16
Павлусниң ахирқи саламлири
Кәнхриа шәһиридики җамаәтниң хизмәтчиси сиңлимиз Фибини силәргә тәвсийә қилип тонуштуримән; уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр, униң һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған.«уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр...» — «Рәбниң муһәббитидә» әйни грек тилида «Рәбдә» дегән сөз билән ипадилиниду. Мошу ибарә тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. «униң (йәни Фибиниң) һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған» — бу сөзләргә қариғанда Фиби өзи мәлум сәвәптин Римға сәпәр қилмақчи еди, шуниң билән Павлусниң бу салам хетини елип бариду. Мошундақ узун вә хәтәрлик сәпәр қилиш асан әмәс еди. Худаға вә Фибигә қолимизда һазир турған бу қиммәтлик хәт үчүн рәхмәт!
Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр«Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр...» — Приска (Прискила) вә ери Аквила хуш хәвәрниң көп хизмитини қилған («Рос.» 18:2, 26, «1Кор.» 16:19, «2Тим.» 4:19ни көрүң).  Рос. 18:2,26. (улар мени дәп өз һаятиниң хейим-хәтиригә қаримиди. Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур).«... Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур» — «әлләр»: ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. Уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәткиму салам ейтқайсиләр.
Асия өлкисидин Мәсиһкә етиқатта әң дәсләпки мевә болуп чиққан, сөйүмлүгүм Епәниткә салам ейтқайсиләр. Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрйәмгә салам ейтқайсиләр.
Мән билән зиндандаш болған, Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юняға салам ейтқайсиләр. Улар мәндин авал Мәсиһтә болған болуп, расуллар арисидиму абройлуқтур.«Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юня» — мошу йәрдики «қериндашлирим» йәнә «уруқ-туққанлирим» дегән мәнидиму болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «улар расулларниң қаришида бәк абройлуқ кишиләр».
Рәббимиздә болған сөйүмлүгүм Амплиятқа салам ейтқайсиләр.
Биз биргә ишлигән Мәсиһтә болған хизмәтдишимиз Урбанус вә сөйүмлүгүм Стахусларға салам ейтқайсиләр.
10 Синақлардин өткән, Мәсиһтә садиқ испатлинип кәлгән Апелисқа салам ейтқайсиләр. Аристовулусниң аилисидикиләргә салам ейтқайсиләр.
11 Йәһудий қериндишим Һеродийонға, Наркисниң аилисидикиләрдин Рәбдә болғанларға салам ейтқайсиләр.
12 Рәбниң хизмитидә җапа тартиватқан Трифена вә Трифоса ханимға салам ейтқайсиләр. Рәбниң хизмитидә нурғун җапа тартқан сөйүмлүк сиңлим Пәрсисқа салам ейтқайсиләр.
13 Рәбдә талланған Руфусқа вә униң маңиму ана болған анисиға салам ейтқайсиләр.
14 Асинкритус, Филигон, Һәрмис, Патробас, Һермас вә уларниң йенидики қериндашларға салам ейтқайсиләр.
15 Филологус вә Юляға, Нериус вә сиңлисиға, Олимпас вә уларниң йенидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам ейтқайсиләр.«Филологус вә Юля» — бәлким әр-аял.
16 Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар. Мәсиһниң һәммә җамаәтлиридин силәргә салам!1Кор. 16:20; 2Кор. 13:12; 1Тес. 5:26; 1Пет. 5:14.
 
Ахирқи несиһәт
17 Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә қарши чиққан, араңларда ихтилапларни пәйда қилидиған вә адәмни етиқат йолидин тейилдуридиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин нери болуңлар. Мат. 18:17; Кол. 2:8; 2Тес. 3:6; 2Тим. 3:5; Тит. 3:10; 2Юһа. 10. 18 Бундақ кишиләр Рәббимиз Мәсиһкә әмәс, бәлки өз қарниға қул болиду; улар силиқ-сипайә гәпләр вә хушамәт сөзлири билән саддиларниң қәлбини аздуриду.Әз. 13:18; Фил. 3:19.
19 Силәрниң Рәбкә болған итаәтмәнлигиңлардин һәммәйлән хәвәр тапти. Шуңа әһвалиңлардин шатлинимән; шундақтиму, яхши ишлар җәһәттә ақил болушуңларни, яман ишларға нисбәтән надан болушуңларни халаймән. Мат. 10:16; 1Кор. 14:20. 20 Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа узун өтмәй Шәйтанни аяқ астиңларда йәнҗийду.
Рәббимиз Әйсаниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!«Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа» — әслий тилида «Аманлиқ-хатирҗәмликниң Худаси».
 
