Колоссиликләргә
1
Расул Павлус Колосси шәһиридики җамаәткә язған мәктуп
1-2 Худаниң ирадиси билән Мәсиһ Әйсаниң расули болған мәнки Павлустин вә қериндаш Тимотийдин, Колосси шәһиридә туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни садиқ қериндашларға салам! Худа Атимиздин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә болғай!«Худа Атимиздин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә болғай!» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Худа Атимиз вә Рәб Әйса Мәсиһдин меһри-шәпқәт силәргә болғай!» дәп хатириләнгән.  Рим. 1:7; Гал. 1:3; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.
3-4 Биз Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин, силәр үчүн дуа қилғинимизда силәр үчүн әршләрдә сақлақлиқ үмүт түпәйлидин Рәб Әйса Мәсиһниң Худа-Атисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз;«Биз Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин... Рәб Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз;» — толуқ икки айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Рәб Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндилиригә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин, Рәб Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз. Бу етиқат вә муһәббитиңлар силәр үчүн әршләрдә сақлақлиқ үмүттин барлиққа кәлгән». Амма бизниңчә үмүт етиқаттин әмәс, әксичә етиқат үмүттин келиду. Бизниңчә Павлус уларниң келидиған бәхитини көзләп униң үчүн өзи шатлиниду.  Әф. 1:15; Фил. 1:3; 1Тес. 1:2; 2Тес. 1:3. Силәр илгири бу үмүт тоғрисида хуш хәвәрдики һәқиқәт сөзлири арқилиқ аңлиғансиләр;1Пет. 1:4. бу хуш хәвәр пүткүл җаһанға йетип келип мевә берип көпәймәкта, шундақла силәргиму йетип келип, силәр уни аңлап Худаниң меһри-шәпқитини һәқиқәтән билип йәткән биринчи күндин башлап у силәрдиму мевә берип көпийип бармақта;Мар. 4:8; Юһ. 15:16. силәр хуш хәвәрни сөйүмлүк ишдишимиз Әпафрастин үгәнгәнсиләр; у ярдимиздә Мәсиһниң садиқ хизмәтчисидур;«силәр хуш хәвәрни сөйүмлүк ишдишимиз Әпафрастин үгәнгәнсиләр» — «ишдишимиз» грек тилида «(Худаниң) қуллуғидики ишдишимиз» дегән уқумни билдүриду. Әпафрас Колоссидин кәлгән (4:12-айәтни көрүң). У Павлус вә хизмәтдашлириға ярдәм бәргәнлиги үчүн, Павлус тәкәллуп билән униң ярдимини Колоссидики җамаәтниң ярдими дәп қарайду. Бәзи кона көчүрмиләрдә: «у силәрниң ярдимиңларда Мәсиһниң садиқ хизмәчтисидур» дейилиду.  Кол. 4:12; Флм. 23. у бизгә силәрниң Роһта болған муһәббитиңларни аян қилди.«у бизгә силәрниң роһта болған муһәббитиңларни аян қилди» — «Роһ» мошу йәрдә Худаниң Муқәддәс Роһи.
Бу сәвәптин бизму буниң тоғрисида аңлиған күндин башлап силәр үчүн дуа қилип илтиҗа қилишни тохтатмидуқ; тиләйдиғинимиз шуки, Худаниң ирадиси һәртәрәплик даналиқ вә роһий йорутулуш билән силәрдә толуқ билдүрүлсун. 1Кор. 1:5; Әф. 1:15. 10 Шундақ болғанда силәр Рәбгә лайиқ һалда һәртәрәптә Худани хурсән қилип, һәр қандақ гөзәл ишларда мевә бәргәндә, Худани һәқиқий билишиңлар арқилиқ өсүп йетилисиләр; Яр. 17:1; Юһ. 15:16; 1Кор. 7:20; Әф. 4:1; Фил. 1:27; 1Тес. 2:12. 