12
Павлусқа кәлгән вәһийләр
Әпсус, махтиниверишниң зөрүрийити бар. Гәрчә униң пайдиси болмисиму, мән Рәбдин кәлгән аламәт көрүнүшләр вә вәһийләр үстидә тохтилай. Мәсиһдә болған бир адәмни тонуймән; у он төрт жил илгири (тәндә болған һалдиму, яки тәндин ташқириму билмәймән, Худа билиду) үчинчи қат асманға көтирилди.«Мәсиһдә болған бир адәмни тонуймән» — бу адәм дәл Павлусниң өзи болуп, у Худа униңға бәргән вәһий вә ғайипанә аламәтләр билән махтинишни қилчә халимиған болуп, өзини төвән тутушқа тиришип, өзи тоғрилиқ «мән» демәй, «үчинчи шәхстә» сөзләйду. «у он төрт жил илгири ... үчинчи қат асманға көтирилди» — Тәврат-инҗил бойичә, пәқәт үч асман бар. Биринчи «һава», иккинчи «аләм бошлуғи», үчинчиси Худаниң һозуриниң өзидур.  Рос. 9:3; 22:17; 1Кор. 15:8. Мән шундақ бир кишини билимән (тәндә болған һалдиму, яки тәндин ташқириму билмәймән, Худа билиду) — у җәннәткә көтирилип, шу йәрдә тил билән ипадилигили болмайдиған, инсанларниң дейиши мәнъий қилинған әҗайип ишларни аңлиди. Шундақ бир адәм билән махтинимән, өзүм һәққидә болса аҗизлиқмдин башқа бирәр иш билән махтанмаймән. «өзүм һәққидә болса аҗизлиқмдин башқа бирәр иш билән махтанмаймән» — «аҗизлиқмдин» грек тилида «аҗизлиқлиримдин». 6-7 Һәтта махтинай десәмму ахмақ һесапланмаймән; чүнки мән һәқиқәтни ейтқан болаттим; амма бириси мәндә көргинидин яки мән тоғрилиқ аңлиғинидин мени (маңа ашкариланған вәһийләрниң ғайәт зор улуқлуғи түпәйлидин) жуқури ойлап қалмисун дәп өзүмни махтиништин жиғдим. Мошу вәһийләрниң зор улуқлуғи түпәйлидин көрәңләп кәтмәслигим үчүн әтлиримгә санҗилған бир тикән, йәни мени уруп турсун дәп Шәйтанниң бир әлчиси маңа тәқсим қилинған; буниң мәхсити, мениң көрәңләп кәтмәслигим үчүндур.«мошу вәһийләрниң зор улуқлуғи түпәйлидин көрәңләп кәтмәслигим үчүн әтлиримгә санҗилған бир тикән ... маңа тәқсим қилинған» — «тикән»ниң көчмә мәнаси бар, әлвәттә. «... мени уруп турсун дәп Шәйтанниң бир әлчиси маңа тәқсим қилинған» — грек тилида «Шәйтанниң бир пәриштиси». «әлчи» вә «пәриштә» дегәнләр әмәлийәттә бир гәп. Буниң тоғрисида у мәндин кәтсун дәп Рәбгә үч қетим йелиндим; лекин У маңа: «Мениң меһри-шәпқитим саңа йетәрлик; чүнки Мениң күч-Қудритим инсанниң аҗизлиғида толуқ әмәлгә ашурулиду» — деди. Шуңа мән Мәсиһниң күч-қудрити вуҗудумда турсун дәп аҗизлиқлиримдин махтинишни техиму хушлуқ билән талливалимән; 10 шуңа мән Мәсиһ үчүн аҗизлиқларни, һақарәтләрни, қийинчилиқларни, зиянкәшликләрни вә азап-оқубәтләрни хурсәнлик дәп билимән. Чүнки қачан аҗиз болсам, шу чағда күчлүк болимән.«Чүнки қачан аҗиз болсам, шу чағда күчлүк болимән» — Павлус аҗиз болғинида Мәсиһкә техиму тайиниду, шуниң билән күчлүк болиду; һәммимизму шундақ болушимиз керәк.
 
