26
Павлусниң Агриппа хан алдида гувалиқ бериши
Шуниң билән, Агриппа Павлусқа:
— Өзүңниң гепиңни қилишиңға рухсәт, — деди.
Павлус қолини созуп өзини ақлашқа башлиди:
2-3 — И Агриппа хан, бүгүн алдилирида Йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлар тоғрилиқ җавап бериш пурситигә несип болғанлиғим үчүн, болупму өзлириниң Йәһудийларниң адәтлири вә уларниң арисидики талаш-тартишлиридин хәвәрлири болғанлиғи үчүн өзүмни бәхитлик һесаплаймән! Шуниң үчүн дегәнлиримни сәвирчанлиқ билән аңлап беқишлирини өтүнимән.
Мениң дәсләпки вақитлиримда, йәни кичигимдин тартип өз елимдә, Йерусалимда жүрүш-турушумниң қандақ екәнлиги Йәһудийларниң һәммисигә аян. Улар шу дәсләпки вақтимдин бери мени тонуғачқа (әгәр халисаиди, шуниңға гувалиқ берәтти), мениң ибадәт түзүмидики әң тәләпчан мәзһәпниң шәртлири бойичә яшап, йәни Пәрисий болуп өмрүмни өткүзгинимни билиду. Әнди мән Худа ата-бовилиримизға қилған вәдигә бағлиған үмүтүм түпәйлидин һазир сорақ қилиниватимән.Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24; Мик. 7:20. Шу вәдиниң несивисигә йетишни бизниң пүткүл он икки қәбилимиз кечә-күндүз тохтавсиз Худаға ибадәт қилип үмүт қилмақта. И алийлири, Йәһудийларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлири дәл шу үмүткә бағлиқтур! Халайиқ, Худа өлгәнләрни тирилдүрсә, немә үчүн ишинишкә болмайду, дәп қарайсиләр?«Халайиқ, Худа өлгәнләрни тирилдүрсә, немә үчүн ишинишкә болмайду, дәп қарайсиләр?» — демисәкму, Павлус көздә тутқан үмүт (7-айәтни көрүң) Худаниң вәдиси билән, Мәсиһ арқилиқ мәңгүлүк һаятқа тирилиштин ибарәт еди.
Дәрвәқә, өзүмму әслидә Насарәтлик Әйсаниң намиға қарши нурғун ишларни қилишим керәк дәп қайил едим Рос. 8:3; 9:1; 22:4; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13. 10 вә Йерусалимда әнә шундақ ишларни қилған едим. Баш каһинлардин һоқуқ елип, өзүм Худаниң нурғун муқәддәс бәндилирини зинданға тутуп бәргән, улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә аваз қошқан едим. «улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә аваз қошқан едим» — «аваз қошқан едим» грек тилида «мән уларға қара таш ташлидим». Йәһудийлар арисида кона заманларда «аваз бериш» ақ яки қара бир ташни ташлаш билән билдүрүләтти. 11 Мән һәммә синагогларда көп қетим уларни издәп тепип җазалап, күпүрлүк гәп қилишқа зорлиған едим. Мән уларға тәлвиләрчә өч болуп, һәтта яқа жуттики шәһәрләргә берип, уларға зиянкәшлик қилған едим. «мән ... уларни ... күпүрлүк гәп қилишқа зорлиған едим» — «күпүрлүк гәп қилиш» мошу йәрдә мәнаси бәлким Мәсиһгә күпүрлүк сөз қилип, етиқаттин ваз кечишни көрситиши мүмкин.
12 Бу ишларда болуп баш каһинлар бәргән толуқ вәкиллик һоқуқи билән Дәмәшқ шәһиригә қарап сәпәр қиливататтим. 13 Чүш вақтида йолда кетиветип, асмандин чүшкән, қуяш нуридинму күчлүк бир нурниң әтрапимни вә биллә кетиватқанларни йорутувәткәнлигини көрдүм. 14 Һәммимиз йәргә жиқилған болуп мән ибраний тилида ейтилған: «Әй Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? Сени зихлашларға қарши тәпмикиң сән үчүн тәс келиду!» дегән бир авазни аңлидим.«Сени зихлашларға қарши тәпмикиң сән үчүн тәс келиду!» — Рәб Саулни җаһил ешәккә охшитиду. Ешәкни егиси зихлиғанда маңмай қийиқ атса техиму азап тартиду, әлвәттә. Саулниң виҗдани шуниңға охшаш Рәбниң бәндилиригә яманлиқ қилғанлиғи түпәйлидин санҗилған болса керәк.
