4
Павлусниң җамаәтләрниң хизмитидә болған чидамлиқ, сәвир-тақәтлиги — Хизмәттә чидамлиқ
Шуңа Худа бизгә рәһим-шәпқәт көрсәткәндәк, бу хизмәт бизгә аманәт қилинған екән, биз бәл қойвәтмәймиз; әндиликтә шәрмәндиликкә аит йошурун ишларни ташлап, нә алдамчилиқта маңмай, нә Худаниң сөзини бурмилимай, бәлки һәқиқәтни әйнән аян қилиш билән Худа алдида дуруслуғимизни һәр адәмниң виҗданиға көрситимиз.2Кор. 2:17; 2Кор. 6:4 Амма хуш хәвиримиз чүмкәлгән болсиму, у һалак болуватқанларға нисбәтән чүмкәлди;2Кор. 2:15; 2Тес. 2:10. Чүнки Худаниң сүрәт-образи болған Мәсиһниң шан-шәриви тоғрисидики хуш хәвәрниң нури уларниң үстидә йорумисун дәп, бу заманниң илаһи етиқатсизларниң ой-зеһинлирини кор қилди.«бу заманниң илаһи етиқатсизларниң ой-зеһинлирини кор қилди» — «бу заманниң илаһи» Шәйтан, Иблис.  Йәш. 6:10; Юһ. 12:40; 14:9. Фил. 2:6. Кол. 1:15. Ибр. 1:3. Чүнки биз өзимизни әмәс, бәлки Мәсиһ Әйсани Рәб, шуниңдәк өзимизни Әйса үчүн силәрниң хизмәткариңлар дәп елан қилимиз.«биз өзимизни әмәс, бәлки Мәсиһ Әйсани Рәб, шуниңдәк өзимизни Әйса үчүн силәрниң хизмәткариңлар дәп елан қилимиз» — «хизмәткарлар» мошу йәрдә грек тилида «қуллар» дейилиду. Демәк, өзини (һәр хил сәвәпләр билән) башқа бирисиниң хизмитидә болушқа сатқан кишиләр. Чүнки «қараңғулуқтин нур йорусун» дәп буйруған Худа, Мәсиһниң дидаридин Өзиниң шан-шәривини тонутушқа болған йоруқлуқниң биз арқилиқ чечилиши үчүн, бизниң қәлбимизни йорутқандур.Яр. 1:3; 2Пет. 1:19.
 
Мәңгүлүк шан-шәрәпниң зор вәзни
Амма қудрәтниң ғайәт зорлуғи биздин әмәс, бәлки Худадин болғанлиғи көрүнсун дәп бу гөһәргә сапал идишларда қачилақлиқ һалда егидарлиқ қилимиз.«...бу гөһәргә сапал идишларда қачилақлиқ һалда егидарлиқ қилимиз» — «сапал идишлар» болса етиқатчиларниң өз аҗиз вуҗуд-тәнлири, әлвәттә.  1Кор. 2:5; 2Кор. 5:1. Мана биз һәртәрәптә қистилип қалдуқ, амма йәнҗилмидуқ; тәмтирәп қалдуқ, амма үмүтсизләнмидуқ; зиянкәшликкә учраватимиз, амма һәмдәмсиз қалмидуқ; жиқитилдуқ, амма һалак болмидуқ; 10 Әйсаниң һаяти тенимиздә аян қилинсун дәп, һәрдайим тенимиздә Әйсаниң өлүмини көтирип жүримиз. «Әйсаниң һаяти тенимиздә аян қилинсун дәп, һәрдайим тенимиздә Әйсаниң өлүмини көтирип жүримиз» — «Әйсаниң өлүмини көтириш» дегәнлик бәлким расуллар дайим азап-оқубәтни тартқанлиғи, дайим өлтүрүлүшниң хәвпидә туруватқанлиғини көрситиду. Амма бу баянни йәнә һәммә етиқатчи үчүн муһим роһий принсип дегили болиду. 11-айәтни көрүң.  Рим. 8:17; Гал. 6:17; Фил. 3:10; 2Тим. 2:11,12; 1Пет. 4:13. 11 Чүнки Әйсаниң һаяти өлидиған әтлиримиздә аян қилинсун үчүн, тирик қалған бизләр һәрдайим өлүмгә тапшурулмақтимиз. «чүнки Әйсаниң һаяти өлидиған әтлиримиздә аян қилинсун үчүн, тирик қалған бизләр һәрдайим өлүмгә тапшурулмақтимиз» — «өлүмгә тапшурулмақтимиз» — Худа тәрипидин, әлвәттә.  Зәб. 43:23; Мат. 5:11; Рим. 8:36; 1Кор. 4:9; 15:49; Кол. 3:4. 12 Шуниң билән биздә өлүм ишләватиду, амма һаят силәрдә ишләватиду. «Шуниң билән биздә өлүм ишләватиду, амма һаят силәрдә ишләватиду» — мошу муһим принсип тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. 13 Вә «Мән ишәндим, шуңа сөз қилдим» дәп йезилғандикидәк иман-ишәштики роһқа егә болуп, бизму ишәндуқ вә шуниң билән сөз қилимиз; «Мән ишәндим, шуңа сөз қилдим» — «Зәб.» 115:10. «иман-ишәштики роһқа егә болуп, бизму ишәндуқ вә шуниң билән сөз қилимиз» — «сөз қилимиз» — демәк, хуш хәвәрни җакалаймиз.  Зәб. 115:10. 14 чүнки Рәб Әйсани тирилдүргән Худа бизни Әйса билән биргә тирилдүриду, шундақла бизни силәр билән биргә Өз алдиға һазир қилиду, дәп билимиз. Рим. 8:11; 1Кор. 6:14. 15 Чүнки бу һәммә ишлар силәр үчүндурки, техиму көп кишиләрниң вуҗудида ешип ташқичә беғишланған меһри-шәпқәт сәвәвидин көп кишиләрниңму Худани улуқлап ейтқан тәшәккүрлири ешип ташиду. 2Кор. 1:11. 16 Шуңа биз бәл қоювәтмәймиз; гәрчә ташқи инсанлиғимиз солашсиму, дәрһәқиқәт ички инсанлиғимиз күндин-күнгә йеңиланмақта. «гәрчә ташқи инсанлиғимиз солашсиму, дәрһәқиқәт ички инсанлиғимиз күндин-күнгә йеңиланмақта» — «ташқи инсанлиғимиз» адәмниң җан-тенини, «ички инсанлиғимиз» адәмниң қәлб-роһини, ички дуниясини көрситиду. Грек тилида «ташқи инсанимиз» вә «ички инсанимиз» дейилиду. 17 Чүнки бизниң бир дәқиқилик вә йеник җапа-мушәққәтлиримиз биз үчүн ешип ташқан, мәңгүлүк, зор вәзинлик шан-шәрәпни һасил қилиду. Зәб. 29:6; Мат. 5:12; Рим. 8:18; 1Юһа. 3:2. 18 Шуңа биз көрүнгән ишларға әмәс, бәлки көрүнмәс ишларға көз тикимиз; чүнки көрүнгән ишлар вақитлиқ, амма көрүнмәс ишлар мәңгүлүктур.
 