Павлусниң Коринттики җамаәткә көңүл бөлүши
11 Мән махтинип дәрвәқә ахмақ болуп қалдим! Лекин өзүңлар мени буниңға мәҗбур қилдиңлар. Әмәлийәттә әслидә мән силәр тәрипиңлардин тәриплинишим керәк болатти; чүнки һеч әрзимәс болсамму, мән һелиқи «қалтис улуқ расуллар»дин һеч тәрәптә һеч ишта кам әмәсмән. 1Кор. 15:10. 12 Дәрвәқә мән араңларда болған чағда расулниң бешарәтлик аламәтлири, һәртәрәплик чидам-сәвирчанлиқ ичидә мөҗизилик аламәтләр, карамәтләр һәм қудрәтлик мөҗизиләр билән әмәлдә көрситилгән. 1Кор. 9:2. 13 Силәрни башқа җамаәтләрдин қайси тәрәптә төвән орунға қойдум? — пәқәтла өзүмни силәрниң үстүңләргә жүк қилип артип қоймиғиним биләнму?! Мениң бу адаләтсизлигимни әпу қилғайсиләр! «Мениң бу адаләтсизлигимни әпу қилғайсиләр!» — «адаләтсизлик» интайин кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә — бу сөз Павлусниң улардин һеч еқтисадий ярдәм тәләп қилмай, уларға хуш хәвәрни һәқсиз йәткүзгәнлигини көрситиду. Униң жуқурида әсләткинидәк, у Коринтта хуш хәвәрниң хизмитидә болғинида, башқа җамаәтләр униңға ярдәм пулини әвитип бәрди.  1Кор. 9:12; 2Кор. 11:9. 14 Мана, һазир йениңларға үчинчи қетим беришқа тәйярмән, шуниң билән силәргә һеч жүк еғиримни салғум йоқ. Чүнки издигиним егилигиңлар әмәс, бәлки өзүңлардур; пәрзәнтлири ата-анилар үчүн әмәс, бәлки ата-анилар пәрзәнтлири үчүн мал-мүлүк жиғиши керәк. «Чүнки издигиним егилигиңлар әмәс, бәлки өзүңлардур» — «издигиним» — Инҗил, «Луқа» 19:10ни көрүң.  Рос. 20:33. 15 Әнди җениңлар үчүн егилигимдин хушлуқ билән сәрп қилимән һәмдә өзүмни сәрп қилимән — гәрчә мән силәрни қанчә сөйгәнсери мән шунчә аз сөйүлсәмму. 2Кор. 6:12. 16 Әнди шундақ болғини билән, мән силәргә һеч жүк болған әмәсмән; бирақ һелигәрлик қилип, мән силәрни баблап қойдум! «мән силәргә һеч жүк болған әмәсмән; бирақ һелигәрлик қилип, мән силәрни баблап қойдум!» — бизниңчә бу йәнә тапа-тәнә, интайин кинайилик гәп. Павлус Коринтлиқларни роһий җәһәттин қувәтлимәкчи болуп, өзи уларниң ейниға бармай (Коринтлиқлар бәлким униң ярдәм-хизмитини рәт қилған болатти), бәлки өзигә охшаш башқа көйүмчан қериндашларни өз орниға әвәтти (17-айәтни көрүң).
Лекин башқилар мошу айәт: «бәзиләр мени һейлигәрлик қилип, ялған сөзләп, силәрдин нәп үндүрүвалиду, дейишип жүриду» дәп тәрҗимә қилиду.
17 Әҗәба, мән силәргә әвәткән адәмләрниң бирәрси арқилиқ силәрдин нәп алдимму?! 18 Мән Титусни силәрниң йениңларға беришқа үндидим вә йәнә һелиқи қериндашниму униң билән биллә әвәттим. Титусниң силәрдин нәп елип баққан йери барму? Биз иккилән охшаш бир роһта жүриватмамдуқ? Бизниң басқан изимиз охшаш әмәсмикән?
19 Яки силәр әзәлдин бизни «Улар алдимизда өзлирини ақлап келиватиду» дәп ойлаватамсиләр? Иш ундақ әмәс. Биз пәқәт Мәсиһдә болуп Худа алдида сөзләватимиз; қиливатқан һәммә ишлар, и сөйүмлүклирим, силәрниң етиқатиңларни қуруш үчүндур. «...силәрниң етиқатиңларни қуруш үчүндур» — грек тилида: «...силәрни қуруш үчүндур». «Адәмни қуруш» тоғрилиқ «Римлиқларға»дики кириш сөзниму көрүң. 20 Чүнки мән йениңларға барғинимда, силәрниң үмүт қилған йеримдин чиқмай қелишиңлардин, өзүмниңму силәрниң үмүт қилған йериңлардин чиқмай қелишимдин, йәни араңларда ғовға-җедәл, һәсәтхорлуқ, ғәзәп-нәпрәт, мәнмәнчилик, төһмәтхорлуқ, ғәйвәтхорлуқ, тәкәббурлуқ вә паракәндичиликләр болармекин дәп әнсирәймән; 21 — бу қетим силәрниң йениңларға барғинимда, араңлардики гуна садир қилип, таки бүгүнгә қәдәр өткүзгән напаклиқ, бузуқлуқ вә шәһваний ишлардин техи товва қилмиған нурғун адәмләрниң сәвәвидин Худайим мени алдиңларда төвән қилип қоярмекин, шуларниң қилмишлири түпәйлидин матәм тутмай туралмаймәнмекин, дәп әнсирәймән.«Худайим мени алдиңларда төвән қилип қоярмекин...» — «алдиңларда», башқа бир хил тәрҗимиси «силәр түпәйлидин». Бәлким иккила хил тәрҗимиси тоғридур. «... техи товва қилмиған нурғун адәмләрниң сәвәвидин Худайим мени алдиңларда төвән қилип қоярмекин, шуларниң қилмишлири түпәйлидин матәм тутмай туралмаймәнмекин, дәп әнсирәймән» — Павлус, Коринтлиқларниң техи қәтъийлик билән товва қилип бақмиған гуналири түпәйлидин йәнә хиҗил болуп қалимән, дәп әнсирәйду.
 
