Биринчиси сөз: «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; мән сап, мәндә һеч гуна йоқ...». Әмәлийәттә, Аюп бу сөзләрни қилмиған; у пәқәт Худаға: «Һәр бир гунайимни етирап қилип кәчүрүм қилиндим, һазир виҗданимға хилап һеч гунайимниң барлиғини билмәймән» дегәндәк сөзләрни қилған. Бу сөз өзини пүтүнләй сап, пүтүнләй бегуна, дегәнлик әмәс, әлвәттә. Елиху мошу йәрдә хаталиқ өткүзиду.
Иккинчиси сөз: «Мана, Худа сәвәп тепип маңа һуҗум қилиду, У мени Өз дүшмини дәп қарайду» — Бу сөз растла 13:24дә вә йәнә 14:7дә тепилиду.
Үчинчиси сөз: «У мениң путлиримни кишәнләргә салиду, һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — бу сөз 13:27дә тепилиду. ■Аюп 13:27; 14:16
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән немишкә униң билән дәвалишип: — «У инсанниң һәммә сөзлиригә һеч җавап бәрмәйду» дәп жүрисән?».
Иккинчи қурниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У уларни агаһлар билән қорқитиду».
□33:3 «Сөзлирим көңлүмдәк дурус болиду, ләвлирим сап болған тәлимни баян қилиду» — биз Елихуниң сөзлириниң бәзилирини наһайити дурус, шундақла Худаниң Роһиниң тәлими билән кәлгән, дәп қарисақму, бәзи җайларда у йәнила өз натиқлиғи билән сөз қилиду. Әгәр бизниң Елиху мәзкур китапниң язғучиси дегән пикримиз тоғра болидиған болса, у җәзмән бу җәһәттә өз кәмчилигини сәзмәй қалмайду. Шундақтиму у биз үчүн бу әмәлий сөһбәтни тәсвирләп қалдурған; өзиниң немә дегәнлигиниму (сөзмән болсиму)биз үчүн сәмимийлик билән хатириләйду. Бәзидә биз һәтта униң сөзлиридин уни бир һакавур адәм охшайду дәп пәрәз қилип қалимиз. Һалбуки, бизму билип йетишимиз керәкки, мәлум кишиниң сөзмән болуп кәткәнлиги билән гәплириниң һәммиси қуруқ болуши натайин. Биз һәммә адәмниң сөзини сәвир-тақәт һәм диққәт билән аңлишимизға тоғра келиду. Буниңдин сирт, Елихуниң шеир шәкилдә болған баянлири башқа сөзлигүчиләрниң шеирий сәвийисигә йәтмәйду. Бу йәнә униң бизгә бу әмәлий ишларни, әмәлий баянларни әйни-әйни қәйт қилғанлиғини испатлайду.
□33:4 «Һәммигә Қадирниң нәпәси мени җанландуриду» — яки «Һәммигә Қадирниң нәпәси маңа җан бәргән».
□33:7 «Бәрһәқ, мән саңа һеч вәһимә салмақчи әмәсмән» — Елиху мошу йәрдә Аюпқа башқиларниң сөзлириниң еғир кәлгәнлигини, шундақла униң өзиниң бәзи хияллиридин қорқуп кәткәнлигини азрақ сезип, уни хатирҗәм қилмақчи болған болуши мүмкин.
■33:8 Аюп 10:7; 16:17; 23:10,11; 27:5
□33:11 «Аюпниң «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; мән сап, мәндә һеч гуна йоқ... Мана, Худа мәндин сәвәп тепип ... Һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — дегәнлигиңни аңлидим» — (9-11-айәтләр) Елиху Аюпқа: «Қулиқимға мундақ гәп қилдиң» дәп униң қилған үч гепини әйипләйду. Биринчиси сөз: «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; мән сап, мәндә һеч гуна йоқ...». Әмәлийәттә, Аюп бу сөзләрни қилмиған; у пәқәт Худаға: «Һәр бир гунайимни етирап қилип кәчүрүм қилиндим, һазир виҗданимға хилап һеч гунайимниң барлиғини билмәймән» дегәндәк сөзләрни қилған. Бу сөз өзини пүтүнләй сап, пүтүнләй бегуна, дегәнлик әмәс, әлвәттә. Елиху мошу йәрдә хаталиқ өткүзиду. Иккинчиси сөз: «Мана, Худа сәвәп тепип маңа һуҗум қилиду, У мени Өз дүшмини дәп қарайду» — Бу сөз растла 13:24дә вә йәнә 14:7дә тепилиду. Үчинчиси сөз: «У мениң путлиримни кишәнләргә салиду, һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — бу сөз 13:27дә тепилиду.
