13
Аюпниң достлириға сөзләштин тохтап, йәнә Худаға қарап сөзлиши
Мана, мениң көзүм буларниң һәммисини көрүп чиққан;
Мениң қулиқим буларни аңлап чүшәнгән.
Силәрниң билгәнлириңларни мәнму билимән;
Мениң силәрдин қелишқичилигим йоқ.
Бирақ мениң арзуюм Һәммигә қадир билән сөзлишиштур,
Мениң Худа билән муназирә қилғум келиду.«...мениң Худа билән муназирә қилғум келиду» — яки «...мениң Худа билән дәвалашқум келиду».
Силәр болсаңлар төһмәт чаплиғучилар,
Һәммиңлар ярамсиз тевипсиләр. Аюп 16:2
Силәр пәқәтла сүкүттә турған болсаңлар еди!
Бу силәр үчүн даналиқ болатти!Пәнд. 17:28
Мениң муназирәмгә қулақ селиңлар,
Ләвлиримдики муһакимиләрни аңлап беқиңлар.
Силәр Худаниң вакаләтчиси сүпитидә болувелип адилсиз сөз қиламсиләр?
Униң үчүн һейлә-микирлик гәп қилмақчимусиләр?Аюп 17:5; 32:21; 36:4
Униңға йүз-хатирә қилип хушамәт қилмақчимусиләр?!
Униңға вакалитән дәва соримақчимусиләр?
У ич-бағриңларни ахтуруп чиқса, силәр үчүн яхши болаттиму?
Инсан балисини алдиғандәк уни алдимақчимусиләр?
10  Силәр йүз-хатирә қилип йошурунчә хушамәт қилсаңлар,
У чоқум силәрни әйипләйду.«.... Силәр йүз-хатирә қилип йошурунчә хушамәт қилсаңлар, у чоқум силәрни әйипләйду» — Аюпниң сөзлири ичидә адәмни һәйран қалдуридиған нурғун мәниләр ипадилиниду. Аюпниң бу баяни улардин интайин гәвдилик болған бир мисал һесаплиниду. У үч достиға наһайити кәскин һалда Худаға хушамәтчилик қилишқа болмайдиғанлиғини билдүриду. 12-бапта у Худаниң адалитидин гуманлинип туруп сөзлигән болсиму, бирақ у мошу йәрдә Худа һәқиқәтни интайин әтиварлайду. Худа дурус, лилла гәпни бәк сөйиду, кишиләрниң Худаға вакаләтчи болувелип, өзиниң яки башқиларниң чирайлиқ пикрини ипадилишигә қәтъий болмайду, дегән көзқарашни ипадиләйду. Худаниң һөрмитигә лайиқ сөзләрни қилиш үчүн, Униң инсанға бәргән вәһийсини асас қилиш һәм шуниң билән бир вақитта реаллиқтин қәтъий айрилмай туруп, бу дуниядики көрүнәрлик пакитларға йүзлиниш зөрүрдур. Мәйли Худаға, мәйли башқиларға хушамәтлик яки ялған гәп қилишқа қәтъий болмайду.
У үч достиға агаһландуридуки, Худаға хушамәтчилик қилса, Худа уларни җазалайду. Бу гәп Аюпниң Худаниң адалитигә қәтъий ишәнгәнлигини көрситиду һәм униң һазирқи етиқати һәм гумани арисидики ичидә болған күрәшни бизгә аян қилиду.
11  Буниңдин көрә Униң һәйвисиниң силәрни қорқатқини,
Униң вәһимисиниң силәргә чүшкини түзүк әмәсму?
12  Пәнд-несиһәтиңлар пәқәт күлгә охшаш сөзләр, халас;
Силәр ишәш бағлиған истиһкамиңлар пәқәт лай истиһкамлар, халас.«Силәр ишәш бағлиған истиһкамиңлар пәқәт лай истиһкамлар...» — яки «Силәр ишәш бағлиған җаваплар пәқәт лай истиһкамлар...».