 

12:2 «Мәсиһдә болған бир адәмни тонуймән» — бу адәм дәл Павлусниң өзи болуп, у Худа униңға бәргән вәһий вә ғайипанә аламәтләр билән махтинишни қилчә халимиған болуп, өзини төвән тутушқа тиришип, өзи тоғрилиқ «мән» демәй, «үчинчи шәхстә» сөзләйду. «у он төрт жил илгири ... үчинчи қат асманға көтирилди» — Тәврат-инҗил бойичә, пәқәт үч асман бар. Биринчи «һава», иккинчи «аләм бошлуғи», үчинчиси Худаниң һозуриниң өзидур.

12:2 Рос. 9:3; 22:17; 1Кор. 15:8.

12:5 «өзүм һәққидә болса аҗизлиқмдин башқа бирәр иш билән махтанмаймән» — «аҗизлиқмдин» грек тилида «аҗизлиқлиримдин».

12:6-7 «мошу вәһийләрниң зор улуқлуғи түпәйлидин көрәңләп кәтмәслигим үчүн әтлиримгә санҗилған бир тикән ... маңа тәқсим қилинған» — «тикән»ниң көчмә мәнаси бар, әлвәттә. «... мени уруп турсун дәп Шәйтанниң бир әлчиси маңа тәқсим қилинған» — грек тилида «Шәйтанниң бир пәриштиси». «әлчи» вә «пәриштә» дегәнләр әмәлийәттә бир гәп.

12:10 «Чүнки қачан аҗиз болсам, шу чағда күчлүк болимән» — Павлус аҗиз болғинида Мәсиһкә техиму тайиниду, шуниң билән күчлүк болиду; һәммимизму шундақ болушимиз керәк.

12:11 1Кор. 15:10.

12:12 1Кор. 9:2.

12:13 «Мениң бу адаләтсизлигимни әпу қилғайсиләр!» — «адаләтсизлик» интайин кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә — бу сөз Павлусниң улардин һеч еқтисадий ярдәм тәләп қилмай, уларға хуш хәвәрни һәқсиз йәткүзгәнлигини көрситиду. Униң жуқурида әсләткинидәк, у Коринтта хуш хәвәрниң хизмитидә болғинида, башқа җамаәтләр униңға ярдәм пулини әвитип бәрди.

12:13 1Кор. 9:12; 2Кор. 11:9.

12:14 «Чүнки издигиним егилигиңлар әмәс, бәлки өзүңлардур» — «издигиним» — Инҗил, «Луқа» 19:10ни көрүң.

12:14 Рос. 20:33.

12:15 2Кор. 6:12.

12:16 «мән силәргә һеч жүк болған әмәсмән; бирақ һелигәрлик қилип, мән силәрни баблап қойдум!» — бизниңчә бу йәнә тапа-тәнә, интайин кинайилик гәп. Павлус Коринтлиқларни роһий җәһәттин қувәтлимәкчи болуп, өзи уларниң ейниға бармай (Коринтлиқлар бәлким униң ярдәм-хизмитини рәт қилған болатти), бәлки өзигә охшаш башқа көйүмчан қериндашларни өз орниға әвәтти (17-айәтни көрүң). Лекин башқилар мошу айәт: «бәзиләр мени һейлигәрлик қилип, ялған сөзләп, силәрдин нәп үндүрүвалиду, дейишип жүриду» дәп тәрҗимә қилиду.

12:19 «...силәрниң етиқатиңларни қуруш үчүндур» — грек тилида: «...силәрни қуруш үчүндур». «Адәмни қуруш» тоғрилиқ «Римлиқларға»дики кириш сөзниму көрүң.

12:21 «Худайим мени алдиңларда төвән қилип қоярмекин...» — «алдиңларда», башқа бир хил тәрҗимиси «силәр түпәйлидин». Бәлким иккила хил тәрҗимиси тоғридур. «... техи товва қилмиған нурғун адәмләрниң сәвәвидин Худайим мени алдиңларда төвән қилип қоярмекин, шуларниң қилмишлири түпәйлидин матәм тутмай туралмаймәнмекин, дәп әнсирәймән» — Павлус, Коринтлиқларниң техи қәтъийлик билән товва қилип бақмиған гуналири түпәйлидин йәнә хиҗил болуп қалимән, дәп әнсирәйду.