34
Елихуниң иккинчи баяни — Аюпни йәнә әйипләш, Яратқучиниң характерини тәсвирләш
Елиху йәнә җававән мундақ деди: —
«И данишмәнләр, сөзлиримни аңлаңлар,
И тәҗрибә-савақлиқ адәмләр, маңа қулақ селиңлар.
Еғиз таам тетип баққандәк,
Қулақ сөзниң тәмини синап бақиду.Аюп 12:11
Өзимиз үчүн неминиң тоғра болидиғанлиғини байқап таллайли;
Аримизда неминиң яхши болидиғанлиғини биләйли!
Чүнки Аюп: «Мән һәққанийдурмән»,
Вә: «Тәңри мениң һәққимни булап кәткән» — дәйду.«... Аюп: «Мән һәққанийдурмән», вә: «Тәңри мениң һәққимни булап кәткән» — дәйду» — Аюп «Мән һәққаний» дегән сөзни беваситә ейтмиған болсиму, дәрвәқә униң гәп-сөзлиридин шу мәна чиқип туриду. «Худа мениң һәққимни тартивалған» дегән сөзни у 27:2дә ейтқан. «Мениң һәққим» дегән сөз тоғрилиқ шу айәттики изаһатни көрүң.  Аюп 27:2
Йәнә у: «Һәққимгә зиян йәткүзидиған, ялған гәпни қилишим тоғриму?
Һеч асийлиғим болмиғини билән, маңа санҗилған оқ зәхмигә дава йоқ» — дәйду,«Йәнә у (Аюп): «... Һеч асийлиғим болмиғини билән, маңа санҗилған оқ зәхмигә дава йоқ» — дәйду» — дәрвәқә, Аюп 6:4дә Худа мени оқ етип яриландурди, дегән. Бирақ бизниңчә у Елихуниң өзини мошу йәрдә әйиплигини бойичә: «Худа мени ялған гәп қилишқа мәҗбурлайду» дәп ейтқан әмәс. Оқурмәнләр өзи бу сөзниң тоғра яки натоғра екәнлигини ойлалайду.  Аюп 6:4
Қени, Аюпқа охшайдиған ким бар?!
Униңға нисбәтән башқиларни һақарәтләш су ичкәндәк аддий иштур.«Униңға (Аюпқа) нисбәтән башқиларни һақарәтләш су ичкәндәк аддий иштур» — Аюпниң (қаттиқ азаптин дегән) бәзи сөзлири интайин аччиқланғанлиғидин ейтилғини билән, бизниңчә «Башқиларни һақарәтләш униңға нисбәтән су ичкәндәк аддий иштур» дегән бу сөз һәддидин ешип кәткән.
У қәбиһлик қилғучиларға һәмраһ болуп жүриду,
У рәзилләр билән биллә маңиду.«У (Аюп) қәбиһлик қилғучиларға һәмраһ болуп ... рәзилләр билән биллә маңиду» — Елихуниң бу гепигә испат барму? Бизниңчә йоқ. Бирақ бу сөз көчмә мәнидә ейтилған болса «Аюп еғизда яманларниң йолида маңиду» дегән мәнидиму болуши мүмкин.
Чүнки у: «Адәм Худадин сөйүнсә,
Бу униңға һеч қандақ пайдиси йоқ» деди.«Чүнки у: «Адәм Худадин сөйүнсә, бу униңға һеч қандақ пайдиси йоқ» деди» — бизниңчә, Аюп бу сөзни демигән; у өзиниң рәзилләр һеч җазаланмай, яманлиғини қиливеридиғанлиғини көргәнлигини ейтқан; бирақ у йәнә өзиниң уларниң яман йолида һәргиз маңмайдиғанлиғини ениқ ейтқан; шуңа Елихуниң бу гепи сәл адил болмиди, дәп қараймиз.
