Галатиялиқларға
1
Расул Павлус Галатия өлкисидики җамаәтләргә язған мәктуп •••• Саламлар
Мәнки Павлус, расул болған (инсанлар тәрипидин әмәс яки инсанларниң вастиси билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлгәнләрдин тирилдүргүчи ХудаАта тәрипидин тайинланған)«Әйса Мәсиһ вә Уни өлгәнләрдин тирилдүргүчи ХудаАта...» — «өлүмдин тирилдүргүчи» — грек тилида: «өлгәнләрдин тирилдүргүчи». вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики җамаәтләргә салам. ХудаАта вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!Рим. 1:7; 1Кор. 1:3; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2. У ХудаАтимизниң ирадиси бойичә бизни бу һазирқи рәзил замандин қутқузушқа Өзини гуналиримиз үчүн пида қилди;Мат. 20:28; Гал. 2:20; Әф. 5:2; Тит. 2:14; Ибр. 9:14. Худаға барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәткичә болғай, амин!
 
Бирдин-бир хуш хәвәр
Силәр өзүңларни Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ Чақирғучиниң йенидин шунчә тез жирақлаштуруп башқичә бир хил «хуш хәвәр»гә әгишип кетиватқиниңларға интайин һәйран қалмақтимән! Әмәлийәттә у һеч қандақ башқа «хуш хәвәр» әмәстур! — пәқәтла бәзи кишиләр силәрни қаймақтуруп, Мәсиһниң хуш хәвирини бурмилимақчи болған, халас.Рос. 15:1. Лекин һәтта биз өзимиз болайли яки асмандин чүшкән пәриштә болсун, бириси бизниң силәргә җакалиқинимизға охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәр»ни силәргә җакалиса, бешиға ләнәт яғсун!2Кор. 11:4. Биз бурун ейтқинимиздәк, һазирму мән шуни ейтимәнки, бириси силәрниң қобул қилғиниңларға охшимайдиған башқа бир хуш хәвәрни җаркарлиса, бешиға ләнәт яғсун!
10 Мән Худани ишәндүрүшүм керәкму яки инсанларни ишәндүрүшүм керәкму? Яки инсанларни хурсән қилишим керәкму? Мән инсанларни хурсән қилишни нишан қилған болсам, Мәсиһниң қули болмиған болаттим. «Мән Худани ишәндүрүшүм керәкму яки инсанларни ишәндүрүшүм керәкму? Яки инсанларни хурсән қилишим керәкму?» — хуш хәвәрни Худа Өзи бекитип әвәткән, әлвәттә. «Хуш хәвәр»ни өзгәртимән, дәп хам хиял қилғучилар «Худани ишәндүрүш»и керәк! Бирақ вәзипимиз адәмләрни хуш хәвәрни қобул қилишқа ишәндүрүштур. «Мән инсанларни хурсән қилишни нишан қилған болсам, Мәсиһниң қули болмиған болаттим» — «Мәсиһниң қули» — Йәһудийлар арисида «қул»ниң өзиниң салаһийити бар еди. Иззәтлик адәмниң қули болушниң өзи иззәтлик иш.  1Тес. 2:4; Яқ. 4:4. 11 Әнди, и қериндашлар, силәргә шуни уқтуримәнки, мән җакалайдиған хуш хәвәр инсанлардин кәлгән әмәс. 1Кор. 15:1. 12 Чүнки мән уни инсандин қобул қилғиним йоқ яки бирәр киши уни маңа үгәткини йоқ, бәлки Әйса Мәсиһ маңа вәһий арқилиқ йәткүзгән. Әф. 3:3. 13 Чүнки силәр мениң Йәһудийларниң диний йолида қандақ һаят кәчүргәнлигим тоғрилиқ — мениң Худаниң җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилип униңға бузғунчилиқ қилғанлиғимни аңлиғансиләр. «Йәһудийларниң диний йоли» — грек тилида «Йәһудаизм». «әшәддий зиянкәшлик қилип...» — яки «ташқин қизғинлиқ билән зиянкәшлик қилип...».  Рос. 8:3; 9:1; 22:4; 26:9; Фил. 3:6; 1Тим. 1:13. 14 Һәмдә мән Йәһудийларниң диний йолида елимиздики нурғун тәңтушлиримдин хеләла алдида тураттим вә ата-бовилиримниң әнъәнилирини сақлашқа пәвқулъаддә қизғин едим.
15-16 Амма анамниң қосиғидин тартип мени Өзи үчүн айрип, меһри-шәпқити арқилиқ мени чақирған Худа Өз Оғлини әлләр арисида җакалаш үчүн мәндә уни ашкарилашни лайиқ көргинидә, мән һеч қандақ қан-әт егиси билән мәслиһәтләшмәй, «Худа Өз Оғлини әлләр арисида җакалаш үчүн мәндә уни ашкарилашни лайиқ көргинидә...» — «әлләр» мошу йәрдә «ят әлликләр», йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду.  Рос. 9:15; 13:2; Мат. 16:17; Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 2:8; Әф. 3:8. 17 яки Йерусалимға мәндин илгири расул болғанлар билән көрүшүшкә бармай, бәлки удул Әрәбистанға атландим. Кейин Дәмәшққә қайтип кәлдим. 18 Андин үч жилдин кейин Йерусалимға Петрус билән тонушушқа бардим вә униң қешида он бәш күн турдум. «үч жилдин кейин Йерусалимға Петрус билән тонушушқа бардим» — «Петрус» расул Петрус (башқа исми «Кефас»). 19 Амма шу чағда Рәбниң иниси Яқуптин башқа расулларниң һеч қайсиси билән көрүшмидим. «Рәбниң иниси Яқуп» — оқурмәнләрниң есидә барки, Әйсаниң аз дегәндә төрт иниси бар еди («Мат.» 13:55). 20 Мана, мениң силәргә һазир язғиним Худа алдида һеч ялған әмәс! Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1. 21 Кейин, мән Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим. 22 Амма Йәһудийәдики Мәсиһдә болған җамаәтләр мени чирайимдин тонумайтти. 23 Улар пәқәт бурун бизгә зиянкәшлик қилған адәмниң өзи шу чағда йоқатмақчи болған етиқатни һазир хуш хәвәр дәп җакалимақта, дәп аңлиған еди; 24 шуниңдәк улар мениң сәвәвимдин Худани улуқлиди.«шуниңдәк улар мениң сәвәвимдин Худани улуқлиди» — грек тилида «шуниңдәк улар мәндә Худани улуқлиди».
 