11-12 бизни муқәддәс бәндиләрниң йоруқлуқта болған мирасиға муйәссәр болушқа лайиқ қилған Атиға тәшәккүр ейтип, Униң шан-шәрәплик қудрити бойичә һәртәрәплик күч билән һәр ишларда шатлиққа толуп чидамлиқ вә сәвир-тақәтлик болушқа күчләндүрүлисиләр. 13 У бизни қараңғулуқниң һөкүмранлиғидин азат қилип, сөйгән Оғлиниң падишалиғиға йөткәп қойди; «У бизни қараңғулуқниң һөкүмранлиғидин азат қилип, сөйгән оғлиниң падишалиғиға йөткәп қойди» — «қараңғулуқниң һөкүмранлиғи» җин-шәйтанларниң илкини көрситиду.  Мат. 3:17; 17:5; Әф. 2:4; 1Тес. 2:12; 2Пет. 1:17. 14 Униңда һөрлүк-азатлиққа, йәни гуналиримиздин кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ. «Униңда һөрлүк-азатлиққа, йәни гуналиримиздин кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ» — «Униңда» мошу йәрдә «Мәсиһдә» дегәнни көрситиду.  Рос. 20:28; Әф. 1:7; Ибр. 9:14; 1Пет. 1:19. 15 У болса көрүнмәс Худаниң сүрәт-образидур, пүткүл каинаттики тунҗидур; «У болса көрүнмәс Худаниң сүрәт-образидур, пүткүл каинаттики тунҗидур» — грек тилида мошу йәрдики «тунҗи» адәттә «биринчи болуп туғулған»ни көрситиду. Сөзниң толуқ мәнаси төвәндики 16-17-айәттә көрүлиду; Мәсиһ: (1) пүтүн аләм ичидә биринчи орунда туриду; (2) вә аләмниң һәммисидин бурун болған; (3) аләмгә охшаш «яритилған» әмәс, бәлки әсли Худа Атиси билән биллә мәвҗут болған. Бу 16-20-айәтләрниң мәхсити Мәсиһниң улуқлуғини көрситиш үчүндур.  2Кор. 4:4; Фил. 2:6; Ибр. 1:3; Вәһ. 3:14. 16 чүнки Униңда барлиқ мәвҗудатлар, асмандики болсун, зиминдики болсун, көрүнидиған болсун, көрүнмәс болсун, мәйли тәхтләр, ғоҗайинлар, һөкүмранлиқлар, һоқуқдарлар болсун, барлиқ һәммә Униң тәрипидин вә Униң үчүн яритилғандур. Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Юһ. 1:3; Әф. 3:9; Ибр. 1:2.
17 У һәммидин бурундур, вә һәммә мәвҗудатлар Униңда бир-биригә бағлинип турмақта; «У һәммидин бурундур, вә һәммә мәвҗудатлар униңда бир-биригә бағлинип турмақта» — «У һәммидин бурундур» дегән сөз вақит тәрипидин һәм улуқлуқ-муһимлиқ тәрипидинму ейтилиду. 18 У йәнә тәнниң, йәни җамаәтниң бешидур; у башлиништур, өлгәнләрдин тунҗа болуп тирилгүчидур; буниңдики мәхсәт, Униң пүткүл мәвҗудатлар ичидә һәр җәһәттин әң үстүн орунда туруши үчүндур. «У йәнә тәнниң, йәни җамаәтниң бешидур; у башлиништур, өлгәнләрдин тунҗа болуп тирилгүчидур; буниңдики мәхсәт, униң пүткүл мәвҗудатлар ичидә һәр җәһәттин әң үстүн орунда туруши үчүндур» — грек тилида мошу айәттики «тунҗи» 15-айәттики «тунҗи»ға охшаш сөздур; адәттә «биринчи болуп туғулған»ни көрситиду.  1Кор. 15:20; Әф. 1:22; 4:15; 5:23; Вәһ. 1:5. 19 Чүнки Худа Өзиниң мукәммәл җәвһирини Униңда турғузушқа, «Чүнки Худа Өзиниң мукәммәл җәвһирини униңда турғузушқа, ... (20) вә Униң арқилиқ ... Өзи билән әпләштүрүшкә...» — сөзмусөз тәрҗимә қилсақ: «Чүнки (Худаниң) барлиқ мукәммәл җәвһирини униңда турушқа лайиқ көргән, (20) вә Униң арқилиқ ... Өзи билән әпләштүрүшкә...».  Юһ. 1:14,16; Кол. 2:9. 20 вә Униң арқилиқ барлиқ мәвҗудатларни Өзи билән әпләштүрүшкә лайиқ көргән еди, йәни, Униң кресттә төкүлгән қени арқилиқ енақлиқ елип кәлгәндин кейин, — У арқилиқ мәйли зиминда болсун, әршләрдә болсун барлиқ мәвҗудатларни Өзи билән әпләштүрүшкә лайиқ көргән еди; «Униң кресттә төкүлгән қени арқилиқ» — Грек тилида «Униң крестидики қан арқилиқ».  