22
— Қериндашлар вә ата-бовилар! Әнди өзүмни ақлаш сөзлиримгә қулақ салғайсиләр, — деди.
Улар Павлусниң ибраний тилида сөзлигинини аңлап, техиму җим болушти. У сөзини давам қилди:
— Мән бир Йәһудий, Киликийәдики Тарсус шәһиридә туғулдум; лекин бу шәһәрдә беқип чоң қилиндим, Гамалийәлниң қол астида ата-бовилиримизға тапшурулған Тәврат қануниниң зир-зәвәрлирини қоймай үгинип тәлим-тәрбийә алдим. Мән силәрниң бүгүн болғиниңларға охшаш, Худа йолиға интайин қизғин едим.«Мән... Гамалийәлниң қол астида ата-бовилиримизға тапшурулған Тәврат қануниниң зир-зәвәрлирини қоймай үгинип тәлим-тәрбийә алдим» — оқурмәнләрниң есидә болса керәкки, Гамалийәл даңқи чиққан Тәврат өлимаси еди (5:24). Грек тилида «(Мән) Гамалийәлниң аяқлириниң алдида ... тәлим-тәрбийә алдим» дейилиду.  Рос. 5:34; 9:11; 21:39; 2Кор. 11:22 Мән бу йолдикиләрни һәтта өлтүрүшкичә зиянкәшлик қилип, уларни әр-аял демәй тутқун қилип зинданға салдурдум.«Мән бу йолдикиләрни һәтта өлтүрүшкичә зиянкәшлик қилип, уларни әр-аял демәй тутқун қилип зинданға салдурдум» — «бу йолдикиләрни» — Мәсиһ йолидикиләрни, демәкчи. Грек тилида пәқәт «бу йолни» дейилиду; тиңшиғучилар һәммиси униң «Мәсиһ Әйсаниң йоли»ниң гепини қиливатқинини билгән болатти.  Рос. 8:3; 9:1; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13. Бу тоғрилиқ баш каһин вә алий кеңәшмидики барлиқ ақсақалларму маңа гувачидур. Мән улардин Дәмәшқтики Йәһудий қериндашларға йезилған хәтләрни тапшурувелип, шу йәрдә туруватқан бу йолдикиләрни җазалаш үчүн, уларни тутқун қилип Йерусалимға апиримән дәп йолға чиққан едим. Әнди шундақ болдики, сәпәр қилип Дәмәшқкә йеқинлашқанда, чүшкә йеқин, туюқсиз асмандин күчлүк бир нур чүшүп, әтрапимни йорутувәтти.1Кор. 15:8; 2Кор. 12:2. Мән йәргә жиқилип кәттим, андин маңа: «Саул, Саул, Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән?» дегән авазни аңлидим. «И Рәб, сән кимсән?» дәп сорисам, У маңа: — «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Насарәтлик Әйсадурмән!» деди. Мән билән биллә меңиватқанлар у нурни көргән болсиму, лекин маңа қилған сөзләрни чүшәнмиди. «...лекин маңа қилған сөзләрни чүшәнмиди» — яки «... лекин маңа қилған сөзләрни аңлимапту». Бу адәмләр бир авазни аңлиди, лекин немә дәватқанлиғини билмиди (9:7ни көрүң).  Дан. 10:7. 10 Мән йәнә, «И Рәб, немә қилишим керәк?» дәп сорисам, Рәб маңа, «Орнуңдин тур, Дәмәшққә кир, шу йәрдә сән ада қилиш бекитилгән ишларниң һәммиси тоғрилиқ саңа ейтип берилиду!» деди. 11 Һелиқи нурниң җулалиғидин көзлирим көрмәс болуп қалди. Йенимдикиләр қолумдин йетәкләп, Дәмәшққә елип кирди.
12 У йәрдә Тәврат қануниға ихлас бағлиған, Дәмәшқтики барлиқ Йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр болған Ананияс исимлиқ бир киши бар еди. Рос. 9:17. 13 У келип, йенимда туруп: «Қериндаш Саул, бешиңни көтирип қара!» деди. Мән шуан бешимни көтирип қарап уни көрдум. 14 У маңа: «Ата-бовилиримизниң Худаси сени ирадисини билишиң, Һәққаний Болғучини көрүшүң вә униң ағзидин чиққан авазни аңлишиң үчүн аллиқачан таллиди. «аАта-бовилиримизниң Худаси сени ирадисини билишиң, Һәққаний болғучини көрүшүң вә униң ағзидин чиққан авазни аңлишиң үчүн аллиқачан таллиди» — «Һәққаний Болғучи» Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. 15 Чүнки сән пүтүн инсанлар алдида көргән-аңлиғанлириңға Униң гувачиси болисән! 16 Шундақ екән, сән йәнә немигә һаял болисән? Орнуңдин туруп, Униң намиға нида қилип чөмүлдүрүлүп, гуналириңни юғузғин!» деди.
