6
Бир-бириңларниң хизмитидә болуңлар
Қериндашлар, араңлардин бирисиниң һазирму бир гуна-сәһвәнлик садир қиливатқанлиғи байқалған болса, араңлардики роһий кишиләр юваш-мулайимлиқ роһи билән уни йолидин қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта, өзүңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиңлар.«... араңлардики роһий кишиләр юваш-мулайимлиқ роһи билән уни йолидин қайтуруп келиңлар» — «роһий кишиләр» яки «роһқа тәвә болғанлар» болса дайим Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә маңған кишиләрни көрситиду. «Коринтлиқларға (1)»дики «кириш сөз»имизниму көрүң.  Рим. 14:1; 15:1; 1Кор. 9:22. Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.Мат. 11:29; Юһ. 13:14; Рим. 15:1; 1Тес. 5:14. Чүнки бирисиниң таразиға тохтиғидәк иши болмай туруп өзини таразиға тохтиғидәк дәп чағлиса, у өз-өзини алдиғанлиқ, халас.«Чүнки бирисиниң таразиға тохтиғидәк иши болмай туруп өзини таразиға тохтиғидәк дәп чағлиса, у өз-өзини алдиғанлиқ, халас» — 2-айәткә қариғанда, Павлусниң бу сөзи һаҗәтмәнләргә яки муһтаҗ болғанларға ярдәм қолини һеч узартмайдиған адәмләрни көздә тутуп ейтилған. Лекин һәр ким өз әмәлийитигә қарап тәкшүрүп бақсун; шуниң билән башқиларниңкидин әмәс, бәлки өз әмәллиридинла пәхирләнгидәк иш болса, пәхирләнсә болиду.«шуниң билән башқиларниңкидин әмәс, бәлки...» — яки «шуниң билән өзини башқилар билән селиштурмайла, ...». Чүнки һәр бир адәм өз жүкини көтириши керәк.«Чүнки һәр бир адәм өз жүкини көтириши керәк» — демәк, һәр адәм өзиниң ишиға өзи мәсъул болуши керәк.  Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Вәһ. 2:23; 22:12. Худаниң сөз-каламидин тәлим алғучи өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләрдин ортақ бәһримән қилсун.Рим. 15:27; 1Кор. 9:11. Өз-өзүңларни алдимаңлар — Худани алдап ахмақ қилғили болмайду; чүнки ким немә териса, шуни алиду.Луқа 16:25; 1Кор. 6:10. Өз әтлириниң арзу-һәвәслирини қандурушқа уруқ чачқан киши өз әтлиридин чириклик һосулини алиду. Лекин Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса Роһтин мәңгүлүк һаят алиду.«Өз әтлириниң арзу-һәвәслирини қандурушқа уруқ чачқан киши» — грек тилида «өз әтлиригә уруқ чачқан киши». «өз әтлиридин чириклик һосулини алиду» — яки «өз әтлиридин һалакәтни алиду». Шуңа, яхши ишларни қилиштин һармайли. Униңға еринмисәк вақти-саити тошқанда чоқум һосул алалаймиз. 2Тес. 3:13. 10 Шу сәвәптин, биздә пурсәт болсила, һәммәйләнгә, болупму етиқаттики аилигә мәнсуп болғанларға яхши ишларни қилип берәйли.«биздә пурсәт болсила, һәммәйләнгә, болупму етиқаттики аилигә мәнсуп болғанларға яхши ишларни қилип берәйли» — «етиқаттики аилә» болса дуниядики барлиқ етиқатчилар, Худаниң аилисини көрситиду.  1Тим. 5:8.
 
