23
23-күй •••• Пәрвәрдигарниң ғәлибиси 
  1 Давут язған күй: —  
Пәрвәрдигарға мәнсүптур, җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар;  
Униңға тәәллуқтур йәр йүзи вә униңда туруватқанларму; ◘Мис. 19:5; Қан. 10:14; Аюп 41:3; Зәб. 49:12; Мат. 21:2-3; 1Кор. 10:26,28   
 2 Чүнки җаһанниң улини чоңқур деңизлар үстигә орунлаштуруп,  
Йәрни сулар үстигә орнатқан Удур.   
 3 Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду?  
Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду? ◘Зәб. 14:1; Йәш. 33:14,15   
 4 — Қоллири гунадин пакиз, дили сап,  
Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған,  
Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду. ◼«Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған» — «қуруқ нәрсиләр» бутларни көрситиду.   
 5 Бундақ киши болса Пәрвәрдигардин бәхитни,  
Өз ниҗатлиғи болғучи Худадин һәққанийлиқни тапшурувалиду вә уни көтирип жүриду; ◼«... тапшурувалиду вә уни көтириду» — бу икки пеил ибраний тилида бирла пеил билән ипадилиниду.   
 6 Бу дәвир Уни издигүчи дәвирдур,  
Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси!  
 7 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар!  
Кәң ечилиңлар!  
И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!  
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду! ◼«И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! Кәң ечилиңлар! И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!» — қедимки заманларда қовуқлар ечилғанда жуқуридин көтириләтти.   
 8 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким?  
У Пәрвәрдигардур, у күчлүк вә қудрәтликтур!  
Пәрвәрдигар, җәң мәйданида қудрәтликтур! ◘ Мат. 21:10   
 9 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар!  
Кәң ечилиңлар!  
И мәңгүлүк ишикләр, бешиңларни көтириңлар!  
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!   
 10 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким?  
Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар болса, шан-шәрәп егиси Падишаһтур!  
Селаһ! ◘Мат. 21:10   
◘23:1 Мис. 19:5; Қан. 10:14; Аюп 41:3; Зәб. 49:12; Мат. 21:2-3; 1Кор. 10:26,28
◘23:3 Зәб. 14:1; Йәш. 33:14,15
◼23:4 «Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған» — «қуруқ нәрсиләр» бутларни көрситиду.
◼23:5 «... тапшурувалиду вә уни көтириду» — бу икки пеил ибраний тилида бирла пеил билән ипадилиниду.
◼23:6 «...Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси!» — сөзмусөз ибраний тилида: «Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқуп!». Бу тәрҗимиси тоғра болса, «Яқуп» мошу йәрдә МәсиҺни көрситиду. Йәнә бир хил тәрҗимиси «Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр болған Яқуптин ибарәттур».
◼23:7 «И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! Кәң ечилиңлар! И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!» — қедимки заманларда қовуқлар ечилғанда жуқуридин көтириләтти.