17 Шундақ болдики, Йерусалимға қайтип кәлгинимдин кейин, ибадәтханида дуа қиливатқинимда, бир ғайипанә көрүнүш мени орувалди 18 вә Рәбниң маңа: «Чапсан бол, Йерусалимдин дәрһал кәт. Чүнки улар сениң маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду!» дәватқанлиғини көрдүм.Мат. 10:14.
19 Мән, «И Рәб, улар мениң Саңа етиқат қилғанларни зинданға солап, һәр бир синагогларға кирип уларни урғанлиғимни билиду. Рос. 22:4. 20 Сениң гувачиң болған Истипанниң қени төкүлгинидә, мәнму йенида туруп уни өлтүргәнләрниң қилмишлириға қошулуп, уларниң кийимлиригә қарап бәрдим!» — дедим. Рос. 7:58; 8:1. 21 Бирақ у маңа: «Кәткин! Сени жирақтики әлләргә әвәтимән!» — деди.Рос. 9:15; 13:2; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11.
22 Павлус мошу сөзни дегичә халайиқ униңға қулақ селивататти. Лекин буни аңлап улар авазини көтирип:
— Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти.«Лекин буни аңлап улар авазини көтирип: — Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти» — демисәкму, уларниң Павлус бу сөзини көтирәлмәслигиниң сәвәви, Худаниң сөз-каламини өзлири интайин пәс көридиған «ят әлләр»гә йәткүзүшкә һәргиз болмайду, дәйдиған көзқарашта еди.  Рос. 21:36.
23 Улар чирқиришип, чапан-йепинчилирини селип ташлап, топа-чаң соруватқанда, 24  миң беши Павлусни қәлъәгә елип кирип кетишкә әмир қиливиди, халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди. «Миң беши ... халайиқниң Павлусқа немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди» — «қамчилап сорақ қилиш» болса римлиқлар гуман қилған адәмләрни гунайи бар дәп һесаплап, «һәқиқәтни ениқлаш үчүн» уларни қийнаш билән сорақ қилатти (уларниң «қамча»лири көп тасмилиқ болуп, һәр тасмисиға һәртүрлүк төмүр-сүйәк парчилири бағланған еди). Амма римлиқ пухралар болса ундақ муамилидин халас еди. 25 Лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда, у йенида турған йүз бешиға:
— Бир Рим пухрасини җинайити бекитилмәйла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.«лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда...» — «ғулачлитип бағлиғанда»: Римлиқлар сораққа тартилғучини қамчилаш үчүн униң икки қолини бағлап ғуличини керип турғузиду.
Башқа бир хил тәрҗимиси «Павлусни тасмилар билән ғулачлатқанда,...».
26 Бу сөзни аңлиған йүз беши миң бешиниң алдиға берип:
— Сиз немә иш қилай дәватисиз? Чүнки у киши Рим пухраси екән! — деди.
27 Миң беши Павлусниң алдиға берип, униңдин:
— Маңа ейтқин, сән растинла Рим пухрасиму? — дәп сориди.
— Раст, деди у.
28 — Мән наһайити жуқури баһада мошу пухралиққа егә болдум, — деди миң беши.
Павлус:
Амма мән туғулушумдинла шундақ! — деди.
29 Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзлирини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти.«Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти» — 24-айәттики изаһатни көрүң. Рим пухралирини җинайити бекитмәйла бағлашму қанунсиз иш еди.
 