Йәш. 9:6; Юһ. 16:33; Рос. 10:36; Рим. 5:1; 2Кор. 5:18; Әф. 2:14; 1Юһа. 4:10. 21-22 вә әслидә рәзил әмәллириңлар түпәйлидин Өзигә ят қилинған, көңлүңларда дүшмәнлик болған силәрниму, У Өз әтлик тенидә өлүм арқилиқ Өзигә пак-муқәддәс, әйипсиз вә дағсиз һазир қилиш үчүн Өзи билән әп қилған «...силәрниму, У Өз әтлик тенидә өлүм арқилиқ Өзигә пак-муқәддәс, әйипсиз вә дағсиз һазир қилиш үчүн Өзи билән әп қилған...» — «Униң әтлик тени» Мәсиһниң һәқиқий инсан екәнлигини тәкитләйду.  Луқа 1:75; Әф. 1:4; 5:27; 2Тим. 1:9; Тит. 2:12. 23 (әгәр силәр етиқатта һул селинип мустәһкәм туруп, хуш хәвәрдики үмүттин нери қилинмисаңлар); бу хуш хәвәр пүткүл асман астидики каинатта җакаланған; мәнки Павлус Униңға хизмәтчи қилиндим.«әгәр силәр етиқатта һул селинип мустәһкәм туруп, хуш хәвәрдики үмүттин нери қилинмисаңлар» — мошу сөзләр адәмләрни ниҗатқа ериштүрүшниң шәртини әмәс, бәлки адәмләрдә ниҗатниң мәвҗут болғанлиғиниң аддий испатини көрситиду.  Юһ. 15:6.
24 Әнди мән силәр үчүн тартқан җапалирим үчүн шатлинимән, вә шуниңдәк Мәсиһниң җапалирида кам болғанлирини өз әтлиримдә Униң тени, йәни җамаәт үчүн толуқлаймән; «Әнди мән силәр үчүн тартқан җапалирим үчүн шатлинимән, вә шуниңдәк Мәсиһниң җапалирида кам болғанлирини өз әтлиримдә Униң тени, йәни җамаәт үчүн толуқлаймән» — биз бу сирлиқ баян үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; 2Кор. 7:4; Әф. 3:13; 4:12; 5:23; Фил. 2:17; 2Тим. 2:10. 25 мән җамаәт үчүн Худаниң сөз-каламиға әмәл қилиш үчүн Униң маңа силәрни дәп тапшурған ғоҗидарлиғи бойичә хизмәтчи қилиндим; «мән җамаәт үчүн Худаниң сөз-каламиға әмәл қилиш үчүн» — яки «мән сөз-каламини толуқ җакалаш үчүн» яки «мән сөз-каламини һәммигә җакалаш үчүн». Бизниңчә Павлусниң көздә тутқини өзиниң (вә башқиларниң) «Инҗилдики сир»ни җакалиши билән җамаәтниң сани толуқ болуп, җамаәт Худаниң толуқ вәһийисигә муйәссәр болиду вә бу хуш хәвәрниң мәхсити әмәлгә ашурулиду.  Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; 2Тим. 1:10; Тит. 1:3; 1Пет. 1:20. 26 бу сөз-каламидики сир барлиқ әсирләрдин вә дәвирләрдин йошурун тутулған, амма һазир муқәддәс бәндилиригә ашкариланди; Мат. 13:11. 27 чүнки Худа уларға әлләр арисида әмәлгә ашурулуватқан бу сирниң шәрәплик байлиқлирини билдүрүшни халиди; бу сир болса шан-шәрәпкә елип барғучи үмүт болған, силәрдә туруватқан Мәсиһниң Өзидур. «чүнки Худа уларға әлләр арисида әмәлгә ашурулуватқан бу сирниң шәрәплик байлиқлирини билдүрүшни халиди» — «әлләр» болса «ят әлләр», «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду.  2Кор. 2:14; 1Тим. 1:1. 28 Биз уни җакалаймиз, һәр бир адәмни Мәсиһдә камаләткә йәткән һалда Худа алдида һазир қилиш үчүн барлиқ даналиқ билән һәр бир адәмгә җекиләймиз, һәр бир адәмгә тәлим беримиз. 29 Мән шуниңға интилип, Униң вуҗудумда ишлигини бойичә күрәш қилип җапа тартимән; Униң вуҗудумда ишлигини дәрвәқә толиму зордур.«Мән шуниңға интилип, Униң вуҗудумда ишлигини бойичә күрәш қилип җапа тартимән; Униң вуҗудумда ишлигини дәрвәқә толиму зордур» — «күрәш» дегәнлик грек тилида «агон» дейилиду. «Агон» тоғрилиқ «Филиппийлиқларға»дики қошумчә сөз»имизни көрүң.
 