10  Шуңа, и данишмәнләр, маңа қулақ селиңлар;
Рәзиллик Тәңридин жирақта турсун! Яманлиқ Һәммигә Қадирдин нери болсун!Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Аюп 8:3; 36:23; Зәб. 91:16; Рим. 9:14
11  Чүнки У адәмниң қилғанлирини өзигә қайтуриду,
Һәр бир адәмгә өз йоли бойичә тегишлик несивә тапқузиду.Зәб. 61:13; Пәнд. 24:12; Йәр. 17:10; 32:19; Әз. 7:27; 33:20; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Әф. 6:8; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17; Вәһ. 22:12
12  Дәрһәқиқәт, Тәңри һеч әскилик қилмайду,
Һәммигә Қадир һөкүмни һәргиз бурмилимайду.
13  Ким Униңға йәр-зиминни аманәт қилған?
Ким Уни пүткүл җаһанни башқурушқа тайинлиди?«Ким Униңға йәр-зиминни аманәт қилған? Ким Уни пүткүл җаһанни башқурушқа тайинлиди?» — Елихуниң бу муназириси (10-13), бәлким, Худа шунчә жуқури орунда турғандин кейин, Униңға һеч адәм пара йегөзәлмәйду, Униң һөкүмигә һеч қандақ тәсир йәткүзәлмәйду, дегәнлик. Бирақ у әгәр: «Худа биздин интайин жуқури турғачқа, Униң адиллиғи биз тонуған һәм чүшинидиған адиллиқтин пүтүнләй башқичә, пүтүнләй башқа характерида» демәкчи болса, биз униң бу пикригә қошулмаймиз.
14  У пәқәт көңлидә шу нийәтни қилсила,
Өзиниң Роһини һәм нәпәсини Өзигә қайтурувалсила,«Өзиниң Роһини һәм нәпәсини Өзигә қайтурувалсила,...» — яки «Өзи (Худа) униң роһини һәм нәпәси Өзигә қайтурувалсила...»  Зәб. 103:28-29; Топ. 12:7
15  Шуан барлиқ әт егилири биргә нәпәстин қалиду,
Адәмләр топа-чаңға қайтиду.«У пәқәт көңлидә шу нийәтни қилсила, өзиниң Роһини һәм нәпәсини өзигә қайтурувалсила, шуан барлиқ әт егилири биргә нәпәстин қалиду, адәмләр топа-чаңға қайтиду (14-15)» — демәк, Худа инсанни яратқандин кейин, һәммә иш «аптоматик һалда» давамлашмайду. Худа һәрдайим, һәр нәпәсидә инсандин хәвәр алиду — болмиса у һаят қалмайду.  Яр. 3:19; Топ. 12:7
16  Сән данишмән болсаң, буни аңла!
Сөзлиримниң садасиға қулақ сал!
17  Адаләткә өч болғучи һөкүм сүрәләмду?
Сән «Һәммидин Адил Болғучи»ни гунакар бекитәмсән?!«Адаләткә өч болғучи һөкүм сүрәләмду?» — дегән бу мәсилә «Аюп» дегән бу китапниң түп мәсилиси һесаплиниду. Бу йәрдә Елиху бу реторик соалға һеч қандақ җавап яки испат бәрмәйду. Күч-һоқуқлуқ болушниң, адаләтлик болушқа баравәр болуши натайин. Худа Өзиниң яхшилиғини, меһир-муһәббитини, һәммә сөзигә болған вападарлиғини, толуқ адалитини болса қилған ишлири арқилиқ испатлайду. Болупму Зәбур һәм Инҗилға асасән, Худа ахирда Өзи барлиқ қилған һөкүмлирини һәр бир инсанға ениқ намайән қилиду; шу күни Худаниң адил һөкүмлиригә һеч ким рәддийә берәлмәйду; у чағда Униң мутләқ адиллиғи һәммә инсанға испатлинип толуқ аян болиду.  Яр. 18:25; Аюп 5:18; 8:3; 21:22; Рим. 3:5
