2
Лекин мән ичимдә, қешиңларға барсам йәнә азар елип бармаймән дегән қарарға кәлдим.«лекин мән ичимдә, қешиңларға барсам йәнә азар елип бармаймән дегән қарарға кәлдим» — бу җүмлидин көримизки, Павлусниң иккинчи қетим уларниң йениға бериши иккила тәрәпкә еғир, азарлиқ иш еди. «Ичимдә ... қарарға кәлдим» дегән сөз бәлким пәқәт уларни дәп әмәс, бәлким «өзүмгиму азаплиқ болмисун» дәп шундақ қарар қилдим, дәп пуритиду. Чүнки әгәр мән силәргә азар бәрсәм, мениң түпәйлимдин азар йегәнләрдин башқа қайсибири мени шатландуралисун? Мән әсли мени шатландуруши тегишлик болғанлардин әксичә азар йәп қалмай дегән мәхсәттә шу хәтни яздим; чүнки мениң шатлиғим силәр һәммиңларниңму шатлиғидур дәп силәр һәммиңларға ишәш бағлидим.«Мән әсли мени шатландуруши тегишлик болғанлардин әксичә азар йәп қалмай дегән мәхсәттә ушбу хәтни яздим» — «шу хәт» болса «кириш сөз»имиздә ейтқинимиздәк, «Коринтлиқларға (1)» әмәс, бәлки униңдин кейинки йәнә бир хәтни көрситиду.  2Кор. 8:22; Гал. 5:10. Чүнки әслидә өзүм еғир азап ичидә қәлбимдики дәрд-әләмдин көп көз яшлиримни төккүзүп туруп силәргә шу хәтни язған едим; мәхситим силәргә азар бериш әмәс, бәлки силәргә чоңқур бағланған, ешип ташқан муһәббитимни билишиңлар үчүн еди.
 