 

1:1-2 «Худа Атимиздин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә болғай!» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «Худа Атимиз вә Рәб Әйса Мәсиһдин меһри-шәпқәт силәргә болғай!» дәп хатириләнгән.

1:1-2 Рим. 1:7; Гал. 1:3; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.

1:3-4 «Биз Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин... Рәб Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз;» — толуқ икки айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Рәб Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндилиригә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин, Рәб Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз. Бу етиқат вә муһәббитиңлар силәр үчүн әршләрдә сақлақлиқ үмүттин барлиққа кәлгән». Амма бизниңчә үмүт етиқаттин әмәс, әксичә етиқат үмүттин келиду. Бизниңчә Павлус уларниң келидиған бәхитини көзләп униң үчүн өзи шатлиниду.

1:3-4 Әф. 1:15; Фил. 1:3; 1Тес. 1:2; 2Тес. 1:3.

1:5 1Пет. 1:4.

1:6 Мар. 4:8; Юһ. 15:16.

1:7 «силәр хуш хәвәрни сөйүмлүк ишдишимиз Әпафрастин үгәнгәнсиләр» — «ишдишимиз» грек тилида «(Худаниң) қуллуғидики ишдишимиз» дегән уқумни билдүриду. Әпафрас Колоссидин кәлгән (4:12-айәтни көрүң). У Павлус вә хизмәтдашлириға ярдәм бәргәнлиги үчүн, Павлус тәкәллуп билән униң ярдимини Колоссидики җамаәтниң ярдими дәп қарайду. Бәзи кона көчүрмиләрдә: «у силәрниң ярдимиңларда Мәсиһниң садиқ хизмәчтисидур» дейилиду.

1:7 Кол. 4:12; Флм. 23.

1:8 «у бизгә силәрниң роһта болған муһәббитиңларни аян қилди» — «Роһ» мошу йәрдә Худаниң Муқәддәс Роһи.

1:9 1Кор. 1:5; Әф. 1:15.

1:10 Яр. 17:1; Юһ. 15:16; 1Кор. 7:20; Әф. 4:1; Фил. 1:27; 1Тес. 2:12.

1:13 «У бизни қараңғулуқниң һөкүмранлиғидин азат қилип, сөйгән оғлиниң падишалиғиға йөткәп қойди» — «қараңғулуқниң һөкүмранлиғи» җин-шәйтанларниң илкини көрситиду.

1:13 Мат. 3:17; 17:5; Әф. 2:4; 1Тес. 2:12; 2Пет. 1:17.

1:14 «Униңда һөрлүк-азатлиққа, йәни гуналиримиздин кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ» — «Униңда» мошу йәрдә «Мәсиһдә» дегәнни көрситиду.

1:14 Рос. 20:28; Әф. 1:7; Ибр. 9:14; 1Пет. 1:19.

1:15 «У болса көрүнмәс Худаниң сүрәт-образидур, пүткүл каинаттики тунҗидур» — грек тилида мошу йәрдики «тунҗи» адәттә «биринчи болуп туғулған»ни көрситиду. Сөзниң толуқ мәнаси төвәндики 16-17-айәттә көрүлиду; Мәсиһ: (1) пүтүн аләм ичидә биринчи орунда туриду; (2) вә аләмниң һәммисидин бурун болған; (3) аләмгә охшаш «яритилған» әмәс, бәлки әсли Худа Атиси билән биллә мәвҗут болған. Бу 16-20-айәтләрниң мәхсити Мәсиһниң улуқлуғини көрситиш үчүндур.

1:15 2Кор. 4:4; Фил. 2:6; Ибр. 1:3; Вәһ. 3:14.

1:16 Яр. 1:3; Зәб. 32:6; Юһ. 1:3; Әф. 3:9; Ибр. 1:2.