Ахирқи агаһландуруш вә салам
11 Мана, өз қолум билән шунчә чоң һәрипләр билән язғинимға қараңлар! «Мана, өз қолум билән шунчә чоң һәрипләр билән язғинимға қараңлар!» — немишкә Павлус буни язиду? Жуқириқи 4:15-айәт үстидики изаһатта ейтқинимиздәк, Павлус адәттә пүтүкчи арқилиқ хәтлирини язған (мәсилән, «Рим.» 16:22). Бизниңчә сәвәви униңда бир хил көз кесили бар еди. Шуниң билән: — (1) Павлус бу хәтни йезиш җиддий болғачқа, йенида мувапиқ пүтүкчи болмиғанлиқтин өз қоли билән хәтни йезишқа мәҗбур болған; (2) хәтни һәқиқәтән өзидин кәлгәнлигини испатлаш үчүн аз дегәндиму ахирқи айәтләрни өз қоли билән язди. Чүнки шу чағда «сахта расуллар» көп еди, һәтта Павлусниң нами билән сахта хәтләрни язғанлар бар еди (2Тес.» 2:2ни көрүң).
Өз пикримизчә, Павлус бу пүтүн хәтни өз қоли билән язған.
12 Силәргә хәтнини қобул қилишни мәҗбурлимақчи болғанлар, уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған, халас; уларниң бу мәхсити пәқәт «Мәсиһниң крести» түпәйлидин болған зиянкәшликтин қечиштин ибарәт, халас. «Силәргә хәтнини қобул қилишни мәҗбурлимақчи болғанлар, уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған, халас» — «уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған»лар болса ниҗатқа егә болуш үчүн Тәврат қануниға әмәл қилиш керәк, дегән Йәһудийларниң гепидин қорққан, улар Йәһудийларниң махтишиға еришишини халайдиған кишиләрдур. «Ташқи қияпәттә» грек тилида «әтләрдә» дегән ибарә билән ипадилиниду. «уларниң бу мәхсити пәқәт «Мәсиһниң крести» түпәйлидин болған зиянкәшликтин қечиштин ибарәт, халас» — «Мәсиһниң крести түпәйлидин болған зиянкәшлик»: демәк, «Мәсиһниң кресттики өлүми (яки «крестиниң бизарлиғи») түпәйлидин болған зиянкәшлик». Бу зиянкәшлик Йәһудийлар тәрипидин, әлвәттә. «Мәсиһниң крести» дегини болса, «Мәсиһниң крестләнгәндә болған қурбанлиғи бирдин-бир ниҗат йолидур» дегән хәвәрниң қисқичә ипадисидур. Шу чағда мошу һәқиқәтни тарқатқучиларниң һәммиси Йәһудийлар тәрипидин (вә көп башқилар тәрипидинму, әлвәттә) зиянкәшликкә учрайтти. 13 Чүнки улар өзлириму хәтнә қилинғини билән Тәврат қануниға әмәл қилмайду; лекин улар әтлириңлардин махтиниш үчүн бәрибир силәрни хәтнини қобул қилдурмақчи болиду. «улар әтлириңлардин махтиниш үчүн бәрибир силәрни хәтнини қобул қилдурмақчи болиду» — «әтлириңлардин махтиниш» дегән ибарини қандақ чүшинимиз? Мошу Йәһудийлар, «Галатиялиқлар гепимизгә кирди, уларға хәтнини қобул қилдуруп уларни ниҗат йолиға алға бастурдуқ!» дәп башқа Йәһудийлар алдида махтинишни халайтти. 14 Өзүмни елип ейтсам, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң кресттики өлүмидин башқа һеч иш билән махтанмиғаймән! Чүнки Униң крести вастисидин бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән вә мәнму бу дунияға нисбәтән крестләнгәнмән. «Чүнки Униң крести вастисидин бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән вә мәнму бу дунияға нисбәтән крестләнгәнмән» — «бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән» дегән ибарә, маңа нисбәтән өлгән, демәкчи. 15 Чүнки Мәсиһ Әйсада нә хәтнилик нә хәтнисизлик дегәнләр күчкә егә әмәстур; бирдин-бир күчкә егә болидиғини пәқәт йеңи бир яралғучидур! «бирдин-бир күчкә егә болидиғини пәқәт йеңи бир яралғучидур! » — «йеңи бир яралғучи» дегән ибарә «йеңи (яритилған) адәм»ни алаһидә көрситиду; лекин бу ибарә йәнә Мәсиһниң өлүми арқилиқ апиридә болған һәр бир «йеңи адәм» вә кәлгүсидә пәйда болидиған йеңи асман-зиминни өз ичигә алиду.  Мат. 12:50; Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16; Гал. 5:6; Кол. 3:11. 16 Бу қаидә бойичә маңидиғанларға, уларниң һәммисигә вә Худаниң Исраилиға хатирҗәмлик вә рәһим-шәпқәт болғай! «Бу қаидә бойичә маңидиғанларға, уларниң һәммисигә вә Худаниң Исраилиға хатирҗәмлик вә рәһим-шәпқәт болғай!» — «Худаниң Исраили» (яки «Худаниң һәқиқий Исраили») — демәк, башқа бир «Исраил» бар. Бизниңчә бу ибарә Исраилдин, йәни Йәһудийлар ичидики Худаниң ниҗат йолида маңған, Мәсиһ Әйсани қобул қилғанларни (йәни «Худаниң қалдиси»ни) көрситиду. Қалған Йәһудийлар «Исраил» болсиму, «Худаниң Исраили» әмәс.
Бәзи алимлар бу җүмлидики «вә»ни «йәни» дәп тәрҗимә қилип, «Худаниң Исраили» пүткүл җаһандики Мәсиһкә тәвә болғанлардин болған җамаәтни көрситиду, дәп қарайду. Лекин бизниңчә Павлусниң бу ибариси, «мән жуқурида бәзи Йәһудийлар тоғрилиқ қаттиқ гәп қилғиним билән, һәммә Йәһудий шундақ, дәп ойлап кәтмәңлар! «Худаниң Исраили» бардур!» демәкчи.
  Зәб. 124:5. 17 Буниңдин кейин һеч ким бу ишлар билән йәнә мени аварә қилмисун! Чүнки мән өз бәдинимдә Әйсаниң яра излирини көтиримән!«... Мән өз бәдинимдә Әйсаниң яра излирини көтиримән!» — «Әйсаниң яра излири» — демәк, Павлусниң тенидә қалған яра излири, йәни Мәсиһ үчүн хуш хәвәр тарқитиш йолида тартқан азап-оқубәтлириниң изналиридур. Шу тәрәптә у көп яриланған Рәбби Әйсаға охшаштур. «Әйсаниң яра излири»ниң грек тилида иккинчи мәнасиму бар: «Әйсаниң (басқан) тамғиси» — демәк, Павлус бу сөз арқилиқ өзиниң Әйсаға пүтүнләй мәнсуп екәнлигиниму тәкитлимәкчи.  2Кор. 4:10.
18 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай! Амин!

