22
22-күй •••• Пәрвәрдигар мени баққучи падичимдур! •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
Давут язған күй: —
 
Пәрвәрдигар мени баққучи Падичимдур,
Муһтаҗ әмәсмән һеч нәрсигә;«Бу улуқ күй тоғрилиқ изаһат» — Пәләстиндики қойлар билән падичиниң мунасивити наһайити йеқин. У улар билән кечә-күндүз биллә болиду, уларға исим қойиду. Йеңи яйлаққа көчкәндә, падичи қойларниң бешида меңип, уларни чақирип йетәкләйду; уларниң беши тикәнликтә ярилинип қалса, падичи май билән сүрүп «мәсиһ қилиду»; бәзи падичилар һәтта амрақ қойлириға алаһидә қәдәһтин шарап ичуриду.  Йәш. 40:11; Йәр. 23:4; Әз. 34:23; Юһ. 10:11; 1Пет. 2:25; Вәһ. 7:17
У мени юмран чөпләрдә ятқузуп дәм алдурар;
Тинич ақидиған суларни бойлитип бақиду;
У вуҗудумни йеңилайду;
У һәққанийлиқ йолида Өз нами үчүн йетәкләйду;«У вуҗудумни йеңилайду» — «йеңилайду» ибраний тилида бу сөз «товиға қайтуриду» яки «товва қилдуриду» дегән мәнини өз ичигә алиду.
Һәтта мән өлүм сайиси болған җилғидин өтсәмму,
Һеч яманлиқтин қорқмаймән;
Чүнки Сән мән билән биллидурсән;
Сениң һасаң һәм тайиғиң маңа тәсәллидур.Зәб. 3:7; 117:6
Мени хар қилғучиларниң көз алдида маңа кәң дәстихан салисән;
Мениң бешимни май билән мәсиһ қилисән;
Қәдәһим ташиду;
Бәрһәқ, барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду;
Мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!«барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду» —яки «барлиқ күнлиримдә маңа әгишип һәмраһ болған өзгәрмәс шәпқәт немидигән яхши!». «мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!» — «Пәрвәрдигарниң дәргаһи» ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң өйидә». Давут бу күйни язғанда Йерусалимдики муқәддәс ибадәтхана техи мәвҗут әмәс еди.
 
 

22:1 «Бу улуқ күй тоғрилиқ изаһат» — Пәләстиндики қойлар билән падичиниң мунасивити наһайити йеқин. У улар билән кечә-күндүз биллә болиду, уларға исим қойиду. Йеңи яйлаққа көчкәндә, падичи қойларниң бешида меңип, уларни чақирип йетәкләйду; уларниң беши тикәнликтә ярилинип қалса, падичи май билән сүрүп «мәсиһ қилиду»; бәзи падичилар һәтта амрақ қойлириға алаһидә қәдәһтин шарап ичуриду.

22:1 Йәш. 40:11; Йәр. 23:4; Әз. 34:23; Юһ. 10:11; 1Пет. 2:25; Вәһ. 7:17

22:3 «У вуҗудумни йеңилайду» — «йеңилайду» ибраний тилида бу сөз «товиға қайтуриду» яки «товва қилдуриду» дегән мәнини өз ичигә алиду.

22:4 Зәб. 3:7; 117:6

22:6 «барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду» —яки «барлиқ күнлиримдә маңа әгишип һәмраһ болған өзгәрмәс шәпқәт немидигән яхши!». «мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!» — «Пәрвәрдигарниң дәргаһи» ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң өйидә». Давут бу күйни язғанда Йерусалимдики муқәддәс ибадәтхана техи мәвҗут әмәс еди.