1:17 «У һәммидин бурундур, вә һәммә мәвҗудатлар униңда бир-биригә бағлинип турмақта» — «У һәммидин бурундур» дегән сөз вақит тәрипидин һәм улуқлуқ-муһимлиқ тәрипидинму ейтилиду.

1:18 «У йәнә тәнниң, йәни җамаәтниң бешидур; у башлиништур, өлгәнләрдин тунҗа болуп тирилгүчидур; буниңдики мәхсәт, униң пүткүл мәвҗудатлар ичидә һәр җәһәттин әң үстүн орунда туруши үчүндур» — грек тилида мошу айәттики «тунҗи» 15-айәттики «тунҗи»ға охшаш сөздур; адәттә «биринчи болуп туғулған»ни көрситиду.

1:18 1Кор. 15:20; Әф. 1:22; 4:15; 5:23; Вәһ. 1:5.

1:19 «Чүнки Худа Өзиниң мукәммәл җәвһирини униңда турғузушқа, ... (20) вә Униң арқилиқ ... Өзи билән әпләштүрүшкә...» — сөзмусөз тәрҗимә қилсақ: «Чүнки (Худаниң) барлиқ мукәммәл җәвһирини униңда турушқа лайиқ көргән, (20) вә Униң арқилиқ ... Өзи билән әпләштүрүшкә...».

1:19 Юһ. 1:14,16; Кол. 2:9.

1:20 «Униң кресттә төкүлгән қени арқилиқ» — Грек тилида «Униң крестидики қан арқилиқ».

1:20 Йәш. 9:6; Юһ. 16:33; Рос. 10:36; Рим. 5:1; 2Кор. 5:18; Әф. 2:14; 1Юһа. 4:10.

1:21-22 «...силәрниму, У Өз әтлик тенидә өлүм арқилиқ Өзигә пак-муқәддәс, әйипсиз вә дағсиз һазир қилиш үчүн Өзи билән әп қилған...» — «Униң әтлик тени» Мәсиһниң һәқиқий инсан екәнлигини тәкитләйду.

1:21-22 Луқа 1:75; Әф. 1:4; 5:27; 2Тим. 1:9; Тит. 2:12.

1:23 «әгәр силәр етиқатта һул селинип мустәһкәм туруп, хуш хәвәрдики үмүттин нери қилинмисаңлар» — мошу сөзләр адәмләрни ниҗатқа ериштүрүшниң шәртини әмәс, бәлки адәмләрдә ниҗатниң мәвҗут болғанлиғиниң аддий испатини көрситиду.

1:23 Юһ. 15:6.

1:24 «Әнди мән силәр үчүн тартқан җапалирим үчүн шатлинимән, вә шуниңдәк Мәсиһниң җапалирида кам болғанлирини өз әтлиримдә Униң тени, йәни җамаәт үчүн толуқлаймән» — биз бу сирлиқ баян үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

1:24 Рим. 12:5; 1Кор. 12:27; 2Кор. 7:4; Әф. 3:13; 4:12; 5:23; Фил. 2:17; 2Тим. 2:10.

1:25 «мән җамаәт үчүн Худаниң сөз-каламиға әмәл қилиш үчүн» — яки «мән сөз-каламини толуқ җакалаш үчүн» яки «мән сөз-каламини һәммигә җакалаш үчүн». Бизниңчә Павлусниң көздә тутқини өзиниң (вә башқиларниң) «Инҗилдики сир»ни җакалиши билән җамаәтниң сани толуқ болуп, җамаәт Худаниң толуқ вәһийисигә муйәссәр болиду вә бу хуш хәвәрниң мәхсити әмәлгә ашурулиду.

1:25 Рим. 16:25; Әф. 1:9; 3:9; 2Тим. 1:10; Тит. 1:3; 1Пет. 1:20.

1:26 Мат. 13:11.

1:27 «чүнки Худа уларға әлләр арисида әмәлгә ашурулуватқан бу сирниң шәрәплик байлиқлирини билдүрүшни халиди» — «әлләр» болса «ят әлләр», «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду.

1:27 2Кор. 2:14; 1Тим. 1:1.

1:29 «Мән шуниңға интилип, Униң вуҗудумда ишлигини бойичә күрәш қилип җапа тартимән; Униң вуҗудумда ишлигини дәрвәқә толиму зордур» — «күрәш» дегәнлик грек тилида «агон» дейилиду. «Агон» тоғрилиқ «Филиппийлиқларға»дики қошумчә сөз»имизни көрүң.