13
Ахирқи агаһландуруш вә саламлар
Бу йениңларға үчинчи қетим беришим болиду. «Һәр бир һөкүм икки-үч гувачиниң ағзида испатлиниши керәк».«Һәр бир һөкүм икки-үч гувачиниң ағзида испатлиниши керәк» — бу Тәвратниң сөзи, шундақла Тәвраттики вә Инҗилдики муһим бир принсиптур. «Чөл.» 19:15, «Мат.» 18:16, «1Тим.» 5:19ни көрүң.  Чөл. 35:30; Қан. 17:6; 19:5; Мат. 18:16; Юһ. 8:17; Ибр. 10:28. 2-3 Мән илгири иккинчи қетим йениңларда болғинимда бурун гуна садир қилғанларға һәм қалған һәммиңларға шундақ ейтқан, һазирму силәрдин нери болсамму қайтидин алдин-ала агаһландуруп ейтимәнки (силәр Мәсиһниң мән арқилиқ сөзлигәнлигигә испат тәләп қилип келиватқиниңлар түпәйлидин), мән барғинимда һеч кимни айимаймән; дәрвәқә мән арқилиқ сөзләватқан Мәсиһ силәргә нисбәтән аҗиз әмәс, бәлки алдиңларда интайин қудрәтликтур;«һазирму силәрдин нери болсамму қайтидин алдин-ала агаһландуруп ейтимәнки... мән барғинимда һеч кимни айимаймән» — «һеч кимни айимаймән»: Павлус «1Кор.» 5-бапта, еғир гуна садир қилған бир киши үстидин «әтлири һалак қилинсун, шундақ болғанда роһи Рәб Әйсаниң күнидә қутқузулар, дәп Шәйтанға тапшурулсун» дегән һөкүмни чиқарған. Павлус мошу йәрдә көздә тутқини, гунаға патқан кишиләр охшаш һөкүмгә учриши мүмкин, демәкчи. У дәрвәқә аҗизлиқта крестләнгән болсиму, лекин Худаниң қудрити билән йәнила һаят. Бизму Униңда аҗиз болсақму, Худаниң силәргә қаратқан қудрити билән, Униңға бағлинип һаят яшаймиз.«Бизму Униңда аҗиз болсақму...» — бу әҗайип ибарә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. «...бизму Униңда аҗиз болсақму, Худаниң силәргә қаратқан қудрити билән, Униңға бағлинип һаят яшаймиз» — демәк, расуллар сирттин қариғанда аҗиз көрүнсиму (вә бәлким өзлирини аҗиз һес қилған болсиму) у Худаниң Коринтлиқлар арисида Өз қудритини көрситидиғанлиғиға ишиниду, шуниңға ишәши камил болуп, «Биз шу қудрәт билән хизмитиңларда күчлүк болимиз» дегәндәк болиду. Әнди өзүңларни етиқатта барму-йоқ дәп тәкшүрүп көрүңлар; өзүңларни синап беқиңлар! Силәр Әйса Мәсиһниң өзүңларда болғанлиғини (синақтин шаллинип қалмисаңлар!) билип йәтмәмсиләр?1Кор. 11:28. Әнди силәрниң бизниң синақтин шаллинип қалмиғанлиғимизни билип қелишиңларни үмүт қилимән.
Силәрниң һеч қандақ рәзиллик қилмаслиғиңлар үчүн Худаға дуа қилимиз; бу, бизниң синақтин өтти дәп қарилишимиз үчүн әмәс — һәтта синақтин өтмиди, дәп қаралсақму, мәйли — муһими силәрниң дурус болғанни қилишиңлар.«бу, бизниң синақтин өтти дәп қарилишимиз үчүн әмәс — һәтта синақтин өтмиди, дәп қаралсақму, мәйли — муһими силәрниң дурус болғанни қилишиңлар» — демәк, Коринтлиқлар рәзилликтин товва қилған болса, Павлус вә һәмкарлириниң хизмити үнүмлүк, мевилик вә шәрәплик көрүнүши мүмкин — лекин Павлусқа нисбәтән, муһими Коринтлиқларниң өзлириниң роһий әһвалидур. Бу наһайити улуқ сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Чүнки биз һәқиқәткә қарши һеч иш қилалмаймиз; немила қилсақ у бәрибир һәқиқәтни аян қилиду, халас.«Чүнки биз һәқиқәткә қарши һеч иш қилалмаймиз; немила қилсақ у бәрибир һәқиқәтни аян қилиду, халас» — бу интайин әһмийәтлик айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Биз һәқиқәткә зит ишларни қилмастин, һәқиқәт бойичә иш қилишимиз керәк».
Чүнки биз аҗиз болсақму, силәрниң күчлүк болғиниңлардин шатлинимиз. Шуниңдәк биз йәнә шуниңға дуа қилимизки, силәр камаләткә йәткүзүлгәйсиләр. «Чүнки биз аҗиз болсақму, силәрниң күчлүк болғиниңлардин шатлинимиз» — «күчлүк» вә «аҗиз» роһий тәрәптә ейтилған, әлвәттә. 10 Силәрниң йениңларға барғинимда Рәб маңа ғулитиш үчүн әмәс, бәлки етиқатни қуруш үчүн аманәт қилған һоқуқимни ишлитип силәргә қаттиқ қоллуқни көрсәтмәслигим үчүн, мән силәрдин жирақта болғинимда мошуларни яздим.2Кор. 10:8.
 