13  Мени ихтияримға қоюветип зуван сүрмәңлар, мени гәп қилғили қоюңлар.
Бешимға һәр немә кәлсә кәлсун!
14  Қандақла болмисун, җеним билән тәвәккул қилимән,
Мән җенимни алқинимға елип қойимән!«Қандақла болмисун, җеним билән тәвәккул қилимән» — сөзмусөз болса: «Қандақла болмисун (яни «немишкә») әтлиримни чишимда елип күрәш қилимән?» — у өзини кәскин күрәш қилмақчи болған бир һайванға охшитиду. «Мән җенимни алқинимға елип қойимән!» — яки: «Немишкә җенимни алқинимға елип қойдум?».
15  У җенимни алсиму мән йәнила Уни күтимән, Униңға тайинимән;
Бирақ қандақла болмисун мән тутқан йоллиримни Униң алдида ақлимақчимән; «У җенимни алсиму мән йәнила Уни күтимән, Униңға тайинимән...» — бу айәт Аюпниң етиқатқа әң толған баянлиридин бири. Ибраний тилида «күтүш» вә «тайиниш» бир пеил биләнла ипадилиниду.  Зәб. 22:4; Пәнд. 14:32
16  Бундақ қилишим маңа ниҗатлиқ болиду;
Чүнки иплас бир адәм униң алдиға баралмайду.
17 Сөзлиримни диққәт билән аңлаңлар,
Баянлиримға убдан қулақ селиңлар.
18  Мана, мән өз дәвайимни тәртиплиқ қилип тәйяр қилдим;
Мән өзүмниң һәқиқәтән ақлинидиғанлиғимни билимән.
19  Мән билән бәс-муназирә қилидиған қени ким баркин?
Һазир сүкүт қилған болсам, тиниқтин тохтиған болаттим!«Мән билән бәс-муназирә қилидиған қени ким баркин? Һазир сүкүт қилған болсам, тиниқтин тохтиған болаттим!» — бу текстниң төрт хил тәрҗимиси яки чүшәнчиси бар: — (1) Аюп бирәрсиниң өзи билән бәс-муназирә қилалайдиғанлиғиға ишәнмәйду; һәтта бириси бәс-муназиригә чиқсила: «Мән Униң соалиға писәнт қилмай, бу дуниядин кетимән» дегәндәк; (2) ...ундақ адәм чиқса, мән гәп қилмай сүкүттә өлүп кетишкә разимән!; (3) У кимниң өзини әйиплишидин қәтъийнәзәр, сүкүт қилишқа қәтъий унимайду; (4) Бирисиниң өзи билән йәнә бәс-муназирә қилғуси болса, тез болуши керәк, чүнки у пат арида дуниядин кетиду. Биз үчинчисини ишләттуқ.
20 Аһ Худа! Маңа пәқәт икки ишнила қилип бәргин;
Шундақ болғандила, мән өзүмни Сәндин қачурмаймән:Аюп 9:34; 33:7
21 — Қолуңни мәндин жирақ қилғин;
— Вәһимәң мени қорқатмисун.«Маңа пәқәт икки ишнила қилип бәргин... қолуңни мәндин жирақ қилғин; — вәһимәң мени қорқатмисун» — биринчи иш болса, Худаниң Өз қолини униңдин жирақ қилиши билән у азрақ дәм алалайду; иккинчи иш, Худаниң вәһимиси болмиса у җүръәтлик болуп сөз қилиду, дегәнлик.
22  Андин мени сот қилишқа чақир, мән саңа җавап беримән;
Яки мән Саңа дәвайимдин сөз қилсам, Сәнму маңа җавап берисән.
 