Павлусниң алий кеңәшмидә өзини ақлиши
30 Миң беши Йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайитиниң һәқиқий сәвәвини билиш үчүн, әтиси уни йешип, баш каһинлар вә пүтүн алий кеңәшмидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйруди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.
 
 

22:3 «Мән... Гамалийәлниң қол астида ата-бовилиримизға тапшурулған Тәврат қануниниң зир-зәвәрлирини қоймай үгинип тәлим-тәрбийә алдим» — оқурмәнләрниң есидә болса керәкки, Гамалийәл даңқи чиққан Тәврат өлимаси еди (5:24). Грек тилида «(Мән) Гамалийәлниң аяқлириниң алдида ... тәлим-тәрбийә алдим» дейилиду.

22:3 Рос. 5:34; 9:11; 21:39; 2Кор. 11:22

22:4 «Мән бу йолдикиләрни һәтта өлтүрүшкичә зиянкәшлик қилип, уларни әр-аял демәй тутқун қилип зинданға салдурдум» — «бу йолдикиләрни» — Мәсиһ йолидикиләрни, демәкчи. Грек тилида пәқәт «бу йолни» дейилиду; тиңшиғучилар һәммиси униң «Мәсиһ Әйсаниң йоли»ниң гепини қиливатқинини билгән болатти.

22:4 Рос. 8:3; 9:1; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.

22:6 1Кор. 15:8; 2Кор. 12:2.

22:9 «...лекин маңа қилған сөзләрни чүшәнмиди» — яки «... лекин маңа қилған сөзләрни аңлимапту». Бу адәмләр бир авазни аңлиди, лекин немә дәватқанлиғини билмиди (9:7ни көрүң).

22:9 Дан. 10:7.

22:12 Рос. 9:17.

22:14 «аАта-бовилиримизниң Худаси сени ирадисини билишиң, Һәққаний болғучини көрүшүң вә униң ағзидин чиққан авазни аңлишиң үчүн аллиқачан таллиди» — «Һәққаний Болғучи» Мәсиһни көрситиду, әлвәттә.

22:18 Мат. 10:14.

22:19 Рос. 22:4.

22:20 Рос. 7:58; 8:1.

22:21 Рос. 9:15; 13:2; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11.

22:22 «Лекин буни аңлап улар авазини көтирип: — Ундақ бир киши йәр йүзидин йоқитилсун! У тирик турушқа лайиқ әмәс! — дәп чуқан селишти» — демисәкму, уларниң Павлус бу сөзини көтирәлмәслигиниң сәвәви, Худаниң сөз-каламини өзлири интайин пәс көридиған «ят әлләр»гә йәткүзүшкә һәргиз болмайду, дәйдиған көзқарашта еди.

22:22 Рос. 21:36.

22:24 «Миң беши ... халайиқниң Павлусқа немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини ениқлаш үчүн ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйруди» — «қамчилап сорақ қилиш» болса римлиқлар гуман қилған адәмләрни гунайи бар дәп һесаплап, «һәқиқәтни ениқлаш үчүн» уларни қийнаш билән сорақ қилатти (уларниң «қамча»лири көп тасмилиқ болуп, һәр тасмисиға һәртүрлүк төмүр-сүйәк парчилири бағланған еди). Амма римлиқ пухралар болса ундақ муамилидин халас еди.

22:25 «лекин улар Павлусни қамчилаш үчүн ғулачлитип бағлиғанда...» — «ғулачлитип бағлиғанда»: Римлиқлар сораққа тартилғучини қамчилаш үчүн униң икки қолини бағлап ғуличини керип турғузиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «Павлусни тасмилар билән ғулачлатқанда,...».

22:29 «Шуниң билән, уни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал униңдин өзини чәткә алди. Миң бешиму униң Рим пухраси екәнлигини билип, уни бағлатқанлиғи түпәйлидин қорқуп кәтти» — 24-айәттики изаһатни көрүң. Рим пухралирини җинайити бекитмәйла бағлашму қанунсиз иш еди.