11 Әң ахирда, қериндашлар, шатлиниңлар; камаләткә йәткүзүлүңлар, риғбәт-тәсәллидә күчәйтилиңлар; бир ой, бир пикирдә болуңлар; енақ-хатирҗәмликтә өтүңлар; вә меһир-муһәббәт вә енақ-хатирҗәмликниң Егиси Худа силәр билән биллә болиду. «риғбәт-тәсәллидә күчәйтилиңлар» — мошу ибарә грек тилида бир сөз биләнла ипадилиниду. «меһир-муһәббәт вә енақ-хатирҗәмликниң Егиси Худа» — грек тилида: «меһир-муһәббәтниң һәм енақ-хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, У меһир-муһәббәт, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим меһир-муһәббәттә вә енақ-хатирҗәмликтә турғучи Худадур.  Рим. 12:16,18; 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; Ибр. 12:14; 1Пет. 3:8 12 Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар. Рим. 16:16; 1Кор. 16:20; 1Тес. 5:26; 1Пет. 5:14. 12b Барлиқ муқәддәс бәндиләрдин силәргә салам. 13 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң шапаити, Худаниң меһир-муһәббити вә Муқәддәс Роһниң һәмраһ-һәмдәмлиги силәргә яр болғай!

13:1 «Һәр бир һөкүм икки-үч гувачиниң ағзида испатлиниши керәк» — бу Тәвратниң сөзи, шундақла Тәвраттики вә Инҗилдики муһим бир принсиптур. «Чөл.» 19:15, «Мат.» 18:16, «1Тим.» 5:19ни көрүң.

13:1 Чөл. 35:30; Қан. 17:6; 19:5; Мат. 18:16; Юһ. 8:17; Ибр. 10:28.

13:2-3 «һазирму силәрдин нери болсамму қайтидин алдин-ала агаһландуруп ейтимәнки... мән барғинимда һеч кимни айимаймән» — «һеч кимни айимаймән»: Павлус «1Кор.» 5-бапта, еғир гуна садир қилған бир киши үстидин «әтлири һалак қилинсун, шундақ болғанда роһи Рәб Әйсаниң күнидә қутқузулар, дәп Шәйтанға тапшурулсун» дегән һөкүмни чиқарған. Павлус мошу йәрдә көздә тутқини, гунаға патқан кишиләр охшаш һөкүмгә учриши мүмкин, демәкчи.

13:4 «Бизму Униңда аҗиз болсақму...» — бу әҗайип ибарә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. «...бизму Униңда аҗиз болсақму, Худаниң силәргә қаратқан қудрити билән, Униңға бағлинип һаят яшаймиз» — демәк, расуллар сирттин қариғанда аҗиз көрүнсиму (вә бәлким өзлирини аҗиз һес қилған болсиму) у Худаниң Коринтлиқлар арисида Өз қудритини көрситидиғанлиғиға ишиниду, шуниңға ишәши камил болуп, «Биз шу қудрәт билән хизмитиңларда күчлүк болимиз» дегәндәк болиду.

13:5 1Кор. 11:28.

13:7 «бу, бизниң синақтин өтти дәп қарилишимиз үчүн әмәс — һәтта синақтин өтмиди, дәп қаралсақму, мәйли — муһими силәрниң дурус болғанни қилишиңлар» — демәк, Коринтлиқлар рәзилликтин товва қилған болса, Павлус вә һәмкарлириниң хизмити үнүмлүк, мевилик вә шәрәплик көрүнүши мүмкин — лекин Павлусқа нисбәтән, муһими Коринтлиқларниң өзлириниң роһий әһвалидур. Бу наһайити улуқ сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

13:8 «Чүнки биз һәқиқәткә қарши һеч иш қилалмаймиз; немила қилсақ у бәрибир һәқиқәтни аян қилиду, халас» — бу интайин әһмийәтлик айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Биз һәқиқәткә зит ишларни қилмастин, һәқиқәт бойичә иш қилишимиз керәк».

13:9 «Чүнки биз аҗиз болсақму, силәрниң күчлүк болғиниңлардин шатлинимиз» — «күчлүк» вә «аҗиз» роһий тәрәптә ейтилған, әлвәттә.

13:10 2Кор. 10:8.

13:11 «риғбәт-тәсәллидә күчәйтилиңлар» — мошу ибарә грек тилида бир сөз биләнла ипадилиниду. «меһир-муһәббәт вә енақ-хатирҗәмликниң Егиси Худа» — грек тилида: «меһир-муһәббәтниң һәм енақ-хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, У меһир-муһәббәт, хатирҗәмлик бәргүчи һәм Өзи һәрдайим меһир-муһәббәттә вә енақ-хатирҗәмликтә турғучи Худадур.

13:11 Рим. 12:16,18; 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; Ибр. 12:14; 1Пет. 3:8

13:12 Рим. 16:16; 1Кор. 16:20; 1Тес. 5:26; 1Пет. 5:14.