6:1 «... араңлардики роһий кишиләр юваш-мулайимлиқ роһи билән уни йолидин қайтуруп келиңлар» — «роһий кишиләр» яки «роһқа тәвә болғанлар» болса дайим Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә маңған кишиләрни көрситиду. «Коринтлиқларға (1)»дики «кириш сөз»имизниму көрүң.

6:1 Рим. 14:1; 15:1; 1Кор. 9:22.

6:2 Мат. 11:29; Юһ. 13:14; Рим. 15:1; 1Тес. 5:14.

6:3 «Чүнки бирисиниң таразиға тохтиғидәк иши болмай туруп өзини таразиға тохтиғидәк дәп чағлиса, у өз-өзини алдиғанлиқ, халас» — 2-айәткә қариғанда, Павлусниң бу сөзи һаҗәтмәнләргә яки муһтаҗ болғанларға ярдәм қолини һеч узартмайдиған адәмләрни көздә тутуп ейтилған.

6:4 «шуниң билән башқиларниңкидин әмәс, бәлки...» — яки «шуниң билән өзини башқилар билән селиштурмайла, ...».

6:5 «Чүнки һәр бир адәм өз жүкини көтириши керәк» — демәк, һәр адәм өзиниң ишиға өзи мәсъул болуши керәк.

6:5 Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Вәһ. 2:23; 22:12.

6:6 Рим. 15:27; 1Кор. 9:11.

6:7 Луқа 16:25; 1Кор. 6:10.

6:8 «Өз әтлириниң арзу-һәвәслирини қандурушқа уруқ чачқан киши» — грек тилида «өз әтлиригә уруқ чачқан киши». «өз әтлиридин чириклик һосулини алиду» — яки «өз әтлиридин һалакәтни алиду».

6:9 2Тес. 3:13.

6:10 «биздә пурсәт болсила, һәммәйләнгә, болупму етиқаттики аилигә мәнсуп болғанларға яхши ишларни қилип берәйли» — «етиқаттики аилә» болса дуниядики барлиқ етиқатчилар, Худаниң аилисини көрситиду.

6:10 1Тим. 5:8.

6:11 «Мана, өз қолум билән шунчә чоң һәрипләр билән язғинимға қараңлар!» — немишкә Павлус буни язиду? Жуқириқи 4:15-айәт үстидики изаһатта ейтқинимиздәк, Павлус адәттә пүтүкчи арқилиқ хәтлирини язған (мәсилән, «Рим.» 16:22). Бизниңчә сәвәви униңда бир хил көз кесили бар еди. Шуниң билән: — (1) Павлус бу хәтни йезиш җиддий болғачқа, йенида мувапиқ пүтүкчи болмиғанлиқтин өз қоли билән хәтни йезишқа мәҗбур болған; (2) хәтни һәқиқәтән өзидин кәлгәнлигини испатлаш үчүн аз дегәндиму ахирқи айәтләрни өз қоли билән язди. Чүнки шу чағда «сахта расуллар» көп еди, һәтта Павлусниң нами билән сахта хәтләрни язғанлар бар еди (2Тес.» 2:2ни көрүң). Өз пикримизчә, Павлус бу пүтүн хәтни өз қоли билән язған.