21 Хизмәтдишим Тимотий, Йәһудий қериндашлирим Лукюс, Ясон вә Соспатирлардин силәргә салам. Рос. 13:1; 16:1; 17:5; 20:4; Фил. 2:19; Кол. 1:1; 1Тес. 3:2; 1Тим. 1:2. 22 (ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән).«ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән» — расул Павлусниң көзи аҗиз болғачқа, адәттә ярдәмчигә хәтлирини яздуратти. Тәртий униң үчүн «Римлиқларға»ниң қәләм тәврәткүчиси (хатирилигүчи) болған еди.
23 Маңа вә өйидә дайим жиғилидиған пүтүн җамаәткә саһибханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ерастус силәргә салам йоллайду, қериндишимиз Кувартусму шундақ.Рос. 19:22; 2Тим. 4:20.
24 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай! Амин!
 
Дуа вә мәдһийә
25 Узун заманлардин буян сүкүттә сақлинип кәлгән сирниң вәһий қилиниши бойичә, мениң арқилиқ йәткүзүлгән бу хуш хәвәр, йәни Әйса Мәсиһниң җакалиниши билән силәрни мустәһкәмләшкә қадир Болғучиға шан-шәрәп болғай! Әф. 1:9; 3:9,20; Кол. 1:26; 2Тим. 1:10; Тит. 1:2; 1Пет. 1:20. 26 Сир болса инсанларни етиқаттики итаәтмәнлик йолиға елип бериш үчүн, мәңгү һаят Худаниң әмригә бенаән һәм беваситә һәм бурунқи пәйғәмбәрләрниң йезип қалдурғанлири арқилиқ, һазир барлиқ әлләргә вәһий қилинди; 27 шундақ қилған бирдин-бир дана Болғучи Худаға Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт болғай! Амин!

16:2 «уни муқәддәс бәндиләргә лайиқ Рәбниң муһәббитидә қобул қилип күтүвалғайсиләр...» — «Рәбниң муһәббитидә» әйни грек тилида «Рәбдә» дегән сөз билән ипадилиниду. Мошу ибарә тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. «униң (йәни Фибиниң) һәр қандақ ишта силәргә һаҗити чүшсә, униңға ярдәм қилғайсиләр. Чүнки у өзиму нурғун кишиләргә, җүмлидин маңиму чоң ярдәмчи болған» — бу сөзләргә қариғанда Фиби өзи мәлум сәвәптин Римға сәпәр қилмақчи еди, шуниң билән Павлусниң бу салам хетини елип бариду. Мошундақ узун вә хәтәрлик сәпәр қилиш асан әмәс еди. Худаға вә Фибигә қолимизда һазир турған бу қиммәтлик хәт үчүн рәхмәт!

16:3 «Мән билән биргә ишлигән, Мәсиһ Әйсада болған хизмәтдашлирим Приска билән Аквилаға салам ейтқайсиләр...» — Приска (Прискила) вә ери Аквила хуш хәвәрниң көп хизмитини қилған («Рос.» 18:2, 26, «1Кор.» 16:19, «2Тим.» 4:19ни көрүң).

16:3 Рос. 18:2,26.

16:4 «... Һәм ялғуз мәнла әмәс, бәлки әлләрдики барлиқ җамаәтләрму улардин миннәтдардур» — «әлләр»: ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду.

16:7 «Йәһудий қериндашлирим Андроникус вә Юня» — мошу йәрдики «қериндашлирим» йәнә «уруқ-туққанлирим» дегән мәнидиму болуши мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «улар расулларниң қаришида бәк абройлуқ кишиләр».

16:15 «Филологус вә Юля» — бәлким әр-аял.

16:16 1Кор. 16:20; 2Кор. 13:12; 1Тес. 5:26; 1Пет. 5:14.

16:17 Мат. 18:17; Кол. 2:8; 2Тес. 3:6; 2Тим. 3:5; Тит. 3:10; 2Юһа. 10.

16:18 Әз. 13:18; Фил. 3:19.

16:19 Мат. 10:16; 1Кор. 14:20.

16:20 «Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа» — әслий тилида «Аманлиқ-хатирҗәмликниң Худаси».

16:21 Рос. 13:1; 16:1; 17:5; 20:4; Фил. 2:19; Кол. 1:1; 1Тес. 3:2; 1Тим. 1:2.

16:22 «ушбу хәткә қәләм тәврәткүчи мәнки Тәртийму Рәбдә силәргә салам йоллаймән» — расул Павлусниң көзи аҗиз болғачқа, адәттә ярдәмчигә хәтлирини яздуратти. Тәртий униң үчүн «Римлиқларға»ниң қәләм тәврәткүчиси (хатирилигүчи) болған еди.

16:23 Рос. 19:22; 2Тим. 4:20.

16:25 Әф. 1:9; 3:9,20; Кол. 1:26; 2Тим. 1:10; Тит. 1:2; 1Пет. 1:20.