□33:13 «Сән немишкә ... — «У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» дәп жүрисән?» — Аюп әслидә «У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» демигән; бәлки у Худаниң бәзи қилған ишлирини, болупму өз бешиға чүшүргәнлирини чүшәндүрмәйдиғанлиғини ейтқан еди. Елихуниңму мошу йеридә хаталиғи бар. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән немишкә униң билән дәвалишип: — «У инсанниң һәммә сөзлиригә һеч җавап бәрмәйду» дәп жүрисән?».
□33:14 «Бир қетим, икки қетим» — бәлким «бир нәччә қетим» вә шуниңдәк «һәр хил йол билән» дегәнни көрситидиған бир ибарә болуши мүмкин.
□33:16 «... У инсанларниң қулиқини ачиду, У уларға бәргән несиһәтни уларниң жүригигә мөһүрләйду» — биз Елихуниң бу сөзини наһайити әһмийити бар дәп қараймиз. У Худа Өз Роһи арқилиқ инсанға сөзлирини йәткүзүп несиһәт қилиду, дәйду; әгәр инсан бу сөзләргә қулақ салмиса, Худа йәнила шәпқити билән чүшләр арқилиқ инсан қулиқини ечип бу агаһландурушлирини һәм нәсиһитини бекитип мөһүрләйду. Иккинчи қурниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У уларни агаһлар билән қорқитиду».
□33:17 «Униң мәхсити адәмләрни яман йолидин яндуруштур, инсанни тәкәббурлуқтин сақлаштур» — Елихуниң чүшәндүрүши бойичә ейтқанда, инсанниң әң чоң мәсилиси тәкәббурлуқтин ибарәт. Худа Өз илтипати арқилиқ авал инсанға Роһи арқилиқ несиһәт қилиду; аңлимиса у чүшләр арқилиқ несиһәтни бекитиду; йәнә аңлимиса кесәллик яки башқа мүшкүллүкләр билән адәмни агаһландуруп, уни һалакәттин яндуриду (18-22-айәтләр). Бу җазалаш әмәс, бәлки Худаниң муһәббитидин чиққан тәрбийидур; У мана мошулар арқилиқ инсанни өз тәкәббурлуғиниң ақивитидин қоғдап қалиду. Елихуниң бу тәлими инсан үчүн зор әһмийәткә егә; Елихуниң тәлими Аюпниң әһвали тоғрисида чүшәнчә бәрмигән билән, униң сөзлириниң Аюпқа азрақ пайдиси тәккән болса керәк; азап-оқубәтләр болса, дәрвәқә қәлбидики тәкәббурлуқни ашкарилайду. Аюпниң ахирида қилған товилири асасән өз тәкәббурлуғиға нисбәтән болған (42-бап).
□33:23 «Әгәр униң билән бир тәрәптә туридиған келиштүргүчи бир пәриштә болса...» — «пәриштә» дегән сөз әмәлийәттә «хәвәр йәткүзгучи» дегән мәнидә. Тәврат биринчи қисим («Яритилиш») «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси»ни бизгә тонуштуриду; бу Пәриштә бирдин-бир, наһайити сирлиқ зат. Уни көргәнләрму: «Биз Худаниң Өзини көргән» дейишиду. Бу Пәриштә «Уз йери»дә турған Исмаил һәм аниси Һәҗәргә көрүнүп уларни уссузлуқтин қутқузған. Һеч болмиғанда, Елиху мошу йәрдә адәмни гунадин қутқузуш хизмити пәқәт инсан һәм Худа оттурисида туридиған, шундақла инсандин үстүн туридиған мундақ бир зат тәрипидин болиду, дәйду. Бу «Худаниң Пәриштиси» Елиху «миңдин бир» дегән бу Пәриштә Аюп илгири бешарәт қилған «Келиштүргүчи» һәм «Қутқузғучум» дегән заттин башқа бириси әмәс. Елиху бу йәрдә бизгә йәнила наһайити әһмийәтлик тәлим һәм карамәт бир бешарәтни бериватиду. «Инсан балисиға тоғра йолни көрситип беридиған ...» — яки «Инсан балисиға униң (демәк, Худаниң) һәққанийлиғи көрситип беридиған...».
□33:24 «... Мән ниҗат-қутулушқа капаләт алдим» — ибраний тилида «... Мән ниҗат-қутулушқа капаләт таптим».
□33:27 «У адәмләр алдида күй ейтип: ...» — яки «У адәмләргә қарап:...» яки «У адәмләр алдида етирап қилип:...».
□33:29 «Икки, һәтта үч мәртәм аян қилиду» — «икки, үч мәртәм» дегән сөз адәттә «бир нәччә мәртәм»ни көрситиду. Демәк, үч қетим билән тохтимайду; бу баян Худаниң бизгә болған чоңқур меһри-шәпқитини аян қилиду; бирақ һеч ким бу пакиттин пайдилинай дәп Худаниң сәвир-тақитини Синимисун, бу интайин хәтәрлик иш, әлвәттә!