15 Мән: — «И Рәб, сән кимсән?» дәп сорисам, Рәб маңа: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйсадурмән! 16 Әнди орнуңдин тур; чүнки Мән сени сән көргән ишларға һәмдә Өзүм саңа аян қилинғинимда көридиған ишларға ғәзничи ғоҗидар вә гувалиқ бәргүчи болушқа тикләш үчүн, саңа аян болдум. «Өзүм саңа аян қилинғинимда көридиған ишларға ғәзничи ғоҗидар вә гувалиқ бәргүчи болушқа тикләш үчүн, саңа аян болдум» — «ғәзничи ғоҗидар» немини көрситиду? Демәк, Саул Мәсиһ униңға тапшурған вә тапшуридиған вәһийләрни вә калам-созни сақлашқа мәсъул болған «ғәзничи» яки «аманәтчи» болиду вә кәлгүсидә бу һәқиқәтләрни барлиқ җамаәтләргә йәткүзүш хизмитидә болиду. 17-18 Мән сени өз хәлқиңниң һәм әлләрниң қолидин қутқузимән — чүнки мән сени ят әлликләрниң көзлирини ечип, уларниң қараңғулуқтин йоруқлуққа, Шәйтанниң илкидин Худаға бағлинишқа бурулуши үчүн уларниң арисиға әвәтимән. Шуниң билән улар гуналириниң кәчүрүмигә, шундақла Маңа етиқат қилиш арқилиқ пак-муқәддәс қилинғанларниң арисида мирасқа муйәссәр болиду» — деди.Йәш. 60:1.
19 Шуңа, и Агриппа алийлири, мән әрштин кәлгән бу ғайипанә көрүнүшкә итаәтсизлик қилмидим. 20 Бәлки алди билән Дәмәшқ хәлқигә, андин Йерусалим шәһиридикиләргә, пүтүн Йәһудийә өлкисидикиләргә һәмдә ят әлликләргиму, «Товва қилип, Худаға бағлиниңлар, шундақла товва қилишқа уйғун әмәлләрни көрситиңлар» дәп җакалап хәвәр йәткүзүп кәлдим. Рос. 9:19,28; 22:17,21. 21 Бу ишлар түпәйлидин Йәһудийлар мени ибадәтхана һойлисида тутуп, муштлап өлтүрүвәтмәкчи болушти. Рос. 21:30. 22 Лекин бүгүнгичә Худаниң ярдәм-мәдитигә муйәссәр болуп мән чиң туруватимән, төвәндикиләр болсун жуқуридикиләр болсун һәммәйләнгә гувалиқ берип кәлдим. Гувалиғим дәл пәйғәмбәрләр һәм Муса өзи бешарәт қилип ейтқанлиридин башқа нәрсә әмәс — 23 демәк, Мәсиһ җәзмән азап-оқубәт чекип, тунҗа болуп өлүмдин тирилгүчи болуп Йәһудий хәлқигә һәм пүткүл әлләргиму йоруқлуқ җакалайду.Йәш. 60:1-3, 19, 20
24 Павлус бу ишларни ейтип өзини шундақ ақлаш җававини бәргәндә, Фестус жуқури аваз билән униңға:
— Павлус, сараң болупсән! Билимиңниң көплиги әқлиңни аздурупту! — деди.
25 Лекин Павлус: — Сараң әмәсмән, и Фестус җанаблири, мән бәлки һәқиқәткә уйғун һәм салмиқи бар сөзләрни җар қилимән. 26 Чүнки Агриппа алийлириниң бу ишлардин хәвири бар. Мән униңға жүрәклик билән очуқ сөзләватимән, чүнки бу ишларниң һеч қайсисиниң униңдин йошурун әмәслигигә ишинимән. Чүнки бу иш булуң-пучқақларда қилинған әмәс!«Чүнки бу иш булуң-пучқақларда қилинған әмәс!» — «бу иш» — Мәсиһниң тартқан азап-оқубәтири, өлүми вә тирилиши, демәк.
27 — Әй Агриппа алийлири, өзлири пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириға ишинәмдила? Мән ишинидиғанлиқлирини билимән! — деди.
28 Агриппа Павлусқа:
— Сән мени мошунчилик қисқиғина вақитта христиан болушқа қайил қилмақчимусән? — деди.«Сән мени мошунчилик қисқиғина вақитта христиан болушқа қайил қилмақчимусән?» — «христиан» тоғрилиқ 11:26дики изаһатни көрүң.
29 Павлус:
— Мәйли қисқа вақит ичидә яки узун вақитта болсун, пәқәт өзлириниң әмәс, бәлки бүгүн сөзүмни аңлиғучиларниң һәммиси маңа охшаш болғай (пәқәт мәндики зәнҗирләр силәрдә болмисун!) дәп Худадин тиләймән, — деди.«мәйли қисқа вақит ичидә яки узун вақитта болсун ... бүгүн сөзүмни аңлиғучиларниң һәммиси маңа охшаш болғай...» — Павлусниң уларни ниҗатлиққа еришсун дәп өзиниң керәк болса узун вақитқичә сөзлигәнлигигә рази болғанлиғини көрситиватиду.  1Кор. 7:7.
30 Шуниң билән Агриппа хан, шундақла валий, Бәрники вә улар билән биллә олтарғанлар орунлиридин туруп, 31 залдин чиқип, бир-биригә:
— Бу кишиниң өлүмгә яки түрмигә солашқа тегишлик һеч бир җинайити йоқ екән! — дейишти.Рос. 23:9; 25:25.
32 Агриппа Фестусқа:
— Бу адәм Қәйсәргә мураҗиәт қилмиған болса, қоюп берилсә болидикәнтуқ! — деди.
 