 

1:1 «Әйса Мәсиһ вә Уни өлгәнләрдин тирилдүргүчи ХудаАта...» — «өлүмдин тирилдүргүчи» — грек тилида: «өлгәнләрдин тирилдүргүчи».

1:3 Рим. 1:7; 1Кор. 1:3; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.

1:4 Мат. 20:28; Гал. 2:20; Әф. 5:2; Тит. 2:14; Ибр. 9:14.

1:7 Рос. 15:1.

1:8 2Кор. 11:4.

1:10 «Мән Худани ишәндүрүшүм керәкму яки инсанларни ишәндүрүшүм керәкму? Яки инсанларни хурсән қилишим керәкму?» — хуш хәвәрни Худа Өзи бекитип әвәткән, әлвәттә. «Хуш хәвәр»ни өзгәртимән, дәп хам хиял қилғучилар «Худани ишәндүрүш»и керәк! Бирақ вәзипимиз адәмләрни хуш хәвәрни қобул қилишқа ишәндүрүштур. «Мән инсанларни хурсән қилишни нишан қилған болсам, Мәсиһниң қули болмиған болаттим» — «Мәсиһниң қули» — Йәһудийлар арисида «қул»ниң өзиниң салаһийити бар еди. Иззәтлик адәмниң қули болушниң өзи иззәтлик иш.

1:10 1Тес. 2:4; Яқ. 4:4.

1:11 1Кор. 15:1.

1:12 Әф. 3:3.

1:13 «Йәһудийларниң диний йоли» — грек тилида «Йәһудаизм». «әшәддий зиянкәшлик қилип...» — яки «ташқин қизғинлиқ билән зиянкәшлик қилип...».

1:13 Рос. 8:3; 9:1; 22:4; 26:9; Фил. 3:6; 1Тим. 1:13.

1:15-16 «Худа Өз Оғлини әлләр арисида җакалаш үчүн мәндә уни ашкарилашни лайиқ көргинидә...» — «әлләр» мошу йәрдә «ят әлликләр», йәни «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду.

1:15-16 Рос. 9:15; 13:2; Мат. 16:17; Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Гал. 2:8; Әф. 3:8.

1:18 «үч жилдин кейин Йерусалимға Петрус билән тонушушқа бардим» — «Петрус» расул Петрус (башқа исми «Кефас»).

1:19 «Рәбниң иниси Яқуп» — оқурмәнләрниң есидә барки, Әйсаниң аз дегәндә төрт иниси бар еди («Мат.» 13:55).

1:20 Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1.

1:24 «шуниңдәк улар мениң сәвәвимдин Худани улуқлиди» — грек тилида «шуниңдәк улар мәндә Худани улуқлиди».