18  У болса падишани: «Яримас!»,
Мөтивәрләрни: «Рәзилләр» дегүчидур.«У болса падишани: «Яримас!», мөтивәрләрни: «Рәзилләр» дегүчидур» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Падишаһларға: «Яримас!», мөтивәрләргә: «Рәзилләр!» дегили боламду?»
19  У нә әмирләргә һеч йүз-хатирә қилмайду,
Нә байларни кәмбәғәлләрдин жуқури көрмәйду;
Чүнки уларниң һәммисини У Өз қоли билән яратқандур.«У нә әмирләргә һеч йүз-хатирә қилмайду, нә байларни кәмбәғәлләрдин жуқури көрмәйду; чүнки уларниң һәммисини У Өз қоли билән яратқандур» — Аюп бу гәпни аңлиғанда гәп қилған болса: «Мән Худаниң мениң ишлиримни дәл ашундақ бетәрәплик бир тәрәп қилишини күтмәктимән!» дейиши мүмкин еди. Елихуниң бу гепи униңға анчә тәсәлли берәлмәйду.  Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 37:24; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Әф. 6:9; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17
20  Көзни жумуп ачқичә улар өтүп кетиду,
Түн йеримида хәлиқләрму тәвринип дуниядин кетиду;
Адәмниң қолисиз улуқлар елип кетилиду.
21 Чүнки Униң нәзәри адәмниң йоллириниң үстидә туриду;
У инсанниң бар қәдәмлирини көрүп жүриду.2Тар. 16:9; Аюп 31:4; Зәб. 33:16-18; Пәнд. 5:21; 15:3; Йәр. 16:17; 32:19
22  Шуңа қәбиһлик қилғучиларға йошурунғидәк һеч қараңғулуқ йоқтур,
Һәтта өлүмниң сайисидиму улар йошуруналмайду.«Шуңа қәбиһлик қилғучиларға йошурунғидәк һеч қараңғулуқ йоқтур... улар йошуруналмайду» — демәк, Худа барлиқ ишларни бирақла көрәлигәчкә, униң сотчи болушқа толуқ салаһийити бар.  Зәб. 138:11-12; Ам. 9:2, 3; Ибр. 4:13
23  Чүнки Тәңри адәмләрни алдиға һөкүм қилишқа кәлтүрүш үчүн,
Уларни узунғичә күзитип жүрүшиниң һаҗити йоқтур.«Чүнки Тәңри адәмләрни алдиға һөкүм қилишқа ... узунғичә күзитип жүрүшиниң һаҗити йоқтур» — бу айәтниң башқа хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
24  У күчлүкләрни тәкшүрүп олтармайла парә-парә қиливетиду,
Һәм башқиларни уларниң орниға қойиду;
25  Чүнки уларниң қилғанлири униңға ениқ туриду;
У уларни кечидә өриветиду, шуниң билән улар янҗилиду.
26  У яманларни халайиқ алдида качатлиғандәк уларни уриду,
27  Чүнки улар униңға әгишиштин баш тартқан,