6:12 «Силәргә хәтнини қобул қилишни мәҗбурлимақчи болғанлар, уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған, халас» — «уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған»лар болса ниҗатқа егә болуш үчүн Тәврат қануниға әмәл қилиш керәк, дегән Йәһудийларниң гепидин қорққан, улар Йәһудийларниң махтишиға еришишини халайдиған кишиләрдур. «Ташқи қияпәттә» грек тилида «әтләрдә» дегән ибарә билән ипадилиниду. «уларниң бу мәхсити пәқәт «Мәсиһниң крести» түпәйлидин болған зиянкәшликтин қечиштин ибарәт, халас» — «Мәсиһниң крести түпәйлидин болған зиянкәшлик»: демәк, «Мәсиһниң кресттики өлүми (яки «крестиниң бизарлиғи») түпәйлидин болған зиянкәшлик». Бу зиянкәшлик Йәһудийлар тәрипидин, әлвәттә. «Мәсиһниң крести» дегини болса, «Мәсиһниң крестләнгәндә болған қурбанлиғи бирдин-бир ниҗат йолидур» дегән хәвәрниң қисқичә ипадисидур. Шу чағда мошу һәқиқәтни тарқатқучиларниң һәммиси Йәһудийлар тәрипидин (вә көп башқилар тәрипидинму, әлвәттә) зиянкәшликкә учрайтти.

6:13 «улар әтлириңлардин махтиниш үчүн бәрибир силәрни хәтнини қобул қилдурмақчи болиду» — «әтлириңлардин махтиниш» дегән ибарини қандақ чүшинимиз? Мошу Йәһудийлар, «Галатиялиқлар гепимизгә кирди, уларға хәтнини қобул қилдуруп уларни ниҗат йолиға алға бастурдуқ!» дәп башқа Йәһудийлар алдида махтинишни халайтти.

6:14 «Чүнки Униң крести вастисидин бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән вә мәнму бу дунияға нисбәтән крестләнгәнмән» — «бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән» дегән ибарә, маңа нисбәтән өлгән, демәкчи.

6:15 «бирдин-бир күчкә егә болидиғини пәқәт йеңи бир яралғучидур! » — «йеңи бир яралғучи» дегән ибарә «йеңи (яритилған) адәм»ни алаһидә көрситиду; лекин бу ибарә йәнә Мәсиһниң өлүми арқилиқ апиридә болған һәр бир «йеңи адәм» вә кәлгүсидә пәйда болидиған йеңи асман-зиминни өз ичигә алиду.

6:15 Мат. 12:50; Юһ. 15:14; 2Кор. 5:16; Гал. 5:6; Кол. 3:11.

6:16 «Бу қаидә бойичә маңидиғанларға, уларниң һәммисигә вә Худаниң Исраилиға хатирҗәмлик вә рәһим-шәпқәт болғай!» — «Худаниң Исраили» (яки «Худаниң һәқиқий Исраили») — демәк, башқа бир «Исраил» бар. Бизниңчә бу ибарә Исраилдин, йәни Йәһудийлар ичидики Худаниң ниҗат йолида маңған, Мәсиһ Әйсани қобул қилғанларни (йәни «Худаниң қалдиси»ни) көрситиду. Қалған Йәһудийлар «Исраил» болсиму, «Худаниң Исраили» әмәс. Бәзи алимлар бу җүмлидики «вә»ни «йәни» дәп тәрҗимә қилип, «Худаниң Исраили» пүткүл җаһандики Мәсиһкә тәвә болғанлардин болған җамаәтни көрситиду, дәп қарайду. Лекин бизниңчә Павлусниң бу ибариси, «мән жуқурида бәзи Йәһудийлар тоғрилиқ қаттиқ гәп қилғиним билән, һәммә Йәһудий шундақ, дәп ойлап кәтмәңлар! «Худаниң Исраили» бардур!» демәкчи.

6:16 Зәб. 124:5.

6:17 «... Мән өз бәдинимдә Әйсаниң яра излирини көтиримән!» — «Әйсаниң яра излири» — демәк, Павлусниң тенидә қалған яра излири, йәни Мәсиһ үчүн хуш хәвәр тарқитиш йолида тартқан азап-оқубәтлириниң изналиридур. Шу тәрәптә у көп яриланған Рәбби Әйсаға охшаштур. «Әйсаниң яра излири»ниң грек тилида иккинчи мәнасиму бар: «Әйсаниң (басқан) тамғиси» — демәк, Павлус бу сөз арқилиқ өзиниң Әйсаға пүтүнләй мәнсуп екәнлигиниму тәкитлимәкчи.

6:17 2Кор. 4:10.