5
Еғир бир гуна
Һәртәрәптин шу аңлиниватидуки, араңларда бузуқчилиқ бар екән — бундақ бузуқчилиқ һәтта таипиләр арисидиму тилға елинмайду — у болсиму бирисиниң өз атисиниң аялиға чеқилиштин ибарәт.Лав. 18:8; Қан. 27:20. Амма силәр йоғинап көрәңләп кәттиңлар! Бу рәзил ишни садир қилған киши аримиздин қоғливетилсун дәп өкүнүшүңларға тоғра кәлмәмду!? Чүнки гәрчә тәндә силәр билән биллә болмисамму, амма роһта силәр билән биллә болуш сүпитидә аллиқачан шундақ мән шу һөкүмни чиқардимки, (һәммиңлар Рәб Әйса Мәсиһниң намида җәм болғанда, өзүмниң роһум силәр билән болуп, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудритигә тайинип) —
шундақ қилған кишиниң әтлири һалак қилинсун, шуниң билән униң роһи Рәб Әйсаниң күнидә қутқузулуши үчүн Шәйтанниң илкигә тапшурулсун.«шундақ қилған кишиниң әтлири һалак қилинсун, шуниң билән униң роһи Рәб Әйсаниң күнидә қутқузулуши үчүн Шәйтанниң илкигә тапшурулсун» — бу иш (башқичә ейтқанда, «Шәйтанниң илкигә қайтуруш») тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Бәзи алимлар «әтлири» дегәнни роһий җәһәттин чүшәндүриду, демәк, бу иш кишиниң өзиниң гуналиқ тәбиити, яки Коринттики пүткүл җамаәттә «гуналиқ тәбиитидин чиққан ишлар»ни көрситиду, дәп қарайду. Биз мошу йәрдики «әтлири»ни җисманий җәһәттин чүшинимиз. «Қошумчә сөз»имиздә буниң асасини көрситимиз.  1Тим. 1:20. Силәрниң чоңчилиқ қилғиниңлар яхши әмәс. «Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду» дәп билмәмсиләр?Гал. 5:9.
Кона хемиртуручни чиқириветиңлар; шуниң билән силәр әсли хемиртуручсиз хемирдәк йеңи бир зугула болисиләр; чүнки «өтүп кетиш һейти»дики қозимиз болған Мәсиһ қурбанлиқ қилинди;Йәш. 53:7; Юһ. 1:29; 1Кор. 15:3. шуңа һейтни яман нийәтлик вә рәзиллик болған хемиртуруч билән әмәс, бәлки сәмимийлик вә һәқиқәт болған петир нан билән тәнтәнә қилип өткүзәйли.«шуңа һейтни яман нийәтлик вә рәзиллик болған хемиртуруч билән әмәс, бәлки сәмимийлик вә һәқиқәт болған петир нан билән тәнтәнә қилип өткүзәйли» — Исраилниң «өтүп кетиш һейти», униңдин кейинки «петир нан һейти» вә уларниң символлуқ әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни, шундақла «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»ниму көрүң.  Мис. 12:3,15; Қан. 16:3.
Мән алдинқи хәттә силәргә бузуқчилиқ қилғучилар билән арилашмаңлар дәп язған едим; Қан. 7:2; Мат. 18:17; 2Кор. 6:14; Әф. 5:11; 2Тес. 3:14. 10 амма бу дегиним бу дуниядики бузуқчилиқ қилғучилар, яки нәпсанийәтчиләр, яки каззаплар яки бутпәрәсләр билән арилашмаңлар дегиним әмәс; ундақ болғанда дуниядин айрилишқа мәҗбур болаттиңлар; 11 амма һазирқи бу хетимдә язғиним шуки, өзини «қериндаш» дәп ативалған амма шундақла бузуқлуқ қилғучи, нәпсанийәтчи, бутпәрәс, һарақкәш яки каззап болса, ундақ бир киши билән арилашмаңлар, һәтта униң билән һәмдәстиханму болмаңлар. «өзини «қериндаш» дәп ативалған...» — «қериндаш» — өзиниң етиқат йолида қериндаш дәп аталған.  Чөл. 12:14; Мат. 18:17; 2Тес. 3:14; 2Юһа. 10. 12 Сирттикиләрни һөкүм чиқирип бир тәрәп қилишниң мән билән немә мунасивити? Лекин ичиңлардикиләрни өзүңлар һөкүм чиқирип бир тәрәп қилиш силәрниң ишиңлар әмәсму? «Сирттикиләрни һөкүм чиқирип бир тәрәп қилишниң мән билән немә мунасивити? Лекин ичиңлардикиләрни өзүңлар һөкүм чиқирип бир тәрәп қилиш силәрниң ишиңлар әмәсму?» — «сирттикиләр» җамаәттин сирт турғанларни, «ичидикиләр» җамаәтниң ичидә болғанларни көрситиду, әлвәттә. 13 Лекин сирттикиләрниң үстигә болса Худа Өзи һөкүм чиқириду. Шуңа «бу рәзил адәмни араңлардин чиқириветиңлар».«бу рәзил адәмни араңлардин чиқириветиңлар» — мошу сөзләр Тәврат, «Кан.» 17:7, 19:9, 22:2, 24:7дин илинған.  Қан. 17:7
 
