Толуқ айәтниң башқа бир хил ипадиләш усули: «Мән һәр күни өлүмгә дуч келиватимән. Бу раст! Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң силәрниң һаятиңларда (шундақ көп ишларни) қилғанлиғи билән пәхирләнгинимниң растлиғиға охшаш, бу сөзүмниңму һәргиз ялған йери йоқтур». 32 Әгәр инсанларниң нуқтиинәзиридин ейтқанда «Әфәсус шәһиридә вәһший һайванлар билән елиштим» десәм, өлгәнләр өлүмдин тирилмисә, буниң маңа немә пайдиси? «Әтә бәрибир өлүп кетидиған болғандин кейин, йәп-ичип жүрүвалайли» дегән сөз йоллуқ болмамти? □««Әфәсус шәһиридә вәһший һайванлар билән елиштим» десәм...» — Павлус Әфәсус шәһиридә хуш хәвәр йәткүзгәндә, бәзи адәмләр униңға қарши чиқип вәһший һайванлардәк һуҗум қилған болуши мүмкин. «Әтә бәрибир өлүп кетидиған болғандин кейин, йәп-ичип жүрүвалайли» — «Йәш.» 22:13. ■Йәш. 22:13; 56:12. 33 Алданмаңлар; чүнки «Яман һәмраһлар әхлақни бузиду». □«Яман һәмраһлар әхлақни бузиду» — бу сөзләр грек шаири Мәнандәрниңкидин елинған. 34 Һәққаний болуш үчүн ойғиниңлар, гунадин қол үзүңлар; чүнки бәзилириңларда Худа тоғрилиқ хәвәр йоқтур — буни ейтсам силәр үчүн уят әмәсму?
□15:2 «ишәнгиниңлар бекарға кәтмигән болса...» — адәмниң хуш хәвәргә ишиниши «бекарға кетиш»иму мүмкинму? Бу бабта бир мисал көрситилиду; бириси хуш хәвәрниң муһим бир нуқтисини қобул қилмиған болса (бу нуқта униңға яқмиған, яки у уни үгинишни халимиған болса), ундақта бу хуш хәвәрни инкар қилғанға баравәр; демәк, шу ишәнгүчи адәм, гәрчә «ишәнгән болсиму», толуқ ишәнмигәчкә, ишиниш йоли бекарға кетиду. Шуңа ахирда һеч қандақ нәтиҗә чиқмайду.
■15:3 Йәш. 53:7; Дан. 9:24,26; 1Кор. 5:7; 1Пет. 2:24.
■15:4 Зәб. 15:10; Йәш. 53:8, 9; Юн. 2:1; Мат. 12:40.
□15:5 «Кефас» — йәни расул болған Симон Петрус. «он иккиләнгә» — он икки расулға көрүнгән, демәкчи. «он иккилән» бәлким Маттияни өз ичигә елиши мүмкин («Рос.» 1:26).
■15:5 Луқа 24:34; Юһ. 20:19; Рос. 10:41.
□15:7 «У Яқупқа ... Көрүнди» — Яқуп Мәсиһ Әйсаниң чоң иниси, кейин у расул болған. Инҗил «Юһ.» 5:7ни көрүң).
□15:8 «Худди вақитсиз туғулған бовақтәк болған маңа...» — « вақитсиз туғулған бовақтәк болған мән...» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■15:8 Рос. 9:3,17; 23:11; 1Кор. 9:1; 2Кор. 12:2.
■15:9 Әф. 3:8; Рос. 8:3; 9:1; 22:4; 26:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.
□15:19 «үмүтүмизни пәқәт бу дуниядики һаятимиз үчүнла Мәсиһгә бағлиған болсақ...» — яки «үмүтүмизни пәқәт бу дуниядики һаятимиздила Мәсиһгә бағлиған болсақ...».
□15:20 «һосулниң тунҗа мевиси» — алдин пишқан мевә жиғивелинғандин кейинму, башқа мевиләрниң чоқум пишидиғанлиғиға капаләтлик қилинғинидәк, Мәсиһниң тирилиши иман-ишәштә болуп аләмдин өткәнләрниңму һәққанийлиқта қайта тирилидиғанлиғиға капаләтлик қилиду. Тәврат бойичә «һосулниң тунҗа мевиси» Худаға алаһидә атилатти (беғишлинатти) («Лав.» 23-бап, «Қан.» 18:4).
■15:20 Кол. 1:18; 1Пет. 1:3; Вәһ. 1:5.
■15:21 Яр. 2:17; 3:6; Рим. 5:12,18; 6:23.
□15:24 «Андин ахирәт болиду; шу чағда У барлиқ һөкүмранлиқни, барлиқ һоқуқ вә һәр хил күчләрни әмәлдин қалдуруп, падишалиқни Худа-Атиға тапшуриду» — бу муһим айәт вә төвәндики айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■15:25 Зәб. 109:1; Рос. 2:34; Әф. 1:20; Кол. 3:1; Ибр. 1:13; 10:12.
□15:27 «Чүнки Зәбурда «Худа пүткүл мәвҗудатни униң айиғи астиға бойсундурған» дәп пүтүклүктур» — «Зәб.» 8:7.
■15:27 Зәб. 8:7; Мат. 11:27; 28:18; Әф. 1:22; Ибр. 2:8.