Униң йоллиридин һеч бирини һеч әтиварлимиған.Зәб. 27:4-5; Йәш. 5:12
28  Улар шундақ қилип мискинләрниң налә-пәрядини Униң алдиға киргүзиду,
Шуниң билән У езилгүчиләрниң ялвурушини аңлайду.«Улар (рәзилләр) шундақ қилип мискинләрниң налә-пәрядини униң алдиға киргүзиду, ... У (Худа) езилгүчиләрниң ялвурушини аңлайду» — Елиху бәлким бу сөзлирини Аюпқа даритип ейтиду: «Сән мундақ рәзил ишларни қилғанму?».
29  У сүкүттә турса, ким ағринип қақшисун.
Мәйли әлдин, мәйли шәхстин болсун,
Әгәр У шәпқитини көрсәтмәй йүзини йошурувалса, ким Уни көрәлисун?«У сүкүттә турса, ким ағринип қақшисун?» — айәтниң биринчи қисминиң башқа бир хил тәрҗимиси «У ишларни тиничландурса, ким ағринип қақшисун?».
Айәтниң иккинчи қисмида, «Худаниң Өз йүзини йошурғанлиғи», шүбһисизки, униң кишиләргә мәлум бир хил җаза-савақ беришини билдүриду.
30  Униң мәхсити ипласлар һөкүмранлиқ қилмисун,
Улар әл-әһлини дамиға чүшүрмисун дегәнликтур.
31  Чүнки буниң билән улардин бириси Тәңригә: «Мән тәкәббурлуқ қилғанмән;
Мән тоғрини йәнә бурмилимаймән;
32  Өзүм билмигинимни маңа үгитип қойғайсән;
Мән яманлиқ қилған болсам, мән қайта қилмаймән» — десә,«...Өзүм билмигинимни маңа үгитип қойғайсән; мән яманлиқ қилған болсам, мән қайта қилмаймән» — Елиху шүбһисизки, Аюпни шундақ бир иқрарни (31-32-айәттики сөзләр билән) қилишқа дәвәт қиливатиду. Бирақ Аюпта тәкәббурлуқ болғини билән, у һәргизму «иплас» яки «мунапиқ»лардин әмәс.
33  Сән Униң бекиткинини рәт қилғанлиғиң үчүн,
У пәқәт сениң пикриң бойичила инсанниң қилғанлирини Өзигә қайтуруши керәкму.
Мән әмәс, сән қарар қилишиң керәктур;
Әнди билгәнлириңни баян қилсаңчу!
34  Әқли бар адәмләр болса,
Гепимни аңлиған дана киши болса: —
35  «Аюп саватсиздәк гәп қилди;
Униң сөзлиридә әқил-парасәттин әсәр йоқ» — дәйду.
36  Аюп рәзил адәмләрдәк җавап бәргәнлигидин,
Ахирғичә синалсун!«Аюп рәзил адмләрдәк җавап бәргән...» — Елихуниң бу сөзи болса наһайити еғир шикайәт һесаплиниду. Төвәндә Елиху Аюпни «асийлиқ қилған» дәпму әйипләйду. Бирақ дәрд-әләмдин, үмүтсизликтин, қаттиқ ағриқлардин чиққан аччиқ һәм гуманлиқ гәпни «асийлиқ» дегили һәргиз болмайду. Бу җәһәттә Елиху сәл һәддидин ишипрақ сөзлигән. «У ахирғичә синалсун!» дейишму «бир янда азатә олтарған» кишиләр үчүн демәккә асан гәптур!
37  Чүнки у өз гунайиниң үстигә йәнә асийлиқни қошиду;
У аримизда аһанәт билән чавак челип, Тәңригә қарши сөзләрни көпәйтмәктә».
 