 

5:1 Лав. 18:8; Қан. 27:20.

5:5 «шундақ қилған кишиниң әтлири һалак қилинсун, шуниң билән униң роһи Рәб Әйсаниң күнидә қутқузулуши үчүн Шәйтанниң илкигә тапшурулсун» — бу иш (башқичә ейтқанда, «Шәйтанниң илкигә қайтуруш») тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Бәзи алимлар «әтлири» дегәнни роһий җәһәттин чүшәндүриду, демәк, бу иш кишиниң өзиниң гуналиқ тәбиити, яки Коринттики пүткүл җамаәттә «гуналиқ тәбиитидин чиққан ишлар»ни көрситиду, дәп қарайду. Биз мошу йәрдики «әтлири»ни җисманий җәһәттин чүшинимиз. «Қошумчә сөз»имиздә буниң асасини көрситимиз.

5:5 1Тим. 1:20.

5:6 Гал. 5:9.

5:7 Йәш. 53:7; Юһ. 1:29; 1Кор. 15:3.

5:8 «шуңа һейтни яман нийәтлик вә рәзиллик болған хемиртуруч билән әмәс, бәлки сәмимийлик вә һәқиқәт болған петир нан билән тәнтәнә қилип өткүзәйли» — Исраилниң «өтүп кетиш һейти», униңдин кейинки «петир нан һейти» вә уларниң символлуқ әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни, шундақла «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»ниму көрүң.

5:8 Мис. 12:3,15; Қан. 16:3.

5:9 Қан. 7:2; Мат. 18:17; 2Кор. 6:14; Әф. 5:11; 2Тес. 3:14.

5:11 «өзини «қериндаш» дәп ативалған...» — «қериндаш» — өзиниң етиқат йолида қериндаш дәп аталған.

5:11 Чөл. 12:14; Мат. 18:17; 2Тес. 3:14; 2Юһа. 10.

5:12 «Сирттикиләрни һөкүм чиқирип бир тәрәп қилишниң мән билән немә мунасивити? Лекин ичиңлардикиләрни өзүңлар һөкүм чиқирип бир тәрәп қилиш силәрниң ишиңлар әмәсму?» — «сирттикиләр» җамаәттин сирт турғанларни, «ичидикиләр» җамаәтниң ичидә болғанларни көрситиду, әлвәттә.

5:13 «бу рәзил адәмни араңлардин чиқириветиңлар» — мошу сөзләр Тәврат, «Кан.» 17:7, 19:9, 22:2, 24:7дин илинған.

5:13 Қан. 17:7