 

4:2 2Кор. 2:17; 2Кор. 6:4

4:3 2Кор. 2:15; 2Тес. 2:10.

4:4 «бу заманниң илаһи етиқатсизларниң ой-зеһинлирини кор қилди» — «бу заманниң илаһи» Шәйтан, Иблис.

4:4 Йәш. 6:10; Юһ. 12:40; 14:9. Фил. 2:6. Кол. 1:15. Ибр. 1:3.

4:5 «биз өзимизни әмәс, бәлки Мәсиһ Әйсани Рәб, шуниңдәк өзимизни Әйса үчүн силәрниң хизмәткариңлар дәп елан қилимиз» — «хизмәткарлар» мошу йәрдә грек тилида «қуллар» дейилиду. Демәк, өзини (һәр хил сәвәпләр билән) башқа бирисиниң хизмитидә болушқа сатқан кишиләр.

4:6 Яр. 1:3; 2Пет. 1:19.

4:7 «...бу гөһәргә сапал идишларда қачилақлиқ һалда егидарлиқ қилимиз» — «сапал идишлар» болса етиқатчиларниң өз аҗиз вуҗуд-тәнлири, әлвәттә.

4:7 1Кор. 2:5; 2Кор. 5:1.

4:10 «Әйсаниң һаяти тенимиздә аян қилинсун дәп, һәрдайим тенимиздә Әйсаниң өлүмини көтирип жүримиз» — «Әйсаниң өлүмини көтириш» дегәнлик бәлким расуллар дайим азап-оқубәтни тартқанлиғи, дайим өлтүрүлүшниң хәвпидә туруватқанлиғини көрситиду. Амма бу баянни йәнә һәммә етиқатчи үчүн муһим роһий принсип дегили болиду. 11-айәтни көрүң.

4:10 Рим. 8:17; Гал. 6:17; Фил. 3:10; 2Тим. 2:11,12; 1Пет. 4:13.

4:11 «чүнки Әйсаниң һаяти өлидиған әтлиримиздә аян қилинсун үчүн, тирик қалған бизләр һәрдайим өлүмгә тапшурулмақтимиз» — «өлүмгә тапшурулмақтимиз» — Худа тәрипидин, әлвәттә.

4:11 Зәб. 43:23; Мат. 5:11; Рим. 8:36; 1Кор. 4:9; 15:49; Кол. 3:4.

4:12 «Шуниң билән биздә өлүм ишләватиду, амма һаят силәрдә ишләватиду» — мошу муһим принсип тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

4:13 «Мән ишәндим, шуңа сөз қилдим» — «Зәб.» 115:10. «иман-ишәштики роһқа егә болуп, бизму ишәндуқ вә шуниң билән сөз қилимиз» — «сөз қилимиз» — демәк, хуш хәвәрни җакалаймиз.

4:13 Зәб. 115:10.

4:14 Рим. 8:11; 1Кор. 6:14.

4:15 2Кор. 1:11.

4:16 «гәрчә ташқи инсанлиғимиз солашсиму, дәрһәқиқәт ички инсанлиғимиз күндин-күнгә йеңиланмақта» — «ташқи инсанлиғимиз» адәмниң җан-тенини, «ички инсанлиғимиз» адәмниң қәлб-роһини, ички дуниясини көрситиду. Грек тилида «ташқи инсанимиз» вә «ички инсанимиз» дейилиду.

4:17 Зәб. 29:6; Мат. 5:12; Рим. 8:18; 1Юһа. 3:2.