Жуқириқи (1)-, (2)-, (3)-пикир сәл орунлуқ болғини билән, лекин Әйсаниң «бу йәрдә турғанларниң арисидин... көридиғанлар бар» дегинидин қариғанда, бәзи расуллар бу ишни көриду, шуңа муһим әмәлгә ашурулуши 17-баптики «Әйсаниң җулалиқта көрүнүши» дегән иштур, дәп қараймиз. ■Мар. 9:1; Луқа 9:27.
□16:1 «Пәрисийләр билән Садуқийлар» — «Пәрисийләр» болса Тәврат қануниға қатму-қат түрлүк башқа қаидә-низамларни қошқан қаттиқ тәләпчан диний еқим еди. «Садуқийлар» дегән диний еқиминиң бәзи тәрәплири уларға охшаш болғини билән, лекин улар Тәвраттики пәйғәмбәрләр қисимлирини қобул қилмай, пәқәт Тәвраттики 1-5-қисимларни (йәни Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қисимлар)ни қобул қилған. Улар «қиямәт күни», шундақла инсанларниң ахирәттә өлүмдин тирилишини етирап қилмайтти. Адәттә «Пәрисийләр» вә «Садуқийлар» бир-биригә дүшмәнлишип жүрәтти, лекин улар Әйсани бир тәрәп қилиш үчүн бирләшкән еди. «бизгә асмандин мөҗизилик бир аламәт көрсәтсәң» — улар тәләп қилған «мөҗизилик аламәт», Әйсаниң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини испатлайдиған бир карамәтни көрситиду, әлвәттә.
■16:1 Мат. 12:38; Мар. 8:11; Луқа 11:29; 12:54; Юһ. 6:30.
□16:4 «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт» — 12:39-40-айәтләргә қаралсун. «Бу заманда йүз бериватқан аламәтләр» тоғрисида «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
■16:4 Юн. 2:1; Мат. 12:39; Луқа 11:29.
■16:9 Мат. 14:17; Мар. 6:38; Луқа 9:13; Юһ. 6:9.
□16:16 «... Мәңгүлүк һаят Худаниң оғли» — грек тилида «тирик Худаниң Оғли». «Тирик Худа» дегән ибарә Худани һаят, «өлүк бут әмәс», һәқиқий Худа дәп тәкитләйду.
□16:17 «... Юнус оғли Симон!» — грек тилида «... Симон бар-ионаһ» («Юнусниң оғли»). Бу Юнус Тәвраттики пәйғәмбәр Юнус әмәс; лекин қизиқ бир иш шуки, Петрус вә Юнус пәйғәмбәрниң көп ортақ йәрлири бар.
□16:18 «Сән болсаң Петрусдурсән. Мән җамаитимни бу уюлташ үстигә қуримән....» — «Петрус»ниң мәнаси «таш» болуп, у «җамаәтниң ули» әмәс. Җамаәтниң ули болса Әйса ейтқан «уюлташ» болуп, у яки өзини яки өзигә бағланған иман-етиқатини көрситиду. «1Пет.» 2:4-9ни вә «қошумчә сөз»имизни көрүң. «тәһтисараниң дәрвазилири» — бәлким көчмә мәнидә болуп, «өлүмниң күчи», «җин-шәйтанларниң күчлири»ни көрситиши мүмкин.
■16:18 Зәб. 117:22; Йәш. 28:16; 33:20; Юһ. 1:43; 1Кор. 3:11.
□16:19 «Әрш падишалиғиниң ачқучлирини саңа тапшуримән; сән йәр йүзидә немини бағлисаң әрштиму бағланған болиду,...» — бу муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■16:21 Мат. 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:7.
□16:23 «Арқамға өт, Шәйтан!...» — Мәсиһ бу айәттә «Шәйтан» дегән бу сөзини биринчидин «дүшмән» дегән мәнидә ишлитип, өзиниң дүшмини болуп қалған Петрусқа ейтиду. Иккинчидин, Шәйтан өзи Петрус арқилиқ Әйсаға путликашаң болмақчи еди.
□16:24 «кимдәким маңа әгишишни халиса, өзидин ваз кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!» — 10:38ни, шундақла униңдики изаһатниму көрүң.
■16:24 Мат. 10:38; Мар. 8:34; Луқа 9:23; 14:27.
□16:25 «Чүнки өз җенини қутқузмақчи болған киши чоқум җенидин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз җенидин мәһрум болған киши униңға еришиду» — грек тилида «җан» вә «һаят» бирла сөз билән ипадилиниду. «Өз җени» мошу йәрдә пәқәт адәмниң һаятинила әмәс, бәлки барлиқ етиқати болғанларға муйәссәр қилинған мәңгүлүк роһий бәхитни вә мирасини көрситиду.
■16:25 Мат. 10:39; Мар. 8:35; Луқа 9:24; 17:33; Юһ. 12:25.
□16:26 «Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! У немисини җениға тегишсун?!» — жуқуриқи изаһатта ейтилғандәк, «өз җени» мошу йәрдә пәқәт адәмниң һаятинила әмәс, бәлки барлиқ етиқатчи болғанларға муйәссәр қилинған мәңгүлүк роһий бәхитни вә мирасини көрситиду, әлвәттә.
■16:26 Зәб. 48:7-13; Мар. 8:37; Луқа 9:25.
■16:27 Аюп 34:11; Зәб. 61:13; Мат. 24:30; 25:31; 26:64; Рим. 2:6.
□16:28 «Бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун...» — «өлүмниң тәмини тетиш» грек тилида «өлүмни тетиш» дәп ипадилиниду. «бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Инсаноғлиниң өз падишалиғи билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур» — бизниңчә 16:28-айәттики сөзниң муһим мәнаси 17-бапта тәсвирләнгән карамәт ишларни көрситиду. Башқа алимлар у: (1) Әйса өлтүрүлгәндин кейин мухлислириға қайта көрүнүши билән; (2) Муқәддәс Роһниң келиши билән; (3) Мәсиһниң шәриви җамаәттә аян қилиниши билән; (4) Әйсаниң дунияға қайтип келиши билән әмәлгә ашурулди, дәп қарайду. Жуқириқи (1)-, (2)-, (3)-пикир сәл орунлуқ болғини билән, лекин Әйсаниң «бу йәрдә турғанларниң арисидин... көридиғанлар бар» дегинидин қариғанда, бәзи расуллар бу ишни көриду, шуңа муһим әмәлгә ашурулуши 17-баптики «Әйсаниң җулалиқта көрүнүши» дегән иштур, дәп қараймиз.