 

26:6 Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24; Мик. 7:20.

26:8 «Халайиқ, Худа өлгәнләрни тирилдүрсә, немә үчүн ишинишкә болмайду, дәп қарайсиләр?» — демисәкму, Павлус көздә тутқан үмүт (7-айәтни көрүң) Худаниң вәдиси билән, Мәсиһ арқилиқ мәңгүлүк һаятқа тирилиштин ибарәт еди.

26:9 Рос. 8:3; 9:1; 22:4; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.

26:10 «улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә аваз қошқан едим» — «аваз қошқан едим» грек тилида «мән уларға қара таш ташлидим». Йәһудийлар арисида кона заманларда «аваз бериш» ақ яки қара бир ташни ташлаш билән билдүрүләтти.

26:11 «мән ... уларни ... күпүрлүк гәп қилишқа зорлиған едим» — «күпүрлүк гәп қилиш» мошу йәрдә мәнаси бәлким Мәсиһгә күпүрлүк сөз қилип, етиқаттин ваз кечишни көрситиши мүмкин.

26:14 «Сени зихлашларға қарши тәпмикиң сән үчүн тәс келиду!» — Рәб Саулни җаһил ешәккә охшитиду. Ешәкни егиси зихлиғанда маңмай қийиқ атса техиму азап тартиду, әлвәттә. Саулниң виҗдани шуниңға охшаш Рәбниң бәндилиригә яманлиқ қилғанлиғи түпәйлидин санҗилған болса керәк.

26:16 «Өзүм саңа аян қилинғинимда көридиған ишларға ғәзничи ғоҗидар вә гувалиқ бәргүчи болушқа тикләш үчүн, саңа аян болдум» — «ғәзничи ғоҗидар» немини көрситиду? Демәк, Саул Мәсиһ униңға тапшурған вә тапшуридиған вәһийләрни вә калам-созни сақлашқа мәсъул болған «ғәзничи» яки «аманәтчи» болиду вә кәлгүсидә бу һәқиқәтләрни барлиқ җамаәтләргә йәткүзүш хизмитидә болиду.

26:17-18 Йәш. 60:1.

26:20 Рос. 9:19,28; 22:17,21.

26:21 Рос. 21:30.

26:23 Йәш. 60:1-3, 19, 20

26:26 «Чүнки бу иш булуң-пучқақларда қилинған әмәс!» — «бу иш» — Мәсиһниң тартқан азап-оқубәтири, өлүми вә тирилиши, демәк.

26:28 «Сән мени мошунчилик қисқиғина вақитта христиан болушқа қайил қилмақчимусән?» — «христиан» тоғрилиқ 11:26дики изаһатни көрүң.

26:29 «мәйли қисқа вақит ичидә яки узун вақитта болсун ... бүгүн сөзүмни аңлиғучиларниң һәммиси маңа охшаш болғай...» — Павлусниң уларни ниҗатлиққа еришсун дәп өзиниң керәк болса узун вақитқичә сөзлигәнлигигә рази болғанлиғини көрситиватиду.

26:29 1Кор. 7:7.

26:31 Рос. 23:9; 25:25.