Гунакарни қайтидин қобул қилиш
Амма бирәрси азар йәткүзгән болса, униң азар йәткүзгини мән әмәс дәймән, у бәлки мәлум дәриҗидә (бу ишни зиядә еғир қилғум йоқ) һәммиңларға азар йәткүзди. Бундақ адәмниң көпинчиңлар тәрипидин тәнбиһләнгини йетәрликтур;«Бундақ адәмниң көпинчиңлар тәрипидин тәнбиһләнгини йетәрликтур» — бәзи алимлар «бундақ адәм»ни Павлус биринчи хетидә алаһидә әйиплигән киши («1Кор.» 5-бап) дәп қарайду. Бизниңчә болса у кейинки, көп адәмләргә «азар бәргән», «зиян-зәхмәт қилғучи» йәнә бир киши еди (7:12 вә «кириш сөз»имизниму көрүң).  1Кор. 5:3. Шуңа һазир әксичә, силәр униңға меһри-шәпқәт көрситип риғбәт-тәсәлли беришиңларға тоғра келиду; болмиса бундақ бир киши бәлким ғайәт зор дәрд-әләмдин өзини йоқитишиму мүмкин. Шуңа мән силәргә униңға муһәббитиңларни испатлишиңларни җекиләймән. Шу хетимни йәнә бир мәхсәттә, йәни силәрниң һәммә ишларда итаәтмән яки итаәтмән әмәслигиңларни синап билишим үчүн яздим. «Шу хетимни йәнә бир мәхсәттә, йәни силәрниң һәммә ишларда итаәтмән яки итаәтмән әмәслигиңларни синап билишим үчүн яздим» — «һәммә ишларда итаәтмән яки итаәтмән әмәслигиңлар»: Павлус уларниң өзигә итаәтмән болуши әмәс, бәлки Худаниң униң арқилиқ кәлгән сөзигә итаәтмән болушини халайтти, әлвәттә. 10 Лекин силәр қайсибирини мәлум иш үчүн кәчүрүм қилған болсаңлар, мәнму һәм уни шундақ қилған болимән; мәнму мәлум бир ишни кәчүрүм қилғинимда (бирәр ишни кәчүрүм қилған болсам), мән силәрни дәп Мәсиһниң һозурида шундақ қилдим. «мәнму мәлум бир ишни кәчүрүм қилғинимда ... мән силәрни дәп Мәсиһниң һозурида шундақ қилдим» — «Мәсиһниң һозурида»: башқа бир хил тәрҗимиси «Мәсиһниң вуҗудида» яки «Мәсиһниң шәхсийитидә» (демәк, Мәсиһниң орнида яки Мәсиһниң намида). Буниң вә тәрҗимимизниң мәнаси арисида чоң пәриқ йоқ. 11 Шуниң билән Шәйтан биздин һеч үстүнлүккә еришәлмәйду; чүнки биз униң һейлә-микирлиридин бехәвәр әмәсмиз.«Шуниң билән Шәйтан биздин һеч үстүнлүккә еришәлмәйду; чүнки биз униң һейлә-микирлиридин бехәвәр әмәсмиз» — бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
12 Әнди Мәсиһниң хуш хәвирини җакалашқа Троас шәһиригә кәлгинимдә вә шундақла Рәб тәрипидин пурсәт ишиги маңа ечилғини билән, «шундақла Рәб тәрипидин пурсәт ишиги маңа ечилғини билән...» — грек тилида «шундақла Рәбдә пурсәт ишиги маңа ечилғини билән...».  Рос. 16:8. 13 қериндишим Титусни тапалмиғиним түпәйлидин роһум арам тапмиди; шуниң билән мән шу йәрдикиләр билән хошлишип, Македонийәгә сәпәр алдим. «қериндишим Титусни тапалмиғиним түпәйлидин роһум арам тапмиди; шуниң билән мән шу йәрдикиләр билән хошлишип, Македонийәгә сәпәр алдим» — зор мүмкинчилиги барки, Титус Коринттики қериндашларниң хәвирини елип кәлмәкчи болған, лекин техи Троасқа кәлмигәнлиги үчүн, Коринтлиқларниң ғемини йәватқан Павлус Троаста турғинида көңли арам тапмиди. Гәрчә хуш хәвәрни җакалашқа «пурсәт ишиги ечилған» болсиму, у униңдин (вақтинчә) пайдиланмай Коринтлиқларниң хәвирини биливелиш үчүн Титусни издәп у йәрдин кәтти. Бир жилдин кейинму Троастики бу «пурсәт ишиги» техи очуқ турған болса керәк («Рос.» 20:6). 14 Амма бизни Мәсиһдә һемишә тәнтәнә билән ғалипанә башлайдиған, биз арқилиқ һәр йәрдә Өзигә дост тартқучи хушпурақни чачқучи Худаға тәшәккүр! «Амма бизни Мәсиһдә һемишә тәнтәнә билән ғалипанә башлайдиған... Худаға тәшәккүр!» — «ғалипанә башлайдиған» грек тилидики бу сөз адәттә сәрдар яки падиша зәпәр қучқан қошунини шәрәплик, тәнтәнилик жүрүштә өз жутиға башлайдиғанлиғини ипадиләйду.  Кол. 1:27. 15 Чүнки биз Худаға йәткүзүливатқан Мәсиһниң хушпуриғидурмиз, һәм қутқузулуватқанлар арисида һәм һалакәткә кетиватқанлар арисида шундақмиз; 16 кейинкиләргә өлүмгә болған өлүмниң пуриғи, алдинқиларға һаятлиққа болған һаятлиқниң пуриғидурмиз; әнди мошундақ ишларниң һөддисидин ким чиқалайду? «кейинкиләргә өлүмгә болған өлүмниң пуриғи, алдинқиларға һаятлиққа болған һаятлиқниң пуриғидурмиз» — буниң мәнаси бәлким шундақки: — «һалакәткә кетиватқанлар» болса, «роһий өлүм»дә туриду; уларниң шу хәтәрлик әһвалини Худаниң адәмлири уларға пуритиду; мәңгүлүк һаятлиқни тепиватқанларға болса, Худаниң адәмлири уларға мәңгүлүк һаятниң хушбуйини, һәқиқәт екәнлигини өзиниң һаят-турмуши арқилиқ пуритип билдүриду.  Луқа 2:34. 17 Чүнки биз көп кишиләрниң қилғинидәк Худаниң калам-сөзини сода-сетиқ иши қилмаймиз; әксичә биз сәмимийлик билән Худа алдида Худадин әвәтилгәнләр сүпитидә Мәсиһдә сөзләймиз.
 
 

2:1 «лекин мән ичимдә, қешиңларға барсам йәнә азар елип бармаймән дегән қарарға кәлдим» — бу җүмлидин көримизки, Павлусниң иккинчи қетим уларниң йениға бериши иккила тәрәпкә еғир, азарлиқ иш еди. «Ичимдә ... қарарға кәлдим» дегән сөз бәлким пәқәт уларни дәп әмәс, бәлким «өзүмгиму азаплиқ болмисун» дәп шундақ қарар қилдим, дәп пуритиду.

