғанда Йәһудийларниң уни қобул қилмаслиғиниң алдини елиш үчүн еди.

16:3 1Кор. 9:20; Гал. 2:3.

16:4 Рос. 15:20.

16:6 «Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп...» — Фригийә вә Галатия районлири Асияниң бир қисми еди — Павлус шу йәрдин өткини билән Худаниң сөзини җакалаш үчүн у йәрдә тохтимиди.

16:7 «Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди» — қизиқ бир йери шуки, кейинрәк расул Петрус дәл мошу районларниң бәзи йәрлик кишилири билән йеқин мунасивәттә болди (2Пет.» 1:1ни көрүң). Шуңа мүмкинчиклиги барки, Павлуслар мошу йәрләрдин өтүп кәткән вақитларда, Петрус шу йәрдә еди яки пат арида шу йәрләргә кәлмәкчи еди. Павлусму кейин Галатия дегән районға берип, хуш хәвәрни тарқитип, бир җамаәт бәрпа қилинди (18:23 вә «Гал.» 4:13ни көрүң).

16:8 2Кор. 2:12.

16:9 «Деңиздин өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән!» — Македонийә Рим империйәсидики Гретсийәгә җайлашқан «Македонийә өлкиси» еди.

16:10 «У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ» — мошу айәттин башлап «биз» дәп баян қилишниң сәвәви — мошу китапниң муәллипи Луқа мошу йәрдә Павлусларға қошулғанлиғини көрситиду.

16:12 «У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди» — Филиппи деңиз бойики Неаполистин 16 километр жирақлиқта еди. «Римдики мустәмликә» — беваситә Рим һөкүмити өзи башқурған, аһалиси «Рим гражданлиқ» һоқуқ-имтиязлириға егә еди.

16:13 «Шабат күни, шәһәр дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ» — әһвалға қариғанда Филиппи шәһиридә Йәһудийларниң бирму синагоги йоқ еди («синагог»ниң асаси үчүн аз дегәндә он Йәһудий әркәк киши бир-биригә қошулуши керәк). Ундақ әһвал астида бу аяллар (бәлким Йәһудий һәм Йәһудий әмәсләр, йәни «Худаниң қорққанлар») һәр шабат күни Тәвраттин елинған сөзләр билән дуа-тилавәт қилишқа жиғилатти.

16:14 «Уларниң ичидә сөсүн рәхт Содиси қилидиған, Тиятира шәһирилик, Худадин қорқидиған Лидя исимлиқ бир аял бар еди» — «Худадин қорқидиған» дегән турақлиқ ибарә, Лидяниң Йәһудий әмәс, амма Тәврат етиқатида болғанлиғини көрситиду.

16:15 Яр. 19:3; 33:11; Һак. 19:21; Луқа 24:29; Ибр. 13:2.

16:16 «бу қизға пал салғучи бир җин чаплишивалған еди» — «пал салғучи бир җин» грек тилида «питон роһи». «Питон» йоған илан болуп, грекларниң ривайәтлири бойичә у Дәлфи шәһиридики бутханида туруп, палчилиқ сирлирини башқуратти.

16:16 1Сам. 28:7; Рос. 19:24.

16:17 «... улар силәргә ниҗатлиқ бир йолини җакалайду!» — яки «... улар силәргә ниҗатлиқ йолини җакалайду!».

16:18 «Бу иш Павлусниң қәлбини азаплап,...» — грек тилида «қәлбини азаплаш» дегән сөз һәм дәрд, бизарлиқ вә хапичилиқни (дегән мәниләрни) өз ичигә алиду. «җин шуан чиқип кәтти» — яки «җин шу саат ичидә чиқип кәтти».

16:18 Мар. 16:17.

16:19 2Кор. 6:5.

16:20 1Пад. 18:17; Рос. 17:6.

16:22 2Кор. 11:25; 1Тес. 2:2.

16:25 Рос. 4:31.

16:26 Рос. 5:19; 12:7.

16:27 «Гундипай уйқидин ойғинип, ... мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди» — Рим империйәсиниң қануни бойичә мәһбусларни қачуруп қойған әскәрләр яки гундипайлар өлүмгә мәһкүм қилинатти.

16:30 Луқа 3:10; Рос. 2:37; 9:6.

16:31 «Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду!» — гундипайниң «Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк?» дегән соални қоюшида, у бәлким «қутқузулуш»ниң немә екәнлигини анчә чүшәнигән болуши мүмкин. Униң көздә тутқини роһий җәһәттин әмәс, бәлки өз вә аилисидикиләрниң өлүм җазасидин қутулуши еди.

16:31 Юһ. 3:16,36; 6:47; 1Юһа. 5:10.

16:34 Луқа 5:29; 19:6.

16:37 «Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди» — римлиқ пухраларға ундақ муамилә қилишниң һәр бир басқучи Рим қануниға хилап еди.

16:39 Мат. 8:34.