 

34:3 Аюп 12:11

34:5 «... Аюп: «Мән һәққанийдурмән», вә: «Тәңри мениң һәққимни булап кәткән» — дәйду» — Аюп «Мән һәққаний» дегән сөзни беваситә ейтмиған болсиму, дәрвәқә униң гәп-сөзлиридин шу мәна чиқип туриду. «Худа мениң һәққимни тартивалған» дегән сөзни у 27:2дә ейтқан. «Мениң һәққим» дегән сөз тоғрилиқ шу айәттики изаһатни көрүң.

34:5 Аюп 27:2

34:6 «Йәнә у (Аюп): «... Һеч асийлиғим болмиғини билән, маңа санҗилған оқ зәхмигә дава йоқ» — дәйду» — дәрвәқә, Аюп 6:4дә Худа мени оқ етип яриландурди, дегән. Бирақ бизниңчә у Елихуниң өзини мошу йәрдә әйиплигини бойичә: «Худа мени ялған гәп қилишқа мәҗбурлайду» дәп ейтқан әмәс. Оқурмәнләр өзи бу сөзниң тоғра яки натоғра екәнлигини ойлалайду.

34:6 Аюп 6:4

34:7 «Униңға (Аюпқа) нисбәтән башқиларни һақарәтләш су ичкәндәк аддий иштур» — Аюпниң (қаттиқ азаптин дегән) бәзи сөзлири интайин аччиқланғанлиғидин ейтилғини билән, бизниңчә «Башқиларни һақарәтләш униңға нисбәтән су ичкәндәк аддий иштур» дегән бу сөз һәддидин ешип кәткән.

34:8 «У (Аюп) қәбиһлик қилғучиларға һәмраһ болуп ... рәзилләр билән биллә маңиду» — Елихуниң бу гепигә испат барму? Бизниңчә йоқ. Бирақ бу сөз көчмә мәнидә ейтилған болса «Аюп еғизда яманларниң йолида маңиду» дегән мәнидиму болуши мүмкин.

34:9 «Чүнки у: «Адәм Худадин сөйүнсә, бу униңға һеч қандақ пайдиси йоқ» деди» — бизниңчә, Аюп бу сөзни демигән; у өзиниң рәзилләр һеч җазаланмай, яманлиғини қиливеридиғанлиғини көргәнлигини ейтқан; бирақ у йәнә өзиниң уларниң яман йолида һәргиз маңмайдиғанлиғини ениқ ейтқан; шуңа Елихуниң бу гепи сәл адил болмиди, дәп қараймиз.

34:10 Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Аюп 8:3; 36:23; Зәб. 91:16; Рим. 9:14

34:11 Зәб. 61:13; Пәнд. 24:12; Йәр. 17:10; 32:19; Әз. 7:27; 33:20; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Әф. 6:8; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17; Вәһ. 22:12

34:13 «Ким Униңға йәр-зиминни аманәт қилған? Ким Уни пүткүл җаһанни башқурушқа тайинлиди?» — Елихуниң бу муназириси (10-13), бәлким, Худа шунчә жуқури орунда турғандин кейин, Униңға һеч адәм пара йегөзәлмәйду, Униң һөкүмигә һеч қандақ тәсир йәткүзәлмәйду, дегәнлик. Бирақ у әгәр: «Худа биздин интайин жуқури турғачқа, Униң адиллиғи биз тонуған һәм чүшинидиған адиллиқтин пүтүнләй башқичә, пүтүнләй башқа характерида» демәкчи болса, биз униң бу пикригә қошулмаймиз.

34:14 «Өзиниң Роһини һәм нәпәсини Өзигә қайтурувалсила,...» — яки «Өзи (Худа) униң роһини һәм нәпәси Өзигә қайтурувалсила...»

34:14 Зәб. 103:28-29; Топ. 12:7

34:15 «У пәқәт көңлидә шу нийәтни қилсила, өзиниң Роһини һәм нәпәсини өзигә қайтурувалсила, шуан барлиқ әт егилири биргә нәпәстин қалиду, адәмләр топа-чаңға қайтиду (14-15)» — демәк, Худа инсанни яратқандин кейин, һәммә иш «аптоматик һалда» давамлашмайду. Худа һәрдайим, һәр нәпәсидә инсандин хәвәр алиду — болмиса у һаят қалмайду.

34:15 Яр. 3:19; Топ. 12:7

34:17 «Адаләткә өч болғучи һөкүм сүрәләмду?» — дегән бу мәсилә «Аюп» дегән бу китапниң түп мәсилиси һесаплиниду. Бу йәрдә Елиху бу реторик соалға һеч қандақ җавап яки испат бәрмәйду. Күч-һоқуқлуқ болушниң, адаләтлик болушқа баравәр болуши натайин. Худа Өзиниң яхшилиғини, меһир-муһәббитини, һәммә сөзигә болған вападарлиғини, толуқ адалитини болса қилған ишлири арқилиқ испатлайду. Болупму Зәбур һәм Инҗилға асасән, Худа ахирда Өзи барлиқ қилған һөкүмлирини һәр бир инсанға ениқ намайән қилиду; шу күни Худаниң адил һөкүмлиригә һеч ким рәддийә берәлмәйду; у чағда Униң мутләқ адиллиғи һәммә инсанға испатлинип толуқ аян болиду.