2:3 «Мән әсли мени шатландуруши тегишлик болғанлардин әксичә азар йәп қалмай дегән мәхсәттә ушбу хәтни яздим» — «шу хәт» болса «кириш сөз»имиздә ейтқинимиздәк, «Коринтлиқларға (1)» әмәс, бәлки униңдин кейинки йәнә бир хәтни көрситиду.

2:3 2Кор. 8:22; Гал. 5:10.

2:6 «Бундақ адәмниң көпинчиңлар тәрипидин тәнбиһләнгини йетәрликтур» — бәзи алимлар «бундақ адәм»ни Павлус биринчи хетидә алаһидә әйиплигән киши («1Кор.» 5-бап) дәп қарайду. Бизниңчә болса у кейинки, көп адәмләргә «азар бәргән», «зиян-зәхмәт қилғучи» йәнә бир киши еди (7:12 вә «кириш сөз»имизниму көрүң).

2:6 1Кор. 5:3.

2:9 «Шу хетимни йәнә бир мәхсәттә, йәни силәрниң һәммә ишларда итаәтмән яки итаәтмән әмәслигиңларни синап билишим үчүн яздим» — «һәммә ишларда итаәтмән яки итаәтмән әмәслигиңлар»: Павлус уларниң өзигә итаәтмән болуши әмәс, бәлки Худаниң униң арқилиқ кәлгән сөзигә итаәтмән болушини халайтти, әлвәттә.

2:10 «мәнму мәлум бир ишни кәчүрүм қилғинимда ... мән силәрни дәп Мәсиһниң һозурида шундақ қилдим» — «Мәсиһниң һозурида»: башқа бир хил тәрҗимиси «Мәсиһниң вуҗудида» яки «Мәсиһниң шәхсийитидә» (демәк, Мәсиһниң орнида яки Мәсиһниң намида). Буниң вә тәрҗимимизниң мәнаси арисида чоң пәриқ йоқ.

2:11 «Шуниң билән Шәйтан биздин һеч үстүнлүккә еришәлмәйду; чүнки биз униң һейлә-микирлиридин бехәвәр әмәсмиз» — бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

2:12 «шундақла Рәб тәрипидин пурсәт ишиги маңа ечилғини билән...» — грек тилида «шундақла Рәбдә пурсәт ишиги маңа ечилғини билән...».

2:12 Рос. 16:8.

2:13 «қериндишим Титусни тапалмиғиним түпәйлидин роһум арам тапмиди; шуниң билән мән шу йәрдикиләр билән хошлишип, Македонийәгә сәпәр алдим» — зор мүмкинчилиги барки, Титус Коринттики қериндашларниң хәвирини елип кәлмәкчи болған, лекин техи Троасқа кәлмигәнлиги үчүн, Коринтлиқларниң ғемини йәватқан Павлус Троаста турғинида көңли арам тапмиди. Гәрчә хуш хәвәрни җакалашқа «пурсәт ишиги ечилған» болсиму, у униңдин (вақтинчә) пайдиланмай Коринтлиқларниң хәвирини биливелиш үчүн Титусни издәп у йәрдин кәтти. Бир жилдин кейинму Троастики бу «пурсәт ишиги» техи очуқ турған болса керәк («Рос.» 20:6).

2:14 «Амма бизни Мәсиһдә һемишә тәнтәнә билән ғалипанә башлайдиған... Худаға тәшәккүр!» — «ғалипанә башлайдиған» грек тилидики бу сөз адәттә сәрдар яки падиша зәпәр қучқан қошунини шәрәплик, тәнтәнилик жүрүштә өз жутиға башлайдиғанлиғини ипадиләйду.

2:14 Кол. 1:27.

2:16 «кейинкиләргә өлүмгә болған өлүмниң пуриғи, алдинқиларға һаятлиққа болған һаятлиқниң пуриғидурмиз» — буниң мәнаси бәлким шундақки: — «һалакәткә кетиватқанлар» болса, «роһий өлүм»дә туриду; уларниң шу хәтәрлик әһвалини Худаниң адәмлири уларға пуритиду; мәңгүлүк һаятлиқни тепиватқанларға болса, Худаниң адәмлири уларға мәңгүлүк һаятниң хушбуйини, һәқиқәт екәнлигини өзиниң һаят-турмуши арқилиқ пуритип билдүриду.

2:16 Луқа 2:34.