□15:29 «кишиләр ...өлгәнләр үчүн немә дәп чөмүлдүрүлиду?» — чүшиниш қийин болған бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
□15:31 «мән һәр күни өлүмгә дуч келимән» — грек тилида «мән һәр күни өлимән». Толуқ айәтниң башқа бир хил ипадиләш усули: «Мән һәр күни өлүмгә дуч келиватимән. Бу раст! Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң силәрниң һаятиңларда (шундақ көп ишларни) қилғанлиғи билән пәхирләнгинимниң растлиғиға охшаш, бу сөзүмниңму һәргиз ялған йери йоқтур».
□15:32 ««Әфәсус шәһиридә вәһший һайванлар билән елиштим» десәм...» — Павлус Әфәсус шәһиридә хуш хәвәр йәткүзгәндә, бәзи адәмләр униңға қарши чиқип вәһший һайванлардәк һуҗум қилған болуши мүмкин. «Әтә бәрибир өлүп кетидиған болғандин кейин, йәп-ичип жүрүвалайли» — «Йәш.» 22:13.
■15:32 Йәш. 22:13; 56:12.
□15:33 «Яман һәмраһлар әхлақни бузиду» — бу сөзләр грек шаири Мәнандәрниңкидин елинған.
□15:36 «... қайтидин тирилмәйду» — грек тилида «... җанландурулмайду».
□15:42 «Қуяшниң шан-шәриви бир хил, айниң шәриви йәнә бир хил, юлтузларниң шан-шәриви йәнә бир хилдур; чүнки юлтузлар шан-шәрәплиридә бир-биридин пәриқлиниду (41-айәт). Өлүмдин тирилиш һәм шундақтур» — демәк, тирилдүрүлгәндин кейинки тенимиз өлгәндин кейинки тенимизгә охшимайду.
□15:44 «тәбиәткә тәвә бир тән сүпитидә» — грек тилида «җанға тәвә бир тән сүпитидә» яки «җанлиқ бир тән сүпитидә» дейилиду; «җан» мошу йәрдә инсанниң зеһни, ой-пикирлири вә һессиятлири қатарлиқларни көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң.
□15:45 «Тунҗи инсан Адәм атимиз тирик бир җан қилип яритилди» — «Яр.» 2:7. «амма «ахирқи Адәм ата» болса һаятлиқ бәргүчи Роһ болди» — «ахирқи Адәм ата» Мәсиһни көрситиду, әлвәттә.
□15:46 «тәбиәткә тәвә болғучи» — грек тилида «җанға тәвә болғучи». 44-айәттики изаһатни көрүң. «тәбиәткә тәвә болғучи» адәм еди, кейин «роһий адәм» кәлди» — (грек тилида: ««җанға тәвә болғучи» авал кәлгән, кейин «роһқа тәвә болғучи» кәлгән») — бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□15:47 «дәсләпки инсан болса йәрдин, тупрақтин апиридә қилинған» — оқурмәнләрниң есидә бар болса керәк, ибраний тилида «адәм» дегән сөз «тупрақ», «топа» дегәнни билдүриду («Яр.» 2:7ни көрүң).
□15:49 «Бизләр «тупрақлиқ адәм» сүритидә болғинимиздәк, «асманлиқ адәм» сүритидиму болалаймиз» — бәзи кона көчүрүлмиләрдә: «Бизләр «тупрақлиқ адәм» сүритидә болғинимиздәк, «асманлиқ адәм» сүритидиму болайли» дейилиду.
□15:50 «... Чиригүчи чиримайдиғанға варислиқ қилалмайду» — бу чиригүчи тенимиз өлиду, пәқәт роһумиз өзгәрмәс һаләттә бақий аләмгә кетиду. Худаниң биз мөмин бәндилири тирилдүрүлгәндә чиримас тенимизниң «чиригүчи» тенимиз билән мунасивити болмайду. Худа етиқатчиларға пүтүнләй йеңи бир тән ата қилиду.
□15:51 «мән силәргә бир сирни ейтип беримән» — «сир» тоғрилиқ «римлиқларға»дики «кириш сөз»ни көрүң.
□15:52 «...әң ахирқи канай челинғанда өзгәртилимиз» — «әң ахирқи канай» — Инҗил, «Мат.» 24:31, «1Тес.» 4:16, «Вәһ.» 10:7 қатарлиқларни көрүң.
■15:52 Мат. 24:31; 1Тес. 4:16.
□15:54 «Өлүм ғәлибә тәрипидин жутулуп йоқутулиду!» — «Йәш.» 25:8 (LXX тәрҗимисидин).
□15:55 «Аһ, өлүм, сениң нәштириң қени?! Аһ, өлүм, сениң ғәлибәң қени?!» — «Һош.» 13:14. «Һошия»дин нәқил кәлтүрүлгән айәтниң иккинчи қисми «Аһ, тәһтисара, сениң ғәлибәң қени?!» («тәһтисара» өлгән адәмләрниң роһлири баридиған җай).
□15:56 «гунаниң күчи болса, Тәврат қануни арқилиқ намайән болиду» — демәк, инсанлар қанунсиз жүргәндә гуна еңи болмайду. Лекин Тәврат қанунидики жуқуриқи тәләпләрни билип, уларға әмәл қилишқа тиришиду, лекин әмәл қилалмиғанлиғидин гунаниң һәқиқий дәһшәтлик күчлүк бир нәрсә екәнлиги ашкарилиниду.
□15:57 «бизни Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ буларниң үстидин ғәлибигә ериштүргүчи Худаға тәшәккүр!» — «ғәлибә» дегән сөз өлүм вә гуна үстидин ғәлиби қилишни көрситиду.
■15:57 1Юһа. 5:5.