34:17 Яр. 18:25; Аюп 5:18; 8:3; 21:22; Рим. 3:5

34:18 «У болса падишани: «Яримас!», мөтивәрләрни: «Рәзилләр» дегүчидур» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Падишаһларға: «Яримас!», мөтивәрләргә: «Рәзилләр!» дегили боламду?»

34:19 «У нә әмирләргә һеч йүз-хатирә қилмайду, нә байларни кәмбәғәлләрдин жуқури көрмәйду; чүнки уларниң һәммисини У Өз қоли билән яратқандур» — Аюп бу гәпни аңлиғанда гәп қилған болса: «Мән Худаниң мениң ишлиримни дәл ашундақ бетәрәплик бир тәрәп қилишини күтмәктимән!» дейиши мүмкин еди. Елихуниң бу гепи униңға анчә тәсәлли берәлмәйду.

34:19 Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 37:24; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Әф. 6:9; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17

34:21 2Тар. 16:9; Аюп 31:4; Зәб. 33:16-18; Пәнд. 5:21; 15:3; Йәр. 16:17; 32:19

34:22 «Шуңа қәбиһлик қилғучиларға йошурунғидәк һеч қараңғулуқ йоқтур... улар йошуруналмайду» — демәк, Худа барлиқ ишларни бирақла көрәлигәчкә, униң сотчи болушқа толуқ салаһийити бар.

34:22 Зәб. 138:11-12; Ам. 9:2, 3; Ибр. 4:13

34:23 «Чүнки Тәңри адәмләрни алдиға һөкүм қилишқа ... узунғичә күзитип жүрүшиниң һаҗити йоқтур» — бу айәтниң башқа хил тәрҗимилири учриши мүмкин.

34:27 Зәб. 27:4-5; Йәш. 5:12

34:28 «Улар (рәзилләр) шундақ қилип мискинләрниң налә-пәрядини униң алдиға киргүзиду, ... У (Худа) езилгүчиләрниң ялвурушини аңлайду» — Елиху бәлким бу сөзлирини Аюпқа даритип ейтиду: «Сән мундақ рәзил ишларни қилғанму?».

34:29 «У сүкүттә турса, ким ағринип қақшисун?» — айәтниң биринчи қисминиң башқа бир хил тәрҗимиси «У ишларни тиничландурса, ким ағринип қақшисун?». Айәтниң иккинчи қисмида, «Худаниң Өз йүзини йошурғанлиғи», шүбһисизки, униң кишиләргә мәлум бир хил җаза-савақ беришини билдүриду.

34:32 «...Өзүм билмигинимни маңа үгитип қойғайсән; мән яманлиқ қилған болсам, мән қайта қилмаймән» — Елиху шүбһисизки, Аюпни шундақ бир иқрарни (31-32-айәттики сөзләр билән) қилишқа дәвәт қиливатиду. Бирақ Аюпта тәкәббурлуқ болғини билән, у һәргизму «иплас» яки «мунапиқ»лардин әмәс.

34:36 «Аюп рәзил адмләрдәк җавап бәргән...» — Елихуниң бу сөзи болса наһайити еғир шикайәт һесаплиниду. Төвәндә Елиху Аюпни «асийлиқ қилған» дәпму әйипләйду. Бирақ дәрд-әләмдин, үмүтсизликтин, қаттиқ ағриқлардин чиққан аччиқ һәм гуманлиқ гәпни «асийлиқ» дегили һәргиз болмайду. Бу җәһәттә Елиху сәл һәддидин ишипрақ сөзлигән. «У ахирғичә синалсун!» дейишму «бир янда азатә олтарған» кишиләр үчүн демәккә асан гәптур!