Аюп дәвасини давамлаштуриду
23  Мениң қәбиһликлирим һәм гуналирим зади қанчилик?
Итаәтсизлигим һәм гунайимни маңа көрситип бәр!
24  Немишкә дидариңни мәндин йошурисән?
Немишкә мени Өз дүшминиң дәп билдиң?Аюп 16:9; 19:11; 33:10; Жиғ. 2:5
25  Уяқ-буяққа учуруветилидиған анчики бир йопурмақни вәһимигә салмақчимусән?
Қуруп кәткән пахални қоғлимақчимусән?
26  Чүнки Сән мениң үстүмдин зәһәрдәк әрзләрни язисән,
Сән яшлиғимдики қәбиһликлиримни маңа қайтуруватисән.Зәб. 24:7
27-28 Мән чирип кәткән бир нәрсә,
Мән пәқәт күйә йегән бир кийимла болғиним билән,
Лекин Сән мениң путлиримни кишәнләйсән,
Һәммә йоллиримни күзитип жүрисән;
Тапанлиримға маңмаслиқ үчүн чәк сизип қойғансән. Аюп 33:11
 
 

13:3 «...мениң Худа билән муназирә қилғум келиду» — яки «...мениң Худа билән дәвалашқум келиду».

13:4 Аюп 16:2

13:5 Пәнд. 17:28

13:7 Аюп 17:5; 32:21; 36:4

13:10 «.... Силәр йүз-хатирә қилип йошурунчә хушамәт қилсаңлар, у чоқум силәрни әйипләйду» — Аюпниң сөзлири ичидә адәмни һәйран қалдуридиған нурғун мәниләр ипадилиниду. Аюпниң бу баяни улардин интайин гәвдилик болған бир мисал һесаплиниду. У үч достиға наһайити кәскин һалда Худаға хушамәтчилик қилишқа болмайдиғанлиғини билдүриду. 12-бапта у Худаниң адалитидин гуманлинип туруп сөзлигән болсиму, бирақ у мошу йәрдә Худа һәқиқәтни интайин әтиварлайду. Худа дурус, лилла гәпни бәк сөйиду, кишиләрниң Худаға вакаләтчи болувелип, өзиниң яки башқиларниң чирайлиқ пикрини ипадилишигә қәтъий болмайду, дегән көзқарашни ипадиләйду. Худаниң һөрмитигә лайиқ сөзләрни қилиш үчүн, Униң инсанға бәргән вәһийсини асас қилиш һәм шуниң билән бир вақитта реаллиқтин қәтъий айрилмай туруп, бу дуниядики көрүнәрлик пакитларға йүзлиниш зөрүрдур. Мәйли Худаға, мәйли башқиларға хушамәтлик яки ялған гәп қилишқа қәтъий болмайду. У үч достиға агаһландуридуки, Худаға хушамәтчилик қилса, Худа уларни җазалайду. Бу гәп Аюпниң Худаниң адалитигә қәтъий ишәнгәнлигини көрситиду һәм униң һазирқи етиқати һәм гумани арисидики ичидә болған күрәшни бизгә аян қилиду.

13:12 «Силәр ишәш бағлиған истиһкамиңлар пәқәт лай истиһкамлар...» — яки «Силәр ишәш бағлиған җаваплар пәқәт лай истиһкамлар...».

13:14 «Қандақла болмисун, җеним билән тәвәккул қилимән» — сөзмусөз болса: «Қандақла болмисун (яни «немишкә») әтлиримни чишимда елип күрәш қилимән?» — у өзини кәскин күрәш қилмақчи болған бир һайванға охшитиду. «Мән җенимни алқинимға елип қойимән!» — яки: «Немишкә җенимни алқинимға елип қойдум?».

13:15 «У җенимни алсиму мән йәнила Уни күтимән, Униңға тайинимән...» — бу айәт Аюпниң етиқатқа әң толған баянлиридин бири. Ибраний тилида «күтүш» вә «тайиниш» бир пеил биләнла ипадилиниду.

13:15 Зәб. 22:4; Пәнд. 14:32

13:19 «Мән билән бәс-муназирә қилидиған қени ким баркин? Һазир сүкүт қилған болсам, тиниқтин тохтиған болаттим!» — бу текстниң төрт хил тәрҗимиси яки чүшәнчиси бар: — (1) Аюп бирәрсиниң өзи билән бәс-муназирә қилалайдиғанлиғиға ишәнмәйду; һәтта бириси бәс-муназиригә чиқсила: «Мән Униң соалиға писәнт қилмай, бу дуниядин кетимән» дегәндәк; (2) ...ундақ адәм чиқса, мән гәп қилмай сүкүттә өлүп кетишкә разимән!; (3) У кимниң өзини әйиплишидин қәтъийнәзәр, сүкүт қилишқа қәтъий унимайду; (4) Бирисиниң өзи билән йәнә бәс-муназирә қилғуси болса, тез болуши керәк, чүнки у пат арида дуниядин кетиду. Биз үчинчисини ишләттуқ.

13:20 Аюп 9:34; 33:7

13:21 «Маңа пәқәт икки ишнила қилип бәргин... қолуңни мәндин жирақ қилғин; — вәһимәң мени қорқатмисун» — биринчи иш болса, Худаниң Өз қолини униңдин жирақ қилиши билән у азрақ дәм алалайду; иккинчи иш, Худаниң вәһимиси болмиса у җүръәтлик болуп сөз қилиду, дегәнлик.

13:24 Аюп 16:9; 19:11; 33:10; Жиғ. 2:5

13:26 Зәб. 24:7

13:27-28 Аюп 33:11